< Leviticus 26 >

1 Ye shall make yourselves no idols, neither rear you up for yourselves carved image, or statue, nor shall ye set up a figured stone in your land, to bow down unto it; for I am Jehovah your God.
Силәр өзүңлар үчүн һеч қандақ бут ясимаңлар яки өзүңларға һеч ойма мәбуд яки һәйкәл-түврүкни турғузмаңлар яки уларға баш урушқа оюлған нәқишлик ташларни зиминиңларда һәргиз тиклимәңлар; чүнки Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
2 Ye shall observe my sabbaths, and my sanctuary shall ye reverence: I am Jehovah.
Мениң шабат күнлиримни тутуп, муқәддәс җайимға ихласмән болуңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
3 If ye walk in my statutes, and observe my commandments and do them,
Әгәр силәр мениң бәлгүлимилиримдә меңип, әмирлиримни тутуп уларға әмәл қилсаңлар,
4 then I will give your rain in the season thereof, and the land shall yield its produce, and the trees of the field shall yield their fruit;
Мән йериңларниң өз һосулини берип турушиға, даладики дәрәқләрниң мевисини чиқиришиға вақтида ямғурлириңларни яғдуруп туримән.
5 and your threshing shall reach unto the vintage, and the vintage shall reach unto the sowing-time; and ye shall eat your bread to the full, and dwell in your land securely.
Шуниң билән хаман тепиш вақти үзүм жиғиш пәслигичә болиду, үзүм жиғиш вақти терилғу вақтиғичә болиду; силәр нениңларни тоюнғичә йәп, өз зиминиңларда теч-аман турисиләр.
6 And I will give peace in the land, and ye shall lie down, and none shall make you afraid; and I will put away the evil beasts out of the land; and the sword shall not go through your land.
Мән зиминға арам-течлиқ ата қилимән, шуниң билән һеч ким силәрни қорқиталмайду, арамхуда йетип ухлайсиләр; вәһший һайванларни зиминдин йоқитимән, қиличму зиминиңлардин өтмәйду;
7 And ye shall chase your enemies, and they shall fall before you by the sword;
силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
8 and five of you shall chase a hundred, and a hundred of you shall put ten thousand to flight; and your enemies shall fall beside you by the sword.
Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
9 And I will turn my face towards you and make you fruitful, and multiply you, and establish my covenant with you.
Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрзәнт көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән.
10 And ye shall eat old store, and clear away the old because of the new.
Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр.
11 And I will set my habitation among you; and my soul shall not abhor you;
Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду.
12 and I will walk among you, and will be your God, and ye shall be to me a people.
Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
13 I am Jehovah your God, who brought you forth out of the land of Egypt, that ye should not be their bondmen; and I have broken the bands of your yoke, and made you walk upright.
Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14 But if ye hearken not unto me, and do not all these commandments,
Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
15 and if ye shall despise my statutes, and if your soul shall abhor mine ordinances, so that ye do not all my commandments, that ye break my covenant,
бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
16 I also will do this unto you — I will even appoint over you terror, consumption, and fever, which shall cause the eyes to fail, and the soul to waste away; and ye shall sow your seed in vain, for your enemies shall eat it.
Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17 And I will set my face against you, that ye may be routed before your enemies; they that hate you shall have dominion over you; and ye shall flee when none pursueth you.
Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
18 And if for this ye hearken not unto me, I will punish you sevenfold more for your sins,
Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
19 and I will break the arrogance of your power; and I will make your heaven as iron, and your earth as bronze,
күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
20 and your strength shall be spent in vain, and your land shall not yield its produce; and the trees of the land shall not yield their fruit.
әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
21 And if ye walk contrary unto me, and will not hearken unto me, I will bring sevenfold more plagues upon you according to your sins.
Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән.
22 And I will send the beasts of the field among you, that they may rob you of your children, and cut off your cattle, and make you few in number; and your streets shall be desolate.
Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду.
