< 1 Kings 20 >
1 Ben-hadad, king of Aram, called up his entire army. Together with thirty-two kings and their assembled horses and chariots, he marched to besiege Samaria, to fight against it.
Сурийәниң падишаси Бән-Һадад пүткүл қошунини җәм қилди; у оттуз икки падишани ат вә җәң һарвулири билән елип чиқип, Самарийәгә қоршап һуҗум қилди.
2 He sent messengers to Ahab, king of Israel, in the city to tell him, “This is what Ben-hadad says:
У әлчиләрни шәһәргә киргүзүп Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға әвәтип униңға: —
3 Your silver and gold belong to me now, and your best wives and children also belong to me!”
«Бән-Һадад мундақ дәйду: — Сениң күмүч билән алтунуң, сениң әң чирайлиқ хотунлириң билән балилириңму мениңкидур» дәп йәткүзди.
4 “It's as you say, my lord the king,” the king of Israel replied. “I am yours, as well as everything that belongs to me.”
Исраилниң падишаси униңға: — И ғоҗам падиша, сили ейтқанлиридәк мән өзүм вә барлиғим силиниңкидур, дәп җавап бәрди.
5 The messengers returned and said, “This is what Ben-hadad says: I have sent you a message demanding you give me your silver, your gold, your wives, and your children.
Әлчиләр йәнә келип: — «Бән-Һадад сөз қилип мундақ дәйду: — Саңа дәрвәқә: — Сениң күмүч билән алтунуңни, сениң хотунлириң билән балилириңни маңа тапшуруп берисән, дегән хәвәрни әвәттим.
6 But around this time tomorrow I'm going to send my men to search your palace and the homes of your officials. They will take and carry away everything you see as valuable.”
Лекин әтә мошу вақитларда хизмәткарлиримни йениңға әвәтимән; улар ордаң билән хизмәткарлириңниң өйлирини ахтуруп, сениң көзлириңдә немә әзиз болса, улар шуни қолиға елип келиду» — деди.
7 The king of Israel called all the elders of the land and told them, “Look how this man is trying to cause trouble! When he demanded my wives and my children, my silver and my gold, I didn't say no.”
У вақитта Исраилниң падишаси зиминдики һәммә ақсақалларни чақирип уларға: — Бу кишиниң қандақ аваричилик чиқармақчи болғанлиғини билип қелиңлар. У маңа хәвәр әвәтип мәндин хотунлирим билән балилирим, күмүч билән алтунлиримни тәләп қилғинида мән униңға яқ демидим, деди.
8 All the elders and all the people present responded, “Don't listen to him. Don't agree to his demands.”
Барлиқ ақсақаллар билән хәлиқниң һәммиси униңға: — Қулақ салмиғин, униңға мақул демигин, деди.
9 So the king told Ben-hadad's messengers, “Tell my lord the king: Everything you demanded at first your servant will do, but I cannot agree to this latest demand.” The messengers took the reply back to him.
Буниң билән у Бән-Һададниң әлчилиригә: — Ғоҗам падишаға, сили адәм әвәтип, өз кәминилиридин дәсләптә сориғанниң һәммисини ада қилимән; лекин кейинкисигә мақул дейәлмәймән, дәп бериңлар, — деди. Әлчиләр йенип берип шу сөзни йәткүзди.
10 Ben-hadad responded to him, “May the gods do as much to me and more if there remains enough dust in Samaria to give my subjects a handful each!”
Бән-Һадад униңға йәнә хәвәр әвәтип: — «Пүткүл Самарийә шәһиридә маңа әгәшкәнләрниң қоллириға очумлиғидәк топа қелип қалса, илаһлар маңиму шундақ қилсун вә униңдин ашуруп қилсун!» — деди.
11 The king of Israel replied, “Tell him this: A man putting on his armor should not brag like one who is taking it off.”
Лекин Исраилниң падишаси җавап берип: — «Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидәк махтинип кәтмисун!» дәп ейтиңлар, — деди.
12 Ben-hadad received this message while he and the kings were drinking in their tents. He immediately gave the order to his officers, “Get ready to attack!” So they prepared to attack the city.
Бән-Һадад бу сөзни аңлиғанда һәр қайси падишалар билән чедирлирида шарап ичишивататти. У хизмәткарлириға: — Сәпкә тизилиңлар, деди. Шуни девиди, улар шәһәргә һуҗум қилишқа тизилишти.
13 At the same time a prophet came up to Ahab, king of Israel, and told him, “This is what the Lord says: You see this massive army? Just watch, because I will make you victorious today, and you will be convinced that I am the Lord.”
У вақитта бир пәйғәмбәр Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға келип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу зор бир топ адәмни көрдүңму? Мана, Мән бу күни уларни сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», деди.
14 “But who's going to do this?” Ahab asked. The prophet answered, “This is what the Lord says: It will be the young officers under the district commanders.” “And who's going to start the battle?” he asked. The prophet replied, “You are!”
