< John 16 >

1 These things have I spoken to you, that you may not be scandalized.
Силәрниң путлишип кәтмәслигиңлар үчүн буларни силәргә ейттим.
2 They will put you out of the synagogues: yea, the hour cometh, that whosoever killeth you, will think that he doth a service to God.
Улар силәрни синагогларниң җамаәтлиридин қоғлап чиқириветиду; һәмдә шундақ бир вақит-саат келидуки, силәрни өлтүргүчи өзини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду.
3 And these things will they do to you; because they have not known the Father, nor me.
Улар буларни я Атини, я мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду.
4 But these things I have told you, that when the hour shall come, you may remember that I told you of them.
Лекин мән бу ишларни силәргә ейттимки, вақит-саити кәлгәндә, мән шундақ алдин-ала ейтқинимни есиңларға кәлтүрәләйсиләр.
5 But I told you not these things from the beginning, because I was with you. And now I go to him that sent me, and none of you asketh me: Whither goest thou?
— Мән башта буларни силәргә ейтмидим, чүнки мән силәр билән биллә едим. Лекин әнди мени әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ туруқлуқ, араңлардин һеч ким мәндин: «Нәгә кетисән?» дәп соримайватиду.
6 But because I have spoken these things to you, sorrow hath filled your heart.
Әксичә, силәргә буларни ейтқиним үчүн, қәлбиңлар қайғуға чөмүп кәтти.
7 But I tell you the truth: it is expedient to you that I go: for if I go not, the Paraclete will not come to you; but if I go, I will send him to you.
Амма мән силәргә һәқиқәтни ейтип қояйки, мениң кетишим силәргә пайдилиқтур. Чүнки әгәр кәтмисәм, Ярдәмчи силәргә кәлмәйду. Амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән.
8 And when he is come, he will convince the world of sin, and of justice, and of judgment.
У кәлгәндә, бу дуниядикиләргә гуна тоғрисида, һәққанийлиқ тоғрисида вә ахирәт сориғи тоғрисида һәқиқәтни билгүзиду.
9 Of sin: because they believed not in me.
У уларни гуна тоғрисида билгүзиду, чүнки улар маңа етиқат қилмиди.
10 And of justice: because I go to the Father; and you shall see me no longer.
Уларни һәққанийлиқ тоғрисида [билгүзиду], чүнки Атамниң йениға қайтип баримән вә силәр мени йәнә көрәлмәйсиләр.
11 And of judgment: because the prince of this world is already judged.
Уларни ахирәт сориғи тоғрисида [билгүзиду], чүнки бу дунияниң һөкүмдари үстигә һөкүм чиқирилди.
12 I have yet many things to say to you: but you cannot bear them now.
Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин силәр уларни һазирчә көтирәлмәйсиләр.
13 But when he, the Spirit of truth, is come, he will teach you all truth. For he shall not speak of himself; but what things soever he shall hear, he shall speak; and the things that are to come, he shall shew you.
Лекин У, йәни Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У силәрни барлиқ һәқиқәткә башлап бариду. Чүнки У өзлүгидин сөзлимәйду, бәлки немини аңлиған болса, шуни сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишлардин силәргә хәвәр бериду.
14 He shall glorify me; because he shall receive of mine, and shall shew it to you.
У мени улуқлайду; чүнки У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду.
15 All things whatsoever the Father hath, are mine. Therefore I said, that he shall receive of mine, and shew it to you.
Атида бар болғанниң һәммиси һәм мениңкидур; мана шуниң үчүн мән: «У мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду» дәп ейттим.
16 A little while, and now you shall not see me; and again a little while, and you shall see me: because I go to the Father.
Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; вә йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр, чүнки мән Атамниң йениға кетимән».
17 Then some of the disciples said one to another: What is this that he saith to us: A little while, and you shall not see me; and again a little while, and you shall see me, and, because I go to the Father?
Шуңа мухлисларниң бәзилири бир-биригә: — Бизләргә: — «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр» вә йәнә «Чүнки мән Атамниң йениға кетимән» дегини немә дегиниду?
18 They said therefore: What is this that he saith, A little while? we know not what he speaketh.
«Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси немә? Униң немиләрни дәватқанлирини билмидуқ, — дейишиду.
