< 1 Kings 7 >
1 And Solomon built his own house in thirteen years, and brought it to perfection.
Сулайман өз ордисини болса, он үч жилда ясап пүттүрди.
2 He built also the house of the forest of Libanus, the length of it was a hundred cubits, and the breadth fifty cubits, and the height thirty cubits: and four galleries between pillars of cedar: for he had cut cedar trees into pillars.
У ясиған бу «Ливан ормини сарийи»ниң узунлуғини йүз гәз, кәңлигини әллик гәз вә егизлигини оттуз гәз қилди. Кедир яғичи түврүгидин төрт қатар вә түврүкләрниң үстигә кедир лимлири қоюлған еди.
3 And he covered the whole vault with boards of cedar, and it was held up with five and forty pillars. And one row had fifteen pillars,
Түврүкләрниң үстидики лим көтирип турған өгүзиму кедир яғичидин еди. Лимлар җәмий қириқ бәш болуп һәр қатарда он бәштин еди.
4 Set one against another,
Униң үч қәвәт деризиси бар еди, үч қәвәттики деризиләр бир-биригә удулму удул еди.
5 And looking one upon another, with equal space between the pillars, and over the pillars were square beams in all things equal.
Барлиқ ишикләр вә кешәкләр төрт часилиқ қилинғанди; ишикләр үч көзнәклик болуп, ишикләр бир-биригә удулму удул еди.
6 And he made a porch of pillars of fifty cubits in length, and thirty cubits in breadth: and another porch before the greater porch: and pillars, and chapiters upon the pillars.
У узунлуғини әллик гәз, тоғрисини оттуз гәз қилип, түврүклүк бир дәһлиз ясиди; униң алдида йәнә бир дәһлиз бар еди, вә униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди.
7 He made also the porch of the throne, wherein is the seat of judgment: and covered it with cedar wood from the floor to the top.
Андин кейин у сорақ сорайдиған тәхти үчүн «Сорақ дәһлизи» дәп аталған йәнә бир дәһлизни ясиди. У дәһлизниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә кедир яғичи билән қапланған еди.
8 And in the midst of the porch, was a small house where he sat in judgment, of the like work. He made also a house for the daughter of Pharao (whom Solomon had taken to wife) of the same work, as this porch,
[Сулайман] өзи олтиридиған сарай, йәни дәһлизниң арқа һойлисиға җайлашақан сарайниң лайиһиси «[сорақ] өйи»ниңкигә охшаш еди. Сулайман өз әмригә алған Пирәвнниң қизи үчүн шу дәһлизгә охшаш бир сарайни ясатти.
9 All of costly stones, which were sawed by a certain rule and measure both within and without: from the foundation to the top of the walls, and without unto the great court.
Бу имарәтләрниң һәммиси ичкирики тамлиридин тартип чоң һойлиниң тамлириғичә, улидин тартип өгүзниң пәвазиғичә қиммәт ташлардин, йәни өлчәм бойичә оюлуп андин ич-теши һәрә билән кесилгән ташлардин ясалған еди.
10 And the foundations were of costly stones, great stones of ten cubits or eight cubits:
Һуллири болса чоң вә қиммәт ташлардин, узунлуғи он гәз вә сәккиз гәз болған ташлардин қилинған еди.
11 And above there were costly stones, or equal measure, hewed; and, in like manner, planks of cedar:
Һулларниң үстигә йәнә бекитилгән өлчәм бойичә оюлған қиммәт есил ташлар вә кедир лимлири қоюлған еди.
12 And the greater court was made round with three rows of hewed stones, and one row of planks of cedar, moreover also in the inner court of the house of the Lord, and in the porch of the house.
Чоң һойлиниң чөрисидики там үч қәвәт оюлған таш вә бир қәвәт ойулған кедир лимлиридин ясалған еди. Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ичкирики һойлисиниң теми вә йәнә ордидики дәһлизиниң темиму шундақ ясалған еди.
13 And king Solomon sent, and brought Hiram from Tyre,
Сулайман падиша адәм әвәтип Һирамни турдин кәлтүрди.
