< 2 Samuel 17 >

1 Ahithophel said to Absalom, “Let me choose twelve thousand men and set off in pursuit of David tonight.
Аһитофәл Абшаломға: Маңа он икки миң адәмни талливелишқа рухсәт бәрсәң, мән бүгүн кечә қозғилип, Давутни қоғлай;
2 I'll attack him while he is tired and weak. I'll catch him by surprise and all his men will run away. I'll only kill the king
Мән униң үстигә чүшкинимдә у һерип, қоллири аҗиз болиду; мән уни алақзадә қиливетимән, шундақла униң билән болған барлиқ хәлиқ қачиду. Мән пәқәт падишанила уруп өлтүримән,
3 and bring everybody else back to you. When everybody returns apart from the one man you're after, the whole country will be at peace.”
андин һәммә хәлиқни саңа беқиндуруп қайтуримән. Сән издигән адәм йоқалса, һәммә хәлиқ сениң қешиңға қайтиду; шуниң билән һәммә хәлиқ аман-есән қалиду, деди.
4 This plan looked good to Absalom and to all the elders of Israel.
Бу мәслиһәт Абшаломға вә Исраилниң барлиқ ақсақаллириға яқти,
5 But then Absalom said, “Call in Hushai the Archite too, and let's hear what he's got to say as well.”
лекин Абшалом: Аркилиқ Һушайниму чақириңлар; униң сөзиниму аңлайли, — деди.
6 When Hushai came in, Absalom, asked him, “Ahithophel has recommended this plan. Should we go ahead with it? If not, what's your suggestion?”
Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, Абшалом униңға: Аһитофәл мундақ-мундақ ейтти; у дегәндәк қилайлиму? Болмиса, сән бир мәслиһәт бәргин, — деди.
7 “For once Ahithophel's advice isn't good,” Hushai replied.
Һушай Абшаломға: Аһитофәлниң бу вақитта бәргән мәслиһәти яхши әмәс, — деди.
8 “You know what your father and his men are like. They're great fighters, and now they're as furious as a she-bear robbed of her cubs. In any case, your father is experienced in military tactics, and he won't spend the night with his men.
Һушай йәнә мундақ деди: «Сән атаң билән адәмлирини билисәнғу — улар палванлардур, һазир даладики балилиридин җуда қилинған чиши ейиқтәк пәйли яман. Атаң болса һәқиқий җәңчидур, өз адәмлири билән биргә қонмайду.
9 Right now he's holed up in a cave or some place like that. If he attacks first and some of your men are killed, people who hear about it will say, ‘Absalom's men are being slaughtered.’
Мана у һазир бир ғарда я башқа бир йәрдә мөкүнүвалған болса керәк. Мабада у авал хәлқимиз үстигә чүшсә шуни аңлиған һәр ким: Абшаломға әгәшкәнләр қирғинчилиққа учрапту, — дәйду.
10 Then even the bravest soldier who has the heart of a lion will be scared to death, because everyone in Israel knows that your father is a powerful man who has brave men with him.
У вақитта һәтта шир жүрәк палванларниң жүрәклириму су болуп кетиду; чүнки пүткүл Исраил атаңниң батур екәнлигини, шундақла униңға әгәшкәнләрниңму палван екәнлигини билиду.
11 My recommendation is that you call up the entire Israelite army from Dan to Beersheba—an army as numerous as the sand on the seashore! Once they've assembled, then you yourself lead them into battle!
Шуңа мәслиһәтим шуки, пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә сениң қешиңға тез жиғилсун (улар деңиздики қумлардәк көптур!). Сән өзүң уларни башлап җәңгә чиққин.
12 Then we'll attack David wherever he is, and we'll fall on him as dew falls on the ground. Neither he nor a single one of all the men with him will be left alive!
Биз уни қәйәрдә тапсақ, шәбнәм йәргә чүшкәндәк униң үстигә чүшәйли. Шуниң билән униң өзи вә униң билән болған кишиләрдин һеч кимму қалмайду.
13 If he tries to find protection in a town, all of Israel will bring ropes to that town, and we will pull it down into the valley so that not even a stone will be left.”
Әгәр у бир шәһәргә киривалсиму, пүткүл Исраил шу йәргә арғамчиларни елип келип, шәһәрни һәтта униңдики кичик шеғил-ташларниму қалдурмай сөрәп әкилип, дәрия җилғисиға ташливетимиз».
14 Absalom and all the Israelite leaders said, “Hushai the Arkite's advice is better than Ahithophel's.” For the Lord had decided to block Ahithophel's good advice in order that he might bring disaster on Absalom.
Абшалом билән Исраилниң һәммә адәмлири: Аркилиқ Һушайниң мәслиһәти Аһитофәлниң мәслиһәтидин яхши екән, дейишти. Чүнки Пәрвәрдигар Абшаломниң бешиға бала кәлсун дәп, Аһитофәлниң яхши мәслиһәтиниң бекар қилинишини бекиткән еди.
15 Hushai spoke to Zadok and Abiathar, the priests, and told them, “Ahithophel has advised Absalom and the Israelite leaders to act in one way, but I have advised them to act in this different way.
Һушай Задок билән Абиятар каһинларға: Аһитофәлниң Абшалом билән Исраилниң ақсақаллириға бәргән мәслиһәти мундақ-мундақ, амма мениң мәслиһәтим болса мундақ-мундақ;
16 So send a message quickly to David and tell him, ‘Don't wait and spend the night at the fords of the wilderness, but cross over immediately or the king and everybody with him will be destroyed.’”
