< John 6 >
1 After this, Jesus left to go to the other side of the Sea of Galilee (also known as the Sea of Tiberias).
Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийә деңизи (Тиберияс деңизи дәпму атилиду)ниң у қетиға өтти.
2 A large crowd was following him, for they'd seen his miracles of healing.
Зор бир топ халайиқ у кесәлләрни сақайтқан мөҗизилик аламәтлирини көрди вә униң кәйнидин әгишип маңди.
3 Jesus went up a hill and sat down there with his disciples.
Әйса таққа чиқип, у йәрдә мухлислири билән биллә олтарди.
4 The time for the Jewish festival of the Passover was approaching.
У чағда Йәһудийларниң һейти, йәни «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған вақит еди.
5 When Jesus looked up, and saw a large crowd coming towards him, he asked Philip, “Where can we buy enough bread to feed all these people?”
Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Буларға йәйдиғанға нанни нәдин алимиз? — дәп сориди
6 He only asked this to see how Philip would respond, because Jesus already knew what he was going to do.
(лекин у бу сөзни Филипни синаш үчүн ейтқан еди. Чүнки у өзиниң немә қилидиғанлиғини биләтти).
7 “Two hundred silver coins wouldn't buy enough bread to give everyone even just a little,” Philip replied.
Филип җававән: — Икки йүз динарға нан алсақму, һәр биригә кичиккинә бир чишләмдин йейишкиму йәтмәйду!
8 One of his disciples, Andrew, Simon Peter's brother, spoke up.
Мухлислардин бири, йәни Симон Петрусниң иниси Андрияс Әйсаға:
9 “There's a boy here who has five barley loaves and a couple of fish, but what good is that when there are so many people?”
— Бу йәрдә кичик бир оғул бала бар, униңда бәш арпа нан билән икки кичик белиқ бар. Лекин шунчә көп хәлиққә бу немә болиду?! — деди.
10 “Have everybody sit down,” Jesus said. There was plenty of grass there, so they all sat down, the men numbering around five thousand.
Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди.
11 Jesus took the bread, gave thanks, and had it handed out to the people as they sat there. Then he did the same with the fishes, making sure the people had as much as they wanted.
Әйса нанларни қолиға елип, [Худаға] тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди.
12 Once they were all full, he said to his disciples, “Collect what's left over so nothing is wasted.”
Һәммәйлән йәп тоюнғанда, у мухлислириға: — Ашқан парчиларни жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.
13 So they collected and filled twelve baskets with the pieces of the five barley loaves the people had eaten.
Шуниң билән улар бәш арпа ненидин йәп ашқан парчилирини он икки севәткә толдуруп жиғивалди.
14 When the people saw this miracle, they said, “Surely this is the Prophet who was to come into the world.”
Әнди халайиқ Әйсаниң көрсәткән бу мөҗизилик аламитини көрүп: «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти.
15 Jesus realized that they were about to force him to become their king, so he left them and went up into the hills to be by himself.
Шуниң билән Әйса уларниң келип өзини падиша болушқа зорлимақчи болғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа ялғуз чиқип кәтти.
16 When evening came, his disciples went down to the sea,
Кәчқурун, Әйсаниң мухлислири деңиз бойиға чүшүшти.
17 climbed into a boat, and headed across the water towards Capernaum. By now it was night and Jesus had not joined them yet.
Улар бир кемигә олтирип, деңизниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти (қараңғу чүшүп кәткән еди вә Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди).
18 A strong wind began blowing and the sea grew rough.
Қаттиқ боран чиқип, деңиз долқунлап көтириливататти.
19 When they had rowed three or four miles, they saw Jesus walking on the sea, coming towards the boat. They were very frightened.
Мухлислар палақ уруп он-он бир чақиримчә маңғанда, Әйсаниң деңизниң үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп, қорқушуп кәтти.
20 “Don't be afraid!” he told them. “It's me.”
Лекин у уларға: — Бу мән, қорқмаңлар! — деди.
21 Then they gladly took him into the boat, and immediately they reached the shore where they were going.
Шуни аңлап улар уни кемигә чиқиривалғуси кәлди; у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди.
22 The next day the crowd that had stayed on the other side of the sea noticed that there had been only one boat there, and that Jesus had not got into the boat with his disciples, but they had left without him.
Әтиси деңизниң у тәрипидә қалған халайиқ [алдинқи күни] у йәрдә Әйсаниң мухлислири чиққан кемидин башқа кеминиң йоқлуғини, Әйсаниң мухлислири шу кемигә чиққанда, Әйсаниң улар биллә чиқмиғанлиғини, бәлки мухлислириниң өзлирила кәткәнлигини көргән еди.
23 Then other boats arrived from Tiberias, landing near to the place where they'd eaten the bread once the Lord had blessed it.
Һалбуки, бир нәччә кемә-қолвақ Тиберияс шәһиридин Рәб тәшәккүр ейтқандин кейин хәлиқ нан йегән йәргә йеқин келип тохтиди.