14 The son of a widow woman of the tribe of Nephtali, whose father was a Tyrian, an artificer in brass, and full of wisdom, and understanding, and skill to work all work in brass. And when he was come to king Solomon, he wrought all his work.
У киши Нафтали қәбилисидин болған бир тул хотунниң оғли болуп, атиси турлуқ бир мискәр еди. Һирам мискәрчиликтә түрлүк ишларни қилишқа толиму уста, пәм-парасәтлик вә билимлик еди. У Сулайман падишаниң қешиға келип, униң һәммә ишини қилди.
15 And he cast two pillars in brass, each pillar was eighteen cubits high: and a line of twelve cubits compassed both the pillars.
У өзи икки түврүкни мистин ясиди. Һәр бир түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз болуп, айланмиси он икки гәз еди.
16 He made also two chapiters of molten brass, to be set upon the tops of the pillars: the height of one chapiter was five cubits, and the height of the other chapiter was five cubits:
Бу түврүкләрниң үстигә қоюш үчүн мистин икки таҗни қуюп ясап, униң үстигә қойди. Бир таҗниң егизлиги бәш гәз, иккинчи таҗниң егизлигиму бәш гәз еди.
17 And a kind of network, and chain work wreathed together with wonderful art. Both the chapiters of the pillars were cast: seven rows of nets were on one chapiter, and seven nets on the other chapiter.
Түврүкләрниң төписидики таҗлар торларға охшаш зиннәтлинип, зәнҗирләр вә торланған һалқилар билән тоқуқлуқ еди. Бир таҗниң шундақ йәттә қатар тор һалқилири бар еди, иккинчи таҗниңму һәм шундақ йәттә қур тор һалқилири бар еди.
18 And he made the pillars, and two rows round about each network to cover the chapiters, that were upon the top, with pomegranates: and in like manner did he to the other chapiter.
У йәнә анарларни, йәни түврүкләрниң үстидики һәр бир таҗни йепип туридиған тор һалқиларниң үстигә икки қатар анарни ясиди. У биринчи вә иккинчи таҗғиму охшашла шундақ қилди.
19 And the chapiters that were upon the top of the pillars, were of lily work in the porch, of four cubits.
Айвандики түврүкләрниң үстидики таҗлири нилупәр шәкиллик болуп, егизлиги төрт гәздин еди.
20 And again other chapiters in the top of the pillars above, according to the measure of the pillar over against the network: and of pomegranates there were two hundred in rows round about the other chapiter.
Икки түврүкниң таҗлиридики тор һалқилириға йеқин томпийип чиққан җайниң үстидә қәвәтму-қәвәт чөридигән икки йүз анар нусхиси бар еди. Иккинчи таҗниң чөрисиму охшаш еди.
21 And he set up the two pillars in the porch of the temple: and when he had set up the pillar on the right hand, he called the name thereof Jachin: in like manner he set up the second pillar, and called the name thereof Booz.
У түврүкләрни ибадәтханиниң алдидики айванға тиклиди. Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди.
22 And upon the tops of the pillars he made lily work: so the work of the pillars was finished.
Түврүкләрниң үсти нилупәр шәклидә ясалған еди. Буниң билән түврүкләрниң ишлири пүткән еди.
23 He made also a molten sea of ten cubits from brim to brim, round all about; the height of it was five cubits, and a line of thirty cubits compassed it round about.
У мистин «деңиз» дәп аталған йоған дас ясиди. Униң бир гирвикидин йәнә бир гирвикигичә он гәз келәтти. Униң айламиси оттуз гәз еди.
24 And a graven work under the brim of it compassed it, for ten cubits going about the sea: there were two rows cast of chamfered sculptures.
Дасниң гирвики асти чөридәп қапақ нусхилири билән зиннәтләнгән еди. Булар дасниң чөрисиниң һәр бир гезигә ундин, икки қатар қоюлған еди. Улар дас билән бир вақитта қуюп чиқирилған еди.
25 And it stood upon twelve oxen, of which three looked towards the north, and three towards the west, and three towards the south, and three towards the east, and the sea was above upon them, and their hinder parts were all hid within.