23 And if ye will not be disciplined by me through these, but walk contrary unto me,
Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар,
24 then will I also walk contrary unto you, and will smite you, even I, sevenfold for your sins.
Мәнму силәргә қарши меңип, гунайиңлар түпәйлидин болған җазани йәнә йәттә һәссә еғирлитип, Мән Өзүм силәрни уримән;
25 And I will bring a sword upon you that avengeth with the vengeance of the covenant, and ye shall be gathered together into your cities, and I will send the pestilence among you; and ye shall be delivered into the hand of the enemy.
үстүңларға әһдәмни бузғанлиқниң интиқамини алидиған қилич чүшүримән; шуниң билән силәр шәһәрләргә жиғиливалисиләр, Мән араңларға ваба чүшүримән; шуниң билән силәр дүшмәнләрниң қолиға чүшисиләр.
26 When I break the staff of your bread, ten women shall bake your bread in one oven, and shall deliver you the bread again by weight; and ye shall eat, and not be satisfied.
Силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; он аял бир болуп бир тонурда нан йеқип, нанларни силәргә таразида тартип бериду, амма буни йегиниңлар билән тоймайсиләр.
27 And if for this ye hearken not to me, but walk contrary unto me,
Әгәр булардин һеч ибрәт алмай, маңа қулақ салмисаңлар, бәлки маңа қарши маңсаңлар,
28 then I will walk contrary unto you also in fury; and I, even I, will chastise you seven-fold for your sins.
Мәнму қәһр билән силәргә қарши маңимән; Мән, йәни Мән Өзүм гуналириңлар түпәйлидин җаза-тәрбийини йәнә йәттә һәссә еғирлитип чүшүримән.
29 And ye shall eat the flesh of your sons, and the flesh of your daughters shall ye eat.
Шуниң билән силәр оғуллириңларниң гөши вә қизлириңларниң гөшини йәйсиләр;
30 And I will lay waste your high places, and cut down your sun-pillars, and cast your carcases upon the carcases of your idols; and my soul shall abhor you.
шундақла Мән қурбанлиқ «жуқури җай»лириңлани вәйран қилип, «күн түврүк»лириңларни сундуруп, өлүклириңларни сунуқ бутлириңларниң үстигә ташливетимән; Мениң қәлбим силәрдин нәпрәтлиниду.
31 And I will lay waste your cities and desolate your sanctuaries; and I will not smell your sweet odours.
Мән шәһәрлириңларни вәйран қилип, муқәддәс җайлириңларни харап қилип, [қурбанлиғиңларниң] хушбуйлирини йәнә пуримаймән;
32 And I will bring the land into desolation; that your enemies who dwell there in may be astonished at it.
зиминни һалакәткә елип баримән; униңда олтирақлашқан дүшмәнлириңлар бу әһвалға һәйрануһәс қалиду.
33 And I will scatter you among the nations, and will draw out the sword after you; and your land shall be desolation, and your cities waste.
Силәрни әлләрниң арисиға таритип, кәйниңлардин қилични суғуруп қоғлаймән; шуниң билән зиминиңлар вәйран болуп шәһәрлириңлар харап қилиниду.
34 Then shall the land enjoy its sabbaths all the days of the desolation, when ye are in your enemies' land; then shall the land rest, and enjoy its sabbaths.
У вақитта, силәр дүшмәнлириңларниң зиминида туруватқиниңларда, зимин вәйранә болған барлиқ күнләрдә, зимин өз шабат күнлиридин сөйүниду; у заманда зимин дәрвәқә арам елип өз шабатлиридин сөйүниду.
35 All the days of the desolation it shall rest, [the days in] which it did not rest on your sabbaths, when ye dwelt therein.
Өзи вәйранә болуп турған барлиқ күнлиридә у арам алиду, йәни силәр униңда туруватқан вақиттики шабат күнлириңларда һеч алмиған арамни әнди алиду.