19 And Jesus knew that they had a mind to ask him; and he said to them: Of this do you inquire among yourselves, because I said: A little while, and you shall not see me; and again a little while, and you shall see me?
Әйса уларниң өзидин немини соримақчи болғинини билип уларға мундақ деди: — «Мениң «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр?
20 Amen, amen I say to you, that you shall lament and weep, but the world shall rejoice; and you shall be made sorrowful, but your sorrow shall be turned into joy.
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр жиға-зерә көтирисиләр, лекин бу дуниядикиләр хошал болушуп кетиду; силәр қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар шатлиққа айлиниду.
21 A woman, when she is in labour, hath sorrow, because her hour is come; but when she hath brought forth the child, she remembereth no more the anguish, for joy that a man is born into the world.
Аял киши туғутта азаплиниду, чүнки униң вақит-саити йетип кәлгән; лекин бовиқи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң шатлиғи билән тартқан азавини унтуп кетиду.
22 So also you now indeed have sorrow; but I will see you again, and your heart shall rejoice; and your joy no man shall take from you.
Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин мән силәр билән қайта көрүшимән, қәлбиңлар шатлиниду вә шатлиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду.
23 And in that day you shall not ask me any thing. Amen, amen I say to you: if you ask the Father any thing in my name, he will give it you.
Шу күндә силәр мәндин һеч нәрсә соримайсиләр. Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң намим билән Атидин немини тилисәңлар, у шуни силәргә бериду.
24 Hitherto you have not asked any thing in my name. Ask, and you shall receive; that your joy may be full.
Һазирғичә мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр, буниң билән шатлиғиңлар толуп ташиду!
25 These things I have spoken to you in proverbs. The hour cometh, when I will no more speak to you in proverbs, but will shew you plainly of the Father.
Силәргә буларни тәмсилләр билән ейтип бәрдим. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда силәргә йәнә тәмсилләр билән сөзлимәймән, Ата тоғрилиқ силәргә очуқ ейтимән.
26 In that day you shall ask in my name; and I say not to you, that I will ask the Father for you:
Шу күни тиләклириңларни мениң намим билән илтиҗа қилисиләр. Мән силәр үчүн Атидин тәләп қилимән, дәп ейтмаймән;
27 For the Father himself loveth you, because you have loved me, and have believed that I came out from God.
чүнки Ата өзиму силәрни сөйиду; чүнки силәр мени сөйисиләр вә мениң Худаниң йенидин кәлгәнлигимгә ишәндиңлар.
28 I came forth from the Father, and am come into the world: again I leave the world, and I go to the Father.
Мән Атиниң йенидин чиқип бу дунияға кәлдим; әнди мән йәнә бу дуниядин кетип Атиниң йениға баримән».
29 His disciples say to him: Behold, now thou speakest plainly, and speakest no proverb.
Мухлислири: — Мана сән һазир очуқ ейтиватисән, тәмсил кәлтүрүп сөзлимидиң!
30 Now we know that thou knowest all things, and thou needest not that any man should ask thee. By this we believe that thou camest forth from God.
Биз сениң һәммини билгиниңни, шундақла һеч кимниң сәндин соал соришиниң һаҗити йоқлуғини әнди билип йәттуқ. Шуниңдин сениң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңгә ишәндуқ, — дейишти.
31 Jesus answered them: Do you now believe?
Әйса җававән уларға: — Һазир ишәндиңларму?
32 Behold, the hour cometh, and it is now come, that you shall be scattered every man to his own, and shall leave me alone; and yet I am not alone, because the Father is with me.
Мана, шундақ вақит-саити келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар мени ялғуз ташлап һәр бириңлар өз йоллириңларға тарқилип кетисиләр. Бирақ мән ялғуз әмәсмән, чүнки Ата мән билән биллидур.
33 These things I have spoken to you, that in me you may have peace. In the world you shall have distress: but have confidence, I have overcome the world.
Силәрниң мәндә хатирҗәмликкә егә болушуңлар үчүн буларни силәргә ейттим. Бу дунияда туруп азап-оқубәт тартисиләр, амма ғәйрәтлик болуңлар! Мән бу дуния үстидин ғәлибә қилдим!

< John 16 >