Дас он икки буқа шәкли үстидә турғузулған еди. Буларниң үчи шимал тәрәпкә, үчи ғәрип тәрәпкә, үчи җәнуп тәрәпкә, үчи шәриқ тәрәпкә йүзләнгән еди. «деңиз» буларниң үстидә еди; уларниң арқиси ич тәрипидә еди.
26 And the laver was a handbreadth thick: and the brim thereof was like the brim of a cup, or the leaf of a crisped lily: it contained two thousand bates.
Дасниң қелинлиғи алиқанниң кәңлигидәк болуп, униң гирвики пиялиниң гирвикидәк, шәкли ечилған нилупәрдәк еди. Униңға икки миң бат су сиғатти.
27 And he made ten bases of brass, every base was four cubits in length, and four cubits in breadth, and three cubits high.
Униңдин башқа у мистин он тәгликни ясиди. Һәр бир тәгликниң узунлуғи төрт гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, егизлиги үч гәз еди.
28 And the work itself of the bases, was intergraven: and there were gravings between the joinings.
Бу тәгликләр шундақ ясалған едики, уларниң [рәсимлик] тахтилири бар еди; тахтилири рамкилар ичигә орнитилған еди.
29 And between the little crowns and the ledges were lions, and oxen, and cherubims: and in the joinings likewise above: and under the lions and oxen, as it were bands of brass hanging down.
Рамкиларниң оттурисидики рәсим тахтайлирида вә рамкиларниң өзидиму ширлар, буқилар вә керубларниң сүрәтлик зиннәтлири бар еди; ширлар вә буқиларниң асти вә үсти зәнҗирсиман гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди.
30 And every base had four wheels, and axletrees of brass: and at the four sides were undersetters under the laver molten, looking one against another.
Һәр бир тәгликниң мис оқлири билән төрт чақи бар еди; тәгликниң дасни көтирип туридиған төрт бүҗигидә җазиси бар еди; дас астидики путлириниң һәр тәрипидә торланған қуйма гүл шахлири орнитилған еди.
31 The mouth also of the laver within, was in the top of the chapiter: and that which appeared without, was of one cubit all round, and together it was one cubit and a half: and in the corners of the pillars were divers engravings: and the spaces between the pillars were square, not round.
Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ағзи дүгиләк еди; кичик тәгликниң узунлуғи бир йерим гәз еди; ағзиниң әтрапида нәқишләр бар еди; уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди.
32 And the four wheels, which were at the four corners of the base, were joined one to another under the base: the height of a wheel was a cubit and a half.
Төрт чақи рәсимлик тахтайлири астида болуп, уларниң оқлири тәгликкә бекитилгән еди. Һәр бир чақниң егизлиги бир йерим гәз еди.
33 And they were such wheels as are used to be made in a chariot: and their axletrees, and spokes, and strakes, and naves, were all east.
Чақларниң қурулмиси җәң һарвулириниң чақлиридәк еди. Уларниң қазанлири, қасқанлири, четиқлири вә оқлириниң һәммиси мистин қуюлған еди.
34 And the four undersetters that were at every corner of each base, were of the base itself cast and joined together.
Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди; улар тәгликтин чиқип туратти вә улар тәглик билән тәң қуюлған.
35 And in the top of the base there was a round compass of half a cubit, so wrought that the laver might be set thereon, having its gravings, and divers sculptures of itself.
Һәр бир тәгликниң төписидә егизлиги йерим гәз келидиған бир жумилақ җаза бар еди. Һәр бир тәгликниң төписидә тирәк вә рәсимлик тахтайлар бар еди. Улар тәглик билән тәң қуюлған.
36 He engraved also in those plates, which were of brass. and in the corners, cherubims, and lions, and palm trees, in likeness of a man standing, so that they seemed not to be engraven, but added round about.
У мошу тирәк вә рәсим тахтайлиридики бош орунларға керуб, шир вә хорма дәрәқлириниң нусхилирини вә чөрисигә торланған гүл шахлирини нәқиш қилди.
