< Leviticus 27 >
1 And Jehovah spoke to Moses, saying,
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Speak unto the children of Israel and say unto them, When any one devoteth [anything] by a vow, the persons shall be for Jehovah according to thy valuation.
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду;
3 And thy valuation shall be of the male from twenty years old even unto sixty years old: thy valuation shall be fifty shekels of silver, after the shekel of the sanctuary;
Йеши жигирмә билән атмишниң арилиғида болған әр киши болса, сән тохтитидиған қиммити муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун; униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун.
4 and if it be of a female, thy valuation shall be thirty shekels.
Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун.
5 And if it be from five years old even unto twenty years old, thy valuation of the male shall be twenty shekels, and for the female ten shekels.
Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун.
6 And if it be from a month old even unto five years old, thy valuation of the male shall be five shekels of silver; and for the female thy valuation shall be three shekels of silver.
Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун.
7 And if it be from sixty years old and above, if it be a male, thy valuation shall be fifteen shekels; and for the female ten shekels.
Әгәр атмиш я униңдин чоңрақ яштики киши болса, тохтитилидиған қиммити әр киши үчүн он бәш шәкәл, хотун киши үчүн он шәкәл болсун.
8 And if he be poorer than thy valuation, he shall present himself before the priest, and the priest shall value him: according to his means that vowed shall the priest value him.
Әгәр бириси тохтитилған қиммитини төләшкә қурби йәтмисә, у өзини каһинниң алдида тәқ қилсун; каһин униң қиммитини бекитсун. Каһин қәсәм қилғучиниң әһвалиға қарап униң қиммитини тохтитип бәрсун.
9 And if it be a beast whereof men bring an offering unto Jehovah, all that they give of such unto Jehovah shall be holy.
Әгәр бириси [қәсәм қилип] Пәрвәрдигарға қурбанлиқ болушқа лайиқ болидиған бир һайванни униңға атиған болса, ундақта шундақ һайванлар Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун;
10 They shall not alter it nor change it, a good for a bad, or a bad for a good; and if he at all change beast for beast, then it and the exchange thereof shall be holy.
һайван начар болса униң орниға яхшини яки яхшиниң орниға начирини тегишишкә яки орниға башқисини алмаштурушқа һәргиз болмайду. Мабада атиғучи у һайванниң орниға йәнә бир һайванни йәңгүшлимәкчи болса, Авалқиси билән орниға әкәлгининиң һәр иккиси муқәддәс саналсун.
11 And if it be any unclean beast, of which they do not bring an offering unto Jehovah, then he shall present the beast before the priest;
Әгәр һайван Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиққа лайиқ болмайдиған бир «напак» һайван болса, ундақта у һайванни каһинниң алдиға елип кәлсун;
12 and the priest shall value it, [judging] between good and bad: according to the valuation of the priest, so shall it be.
андин каһин өзи униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин қиммитини қанчә тохтатқан болса шундақ болсун.
13 And if they will in any wise redeem it, then they shall add a fifth [part] thereof unto thy valuation.
Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун.
14 And when any one halloweth his house, that it may be holy to Jehovah, the priest shall value it, [judging] between good and bad: as the priest shall value it, so shall it stand.
Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду.
15 And if he that halloweth it will redeem his house, he shall add the fifth of the money of thy valuation unto it, and it shall be his.
Кейин әгәр өйни атиғучи киши уни қайтурувалмақчи болса, у тохтитилған қиммитигә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; андин өй йәнә униң болиду.
16 And if a man hallow to Jehovah [part] of a field of his possession, thy valuation shall be according to what may be sown in it: the homer of barley seed at fifty shekels of silver.
Әгәр бириси өз мал-мүлки болған етизлиқниң бир қисмини Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилса, қиммити униңға қанчилик уруқ терилидиғанлиғиға қарап тохтитилсун; бир хомир арпа уруғи кетидиған йәр болса, қиммити әллик шәкәл көмүшкә тохтитилсун.
17 If he hallow his field from the year of jubilee, according to thy valuation shall it stand;
Әгәр бириси «азатлиқ жили»дин тартип өз етизлиғини муқәддәс қилса, сән қанчә тохтатсаң шу болсун.
18 but if he hallow his field after the jubilee, then the priest shall reckon unto him the money according to the years that remain, until the year of the jubilee; and there shall be a reduction from thy valuation.
Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун.
19 And if he that hallowed the field will in any wise redeem it, he shall add the fifth of the money of thy valuation unto it, and it shall be assured to him;
Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду.
20 but if he do not redeem the field, or if he sell the field to another man, it cannot be redeemed any more;
Әгәр у пул берип етизлиқни қайтурувалмиған болса яки башқа бирисигә сетип бәргән болса, кейин шу етизлиқни қайтурувелишқа болмайду,
21 and the field, when it goeth out in the jubilee, shall be holy to Jehovah, as a field devoted; the possession thereof shall be the priest's.
