< Proverbs 27 >
1 Boast not thyself of to-morrow; for thou knowest not what a day may bring forth.
Әтики күнүң тоғрилиқ махтанма, Чүнки бир күни немә болидиғиниңниму билмәйсән.
2 Let another man praise thee, and not thine own mouth; a stranger, and not thine own lips.
Сени башқилар махтисун, өз ағзиң мундақ қилмисун, Ят адәм сени махтисун, өз ләвлириң ундақ қилмисун.
3 A stone is heavy, and the sand weighty; but a fool's vexation is heavier than they both.
Таш еғир, қум хелә җиң басар, Бирақ ахмақ кәлтүридиған хапичилиқ иккисидин техиму еғирдур.
4 Wrath is cruel, and anger is overwhelming; but who is able to stand before jealousy?
Ғәзәп рәһимсиздур, Қәһр болса кәлкүндәк адәмни еқитип кетәр, Бирақ ким һәсәтхорлуқ алдида тақабил туралисун?
5 Better is open rebuke than love that is hidden.
Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
6 Faithful are the wounds of a friend; but the kisses of an enemy are importunate.
Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду; Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур.
7 The full soul loatheth a honeycomb; but to the hungry soul every bitter thing is sweet.
Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур, Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр.
8 As a bird that wandereth from her nest, so is a man that wandereth from his place.
Жут маканидин айрилған киши, Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.
9 Ointment and perfume rejoice the heart; so doth the sweetness of a man's friend by hearty counsel.
Әтир вә хушбуй көңүлни ачар, Җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр. Җан көйәр достниң сәмимий, хушхуй мәслиһәти кишини хуш қилур.
10 Thine own friend, and thy father's friend, forsake not; neither go into thy brother's house in the day of thy calamity; better is a neighbour that is near than a brother far off.
Өз достуңни, атаңниң достиниму унтума; Бешиңға күн чүшкәндә қериндишиңниң өйигә кирип йелинма; Йеқиндики дост, жирақтики қериндаштин әла.
11 My son, be wise, and make my heart glad, that I may answer him that taunteth me.
И оғлум, дана бол, көңлүмни хуш қил, Шундақ қилғиниңда мени мәсқирә қилидиғанларға җавап берәләймән.
12 A prudent man seeth the evil, and hideth himself; but the thoughtless pass on, and are punished.
Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
13 Take his garment that is surety for a stranger; and hold him in pledge that is surety for an alien woman.
Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
14 He that blesseth his friend with a loud voice, rising early in the morning, it shall be counted a curse to him.
Қақ сәһәрдә туруп, жуқури авазда достиға бәхит тилигәнлик, Өзини қарғаш һесаплинар.
15 A continual dropping in a very rainy day and a contentious woman are alike;
Ямғурлуқ күндики тохтимай чүшкән тамчә-тамчә йеғин, Вә соқушқақ хотун бир-биригә охшаштур.
16 He that would hide her hideth the wind, and the ointment of his right hand betrayeth itself.
Уни тизгәнләш боранни тосқанға, Яки яғни оң қол билән чаңгаллиғанға охшаштур.
17 Iron sharpeneth iron; so a man sharpeneth the countenance of his friend.
Төмүрни төмүргә билисә өткүрләшкәндәк, Достларму бир-бирини өткүрләштүрәр.
18 Whoso keepeth the fig-tree shall eat the fruit thereof; and he that waiteth on his master shall be honoured.
Әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи униңдин әнҗир йәйду; Ғоҗайинини асрап күткән қул иззәт тапиду.
19 As in water face answereth to face, so the heart of man to man.
Суда адәмниң йүзи әкс әткәндәк, Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр.
20 The nether-world and Destruction are never satiated; so the eyes of man are never satiated. (Sheol )
Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк, Адәмниң [ач] көзлири қанаәт тапмас. (Sheol )
21 The refining pot is for silver, and the furnace for gold, and a man is tried by his praise.
Сапал қазан күмүчни, чанақ алтунни тавлар, Адәм болса махталғанда синилар.
22 Though thou shouldest bray a fool in a mortar with a pestle among groats, yet will not his foolishness depart from him.
Ахмақни буғдай билән биргә сәндәлдә талқан қилип соқсаңму, Ахмақлиғи йәнила униңда турар.
23 Be thou diligent to know the state of thy flocks, and look well to thy herds;
Падилириңниң әһвалини убдан билип тур, Мал-варанлириңдин яхши хәвәр ал;
24 For riches are not for ever; and doth the crown endure unto all generations?
Чүнки байлиқниң мәңгү капалити болмас, Таҗ-тәхтму дәвирдин-дәвиргичә турамду?
25 When the hay is mown, and the tender grass showeth itself, and the herbs of the mountains are gathered in;
Қуруған чөпләр орулғандин кейин, Юмран чөпләр өсүп чиққанда, Тағ бағридинму явайи чөпләр жиғилғанда,
26 The lambs will be for thy clothing, and the goats the price for a field.
Шу чағда қозиларниң жуңлири қирқилип кийимиң болар; Өшкиләрни сатқан пулға бир етиз келәр,
27 And there will be goats' milk enough for thy food, for the food of thy household; and maintenance for thy maidens.
Һәмдә өшкиләрниң сүтлири сениң һәм аилидикилириңниң озуқлуғини, Дедәклириңниң қосиғини тәминләшкиму йетәр.