һазир силәр дәрһал адәм әвәтип Давутқа: Бу кечидә чөлниң кечиклиридә қонмай, бәлки тез өтүп кетиңлар, болмиса падиша вә униң билән болған һәммә хәлиқ һалак болуши мүмкин, дәп йәткүзүңлар — деди.
17 Jonathan and Ahimaaz were staying at En-rogel because they couldn't be seen entering the city. A servant girl would come and tell them what was happening. Then they would go and let King David know.
У вақитта Йонатан билән Ахимааз Ән-Рогәлдә күтүп туратти; улар башқиларниң көрүп қалмаслиғи үчүн шәһәргә кирмиди; бир дедәкниң чиқип уларға хәвәр бериши бекитилди. Улар берип Давут падишаға хәвәрни йәткүзди.
18 But a boy did see them and he told Absalom. So the two left immediately and went to the house of a man in the town of Bahurim. He had a well in his courtyard, and they climbed into it.
Лекин бир яш жигит уларни көрүп қелип, Абшаломға дәп қойди. Амма бу иккилән иштик берип, Баһуримдики бир адәмниң өйигә кирди. Бу адәмниң һойлисида қудуқ бар еди; улар шуниңға чүшүп йошурунди.
19 His wife took a cloth to cover the well and spread it out over the opening and then scattered grain over it. No one knew the men were there.
Униң аяли қудуқниң ағзиға япқучини йепип үстигә соқулған буғдайни төкүп қойди; шуниң билән һеч иш ашкариланмиди.
20 When Absalom's officers arrived they asked the woman, “Where are Ahimaaz and Jonathan?” “They crossed over the stream,” she replied. The men searched for them but didn't find them, so they went back to Jerusalem.
Абшаломниң хизмәткарлири өйгә кирип аялниң қешиға келип: Ахимааз билән Йонатан қәйәрдә? — дәп сориди. Аял: Улар ериқтин өтүп кәтти, деди. Кәлгәнләр уларни издәп тапалмай, Йерусалимға қайтип кәтти.
21 After Absalom's officers left, the two men climbed out of the well and rushed off to give the king their message. “Have everybody get up and cross the river right away, for Ahithophel's advice is to attack you immediately.”
Улар кәткәндин кейин, бу иккилән қудуқтин чиқип, берип Давут падишаға хәвәр бәрди. Улар Давутқа: Қопуп, судин өткин; чүнки Аһитофәл сени тутуш үчүн шундақ мәслиһәт берипту, — деди.
22 David and everybody with him got up and crossed the Jordan. By the time it got light there wasn't anybody who hadn't crossed over.
Шуниң билән Давут вә униң билән болған барлиқ хәлиқ қозғилип Иордан дәриясидин өтти; таң атқичә Иордан дәриясидин өтмигән һеч ким қалмиди.
23 When Ahithophel realized that his advice had been ignored, he saddled up his donkey and left for his home in the town where he lived. He put his affairs in order and then he hanged himself. He died and was buried in his father's tomb.
Аһитофәл өз мәслиһәтини қобул қилмиғанлиғини көрүп ешигини тоқуп, өз шәһиридики өйигә берип, өйидикиләргә вәсийәт тапшурғандин кейин, есилип өливалди. У өз атисиниң қәбридә дәпнә қилинди.
24 David went on to Mahanaim, and Absalom crossed over the Jordan with the entire Israelite army.
Шу арилиқта Давут Маһанаимға йетип кәлгән еди, Абшалом вә униң билән болған Исраилниң һәммә адәмлириму Иордан дәриясидин өтүп болған еди.
25 Absalom had put Amasa in charge of the army to replace Joab. Amasa was the son of a man named Ithra, the Ishmaelite who lived with Abigail, the daughter of Nahash and sister of Zeruiah, Joab's mother.
Абшалом Йоабниң орнида Амасани қошунниң үстигә сәрдар қилип қойди. Амаса болса Йитра исимлиқ бир Исраиллиқ кишиниң оғли еди. У киши Наһашниң қизи Абигаил билән йеқинчилиқ қилған еди. Наһаш Йоабниң аниси Зәруия билән ача-сиңил еди.
26 The Israelites under Absalom set up camp in the land of Gilead.
Исраил билән Абшалом Гилеадниң зиминида баргаһ тикти.
27 When David arrived at Mahanaim, he was welcomed by Shobi, son of Nahash, from Rabbah of the Ammonites, Machir, son of Ammiel, from Lo-debar, and Barzillai the Gileadite from Rogelim.
Давут Маһанаимға йетип кәлгәндә, Аммонийларниң Раббаһ шәһиридин болған Наһашниң оғли Шоби билән Ло-Дибарлиқ Аммиәлниң оғли Макир вә Рогелимдин болған Гилеадлиқ Барзиллай дегәнләр
28 They brought bedding, bowls, and clay jars, as well as wheat, barley, flour, roasted grain, beans, lentils,
йотқан-көрпә, дас, қача-қуча, буғдай, арпа, ун, қомач, почақ, қизил маш, қуруған почақлар,
29 honey, curds, sheep, and cheese made from cow's milk for David and the people with him to eat. For they said, “The people are hungry, tired, and thirsty from their time in the wilderness.”
һәсәл, қаймақ вә қойларни кәлтүрүп, кала сүтидә қилинған қурут-иримчик қатарлиқларни Давут билән хәлиққә йейиш үчүн елип кәлди, чүнки улар: Шүбһисизки, хәлиқ чөлдә һерип-ечип, уссап кәткәнду, дәп ойлиған еди.

< 2 Samuel 17 >