< Exodus 21 >

1 Now these are the ordinances which thou shalt set before them.
— Сән уларниң алдиға қойидиған һөкүм-бәлгүлимиләр мунулардур: —
2 If thou buy a Hebrew servant, six years he shall serve; and in the seventh he shall go out free for nothing.
Әгәр сән бир ибраний қулни сетивалған болсаң, у алтә жилғичә хизмитиңдә болуп, йәттинчи жили төләмсиз һөр қилинсун.
3 If he come in by himself, he shall go out by himself; if he be married, then his wife shall go out with him.
У қул қилинишқа тәнһа һаләттә елип келингән болса, тәнһа һаләттә кәтсун. Аяли билән биргә елип келингән болса, аялиму униң билән биллә кәтсун.
4 If his master give him a wife, and she bear him sons or daughters; the wife and her children shall be her master's, and he shall go out by himself.
Әгәр ғоҗиси униңға хотун елип бәргән болса, шундақла аяли униңға оғул-қизларни туғуп бәргән болса, аял балилири билән ғоҗисиға қелип, әр ялғуз кәтсун.
5 But if the servant shall plainly say: I love my master, my wife, and my children; I will not go out free;
Лекин әгәр қул елан қилип: «Мән ғоҗам, аялим вә балилиримға муһәббитим болғини үчүн һөр болуп кәтмәймән» десә,
6 then his master shall bring him unto God, and shall bring him to the door, or unto the door-post; and his master shall bore his ear through with an awl; and he shall serve him for ever.
ундақта униң ғоҗиси уни Худаниң [ибадәт соруниниң] алдиға елип берип, уни ишикниң алдида яки ишикниң кешикиниң алдида турғузсун; андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун. Шундақ қилип, у мәңгүгә ғоҗисиниң қули болуп қалиду.
7 And if a man sell his daughter to be a maid-servant, she shall not go out as the men-servants do.
Әгәр бирким қизини дедәкликкә сетивәткән болса, у әр қуллар һөр қилинғандәк һөр қилинмисун.
8 If she please not her master, who hath espoused her to himself, then shall he let her be redeemed; to sell her unto a foreign people he shall have no power, seeing he hath dealt deceitfully with her.
Әгәр өзигә хас сетивалған қиз ғоҗисиға яқмиса, ундақта у қиз тәрәпниң һәқ төләп уни һөр қилишиға йол қоюши керәк. Лекин ғоҗисиниң уни ят хәлиққә сетиш һоқуқи болмайду; чүнки ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур.
9 And if he espouse her unto his son, he shall deal with her after the manner of daughters.
Әгәр у қизни оғлиға хас бекиткән болса, ундақта у бәлгүлимиләр бойичә униңға өз қизидәк муамилә қилсун.
10 If he take him another wife, her food, her raiment, and her conjugal rights, shall he not diminish.
Әгәр ғоҗиси йәнә хотун алса, әслидә әмригә алған дедигиниң йемәк-ичмекини, кийим-кечигини вә әр-хотунчилиқ бурчини кемәйтмисун.
11 And if he do not these three unto her, then shall she go out for nothing, without money.
Әгәр у шу үч ишни ада қилмиса, ундақта у бәдәл төлимәй һөр болсун.
12 He that smiteth a man, so that he dieth, shall surely be put to death.
Кимки бир адәмни уруп өлтүрүп қойса, уму чоқум өлтүрүлсун.
13 And if a man lie not in wait, but God cause it to come to hand; then I will appoint thee a place whither he may flee.
Лекин әгәр у киши [өлгүчиниң] җенини пайлап туруп қәстән өлтүрмигән, бәлки мән Худа униң қоли арқилиқ шу кишиниң өлүшигә йол қойған болсам, ундақ әһвалда Мән униңға қачидиған бир җайни орунлаштуримән.
14 And if a man come presumptuously upon his neighbour, to slay him with guile; thou shalt take him from Mine altar, that he may die.
Лекин әгәр бириси өз хошнисини һейлә билән өлтүримән дәп, униңға қәстән һуҗум қилса, у гәрчә [панаһ издәп] қурбангаһимға қечип кәлсиму, у шу йәрдә тутулсун вә өлүмгә мәһкүм қилинсун.
15 And he that smiteth his father, or his mother, shall be surely put to death.
Кимки өз атиси яки анисиға қол тәккүзсә, чоқум өлтүрүлсун.
16 And he that stealeth a man, and selleth him, or if he be found in his hand, he shall surely be put to death.
Кимки бир адәмни булап сатқан болса яки униң қолида барлиғи мәлум болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17 And he that curseth his father or his mother, shall surely be put to death.
Кимки өз атиси яки анисиға ләнәт қилип қарғиған болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
18 And if men contend, and one smite the other with a stone, or with his fist, and he die not, but keep his bed;
Әгәр икки киши урушуп қелип, бири йәнә бирини таш я мошти билән урса, урулған киши өлмәй, орун тутуп йетип қалған болса,
19 if he rise again, and walk abroad upon his staff, then shall he that smote him be quit; only he shall pay for the loss of his time, and shall cause him to be thoroughly healed.
