< 1 Samuel 4 >
1 and Samuel's words were communicated to all the Israelites. The Israelites marched out to confront the Philistines in battle. They set up camp at Ebenezer, while the Philistines set up camp at Aphek.
У вақитта Исраил Филистийләр билән җәң қилғили чиқип Әбән-Әзәргә йеқин җайда баргаһ-чедирларни тикти. Филистийләр болса Афәк дегән җайда баргаһ-чедирларни тикти.
2 The Philistines attacked the Israelites in formation, and when the battle spread, the Philistines defeated the Israelites, killing 4,000 of them on the battlefield.
Филистийләр Исраиллар билән соқушқили сәп тизип турди. Җәң кеңәйгәндә Исраил Филистийләр алдида тар мар болди; Филистийләр уларниң җәң сәплиридин төрт миңчә адәмни өлтүрди.
3 When the Israelite army returned to camp, the elders of Israel asked, “Why did the Lord defeat us before Philistines today? Let's go and get the Ark of the Lord's Agreement from Shiloh, so that he can accompany us and save us from our enemies.”
Халайиқ баргаһқа йенип кәлгәндә, Исраилниң ақсақаллири: — Немишкә Пәрвәрдигар бүгүн бизни Филистийләр тәрипидин тар мар қилдурди? Биз Шилоһдин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қешимизға елип келәйли; у аримизда болса, бизни дүшминимизниң қолидин қутқузиду, деди.
4 So the army sent men to Shiloh, and they brought back the Ark of the Lord Almighty's Agreement, he who sits on his throne between the cherubim. Hophni and Phinehas, the two sons of Eli, were there with the Ark of the God's Agreement.
Шу гәптин кейин халайиқ Шилоһға адәм маңдуруп, шу йәрдин керубларниң оттурисида олтарған самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип көтирип кәлди. Шуниңдәк Әлиниң икки оғли Хофний билән Финиһасму Худаниң әһдә сандуғи билән биллә кәлди.
5 When the Ark of the Lord's Agreement arrived in the camp, all the Israelites gave such a loud shout it made the ground shake.
Вә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи ләшкәргаһқа елип келингәндә пүткүл Исраил йәрни тәврәткидәк күчлүк бир чуқан көтиришти.
6 When the Philistines heard all the shouting, they asked, “What's the meaning of this shouting in the Israelite camp?” When they found out that the Ark of the Lord had arrived in the camp,
Филистийләр күчлүк тәнтәнә авазини аңлап: — Ибранийларниң ләшкәргаһидин аңланған бу күчлүк чуқан немә вәҗидин чиққанду, дәп ейтишти. Арқидинла улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң уларниң ләшкәргаһиға кәлтүрүлгинини билип йәтти.
7 the Philistines were afraid. “A god has arrived in the camp,” they said. “We're in trouble, for nothing like this has happened before.
Шуниң билән Филистийләр қорқуп: — Илаһлар уларниң ләшкәргаһиға кәпту, һалимизға вай! Мундақ иш бу вақитқичә һеч болған әмәс, дейишти.
8 This is disaster for us! Who will save us from the power of these mighty gods? These are the gods who attacked the Egyptians with all kinds of plagues in the wilderness.
Һалимизға вай! Бизни бу қудрәтлик илаһларниң қолидин ким қутқузиду? Мана баяванда мисирлиқларни түрлүк бала-вабалар билән урған илаһлар дәл шулардур!
9 Be brave, and fight like real men, Philistines! Otherwise you'll end up as slaves to the Israelites, just as they were your slaves. Now be real men and fight!”
И Филистийләр, өзлириңларни җәсур көрситип әркәктәк туруңлар. Болмиса, ибранийлар бизгә қул болғандәк биз уларға қул болимиз; әркәктәк болуп җәң қилиңлар! — деди.
10 So the Philistines fought, and the Israelites were defeated—every man ran away home. The death toll was very large: thirty thousand of the Israelite infantry were killed.
Шуниң билән Филистийләр Исраиллар билән җәң қилди. Исраил тар мар қилинип, һәр бири тәрәп-тәрәпкә өз чедиригә бәдәр қачти. Җәңдә қаттиқ қирғинчилиқ болуп, Исраилдин оттуз миң пиядә әскәр өлтүрүлди.