37 After this manner he made ten bases, of one casting and measure, and the like graving.
Шу тәриқидә у мошу он тәгликни ясап болди. Һәммиси бир нусхида қуюлуп, охшаш чоңлуқта вә шәкилдә еди.
38 He made also ten lavers of brass: one laver contained four bases, and was of four cubits: and upon every base, in all ten, he put as many lavers.
У мистин он дас ясиған болуп, һәр бир дасқа қириқ бат су сиғатти; һәр бир дасниң тоғриси төрт гәз еди. Он тәгликниң һәр бириниң төписидә бирдин дас бар еди.
39 And he set the ten bases, five on the right side of the temple, and five on the left: and the sea he put on the right side of the temple over against the east southward.
У бәш дасни ибадәтханиниң оң йенида вә бәшни ибадәтханиниң сол йенида қойди; мис деңизни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойди.
40 And Hiram made caldrons, and shovels, and basins, and finished all the work of king Solomon in the temple of the Lord.
Һирам шуларға тәәллуқ дас, күрәк вә қача-қучиларниму ясап тәйяр қилди. Шундақ қилип Һирам Сулайман падиша үчүн Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүткүзди: —
41 The two pillars and the two cords of the chapiters, upon the chapiters of the pillars: and the two networks, to cover the two cords, that were upon the top of the pillars.
икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди,
42 And four hundred pomegranates for the two networks: two rows of pomegranates for each network, to cover the cords of the chapiters, which were upon the tops of the pillars.
шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти. Бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики; апқурсиман икки башни йепип туратти.
43 And the ten bases, and the ten lavers on the bases.
У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
44 And one sea, and twelve oxen under the sea.
«мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди,
45 And the caldrons, and the shovels, and the basins. All the vessels that Hiram made for king Solomon for the house of the Lord, were of fine brass.
қазанларни, күрәкләрни вә қача-қучиларниму тәйяр қилди. Һирам Пәрвәрдигарниң өйи үчүн Сулайман падишаниң әмри билән ясиған бу һәммә нәрсиләр пақирайдиған мистин еди.
46 In the plains of the Jordan did the king cast them in a clay ground, between Socoth and Sartham.
Падиша уларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зарәтанниң оттурисида, [шу йәрдики] сеғизлайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
47 And Solomon placed all the vessels: but for exceeding great multitude the brass could not be weighed.
Бу нәрсиләр шунчә көп болғачқа, Сулайман уларниң еғирлиғини өлчимиди. Шуниң билән мисниң еғирлиғи мәлум болмиди.
48 And Solomon made all the vessels for the house of the Lord: the altar of gold, and the table of gold, upon which the leaves of proposition should be set:
Сулайман йәнә Пәрвәрдигарниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти: — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған алтун ширәни,
49 And the golden candlesticks, five on the right hand, and five on the left, over against the oracle, of pure gold: and the flowers like lilies, and the lamps over them of gold: and golden snuffers,
Каламхана алдида туридиған сап алтун чирақданларни (бәшни оң йенида, бәшни сол йенида) ясатти; вә шуларниң гүлсиман зиннәтлирини, чирақлирини, чирақ қисқучлирини алтундин ясатти;
50 And pots, and fleshhooks, and bowls, and mortars, and censers, of most pure gold: and the hinges for the doors of the inner house of the holy of holies, and for the doors of the house of the temple were of gold.
дас-пиялилирини, пичақлирини, қачилирини, тәхсилирини вә күлданларниң һәммисини сап алтундин ясатти; у ичкирики ханиниң, йәни әң муқәддәс җайниң қатлинидиған, қош қанатлиқ ишикләрниң гирәлирини вә өйдики муқәддәс җайниң [ишиклириниң] гирәлирини алтундин ясатти.
51 And Solomon finished all the work that he made in the house of the Lord, and brought in the things that David his father had dedicated, the silver and the gold, and the vessels, and laid them up in the treasures of the house of the Lord.
Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилдуридиған һәммә қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут [Худаға] атиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә түрлүк башқа буюмларни) әкәлтүрүп Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.