< Numbers 2 >
1 The Lord told Moses and Aaron,
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
2 “The Israelites are to set up their camp around the Tent of Meeting but some distance from it. Every member of each tribe will camp under their own flag and family banner.
Исраиллар һәр бири өзлириниң туғи астиға, өзлириниң ата җәмәтиниң байриғи астида чедир тиксун; җамаәт чедириниң төрт әтрапидин сәл жирақрақ баргаһ қурсун.
3 The tribal division of Judah is to camp under their flag on the east side. Their leader is Nahshon, son of Amminadab,
Күн чиқиш тәрәпкә, шәриқ тәрәпкә қаритип өз туғи астида қошун-қисми бойичә баргаһ қуридиғини Йәһуда болсун; Йәһудаларниң әмри Амминадабниң оғли Наһшон болсун.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий йәтмиш төрт миң алтә йүз киши.
5 The tribe of Issachar will camp next to them. Their leader is Nethanel, son of Zuar,
Униң йенида баргаһ қуридиғини Иссакар қәбилиси болсун; Иссакарларниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болсун.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик төрт миң төрт йүз киши.
7 Next is the tribe of Zebulun. Their leader is Eliab, son of Helon,
Уларниң йенида йәнә Зәбулун қәбилиси болсун; Зәбулунларниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болсун.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши.
9 So the total number of men in the area of the camp of Judah is 186,400. When it's time to march out, they are the ones who will lead.
Умумән Йәһуда баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәксән алтә миң төрт йүз киши; улар алди билән йолға чиқсун.
10 The tribal division of Reuben is to camp under their flag on the south side. Their leader is Elizur, son of Shedeur,
— Җәнуп тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Рубән қәбилиси болсун; Рубәнларниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болсун.
11 and he has 46,500 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ алтә миң бәш йүз киши.
12 The tribe of Simeon will camp next to them. Their leader is Shelumiel, son of Zurishaddai,
Униң йенида баргаһ қуридиғини Шимеон қәбилиси болсун; Шимеонларниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болсун.
13 and he has 59,300 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик тоққуз миң үч йүз киши.
14 Next is the tribe of Gad. Their leader is Eliasaph, son of Deuel,
Уларниң йенида Гад қәбилиси болсун; Гадларниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болсун.
15 and he has 45,650 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бәш миң алтә йүз әллик киши.
16 So the total number of men in the area of the camp of Reuben is 151,450. They shall march out in second place.
Рубән баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошуни бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик бир миң төрт йүз әллик киши; улар иккинчи сәп болуп йолға чиқсун.
17 The Tent of Meeting which is stands at the center of the camp is to accompany the Levites. They are to march out in the same order as they set up camp, each in their rightful place under their flag.
Андин җамаәт чедири билән Лавийларниң баргаһи башқа баргаһларниң оттурисида маңсун; улар қандақ баргаһ қурған болса, шундақ йолға чиқсун; һәр қайсиси өз орнида өз туғи астида болсун.
18 The tribal division of Ephraim is to camp under their flag on the west side. Their leader is Elishama, son of Ammihud,
— Күн петиш тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Әфраим қәбилиси болсун; Әфраимларниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болсун.
19 and he has 40,500 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ миң бәш йүз киши.
20 The tribe of Manasseh will camp next to them. Their leader is Gamaliel, son of Pedahzur,
Униң йенида баргаһ қуридиғини Манассәһ қәбилиси болсун; Манассәһләрниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болсун.
21 and he has 32,200 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз икки миң икки йүз киши.
22 Next is the tribe of Benjamin. Their leader is Abidan, son of Gideoni,
Уларниң йенида Бинямин қәбилиси болсун; Биняминларниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болсун.
23 and he has 35,400 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий оттуз бәш миң төрт йүз киши.
24 So the total number of men in the area of the camp of Ephraim is 108,100. They shall march out in third place
Умумән Әфраим баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз сәккиз миң бир йүз киши; улар үчинчи сәп болуп йолға чиқсун.
25 The tribal division of Dan is to camp under their flag on the north side. Their leader is Ahiezer, son of Ammishaddai,
— Шимал тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Дан қәбилиси болсун. Данларниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болсун.
26 and he has 62,700 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши.
27 The tribe of Asher will camp next to them. Their leader is Pagiel, son of Ocran,
Униң йенида баргаһ қуридиғини Ашир қәбилиси болсун; Аширларниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болсун.
28 and he has 41,500 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий қириқ бир миң бәш йүз киши.
29 Next is the tribe of Naphtali. Their leader is Ahira son of Enan,
Уларниң йенида Нафтали қәбилиси болсун; Нафталиларниң әмри Енанниң оғли аһира болсун.
30 and he has 53,400 men.
Униң қошуни, йәни санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик үч миң төрт йүз киши.
31 So the total number of men in the area of the camp of Dan is 157,600; They shall march out in last, with their flags.”
Дан баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик йәттә миң алтә йүз киши; улар өз туғлири астида һәмминиң кәйнидә йолға чиқсун.
32 This is sums up the registration of the Israelites, carried out by family. The final total of those counted in the camps by their tribal division was 603,550.
Жуқиридикиләр өз ата җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгән Исраиллардур; қошун-қисимлири бойичә баргаһларда санақтин өткүзүлгәнләр җәмий алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши болди.
33 However, the Levites were not counted among the other Israelites, following the Lord's instructions to Moses.
Бирақ Лавийларла, Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған әмри бойичә, Исраиллар қатарида санақтин өткүзүлмиди.
34 The Israelites did everything the Lord had ordered Moses. They set up their camps under their flags in their assigned positions, and marched out in the same order, each with their own tribe and family.
Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға қилған барлиқ әмри бойичә иш тутуп, өзлириниң туғи бойичә баргаһ қуратти; улар өз қәбилиси вә ата җәмәти тәртиви бойичә йолға чиқатти.