11 The Ark of God was captured, and Hophni and Phinehas, Eli's two sons, died.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәтти вә Әлиниң икки оғли Хофний билән Финиһасму өлтүрүлди.
12 A man from the tribe of Benjamin ran from the battle that day all the way to Shiloh. His clothes were torn and he had dirt on his head.
Шу күни бир Биняминлиқ җәң мәйданидин қечип кийим-кечәклири житиқ, үстибеши топа-чаң һалда Шилоһға жүгүрүп кәлди.
13 When he arrived, Eli was sitting there on his chair by the road, watching out for news because he was worried about the Ark of God. When the man came into town and gave his report, the whole town cried out loud.
У йетип кәлгәндә, мана Әли йолниң четидә өз орундуқида олтирип тақити-тақ болуп күтүвататти; униң көңли Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң ғемидә пәришан еди. У киши хәвәрни йәткүзгили шәһәргә киргәндә, пүткүл шәһәр пәряд-чуқан көтәрди.
14 Eli heard the crying and asked, “What's all this noise?” The man rushed over to Eli and told him what had happened.
Әли пәряд садасини аңлап: — Бу зади немә вараң-чуруң? дәп сориди. У киши алдирап келип әлигә хәвәр бәрди
15 Eli was ninety-eight years old, and his eyes were fixed because he couldn't see.
(Әли тохсән сәккиз яшқа киргән, көзлири қетип қалған болуп, көрмәйтти).
16 “I've just come from the battle,” the man said. “I ran away from it today.” “What happened, my son?” Eli asked.
У киши Әлигә: — Мән җәңдин қайтип кәлгән кишимән, бүгүн җәң мәйданидин қечип кәлдим, деди. Әли: — И оғлум, немә иш йүз бәрди? — дәп сориди.
17 “Israel ran away from the Philistines—we were badly defeated,” the messenger replied. “Also your two sons, Hophni and Phinehas, were killed, and the Ark of God has been captured.”
Хәвәрчи җавап берип: — Исраил Филистийләрниң алдидин бәдәр қачти. Хәлиқ арисида қаттиқ қирғинчилиқ болди! Сениң икки оғлуң, Хофний билән Финиһасму өлди һәмдә Худаниң әһдә сандуғиму олҗа болуп кәтти, деди.
18 As soon as the Ark of God was mentioned, Eli fell backward from his chair by the town gate. Since he was old and heavy, he broke his neck and died. Eli had been Israel's leader for forty years.
Вә шундақ болдики, хәвәрчи Худаниң әһдә сандуғини тилға алғанда, Әли дәрвазиниң йенидики орундуқтин кәйнигә жиқилип чүшүп, бойни сунуп өлди; чүнки у қерип, бәдиниму еғирлишип кәткән еди. У қириқ жил Исраилниң һакими болған еди.
19 His daughter-in-law, Phinehas' wife, was pregnant and about to give birth. When she heard the news that the Ark of God had been captured, and that her father-in-law and her husband were dead, she went into labor and gave birth, but her labor pains were too strong.
Униң келини, йәни Финиһасниң аяли һамилдар болуп туғушқа аз қалған еди. У Худаниң әһдә сандуғиниң олҗа болуп кәткәнлиги вә қийинатиси билән ериниңму өлгәнлик хәвирини аңлиғанда, бирдинла қаттиқ толғақ тутуп, пүкүлүп балини туғди.
20 Just before she died, the women caring for her said, “Don't give up—you have given birth to a son!” But she didn't answer or give any response.
У өләй дәп қалғанда, чөрисидә турған аяллар: — Қорқмиғин, сән оғул бала туғдуң, деди. Лекин у буниңға җавапму бәрмиди һәм көңүл бөлмиди.
21 She named the boy Ichabod, saying, “The glory has left Israel,” because Ark of God had been captured, and her father-in-law and her husband had died.
У: «Шан-шәрәп Исраилдин кәтти» дәп балиға «Ихабод» дәп исим қойди; чүнки Худаниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәткән һәм қейинатиси билән ериму өлгән еди.
22 She said, “The glory has left Israel, for the Ark of God has been captured.”
У йәнә: — Шан-шәрәп Исраилдин кәтти; чүнки Худаниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәтти! — деди.