24 Once the crowd realized that neither Jesus nor his disciples were there, they got into the boats and went over to Capernaum, looking for Jesus.
Шуниң билән халайиқ Әйсаниң вә мухлислириниң у йәрдә йоқлуғини көрүпла, кемиләргә олтирип, Әйсани издигили Кәпәрнаһум шәһиригә маңди.
25 When they found him on the other side of the sea, they asked him, “Rabbi, when did you get here?”
Улар уни деңизниң у тәрипидә тепип униңға: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиң? — дәп сорашти.
26 “I tell you the truth,” Jesus replied, “you're looking for me because you ate as much bread as you wanted, not because you understood the miracles.
Әйса уларға җававән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр мени мөҗизилик аламәтләрни көргәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин йәп тоюнғиниңлар үчүн издәйсиләр.
27 Don't be preoccupied about food that doesn't last, but concentrate on the lasting food of eternal life which the Son of man will give you, for God the Father has placed his seal of approval on him.” (aiōnios )
Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди. (aiōnios )
28 So they asked him, “What do we have to do in order to do what God wants?”
Шуниң билән улар униңдин: — Немигә интилип ишлисәк андин Худаниң иш-хизмитидә ишлигән болимиз? — дәп сорашти.
29 Jesus replied, “What God wants you to do is to trust in the one he sent.”
Әйса уларға җавап берип: — Худаниң иш-хизмити дәл шуки, У әвәткинигә етиқат қилишиңлардур, — деди.
30 “What miracle are you going to perform for us to see so we can trust you? What are you able to do?” they asked.
Шуниң билән улар йәнә: — Ундақ болса сән бизни көрүп өзүңгә ишәндүргидәк қандақ мөҗизилик аламәт яритисән? Зади немә иш қилип берисән?
31 “Our forefathers ate manna in the desert in fulfillment of the Scripture that says, ‘He gave them bread from heaven to eat.’”
Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә, [Зәбурда]: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти.
32 “I tell you the truth, it wasn't Moses who gave you bread from heaven,” Jesus replied. “It's my Father who gives you the true bread of heaven.
Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәргә асмандин чүшкән нанни бәргүчи Муса әмәс, бәлки мениң Атамдур; У [һазирму] силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни бериватиду.
33 For the bread of God is the one who comes from heaven and gives life to the world.”
Чүнки Худаниң нени болса пүткүл дунияға һаятлиқ ата қилидиған, әрштин чүшкүчидур.
34 “Lord, please give us this kind of bread all the time!” they said.
— Тәхсир, һемишә бизгә шу нанни берип турғайсән! — дейишти улар.
35 “I am the bread of life,” Jesus replied. “Anyone who comes to me will never be hungry again, and anyone who trusts in me will never be thirsty again.
Әйса уларға мундақ деди: — Һаятлиқ нени өзүмдурмән! Мениң йенимға кәлгән һәр ким һеч қачан ач қалмайду, маңа етиқат қилған һәр ким һеч қачан уссимайду.
36 But as I explained to you before, you have seen me, but you still don't trust me.
Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр мени көргән болсаңларму, етиқат қилмайватисиләр.
37 All those the Father gives me will come to me, and I won't reject any of them.
Ата маңа тапшурғанларниң һәр бири йенимға келиду вә мениң йенимға кәлгәнләрдин һеч қайсисини һәргиз ташливәтмәймән.
38 For I came down from heaven not to do what I want, but to do what the one who sent me wants.
Чүнки өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн әрштин чүштүм.
39 What he wants is for me not to lose anyone he has given to me, but for me to raise them up at the last day.
Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса дәл шуки, униң маңа тапшурғанлиридин һеч бирини жүтүрмәй, бәлки ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт.
40 What my Father wants is for everyone who sees the Son and trusts in him to have eternal life, and for me to raise them up at the last day.” (aiōnios )
Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән. (aiōnios )
41 Then the Jews began to grumble about him because he had said, “I am the bread that came down from heaven.”
Әнди Йәһудийлар Әйсаниң: «Әрштин чүшкән нан өзүмдурмән!» дегини үчүн униңға нарази болуп ғотулдишишқа башлиди:
42 They said, “Isn't this Jesus, the son of Joseph? We know his father and his mother. So how can he now tell us, ‘I came down from heaven’?”
— «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: — «Әрштин чүштүм!» десун?» — дейишәтти улар.
43 “Stop grumbling to each other,” Jesus said.
Әйса җававән уларға мундақ деди: — [Мениң тоғрамда] өз ара ғотулдашмаңлар.
44 “No one can come to me unless the Father who sent me attracts them, and I will raise them up at the last day.
Мени әвәткән Ата Өзи кишиләрниң қәлбини тартқузмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду; мениң йенимға кәлгән һәр бирини ахирқи күни тирилдүримән.
45 As is written in Scripture by the prophets, ‘Everyone will be taught by God.’ Everyone who listens to and learns from the Father comes to me.
Пәйғәмбәрләрниң язмилирида: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин үгитилиду» дәп пүтүлгәндур. Шуңа, Атиниң [сөзини] тиңшиған вә униңдин үгәнгән һәр бири мениң йенимға келиду.
