< 1 Thessalonians 3 >

1 For this reason, enduring no longer, we thought good to be left in Athens alone,
Шуниң билән биз [силәрдин хәвәрсиз] тақитимиз тақ болуп, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип,
2 and sent Timotheus—our brother, and a servant of God, and our fellow-workman in the good news of the Christ—to establish you, and to comfort you concerning your faith,
алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида Мәсиһниң хуш хәвиридә болуватқан хизмәтдишимиз Тимотийни силәрни етиқатта мустәһкәмләш-күчәйтиш вә риғбәтләндүрүш үчүн әвәтишни қарар қилдуқ;
3 that no one be moved in these tribulations, for you have known that we are set for this,
[бизниң уни әвәтиштики] мәхситимиз, һеч кимниң бешиңларға чүшкән мошу зәхмәт-қийинчилиқлар сәвәвидин [етиқатта] тәвринип қалмаслиғи үчүндур. Чүнки өзүңлар бундақ ишларға учрашқа алдин-ала бекитилгән, дәп билисиләр.
4 for even when we were with you, we said to you beforehand that we are about to suffer tribulation, as it also came to pass, and you have known [it];
Чүнки биз силәр билән биллә болған вақтимизда, силәргә һәммимиз азап-қийинчилиққа учримай қалмаймиз дәп алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлийәттә һазир дегинимиздәк болди, дәп билисиләр.
5 because of this also, I, no longer enduring, sent to know your faith, lest he who is tempting tempted you, and our labor might be in vain.
Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, етиқатиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, аздурғучи силәрни аздуруп бизниң силәргә сиңдүргән әҗримиз бекарға кәттимекин дәп әнсирәп, Тимотийни йениңларға әвәткән едим.
6 And Timotheus now having come to us from you, and having declared good news to us of your faith and love, and that you always have a good remembrance of us, desiring much to see us, as we also [to see] you,
Лекин Тимотий бая йениңлардин қайтип кәлгәндә, етиқатиңлар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип келип, силәрниң бизни һәрдайим сеғинип турғанлиғиңларни вә худди биз силәр билән дидарлишишқа тәлпүнгинимиздәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.
7 because of this we were comforted, brothers, over you, in all our tribulation and necessity, through your faith,
Шуниңдәк, әй қериндашлар, бешимизға чүшкән мошундақ барлиқ азап-оқубәт вә еғирчилиқ ичидә туриватқинимизда силәрдин, йәни чиң етиқатиңлардин риғбәт-тәсәлли таптуқ;
8 because now we live, if you may stand fast in the LORD.
Чүнки Рәбдә чиң турған болсаңлар, биз [өлмәй], һаят қалимиз!
9 For what thanks are we able to repay to God for you, for all the joy with which we delight because of you in the presence of our God,
Әнди силәр үчүн, Худайимиз алдида силәрниң вәҗиңлардин толиму шатландуқ, бу зор шатлиғимиздин силәр үчүн Худаға қанчилик дәриҗидә тәшәккүр ейтсақ болар?!
10 exceedingly imploring night and day, that we might see your face, and perfect the things lacking in your faith?
Силәр билән дидар көрүшүш вә етиқатиңлардики йетәрсизликләрни мукәммәл қилишқа муйәссәр болуш имканийити үчүн, кечә-күндүз Худаға зор тәлмүрүп йелинмақтимиз.
11 And our God and Father Himself, and our Lord Jesus Christ, direct our way to you,
Әнди бизниң ХудаАтимизниң Өзи һәм Рәббимиз Әйса бизниң йолимизни йениңларға башлиғай;
12 and the LORD cause you to increase and to abound in the love to one another, and to all, even as we also to you,
әнди меһир-муһәббәтимиз силәргә толғандәк, Рәб силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни ашуруп, толуп таштурғай;
13 in order to have established your hearts, blameless in sanctification before our God and Father, at the coming of our Lord Jesus Christ with all His holy ones.
һәм шундақ болғанда, Рәббимиз Әйса Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилири билән биллә қайтип кәлгәндә қәлбиңлар бизниң ХудаАтимиз алдида пак-муқәддәсликтә нуқсансиз болушқа мустәһкәмлиниду!

< 1 Thessalonians 3 >