< Zephaniah 3 >
1 Woe to her that is filthy and polluted, to the oppressing city!
Асийлиқ қилғучи, булғанған, җәбир-зулум йәткүзгүчи шәһәргә вай!
2 She obeyed not the voice; she received not correction; she trusted not in YHWH; she drew not near to her Elohim.
У авазни аңлимиди, тәрбийини қобул қилмиди; Пәрвәрдигарға таянмиди, Худасиға йеқинлашмиди.
3 Her princes within her are roaring lions; her judges are evening wolves; they gnaw not the bones till the morrow.
Униң оттурисида болған әмирлириниң һәммиси һөкирәйдиған ширлар, Униң сорақчилири болса кәчлиги овлайдиған, әтигини ғаҗилиғидәк һеч нәрсә қалдурмайдиған бөриләрдур;
4 Her prophets are light and treacherous persons: her priests have polluted the sanctuary, they have done violence to the law.
Униң пәйғәмбәрлири вәзинсиз, асий кишиләр; Униң каһинлири муқәддәс ибадәтханини булғайдиғанлар, Тәврат-қануниға бузғунчилиқ қилидиғанлар.
5 YHWH is righteous in the midst thereof; he will not do iniquity: every morning doth he bring his judgment to light, he faileth not; but the unjust knoweth no shame.
Һәққаний Пәрвәрдигар униң оттурисидидур; У һеч һәққанийәтсизлик қилмайду; Һәр әтигәндә адил һөкүмини аян қилиду; Һөкүмидә кәмчилик йоқтур; Бирақ намәрт адәм һеч номусни билмәйду.
6 I have cut off the nations: their towers are desolate; I made their streets waste, that none passeth by: their cities are destroyed, so that there is no man, that there is none inhabitant.
— Мән әлләрни үзүп ташливәткәнмән, Уларниң истиһкам потәйлири вәйранидур; Кочилирини һеч бир адәм өтмигидәк қилип харабә қилғанмән; Шәһәрлири адәмзатсиз, һеч турғучиси йоқ қилинип һалак болған.
7 I said, Surely thou wilt fear me, thou wilt receive instruction; so their dwelling should not be cut off, howsoever I punished them: but they rose early, and corrupted all their doings.
Мән: «Пәқәт Мәндин қорқуңлар, тәрбийини қобул қилиңлар» — дедим. Шундақ болғанда униңға һәммә бекиткәнлирим чүшүрүлмәй, макани һеч ханивәйран болмас. Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти.
8 Therefore wait ye upon me, saith YHWH, until the day that I rise up to the prey: for my determination is to gather the nations, that I may assemble the kingdoms, to pour upon them mine indignation, even all my fierce anger: for all the earth shall be devoured with the fire of my jealousy.
Шуңа Мени күтүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән гувалиқ беришкә орнумдин қозғалған күнгичә — Чүнки Мениң қарарим — әлләрни жиғиш, Падишаһлиқларни җәм қилиштин ибарәтки, Уларниң үстигә қәһримни, Һәммә дәһшәтлик аччиғимни бешиға төкүш үчүндур. Чүнки йәр йүзиниң һәммиси аччиқ ғәзивимниң оти билән көйдүрүветилиду.
9 For then will I turn to the people a pure language, that they may all call upon the name of YHWH, to serve him with one consent.
Чүнки шу тапта барлиқ әлләрниң Пәрвәрдигариниң намиға нида қилип чақириши үчүн, Униң хизмитидә бир җан бир тән болуши үчүн, Мән уларниң тилини сап бир тилға айландуримән,
10 From beyond the rivers of Ethiopia my suppliants, even the daughter of my dispersed, shall bring mine offering.
Чүнки Ефиопийә дәриялириниң нерисидин Мениң дуа-тилавәтчилирим, Йәни Мән тарқатқанларниң қизи, Маңа сунулған һәдийәни епкелиду.