46 Not that anyone has seen God, except he who is from God; he has seen the Father.
Бирақ бу бирәрким Атини көргән дегәнлик әмәс; пәқәт Худаниң йенидин кәлгүчи болса, у Атини көргәндур.
47 I tell you the truth: anyone who trusts in him has eternal life. (aiōnios )
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. (aiōnios )
48 I am the bread of life.
Һаятлиқ нени өзүмдурмән.
49 Your forefathers ate manna in the desert but they still died.
Ата-бовилириңлар чөлләрдә «манна» йегини билән йәнила өлди.
50 But this is the bread that comes down from heaven, and anyone who eats it won't ever die.
Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду.
51 I am the life-giving bread from heaven, and anyone who eats this bread will live forever. The bread is my flesh that I give so that the world may live.” (aiōn )
Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәткичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән. (aiōn )
52 Then the Jews argued heatedly among themselves. “How can this man give us his flesh to eat?” they asked.
Бу сөз билән Йәһудийлар өз ара талаш-тартиш қилишиқа башлап: — Бу адәм бизниң йейишимизгә өзиниң әт-тенини қандақ берәлисун?! — дейишәтти.
53 Jesus told them, “I tell you the truth, unless you eat the flesh of the Son of man and drink his blood, you cannot truly live.
Шуңа Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр Инсаноғлиниң әт-тенини йемигичә вә қенини ичмигичә, силәрдә һаятлиқ болмайду.
54 Those who eat my flesh and drink my blood have eternal life, and I will raise them up at the last day. (aiōnios )
Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән. (aiōnios )
55 For my flesh is true food, and my blood is true drink.
Чүнки әт-теним һәқиқий озуқлуқ, қеним болса һәқиқий ичимликтур.
56 Those who eat my flesh and drink my blood remain in me, and I remain in them.
Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәндә яшайду вә мәнму униңда яшаймән.
57 Just as the life-giving Father sent me and I live because of the Father, so anyone who feeds on me will live because of me.
Һаят Ата мени әвәткән вә мән Атиниң болғанлиғидин яшаватқинимдәк, мени йегүчи киши һәм мениң васитәм билән яшайду.
58 Now this is the bread that came down from heaven, not the kind your forefathers ate and still died. Anyone who eats this bread will live forever.” (aiōn )
Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «[манна]»дәк әмәс; чүнки улар «[манна]»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду! (aiōn )
59 Jesus explained this while he was teaching in a synagogue at Capernaum.
Бу сөзләрни у Кәпәрнаһумдики синагогда тәлим бәргинидә ейтқан еди.
60 Many of his disciples when they heard it said, “This is hard to accept! Who can follow it?”
Шуниң билән униң мухлислиридин нурғунлири буни аңлиғанда: — Бу тәлим бәк еғир екән! Буни ким аңлап көтирәлисун? — дейишти.
61 Jesus saw that his disciples were complaining about this, so he asked them, “Are you offended by this?
Бирақ өз ичидә мухлислириниң бу тоғрисида ғотулдашқинини билгән Әйса уларға: — Бу сөзүм силәрни тайдурдиму?
62 Then what if you were to see the Son ascend to where he was before?
Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?!
63 The Spirit gives life; the physical body doesn't do anything. The words I've told you are spirit and life!
[Инсанға] һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур.
64 Yet there are some of you who don't trust me.” (Jesus had known from the very beginning who didn't trust him, and who would betray him.)
Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).
65 Jesus added, “This is why I told you that no one can come to me unless it is made possible by the Father.”
Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!
66 From this time on many of Jesus' disciples gave up and no longer followed him.
Шу вақиттин тартип мухлислиридин хелә көпи чекинип чиқип, униң билән йәнә маңмайдиған болди.
67 Then Jesus asked the twelve disciples, “What about you? Do you want to leave as well?”
Шуңа Әйса он иккиләндин: — Силәрму, һәм [мәндин] кетишни халамсиләр? — дәп сориди.
68 Simon Peter answered, “Lord, who would we follow? You're the one who has the words of eternal life. (aiōnios )
Симон Петрус униңға җавап қилип: — И Рәб, биз кимниң йениға кетәттуқ? Мәңгү һаятлиқ сөзлири сәндилидур! (aiōnios )
69 We trust in you, and we're convinced that you are God's Holy One.”
Вә шуниңға ишәндуқ вә шуни билип йәттуқки, сән Худаниң Муқәддәс Болғучисидурсән! — деди.
70 Jesus replied, “Didn't I choose you, the twelve disciples? Yet one of you is a devil.”
Әйса уларға җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим әмәсму, бирақ араңларда бириси Иблистур! — деди
71 (Jesus was referring to Judas, son of Simon Iscariot. He was the one of the twelve disciples who would betray Jesus.)
(униң бу дегини Ишқарийотлуқ Симонниң оғли Йәһудани көрсәткән еди, чүнки Йәһуда он иккиләнниң бири болғини билән, кейин өзигә сатқунлуқ қилиду).