у киши қопуп һасиға тайинип ташқириға чиққидәк болса, ундақта уни урған киши җазадин халас қилинсун; пәқәт зәхимләнгүчиниң йетип иштин қалған вақти үчүн төләм берип, уни давалитип сәллимаза сақайтсун.
20 And if a man smite his bondman, or his bondwoman, with a rod, and he die under his hand, he shall surely be punished.
Әгәр бириси қули яки дедигини таяқта урса, шундақла қул яки дедәк нәқ мәйданда өлүп кәтсә, униң үчүн [игиси] чоқум җазаға тартилсун.
21 Notwithstanding if he continue a day or two, he shall not be punished; for he is his money.
Лекин әгәр таяқ йегүчи бир-икки күн тирик турса, ундақта қул ғоҗайининиң шәхси мал-мүлки болғини үчүн, қулниң җазасиға тартилмисун.
22 And if men strive together, and hurt a woman with child, so that her fruit depart, and yet no harm follow, he shall be surely fined, according as the woman's husband shall lay upon him; and he shall pay as the judges determine.
Әгәр кишиләр бир-бири билән урушуп қелип, һамилдар бир аялни уруп салса, һамилдар аялда балиси балдур туғулушидин башқа зәхимлиниш болмиса, аялниң ериниң төләм тәливи бойичә һакимларниң тәстиқидин өткүзүлүп җәриманә төлисун.
23 But if any harm follow, then thou shalt give life for life,
Әгәр [аял яки бала] зиян-зәхәткә учриған болса, ундақта җениға җан,
24 eye for eye, tooth for tooth, hand for hand, foot for foot,
көзигә көз, чишиға чиш, қолиға қол, путиға пут,
25 burning for burning, wound for wound, stripe for stripe.
көйүккә көйүк, зәхимгә зәхим, көккә көк төләнсун.
26 And if a man smite the eye of his bondman, or the eye of his bondwoman, and destroy it, he shall let him go free for his eye's sake.
Әгәр бириси өз қул я дедигиниң көзини уруп накар қилип қойса, көзи вәҗидин уни азат қилсун.
27 And if he smite out his bondman's tooth, or his bondwoman's tooth, he shall let him go free for his tooth's sake.
Шуниңдәк бириси өз қули я дедигиниң чишини уруп чиқиривәткән болса, чиши вәҗидин уни азат қилсун».
28 And if an ox gore a man or a woman, that they die, the ox shall be surely stoned, and its flesh shall not be eaten; but the owner of the ox shall be quit.
Әгәр бир кала бир әр яки аял кишини үсүп өлтүрүп қойса, шу кала чоқум чалма-кесәк қилиниши керәк, униң гөши йейилмисун. Лекин калиниң егисигә гуна кәлмисун.
29 But if the ox was wont to gore in time past, and warning hath been given to its owner, and he hath not kept it in, but it hath killed a man or a woman; the ox shall be stoned, and its owner also shall be put to death.
Лекин бу уйниң илгиридин үсүш адити болуп, егисигә бу һәқтә агаһ берилгән болса, лекин йәнила уни бағлимиғини үчүн әр-аял кишиләрни үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта кала чалма-кесәк қилинсун, егисиму өлүмгә мәһкүм қилинсун.
30 If there be laid on him a ransom, then he shall give for the redemption of his life whatsoever is laid upon him.
Лекин униңдин хун һәққи тәләп қилинса, өз җениниң орнида униңға қанчилик төләм қоюлған болса шуни бәрсун.
31 Whether it have gored a son, or have gored a daughter, according to this judgment shall it be done unto him.
Калидин үсүлгүчи оғул яки қиз бала болса, калиниң егиси охшашла жуқуриқи һөкүмдикидәк бир тәрәп қилинсун.
32 If the ox gore a bondman or a bondwoman, he shall give unto their master thirty shekels of silver, and the ox shall be stoned.
Кала қул яки дедәкни үскән болса, калиниң егиси үсүлгүчиниң ғоҗисиға оттуз шәкәл күмүч бәрсун; андин кала чалма-кесәк қилинсун.
33 And if a man shall open a pit, or if a man shall dig a pit and not cover it, and an ox or an ass fall therein,
Әгәр бириси бир ориниң ағзини очуқ қоюп яки колаватқан ориниң ағзини япмай, кала яки ешәк униңға чүшүп кәтсә,
34 the owner of the pit shall make it good; he shall give money unto the owner of them, and the dead beast shall be his.
Ундақта ориниң егиси мал егисиниң зийинини толуқ төләп бәрсун; өлгән мал униңки болиду.
35 And if one man's ox hurt another's, so that it dieth; then they shall sell the live ox, and divide the price of it; and the dead also they shall divide.
Әгәр бирисиниң калиси йәнә бирисиниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта улар тирик қалған калини сетип, пулни баравәр бөлүшсун һәм өлүк калиниму шундақ бөлүшсун.
36 Or if it be known that the ox was wont to gore in time past, and its owner hath not kept it in; he shall surely pay ox for ox, and the dead beast shall be his own.
Лекин калиниң илгиридин үсидиған адити барлиғи ениқ туруп, егиси уни бағлимай қоювәткән болса, ундақта үскүчи калиниң егиси калиға кала төләп бәрсун, өлүк кала униң болсун.

< Exodus 21 >