< 1 Kings 11 >
1 King Solomon loved many foreign women. Besides Pharaoh's daughter, there were women from the Moabites, Ammonites, Edomites, Sidonians, and Hittites.
Лекин Сулайман падишаниң көңли Пирәвнниң қизидин башқа көп чәтәллик аялларға, җүмлидин Моабий, Аммоний, Едомий, Зидоний, Һиттий аяллириға чүшкән еди.
2 They were from the nations that the Lord had warned the Israelites, “You must not intermarry with them, for they will undoubtedly convince you to worship their gods.” Yet Solomon because of his love for women held on to them.
Пәрвәрдигар әслидә мошу әлләр тоғрилиқ Исраилларға: «Уларниң қизлирини издәп бармаңлар, вә уларни силәрниңкиләргә киргүзмәңлар; чүнки улар көңүллириңларни чоқум өз мәбудлириға аздуриду» дәп агаһландурған. Бирақ Сулайманниң көңли дәл шуларға бағланди.
3 He had seven hundred wives of noble birth and three hundred concubines. His wives did convince him to turn away from the Lord.
Униң йәттә йүз аяли, йәни ханиши вә үч йүз кенизиги бар еди; аяллири униң көңлини аздуруп буривәткән еди.
4 As Solomon grew old, his wives led him to follow other gods, and he did not commit himself wholeheartedly to the Lord as his father David had done.
Шундақ болдики, Сулайман яшанғанда, униң аяллири униң көңлини башқа илаһларға аздуруп бурувәтти; шуниң үчүн униң көңли атиси Давутниңкидәк Пәрвәрдигар Худасиға мутләқ садиқ болмиди.
5 Solomon worshiped Ashtoreth, goddess of the Sidonians, and Molech, vile god of the Ammonites.
Шуңа Сулайман Зидонийларниң мәбуди Аштаротни, Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милкомни издиди;
6 This was how Solomon did evil in the Lord's sight, and was not completely dedicated to the Lord as his father David was.
Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилди; у атиси Давут Пәрвәрдигарға әгәшкәндәк изчиллиқ билән әгәшмиди.
7 It was then that Solomon built a high place of worship for Chemosh, the vile god of the people of Moab, and for Molech, the vile god of the Ammonites, on a hill east of Jerusalem.
Андин Сулайман Йерусалим алдидики едирлиқта Моабийларниң жиркиничлик мәбуди Кемош һәм Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милком үчүн бир «жуқури җай»ни ясиди;
8 He built places of worship for all his foreign wives where they burned incense and sacrificed to their gods.
шуниңдәк өзиниң мәбудлириға хушбуй яқидиған вә қурбанлиқ қилидиған һәр бир ят әллик аяли үчүнму у шундақ қилди;
9 The Lord became angry with Solomon because he had turned away from the Lord, the God of Israel, who had appeared to him twice.
Шуңа Пәрвәрдигар Сулаймандин рәнҗиди; гәрчә У униңға икки қетим көрүнгән болсиму, шундақла униңға дәл мошу иш тоғрилиқ, йәни башқа илаһларни издимәслигини тапилиған болсиму, униң көңли Исраилниң Худаси Пәрвәрдигардин айнип кәтти; у Пәрвәрдигарниң тапилиғиниға әмәл қилмиди.
10 The Lord had warned Solomon about this—that he should not worship other gods. But Solomon did not listen to the Lord's warning.
11 So the Lord told him, “Since this is what you have done, and since you have not kept my agreement and my laws that I commanded, I will definitely take the kingdom away from you and give it to your servant.
Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Сулайманға мундақ деди: — «Сән шундақ қиливерип, Мениң саңа буйруған әһдәм билән бәлгүлиримни тутмиғиниң үчүн, Мән җәзмән падишалиқни сәндин житиветип хизмәткариңға беримән.
12 However, for the sake of your father David, I will not do this in your lifetime—I will take it away from your son.
Лекин атаң Давутниң вәҗидин сениң өз күнлириңдә Мән шундақ қилмаймән, бәлки оғлуңниң қолидин уни житиветимән.
13 Even then I will not take away the whole kingdom. I will leave your son with one tribe for the sake of my servant David, and for the sake of my chosen city Jerusalem.”
Лекин пүтүн падишалиқни униңдин житивәтмәймән, бәлки қулум Давутниң вәҗидин вә Өзүм таллиған Йерусалим үчүн оғлуңға бир қәбилини қалдуруп қойимән».
14 Then the Lord encouraged Hadad the Edomite of Edom's royal family to oppose Solomon.
Амма Пәрвәрдигар Сулайманға бир дүшмән, йәни Едомлуқ Һададни қозғиди, у киши Едомниң падишасиниң нәслидин еди.
15 Previously, when David was in Edom, Joab the commander of the Israelite army had gone to bury some of his soldiers who had been killed, and had slaughtered every male in Edom.
