< Deuteronomy 15 >
1 You are to cancel debts the end of every seven years.
Һәр бир йәттә жилниң ахирида сән бир «халас қилиш»ни җакалиғин.
2 This is the way the it will work: If you provided a loan to someone you must cancel it. You are not allowed to collect anything from another Israelite, because the Lord's time of debt cancelation has been announced.
Бу «халас қилиш» мундақ болиду: — барлиқ қәриз егилири хошнисиға бәргән қәризни кәчүрүм қилиши керәк; уни хошнисидин яки қериндишидин тәләп қилмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди.
3 You are allowed to collect payments from a foreigner, but you must cancel whatever your fellow Israelite owes you.
Чәтәлликтин болса тәләп қилишқа болиду; лекин қериндишиңда болған қәризни кәчүрүм қилишиң керәк.
4 However, you shouldn't have poor people among you, for the Lord will really bless you in the country that the Lord your God is giving you to own.
Һалбуки, араңларда һаҗәтмәнләр болмайду; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң силәргә мирас болуш үчүн егилишиңларға беридиған шу зиминда турғиниңда сени зиядә бәрикәтләйду;
5 You just need to make sure you obey the Lord your God, and that you're careful to follow all these commandments I'm giving you today.
Пәқәт силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән силәргә бүгүн тапилиған бу пүтүн әмиргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәңлар шундақ болиду.
6 The Lord your God is going to bless you as he promised. You will lend money to many nations but you won't need to borrow from any of them; you will rule over many nations but you won't be ruled by them.
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк у сени бәрикәтләйду; сән көп әлләргә капаләтлик елип қәриз берисән, лекин улардин қәриз алмайсән; сән көп әлләр үстигә һөкүм сүрисән, лекин улар үстүңдин һөкүм сүрмәйду.
7 If there are Israelites who are poor in any of your towns in the country the Lord your God is giving you, then you must not be unfeeling or miserly towards them.
Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан қериндашлириң арисидин кәмбәғәл бир адәм болса, сән униңға көңлүңни қаттиқ қилма яки һаҗити чүшкән қериндишиңға қолуңни жумувалма;
8 On the contrary. You should be generous to them, and lend them whatever they need.
сән бәлки сехийлиқ билән униңға қолуңни очуқ қил вә униңда немә кам болса чоқум һаҗитидин чиқип униңға өтнә берип тур.
9 Make sure you don't think evil thoughts like, “The seventh year is coming up when debts will be canceled,” so that you look down on the poor with a sneer and refuse to give them anything. They will complain to the Lord about you, and you will be found guilty of sin.
Көңлүңдә намрат қериндишиңдин ағринип: Йәттинчи жил, йәни «халас жили» йеқинлашти, дәп рәзил ойда болуштин, униңға һеч нәрсә бәрмәсликтин һези бол; шундақ болуп қалса у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириши билән бу иш саңа гуна һесаплиниду.
10 Give and give again to them, and don't feel irritated when you give. When you give generously the Lord your God will bless you in all your work and in everything you decide to do.
Сән чоқум униңға сехийлиқ билән бәргин; униңға бәргиниңдә көңлүңдә нарази болма; чүнки бу иш үчүн Пәрвәрдигар Худайиң сени барлиқ ишлириңда вә қолуңдики барлиқ әмгигиңдә бәрикәтләйду.
11 You will always have those who are poor and in need among you, so that's why I'm telling you to give generously to them.
Чүнки кәмбәғәлләр зиминдин йоқап кәтмәйду; шуңа мән саңа: «Сән сехийлиқ билән зиминдики қериндишиңға, йәни сениң намратлириңға вә һаҗәтмәнлириңгә қолуңни ачқин» — дәп тапилидим.
12 If a Hebrew, one of your own people, whether man or woman, sells themselves to you as a slave and works for you for six years, you have to free them in the seventh year.
Сениң қериндишиң, мәйли ибраний әр яки ибраний аял болсун саңа сетилған болса, у алтә жил қуллуғуңда болиду, андин йәттинчи жилида сән уни өзүңдин халас қилип қоювәт.
13 And when you free them, don't send them away with nothing.
Уни қоювәткәндә қуруқ қол қоювәтсәң болмайду;
14 Give them plenty of gifts: animals from your flocks, grain from your threshing floor, and wine from your winepress. Give to them as generously as the Lord your God has blessed you.
сән чоқум қойлириңдин, хаминиңдин вә шарап көлчигиңдин тәқдим қилишиң керәк; Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә сән униңға бәр.
15 Don't forget that you were once slaves in Egypt, and the Lord your God set you free. That's why I'm giving you this command today.
Сениң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиң сени һөрлүк бәдили төләп қутқузғанлиғини ядиңда тут; шуңа мән бүгүн бу ишни саңа тапилидим.
16 However, if your male slave tells you, “I don't want to leave you,” because he loves you and your family and is better off staying with you,
Һалбуки, шу қулуң саңа: «мән сәндин кәтмәймән» десә (чүнки у сени вә аиләңдикиләрни сөйиду, сениң билән һали яхши болиду)
17 then use a metal tool to pierce his ear against the door, and he will be your slave for life. Do the same for your female slave.
— шу чағда сән бигизни елип униң қулиқини ишиктә тәш. Шуниң билән у мәңгүгә сениң қулуң болиду. Шуниңдәк дедигиңгиму шундақ муамилә қилғин.
18 Don't see it as a problem to free your slave, because your slave's six years of service to you was worth twice what you would have paid to hire someone. The Lord your God will bless you in everything you do for acting in this way.
[Қулуңни] йениңдин қоюветиш саңа еғир кәлмисун; чүнки у қуллуғуңда алтә жил болғачқа, қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду; [уни қоювәтсәң] Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ ишлириңда сени бәрикәтләйду.
19 You are to separate out to give the Lord your God all the firstborn males of your herds and flocks. You must not have the firstborn of your cattle work, and don't shear the firstborn of your sheep.
Калилириң вә қойлириң арисида туғулған барлиқ тунҗа әркәк мозай-қозилириңни Пәрвәрдигар Худайиңға ата; калилириңниң тунҗисини һеч қандақ әмгәккә салма, қойлириңниң тунҗисини қирқима.
20 Every year you and your family are to eat these animals that have been sacrificed in the presence of the Lord your God in the place that the Lord will choose.
Сән вә өйүңдикиләр һәр жили шу мелиңни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар таллайдиған җайда йәңлар.
21 However, if an animal has some defect or is lame or blind, in fact if it has any serious defect at all, you are not to sacrifice it to the Lord your God.
Бирақ [шу] һайванларниң бир йери мәйип болса, мәйли у мәҗруһ, кор яки униңда һәр қандақ нуқсан болса, уни Пәрвәрдигар Худайиңға қурбанлиқ қилмаслиғиң керәк.
22 Eat it at home. All of you, whether you're ceremonially clean or not, can it eat it just like you would eat a gazelle or a deer,
Бәлки уни шәһәр-йезаңлар ичидә йесәң болиду; кишиләр мәйли пак яки напак болсун, уни җәрән яки кейикни йегәндәк йесә болиду.
23 but you are not to eat the blood—pour that out on the ground.
Пәқәт сән униң қенини йемә; қенини суни йәргә төккәндәк төкүвәт.