< 2 Corinthians 1 >
1 Paul, an apostle of Jesus Christ by the will of God, and Timothy our brother, to the church of God which is at Corinth, with all the saints which are in all Achaia:
Худаниң ирадиси билән бекитилгән, Мәсиһ Әйсаниң расули мәнки Павлус вә қериндаш болған Тимотийдин Коринт шәһиридә туруватқан, Худаниң җамаитигә вә шуниңдәк пүткүл Ахая өлкисидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам!
2 Grace be to you and peace from God our Father, and from the Lord Jesus Christ.
Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
3 Blessed be God, even the Father of our Lord Jesus Christ, the Father of mercies, and the God of all comfort;
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси, рәһимдиллиқларниң егиси Ата, барлиқ риғбәт-тәсәллиниң Егиси болған Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулғай!
4 Who comforts us in all our tribulation, that we may be able to comfort them which are in any trouble, by the comfort with which we ourselves are comforted of God.
Биз учриған һәр қандақ җапа-мушәққәттә У бизгә риғбәт-тәсәлли бериватиду, шуниң билән биз Худа тәрипидин риғбәтләндүрүлгән болуп У йәткүзгән риғбәт-тәсәлли билән һәр қандақ башқа җапа-мушәққәткә учриғанларға риғбәт-тәсәлли берәләйдиған болдуқ.
5 For as the sufferings of Christ abound in us, so our consolation also abounds by Christ.
Чүнки, Мәсиһниң азап-оқубәтлири биз тәрәпкә ешип ташқандәк, Мәсиһ арқилиқ болған риғбәт-тәсәллимизму ешип ташиду.
6 And whether we be afflicted, it is for your consolation and salvation, which is effectual in the enduring of the same sufferings which we also suffer: or whether we be comforted, it is for your consolation and salvation.
Амма биз җапа-мушәққәттә қалсақму бу силәрниң риғбәт-тәсәлли вә ниҗат тепишиңлар үчүн болиду; булар силәрниң биз тартқан азап-оқубәтләргә охшаш азап-оқубәтләргә чидишиңлар билән силәрдиму һасил қилиниду; биз риғбәт-тәсәлли тапсақму у силәрниң риғбәт-тәсәллириңлар вә ниҗатиңлар үчүн болиду; шуңа бизниң силәргә бағлиған үмүтүмиз мустәһкәмдур; чүнки силәр азап-оқубәтләрдин ортақ несивилик болсаңлар, охшашла риғбәт-тәсәллидин ортақ несивилик болисиләр дәп билимиз.
7 And our hope of you is steadfast, knowing, that as you are partakers of the sufferings, so shall you be also of the consolation.
8 For we would not, brothers, have you ignorant of our trouble which came to us in Asia, that we were pressed out of measure, above strength, so that we despaired even of life:
Чүнки, и қериндашлар, силәрниң Асияда дуч кәлгән җапа-мушәққәттин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймиз; у вақитларда биз чидиғусиз еғир бесимға дуч кәлдуқ, һәтта һаятниң өзидин үмүт үзгидәк болған едуқ.
9 But we had the sentence of death in ourselves, that we should not trust in ourselves, but in God which raises the dead:
Амма өзимизгә әмәс, бәлки өлгәнләрни тирилдүргүчи Худаға тайинишимиз үчүн қәлбимиздә өлүмгә мәһкүм қилинғандәк жүрәттуқ.
10 Who delivered us from so great a death, and does deliver: in whom we trust that he will yet deliver us;
У бизни бундақ дәһшәтлик бир өлүмдин қутқузған вә һазир қутқузмақта, вә бизни йәнила қутқузиду, дәп униңға үмүт бағлидуқ;
11 You also helping together by prayer for us, that for the gift bestowed on us by the means of many persons thanks may be given by many on our behalf.
силәрму буниңда һәм биз үчүн дуа-тилавәтләр билән мәдәт бериватисиләр; шундақ қилип талай адәмләрниң вастиси арқилиқ бизгә көрситилгән илтипат түпәйлидин талай адәмләр [Худаға] рәхмәтләр ейтидиған болиду.
