< Judges 2 >
1 And the angel of the LORD came up from Gilgal to Bochim. And he said: '...I made you to go up out of Egypt, and have brought you unto the land which I swore unto your fathers; and I said: I will never break My covenant with you;
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән;
2 and ye shall make no covenant with the inhabitants of this land; ye shall break down their altars; but ye have not hearkened unto My voice; what is this ye have done?
Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?!
3 Wherefore I also said: I will not drive them out from before you; but they shall be unto you as snares, and their gods shall be a trap unto you.'
Шуңа Мән [шу чағда] силәргә: «[Шундақ қилсаңлар] уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.
4 And it came to pass, when the angel of the LORD spoke these words unto all the children of Israel, that the people lifted up their voice, and wept.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти.
5 And they called the name of that place Bochim; and they sacrificed there unto the LORD.
Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.
6 Now when Joshua had sent the people away, the children of Israel went every man unto his inheritance to possess the land.
Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти.
7 And the people served the LORD all the days of Joshua, and all the days of the elders that outlived Joshua, who had seen all the great work of the LORD, that He had wrought for Israel.
Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму [Исраил] хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
8 And Joshua the son of Nun, the servant of the LORD, died, being a hundred and ten years old.
Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
9 And they buried him in the border of his inheritance in Timnath-heres, in the hill-country of Ephraim, on the north of the mountain of Gaash.
Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
10 And also all that generation were gathered unto their fathers; and there arose another generation after them, that knew not the LORD, nor yet the work which He had wrought for Israel.
Бу дәвирдикиләрниң һәммиси [өлүп] өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
11 And the children of Israel did that which was evil in the sight of the LORD, and served the Baalim.
Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти.
12 And they forsook the LORD, the God of their fathers, who brought them out of the land of Egypt, and followed other gods, of the gods of the peoples that were round about them, and worshipped them; and they provoked the LORD.
Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
13 And they forsook the LORD, and served Baal and the Ashtaroth.
Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти.
14 And the anger of the LORD was kindled against Israel, and He delivered them into the hands of spoilers that spoiled them, and He gave them over into the hands of their enemies round about, so that they could not any longer stand before their enemies.
Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди.
15 Whithersoever they went out, the hand of the LORD was against them for evil, as the LORD had spoken, and as the LORD had sworn unto them; and they were sore distressed.
Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди.
16 And the LORD raised up judges, who saved them out of the hand of those that spoiled them.
Андин Пәрвәрдигар [уларниң арисидин] батур һакимларни турғузди, улар [Исраилларни] талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти.
17 And yet they hearkened not unto their judges, for they went astray after other gods, and worshipped them; they turned aside quickly out of the way wherein their fathers walked, obeying the commandments of the LORD; they did not so.
Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди.
18 And when the LORD raised them up judges, then the LORD was with the judge, and saved them out of the hand of their enemies all the days of the judge; for it repented the LORD because of their groaning by reason of them that oppressed them and crushed them.
Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти.
19 But it came to pass, when the judge was dead, that they turned back, and dealt more corruptly than their fathers, in following other gods to serve them, and to worship them; they left nothing undone of their practices, nor of their stubborn way.
Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти.
20 And the anger of the LORD was kindled against Israel; and He said: 'Because this nation have transgressed My covenant which I commanded their fathers, and have not hearkened unto My voice;
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн,
21 I also will not henceforth drive out any from before them of the nations that Joshua left when he died;
буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән;
22 that by them I may prove Israel, whether they will keep the way of the LORD to walk therein, as their fathers did keep it, or not.'
буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди.
23 So the LORD left those nations, without driving them out hastily; neither delivered He them into the hand of Joshua.
Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.