Аһаб: — Кимниң вастиси билән болиду? дәп сориди. У: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Валийларниң ғуламлири билән болиду», деди. У йәнә: — Ким һуҗумни башлайду? — дәп сориди. У: — Сән өзүң, деди.
15 So Ahab called up the 232 young officers of the district commanders, and assembled the 7,000 soldiers that made up Israel's army.
У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти.
16 They left at noon while Ben-hadad and the thirty-two kings with him were busy getting drunk in their tents.
Исраиллар шәһәрдин чүш вақтида чиқти. Бән-Һадад билән шу падишалар, йәни ярдәмгә кәлгән оттуз икки падиша болса чедирлирида шарап ичип мәс болушқан еди.
17 The young officers of the district commanders took the lead. The scouts Ben-hadad had sent out came and reported to him, “Enemy soldiers are advancing from Samaria.”
Валийларниң ғуламлири жүрүштә авал маңди. Бән-һадад адәм әвәтивиди, улар униңға хәвәр берип: — «Самарийәдин адәмләр келиватиду» — деди.
18 “If they're coming in peace, take them alive,” he ordered. “If they're coming to attack, take them alive.”
У: — Әгәр сүлһи түзүшкә чиққан болса уларни тирик тутуңлар, әгәр соқушқили чиққан болсиму уларни тирик тутуңлар, деди.
19 The young officers of the district commanders advanced from the city, followed by the army.
Әнди валийларниң бу ғуламлири вә уларниң кәйнидики қошун шәһәрдин чиқип,
20 Each man killed his opponent, and the Arameans ran away. The Israelites chased them, but Ben-hadad, king of Aram, escaped on horseback with his cavalry.
һәр бири өзигә учриған адәмни чепип өлтүрди. Сурийләр қачти; Исраил уларни қоғлиди. Сурийәниң падишаси Бән-Һадад болса атқа минип атлиқлар билән қечип қутулди.
21 Then the king of Israel came out and attacked the horses and chariots. He inflicted a great defeat on the Arameans.
Исраилниң падишаси чиқип һәм атлиқларни һәм җәң һарвулирини битчит қилип Сурийләрни қаттиқ қир-чап қилди.
22 Later on the prophet came to the king of Israel and told him, “Go and reinforce your defenses, and check what you need to do, because in the spring the king of Aram will come and attack you again.”
Пәйғәмбәр йәнә Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Өзүңни мустәһкәмләп, өзүңни убдан дәңсәп, немә қилишиң керәклигини ойлап баққин. Чүнки келәр жили әтиязда Сурийәниң падишаси сән билән җәң қилғили йәнә чиқиду, деди.
23 In the meantime the king of Aram's officers told him, “Their gods are gods of the mountains. That's why they could defeat us. But if we fight them in the lowlands, we can beat them.
Сурийәниң падишасиниң хизмәткарлири униңға мундақ деди: — «Уларниң илаһи тағ илаһи болғачқа, улар бизгә күчлүк кәлди. Лекин биз түзләңликтә улар билән соқушсақ, җәзмән уларға күчлүк келимиз.
24 You should do this: remove each of the kings from their positions and replace them with commanders.
Әнди шундақ қилғайлиги, падишаларниң һәр бирини өз мәнсивидин чүшүрүп, уларниң орнида валийларни тиклигәйла.
25 You also have to raise another army to replace the one you lost—horse for horse, chariot for chariot. Then we can fight them in the lowlands and we will definitely beat them.” Ben-hadad listened to their advice and did as they said.
Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
26 When spring came Ben-hadad called up the Aramean army and went to attack Israel at Aphek.
Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти.
27 The Israelite army was also called up and provided with supplies. They went to confront the Arameans. But when the Israelites set up their camp opposite the enemy they looked like couple of flocks of goats in comparison with the Aramean army that filled the whole land.
Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
28 Then the man of God came to the king of Israel and said, “This is what the Lord says: Because the Arameans have said, ‘The Lord is only a god of the mountains and not of the valleys,’ I will make you victorious over the whole of this massive army. Then you will be convinced that I am the Lord.”
Амма Худаниң адими Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
29 The armies camped opposite each other for seven days. On the seventh day the battle took place. The Israelites killed 100,000 of the Aramean infantry in one day.
Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди.
30 The rest ran away to the town of Aphek, where a wall collapsed on 27,000 of those that remained. Ben-hadad also ran to the town and hid in an inside room.
Қалғанлар Афәк шәһиригә қечип киривалди; лекин сепили өрүлүп улардин жигирмә йәттә миң адәмниң үстигә чүшүп бесип өлтүрди. Бән-Һадад өзи бәдәр қечип шәһәргә кирип ичкиридики бир өйгә мөкүвалди.