11 In that day shalt thou not be ashamed for all thy doings, wherein thou hast transgressed against me: for then I will take away out of the midst of thee them that rejoice in thy pride, and thou shalt no more be haughty because of my holy mountain
Шу күни сән Маңа асийлиқ қилған барлиқ қилмишлириң түпәйлидин иза тартип қалмайсән; Чүнки шу тапта Мән тәкәббурлуғуңдин хошаллинип кәткәнләрни араңдин елип ташлаймән, Шуниң билән сән муқәддәс теғим түпәйлидин һалиңни иккинчи чоң қилмайсән;
12 I will also leave in the midst of thee an afflicted and poor people, and they shall trust in the name of YHWH.
Вә Мән араңда кәмтәр һәм мискин бир хәлиқни қалдуримән, Улар Пәрвәрдигарниң намиға тайиниду.
13 The remnant of Israel shall not do iniquity, nor speak lies; neither shall a deceitful tongue be found in their mouth: for they shall feed and lie down, and none shall make them afraid.
Исраилниң қалдиси нә қәбиһлик қилмайду, Нә ялған сөзлимәйду, Нә уларниң ағзидин алдамчи тил тепилмайду; Улар бәлки озуқлинип, ятиду, Һеч ким уларни қорқутмайду.
14 Sing, O daughter of Zion; shout, O Israel; be glad and rejoice with all the heart, O daughter of Jerusalem.
Яйрап-яшна, и Зион қизи! Тәнтәнә қилип вақира, и Исраил! Пүтүн қәлбиң билән хошал болуп шатлан, и Йерусалимниң қизи!
15 YHWH hath taken away thy judgments, he hath cast out thine enemy: the king of Israel, even YHWH, is in the midst of thee: thou shalt not see evil any more.
Пәрвәрдигар сени җазалайдиған һөкүмләрни елип ташлиди, Дүшминиңни қайтурувәтти; Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар араңдидур; Яманлиқни иккинчи көрмәйсән.
16 In that day it shall be said to Jerusalem, Fear thou not: and to Zion, Let not thine hands be slack.
Шу күни Йерусалимға ейтилидуки, «Қорқма, и Зион! Қоллириң бошап, саңгилап кәтмисун!
17 YHWH thy Elohim in the midst of thee is mighty; he will save, he will rejoice over thee with joy; he will rest in his love, he will joy over thee with singing.
Пәрвәрдигар Худайиң араңда, Қутқузидиған қудрәт Егисидур! У шатлиқ билән үстүңдә шатлиниду; Өз меһир-муһәббитидә арам алиду; Үстүңдә нахшилар ейтип яйрап-яшнайду.
18 I will gather them that are sorrowful for the solemn assembly, who are of thee, to whom the reproach of it was a burden.
Җәмийәт сорунлиридики номуссиз ибадәт түпәйлидин араңлардин азапланғанларни жиғимән; Буларниң шәрмәндиликлири уларға еғир келәтти.
19 Behold, at that time I will undo all that afflict thee: and I will save her that halteth, and gather her that was driven out; and I will get them praise and fame in every land where they have been put to shame.
Мана, Мән шу тапта сени харлиғанларниң һәммисини бир тәрәп қилимән, Ақсақ болған қизни қутқузимән; Талаға һайдиветилгән қизни жиғимән; Дәл улар хорланған барлиқ зиминларда уларни [Өзүмгә] мәдһийә кәлтүргүчи, шөһрәт болғучи қилип тикләймән.
20 At that time will I bring you again, even in the time that I gather you: for I will make you a name and a praise among all people of the earth, when I turn back your captivity before your eyes, saith YHWH.
Мән шу тапта, йәни силәрни жиққан вақитта, силәрни [өйгә] епкелимән; Чүнки Мән көз алдиңларда силәрни асарәттин азатлиққа чиқарғинимда, Силәрни йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида шөһрәтлик, [Өзәмгә] мәдһийә кәлтүргүчи қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.