Бәлки азатлиқ жили кәлгәндә етизлиқ «егисигә қайтурулидиғанда» у мутләқ беғишланған йәргә охшаш, Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинип, мирас һоқуқи каһинға өтиду.
22 And if he hallow to Jehovah a field that he hath bought, which is not of the fields of his possession,
Әгәр бириси сетивалған амма өз мираси болмиған бир парчә йәр-етизни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилған болса,
23 the priest shall reckon unto him the amount of thy valuation, unto the year of the jubilee; and he shall give thy valuation on that day, [as] holy to Jehovah.
каһин азатлиқ жилиғичә қалған жилни һесаплап, қиммитини тохтатсун. Андин у күни шу киши тохтитилған қиммитини Пәрвәрдигарға муқәддәс қилған нәрсә сүпитидә кәлтүрсун.
24 In the year of the jubilee the field shall return unto him of whom it was bought — to him to whom the land belonged.
Лекин азатлиқ жили кәлгәндә, етизлиқ кимдин елинған болса, шу кишигә, йәни әслидики егисигә қайтуруп берилсун.
25 And all thy valuation shall be according to the shekel of the sanctuary: twenty gerahs shall be the shekel.
Сән тохтитидиған барлиқ қиммәтләр болса һемишә муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бочичә һесаплансун; бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр болиду.
26 Only the firstling which is offered as firstling to Jehovah among the cattle, that shall no man hallow, whether it be ox or sheep; it is Jehovah's.
Лекин чарпайниң тунҗа балиси тунҗа бала болғанлиғи сәвәвидин әслидинла Пәрвәрдигарға атилидиған болғачқа, кала болсун, қой-өшкә болсун һеч ким уни «Худаға атап» муқәддәс қилмисун; чүнки у әслидә Пәрвәрдигарниң еди.
27 But if it be of an unclean beast, then he shall ransom it according to thy valuation, and shall add a fifth of it thereto; and if it be not redeemed, it shall be sold according to thy valuation.
Әгәр у напак бир һайвандин туғулған болса, егиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип, андин өзигә қайтурувалсун; лекин әгәр егиси уни өзигә қайтурувалмаймән десә, бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун.
28 Notwithstanding, no devoted thing that a man hath devoted to Jehovah of all that he hath, of man or beast, or of the field of his possession, shall be sold or redeemed: every devoted thing is most holy to Jehovah.
Әгәр бириси Пәрвәрдигарға өз мелидин, адәм болсун, һайван болсун яки мирас йери болсун, Пәрвәрдигарға мутләқ атиған болса, ундақ нәрсә һәргиз сетилмисун яки бәдәл төләш биләнму қайтурулмисун. Пәрвәрдигарға мутләқ аталған һәр нәрсә болса «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинип, униңға хас болиду.
29 Nothing devoted, which shall be devoted from among men, shall be ransomed: it shall certainly be put to death.
Әгәр бир адәм Худаға мутләқ хас аталған болса, ундақта униң үчүн бәдәл берилип, қайтурувелинишқа һәргиз болмайду; у чоқум өлтүрүлүши керәк.
30 And as to every tithe of the land, of the seed of the land, and of the fruit of the tree, it is Jehovah's: it is holy to Jehovah.
Йәр-зиминдин чиққан һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә болса, йәрниң данлиқ зираәтлири болсун яки дәрәқләрниң мевиси болсун, Пәрвәрдигарниңки болиду; у Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинғандур.
31 And if any one will at all redeem of his tithes, he shall add thereto the fifth thereof.
Бириси өз өшрилиридин мәлум бир нәрсини бәдәл берип қайтурувалмақчи болса, у шуниңға йәнә униң қиммитиниң бәштин бирини қошуп берип, қайтурувалсун.
32 And as to every tithe of the herd, or of the flock, of whatever passeth under the rod, the tenth shall be holy to Jehovah.
Кала яки қой-өшкә падисидин елинидиған өшрә болса падичиниң тайиғи астидин өткүзүлгән һайванлардин һәр онинчиси болсун; Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс қилинғини шу болсун.
33 He shall not search whether it be good or bad, neither shall he change it; and if he change it at all, then both it and the exchange thereof shall be holy; it shall not be redeemed.
Һеч ким униң яхши-яманлиғиға қаримисун вә яки уни алмаштурмисун; әгәр уни алмаштуримән десә, Авалқиси билән орниға алмаштурулған һәр иккиси муқәддәс саналсун; у һәргиз бәдәл төлүп қайтурувелинмисун.
34 These are the commandments which Jehovah commanded Moses for the children of Israel upon mount Sinai.
Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға тапилған, Исраилларға тапшуруш керәк болған әмирләр мана шулар еди.