31 Ben-hadad's officers said to him, “Look, we've heard that the Israelite kings are merciful. Let's surrender to the king of Israel, wearing sackcloth around our waists and ropes on our heads. Maybe he will let you live.”
Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишалирини рәһимлик падишалар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишасиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди.
32 So wearing sackcloth around their waists and ropes on their heads, they went and surrendered to the king of Israel, and told him, “Your servant Ben-hadad asks, ‘Please let me live.’” The king replied “Is he still alive? I think of him as my brother.”
Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишасиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
33 The men thought this was a good sign and they immediately took the king at his word, saying, “Yes, Ben-hahad is your brother.” “Go and fetch him!” said the king. So Ben-hadad came out of hiding and surrendered to Ahab, who pulled him up into his chariot.
Бу адәмләр бу сөзни яхшилиқниң аламити, дәп ойлап, дәрһалла униң бу сөзини чиң тутувелип: — Бән-Һадад силиниң бурадәрлиридур! — деди. У: — Уни елип келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән Бән-Һадад униң қешиға чиқти; шуниң билән у уни қолидин тартип җәң һарвусиға чиқарди.
34 Ben-hadad said to him, “I will return the towns my father took from your father, and you can organize your own places for trade in Damascus, like my father did in Samaria.” “By making this agreement I set you free,” Ahab replied. He made a treaty with Ben-hadad and let him go.
Бән-Һадад униңға: — Мениң атам силиниң атилиридин алған шәһәрләрни силигә қайтуруп берәй. Атам Самарийәдә рәстә-базарлирини тиклигәндәк сили өзлири үчүн Дәмәшқтә рәстә-базарларни тикләйла, — деди. Аһаб: — Бу шәрт билән сени қоюп берәй, деди. Шуниң билән иккиси әһдә қилишти вә у уни қоюп бәрди.
35 Following a message he received from the Lord, one of the sons of the prophets said to his colleague, “Please hit me.” But the man refused to hit him.
Пәйғәмбәрләрниң шагиртлириниң бири Пәрвәрдигарниң буйруғи билән йәнә биригә: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. Лекин у адәм уни урғили унимиди.
36 So the prophet told him, “Since you have not done what the Lord said, once you leave me a lion is going to kill you.” When the man left, a lion came and killed him.
Шуниң билән у униңға: — Сән Пәрвәрдигарниң сөзини аңлимиғиниң үчүн мана бу йәрдин кәткиниңдә бир шир сени боғуп өлтүриду, — деди. У униң йенидин чиққанда, униңға бир шир учрап уни өлтүрди.
37 The prophet found another man and said, “Please hit me!” So the man hit him, wounding him.
Андин кейин у йәнә бир адәмни тепип униңға: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. У адәм уни қаттиқ уруп зәхимләндүрди.
38 Then the prophet went and stood beside the road, waiting for the king. He had disguised himself with a bandage over his eyes.
Андин пәйғәмбәр берип өз қияпитини өзгәртип, көзлирини теңиқ билән теңип йол бойида падишани күтүп турди.
39 As the king was passing by, he shouted out to the king: “Your servant had gone out fighting right in the middle of the battle, when all of a sudden a man came over with a prisoner and told me, ‘Guard this man! If for any reason he escapes, you will pay for his life with your life, or you will be fined a talent of silver.’
Падиша шу йәрдин өткәндә у падишани чақирип: — Кәминилири кәскин җәң мәйданиға чиққан едим, вә мана, бир адәм маңа бурулуп, бир кишини тапшуруп: «Бу кишигә чиң қариғин, һәр қандақ сәвәптин у йоқап кәтсә, сән өз җениңни униң җениниң орниға төләйсән; болмиса бир талант күмүч төләйсән», деди.
40 But while your servant was busy with other things, the man got away.” “So that will be your punishment then,” the king of Israel told him. “You have sentenced yourself.”
Лекин мән кәминилири у-бу иш билән бәнд болуп кетип, уни йоқитип қойдум, деди. Исраилниң падишаси униңға: — Өзүң бекиткиниңдәк саңа һөкүм қилиниду! — деди.
41 Then the prophet quickly took off the bandage from his eyes, and the king of Israel recognized he was one of the prophets.
У дәрһал көзлиридин теңиқни еливәтти; Исраилниң падишаси уни тонуп униң пәйғәмбәрләрдин бири екәнлигини көрди.
42 He told the king, “This is what the Lord says: You have let go a man I had decided should die. Therefore you will pay for his life with your life, your people for his people.”
Пәйғәмбәр униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән һалакәткә бекиткән адәмни қолуңдин қутулғили қойғиниң үчүн сениң җениң униң җениниң орнида елиниду; сениң хәлқиң униң хәлқиниң орнида елиниду», деди.
43 The king of Israel went home to Samaria, sulking and infuriated.
Шуниң билән Исраилниң падишаси хапа болуп, ғәшликкә чөмгән һалда Самарийәгә қайтип ордисиға кирди.