Әслидә Давут Едом билән [җәң қилған] вақитта, қошунниң сәрдари Йоаб Едомниң һәммә әрлирини йоқатқан еди (чүнки Едомдики һәммә әрләрни йоқатқичә, Йоаб билән барлиқ Исраиллар у йәрдә алтә ай турған еди); у өлтүрүлгәнләрни көмгили чиққанда
16 Joab and the whole Israelite army had spent six months there destroying them all.
17 But Hadad and some Edomites who had been his father's officials had run away to Egypt—Hadad was just a boy at the time.
Һадад атисиниң бир нәччә Едомий хизмәтчилири билән Мисирға қечип кәткән еди. Һадад у чағда кичик бала еди.
18 They left Midian and went to Paran. Then, along with some people from Paran, they went to Egypt, to Pharaoh king of Egypt. He provided Hadad with a house and food, and also assigned him land as a gift.
Улар Мидиян зиминидин чиқип Паранға кәлди. Улар Парандин бир нәччә адәмни елип өзлиригә қошуп Мисирға, йәни Мисирниң падишаси Пирәвнниң қешиға кәлди. Пирәвн униңға бир өй тәқсим қилип, озуқ-түлүкму тәминлиди һәмдә бир парчә йәрниму униңға тәқдим қилди.
19 Pharaoh became very friendly with Hadad, and he gave him the sister of his own wife to marry, Queen Tahpenes' sister.
Һадад Пирәвнниң нәзиридә көп илтипат тапқан болуп, у өз хотуниниң сиңлисини, йәни Таһпәнәс ханишниң сиңлисини униңға хотун қилип бәрди.
20 She gave birth to his son called Genubath. Tahpenes brought him up in Pharaoh's palace with Pharaoh's own children.
Таһпәнәсниң сиңлиси униңға бир оғул, Генубатни туғуп бәрди. Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи чоң қилди. Андин Генубат Пирәвнниң аилиси, йәни Пирәвнниң оғуллири арисида турди.
21 However, when news reached Hadad in Egypt that both David and Joab, the commander of the army, had died, Hadad said to Pharaoh, “Let me leave and return to my own country.”
Һадад Мисирда: «Давут ата-бовилириниң арисида ухлап қалди» вә «Қошунниң сәрдари Йоабму өлди» дәп аңлиғанда Пирәвнгә: — Мениң өз жутумға беришимға иҗазәт қилғайла, деди.
22 Pharaoh asked him, “Is there anything that you have lacked here with me that now you want to go back to your own country?” “No, there's nothing,” Hadad replied, “but please just let me go home.”
Пирәвн униңға: — Сениң өз жутумға барай дегиниң немә дегиниң, мениң қешимда саңа немә кәмлик қилиду? — деди. У җававән: — Һеч нәрсә кам әмәс, амма немила болмисун мени кәткили қойғайла, деди.
23 God also encouraged Rezon, son of Eliada, to oppose Solomon. He had run away from his master Hadadezer, king of Zobah. After David had destroyed Zobah's army,
Худа Сулайманға йәнә бир дүшминини қозғиди; у болса ғоҗиси, йәни Зобаһниң падишаси Һададезәрниң йенидин қечип кәткән Елиаданиң оғли Рәзон еди.
24 Rezon gathered around him a rebel band, and became their leader. They went and settled in Damascus, where they took over.
Давут [Зобаһлиқларни] қәтл қилғанда Рәзон улардин бир топ адәмни өзигә топлап уларниң сәрдари болди. Андин кейин булар Дәмәшққә берип у йәрдә туруп, Дәмәшқ үстидин һөкүм сүрди.
25 Rezon was Israel's enemy throughout Solomon's lifetime which added to the trouble Hadad caused. Rezon really hated Israel, and was the ruler of Aram.
Шуниң билән Һадад Исраилға аваричилик туғдурғандин башқа, Рәзон Сулайманниң барлиқ күнлиридә Исраилниң дүшмини еди; у Исраилни өч көрәтти, өзи Сурийә үстидә падиша еди.
26 In addition, Jeroboam, son of Nebat, rebelled against the king. One of Solomon's officials, he was an Ephraimite from Zeredah. His mother was a widow called Zeruah.
Сулайманниң Йәробоам дегән бир хизмәткари бар еди. У Зәрәдаһдин кәлгән Әфраимий Нибатниң оғли болуп, аниси Зәруаһ исимлиқ бир тул аял еди. Йәробоамму падишаға қарши чиқти.
27 This is why he rebelled against the king: Solomon had built the terraces and had closed the gap in the wall of the city of his father David.
Униң падишаға қарши чиқиштики сәвәви мундақ еди: Сулайман Милло қәлъәсини ясиғанда, атиси Давутниң шәһиридики сепилниң бир бөсүкини ясавататти;
28 Jeroboam was a man of ability, and when Solomon realized how successful he was in what he did, he placed him command of all the forced labor of the tribes of Joseph.
Йәробоам қавул қәйсәр жигит еди; Сулайман жигитниң ишчан вә чаққан екәнлигини көрүп, уни Йүсүпниң җәмәтигә буйрулған ишниң үстигә қойди.