12 For our rejoicing is this, the testimony of our conscience, that in simplicity and godly sincerity, not with fleshly wisdom, but by the grace of God, we have had our conversation in the world, and more abundantly to you-ward.
Чүнки пәхримиз, йәни виҗданимизниң гувалиғи шуки, Худаниң алдида сап нийәтләр вә сәмимийлик билән (инсаний парасәт билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән) биз бу дунияға нисбәтән вә болупму силәргә нисбәтән өзимизни тутувалидиған болдуқ.
13 For we write none other things to you, than what you read or acknowledge; and I trust you shall acknowledge even to the end;
Чүнки силәргә язғинимиз оқуялайдиған вә тонуп йетәләйдиғандин башқа һеч нәрсә әмәс; лекин мән силәрниң бизни қисмән тонуп йәткиниңлар бойичә Рәб Әйсаниң күнидә силәр бизниң пәхримиз болидиғиниңлардәк бизләрниму силәрниң пәхриңлар болиду дәп бизни толуқ тонуп йетишиңларни үмүт қилимән.
14 As also you have acknowledged us in part, that we are your rejoicing, even as you also are ours in the day of the Lord Jesus.
15 And in this confidence I was minded to come to you before, that you might have a second benefit;
Шуниң билән мошундақ ишәштә болуп мән әслидә иккинчи қетим силәргә меһри-шәпқәтни йәткүзүшкә авал силәрниң қешиңларға бармақчидим;
16 And to pass by you into Macedonia, and to come again out of Macedonia to you, and of you to be brought on my way toward Judaea.
йәни, қешиңлардин Македонийәгә өтүп, андин Македонийәдин йәнә қешиңларға келишни, шундақла силәр тәрипиңлардин Йәһудийә өлкисигә узитилишимни үмүт қилған едим.
17 When I therefore was thus minded, did I use lightness? or the things that I purpose, do I purpose according to the flesh, that with me there should be yes yes, and no no?
Мәндә шундақ нийәт болғанда, мән уни йениклик билән қарар қилғанму? Мән нийәт қилғанда, мәндә «әтлик» кишиләрдикидәк: бирдәм «бәрһәқ, бәрһәқ» вә бирдәм «яқ, яқ» дейиш барму?
18 But as God is true, our word toward you was not yes and no.
Амма Өз сөзидә турғинидәк, бизниң силәргә ейтқан сөзимиз бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» болмайду;
19 For the Son of God, Jesus Christ, who was preached among you by us, even by me and Silvanus and Timotheus, was not yes and no, but in him was yes.
Чүнки биз (мән вә Силванус вә Тимотий)ниң араңларда җакалиқинимиз — Худаниң Оғли, Әйса Мәсиһ, бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» әмәстур; бәлки Униңда «бәрһәқ»ла бардур.
20 For all the promises of God in him are yes, and in him Amen, to the glory of God by us.
Чүнки Худаниң қанчилик вәдилири болушидин қәтъинәзәр, улар Униңда «бәрһәқ»тур, вә биз арқилиқ Униңдиму Худаға шан-шәрәп кәлтүридиған «Амин» бардур.
21 Now he which establishes us with you in Christ, and has anointed us, is God;
Әнди бизләрни силәр билән биллә Мәсиһдә чиң турғузғучи болғини һәм бизни мәсиһлигини болса Худадур.
22 Who has also sealed us, and given the earnest of the Spirit in our hearts.
У йәнә үстимизгә мөһүр бесип, қәлбимизгә Өз Роһини «капаләт» болушқа ата қилди.
23 Moreover I call God for a record on my soul, that to spare you I came not as yet to Corinth.
Амма Худани өз җенимға гувачи болушқа чақиримәнки, Коринтқа техи бармиғанлиғимниң сәвәви көңлуңларни аяш үчүн еди.
24 Not for that we have dominion over your faith, but are helpers of your joy: for by faith you stand.
Һәргиз өзимизни иман-етиқатиңлар үстигә һөкүм сүргүчиләрмиз, демәк, бәлки силәрниң шат-хурамлиғиңларни ашурушқа силәргә һәмкарлашқучилармиз; чүнки силәр етиқат арқилиқла мәзмут турисиләр.