< Psalms 126 >
1 A Song of Ascents. When the LORD brought back those that returned to Zion, we were like unto them that dream.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә, Биз чүш көргәндәкла болдуқ;
2 Then was our mouth filled with laughter, and our tongue with singing; then said they among the nations: 'The LORD hath done great things with these.'
Ағзимиз күлкигә, Тилимиз шатлинишқа толди; Шу тапта әлләр арисида улар: — «Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти.
3 The LORD hath done great things with us; we are rejoiced.
Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди, Биз булардин шатлинимиз.
4 Turn our captivity, O LORD, as the streams in the dry land.
Җәнуптики қуруқ ериқлар [шар-шар суларға] айландурулғандәк, Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар;
5 They that sow in tears shall reap in joy.
Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар;
6 Though he goeth on his way weeping that beareth the measure of seed, he shall come home with joy, bearing his sheaves.
Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши, Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.