29 Around that time the prophet Ahijah the Shilonite met Jeroboam on the road as he was leaving Jerusalem.
Шу күнләрдә Йәробоам Йерусалимдин чиқиватқанда, уни издәватқан Шилоһлуқ Ахияһ пәйғәмбәр уни йолда учратти. Ахияһ жипйеңи бир тонни кийвалған еди. Иккиси далада ялғуз қалғанда
30 Ahijah had wrapped himself in a new cloak, and the two of them were by themselves in the countryside. Ahijah took the new cloak he was wearing and ripped it up into twelve pieces.
Ахияһ үстидики тонни қолиға елип, уни житип он икки парчә қилип
31 He said, “Jeroboam, take ten pieces. This is what the Lord God of Israel says. ‘Jeroboam, I am the Lord, the God of Israel, and I am going to take Solomon's kingdom from him and give you ten of the tribes.
Йәробоамға мундақ деди: — «Өзүңгә он парчини алғин; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, падишалиқни Сулайманниң қолидин житиветип он қәбилини саңа беримән.
32 One tribe will be left for the sake of my servant David and for the sake of Jerusalem, the city I chose from among all the tribes of Israel.
Бирақ Қулум Давутниң вәҗидин вә Йерусалим, йәни Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллиған шәһәр үчүн бир қәбилә униңға қалиду.
33 This is because they have abandoned me and bowed down in worship of Ashtoreth, goddess of the Sidonians, Chemosh, god of the Moabites, and Molech, god of the Ammonites. They have not followed my ways; they have not done what is right in my sight; they have not kept my commandments and laws as David, Solomon's father, did.
— Чүнки улар Мени ташлап Зидонийларниң аял мәбуди Аштаротқа, Моабийларниң мәбуди Кемошқа вә Аммонийларниң мәбуди Милкомға сәҗдә қилип, униң атиси Давутниң қилинғинидәк қилмай, Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримгә әмәл қилмай, нәзиримдә дурус болғанни қилмиди, Мениң йоллиримда маңмиди;
34 Even so, I'm not going to take the whole kingdom from Solomon, because I made him ruler for his lifetime for the sake of my servant David. I chose him because he kept my commandments and laws.
лекин пүткүл падишалиқни униң қолидин тартивалмаймән; чүнки Мән таллиған, Өз әмирлирим вә бәлгүлимилиримни тутқан қулум Давутни дәп, униң өмриниң барлиқ күнлиридә уни һөкүм сүргүчи қилип қалдуримән.
35 But I will take from his son's kingdom ten tribes and give them to you.
Амма падишалиқни униң оғлиниң қолидин тартип елип, саңа беримән, йәни он қәбилини беримән.
36 I will give his son one tribe, so that my servant David will always have a descendant like a lamp before me in Jerusalem, the city where I chose to be honored.
Лекин Мениң намимниң шу йәрдә болушиға Өзүм таллиған шәһәр Йерусалимда, Мениң алдимда қулум Давут үчүн һемишә йоруқ бир чирақ болсун дәп, униң оғлиға бир қәбилини берәй.
37 I will take you, and you shall reign over everything that you want. You will be king over Israel.
Мән сени таллап, сени барлиқ халиған йәрләр үстидә һөкүм сүргүзимән, сән Исраилға падиша болисән.
38 If you accept everything that I command you, if you follow my ways, if you do what is right in my sight, keeping my laws and commandments as my servant David did, then I will be with you. I will set up for you a dynasty that lasts, just as I did for David, and I will give Israel to you.
Вә шундақ болидуки, әгәр сән һәммә буйруғанлиримни аңлап, Мениң йоллиримда меңип, нәзиримдә дурус болғанни қилип, қулум Давут қилғандәк Мениң бәлгүлирим билән әмирлиримни тутсаң, әнди Мән сән билән биллә болимән вә Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк, саңиму мустәһкәм бир җәмәт тикләймән вә Исраилни саңа тәқдим қилимән.
39 I will punish David's descendants because of this, but not forever.”
Давутниң нәслини шу ишлар түпәйлидин харлап пәс қилимән, лекин мәңгүлүк әмәс»».
40 So Solomon tried to kill Jeroboam. But Jeroboam ran away to Egypt, to Shishak king of Egypt. He remained there until Solomon's death.
Шуниң үчүн Сулайман Йәробоамни өлтүрүшкә пурсәт издәйтти. Лекин Йәробоам қечип Мисирниң падишаси Шишакниң қешиға барди; Сулайман өлгичә у Мисирда турди.
41 The record of the rest of the acts of Solomon, including everything he did, and his wisdom, are written in the Book of the Acts of Solomon.
Сулайманниң башқа ишлири, униң һәммә қилған әмәллири вә униң даналиғи болса «Сулайманниң Әмәллири» дегән китапқа пүтүлгән әмәсмиди?
42 Solomon reigned in Jerusalem over all of Israel for a total of forty years.
Сулайманниң Йерусалимда Исраилниң үстидә һөкүм сүргән вақти қириқ жил болди.
43 Solomon died and was buried in the city of his father David. His son Rehoboam succeeded him as king.
Сулайман ата-бовилириниң арисида ухлиди вә атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин оғли Рәһобоам орнида падиша болди.