36 And as to those that remain of you — I will send faintness into their hearts in the lands of their enemies, that the sound of a driven leaf shall chase them, and they shall flee, as fleeing from a sword; and they shall fall when none pursueth;
Араңлардин қутулуп қалғанлар болса, улар дүшмәнләрниң зиминлирида турғинида көңүллиригә жүрәкзадилик салимән, шуниң билән улар чүшкән бир йопурмақниң шәписини аңлиса қиличтин қачқандәк қачиду; һеч ким қоғлимисиму жиқилип чүшиду.
37 and they shall stumble one over another, as it were before a sword, when none pursueth; and ye shall have no power to stand before your enemies.
Гәрчә һеч ким уларни қоғлимисиму, дәрвәқә қиличтин жиқитилғандәк улар бир-бириниң үстигә путлишип жиқилиду; силәрдә дүшмәнлириңларға қарши турғидәк күч қалмайду.
38 And ye shall perish among the nations, and the land of your enemies shall eat you up.
Әлләрниң арисида һалак болисиләр, дүшмәнлириңларниң зимини силәрни йәп кетиду.
39 And they that remain of you shall waste away through their iniquity in your enemies' lands; and also through the iniquities of their fathers shall they waste away with them.
Араңлардин қутулуп қалғанлири болса өз рәзиллиги түпәйлидин дүшмәнлириңларниң зиминида зәиплишиду; вә ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду.
40 And they shall confess their iniquity, and the iniquity of their fathers, through their unfaithfulness wherein they were unfaithful to me, and also that they have walked contrary unto me,
Һалбуки, улар өзи қилған рәзиллиги билән ата-бовилириниң садир қилған рәзиллигини, Маңа йүз өрүп асийлиқ қилғинини, шундақла уларниң Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду,
41 so that I also walked contrary unto them, and brought them into the land of their enemies. If then their uncircumcised heart be humbled, and they then accept the punishment of their iniquity,
шуниңдәк Мениң уларға қарши маңғинимға, шуниңдәк уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурғинимға иқрар болиду. Шуңа әгәр у вақитта уларниң хәтнисиз көңли төвән қилинип, өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилса,
42 I will remember my covenant with Jacob, and also my covenant with Isaac, and also my covenant with Abraham will I remember; and I will remember the land.
ундақта Мән Яқуп билән бағлиған әһдәмни яд қилип, Исһақ билән бағлиған әһдәмниму вә Ибраһим билән бағлиған әһдәмниму есимгә кәлтүримән, зиминниму яд қилимән.
43 For the land shall be left by them, and shall enjoy its sabbaths, when it is in desolation without them; and they shall accept the punishment of their iniquity; because, even because they despised my judgments, and their soul abhorred my statutes.
Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.
44 And yet for all that, when they are in the land of their enemies, I will not despise them, and will not abhor them, to make an end of them utterly, to break my covenant with them, for I am Jehovah their God.
Һалбуки, шундақ болсиму, улар өз дүшмәнлириниң зиминида турғинида Мән уларни ташлимаймән яки уларға өчлүк қилмаймән, шуниңдәк улар билән бағлиған әһдәмни бузмаймән, уларни йоқатмаймән; чүнки Мән Өзүм уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.
45 But I will remember toward them the covenant with their ancestors whom I brought forth out of the land of Egypt before the eyes of the nations, that I might be their God: I am Jehovah.
Мән бәлки уларни дәп, уларниң Худаси болушқа әлләрниң көзи алдида Мисир зиминидин чиқирип кәлгән ата-бовилири билән бағлашқан әһдәмни есимдә тутимән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
46 These are the statutes and ordinances and laws which Jehovah made between him and the children of Israel in mount Sinai, by the hand of Moses.
Пәрвәрдигар Мусани васитә қилип, Синай теғида өзи билән Исраилларниң оттурисида бекиткән һөкүмләр, бәлгүлимиләр вә қанунлар мана шулар еди.

< Leviticus 26 >