< Leviticus 20 >

1 And Jehovah spoke to Moses, saying,
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Thou shalt say also to the children of Israel, Every one of the children of Israel, or of the strangers who sojourn in Israel, that giveth of his seed unto Molech, shall certainly be put to death: the people of the land shall stone him with stones.
Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр Исраилларниң бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири Моләк бутиға нәслиниң бирини беғишлиса, униңға өлүм җазаси берилиши керәк; зиминдикиләр уни чалма-кесәк қилсун.
3 And I will set my face against that man, and will cut him off from among his people; because he hath given of his seed unto Molech, so as to make my sanctuary unclean, and to profane my holy name.
Вә Мән Өз йүзүмни бу кишигә қарши қилимән, чүнки өзи өз әвлатлириниң бирини Моләк бутиға беғишлап муқәддәс җайимни паскина қилип, Мениң намимни булғиғини үчүн уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
4 And if the people of the land do any ways hide their eyes from that man, when he giveth of his seed unto Molech, that they kill him not,
Әгәр зиминда туруватқанлар өз нәслидин бирини Моләккә беғишлиғанда шу кишигә көзлирини жумуп, униң билән кари болмиса, шундақла уни өлтүрмисә,
5 then I will set my face against that man, and against his family, and will cut him off, and all that go a whoring after him, to commit whoredom with Molech, from among their people.
Мән Өзүм йүзүмни у киши билән униң аилисигә қарши қилимән, уни вә униңға әгишип бузуқчилиқ қилғучилар, йәни Моләкниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғучиларниң һәммисини өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
6 — And the soul that turneth unto necromancers and unto soothsayers, to go a whoring after them, I will set my face against that soul, and will cut him off from among his people.
Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә тайинип, уларниң кәйнигә кирип бузуқчилиқ қилип жүргүчиләр болса, Мән йүзүмни шу кишиләргә қарши қилип, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
7 Hallow yourselves therefore, and be holy; for I am Jehovah your God.
Шуңа өзүңларни пак қилип муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
8 And ye shall observe my statutes, and do them: I am Jehovah who hallow you.
Қанун-бәлгүлимилиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; Мән болсам силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигардурмән.
9 Whatever man revileth his father and his mother shall certainly be put to death: he hath reviled his father and his mother; his blood is upon him.
Әгәр бирким өз атиси яки анисини қарғиса, уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду; чүнки у өз ата-анисини қарғиғини үчүн өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
10 And a man that committeth adultery with a man's wife, who committeth adultery with his neighbour's wife, — the adulterer and the adulteress shall certainly be put to death.
Әгәр бирким башқисиниң аяли билән зина қилса, йәни өз хошнисиниң аяли билән зина қилса, зина қилған әр билән аял иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду.
11 And a man that lieth with his father's wife hath uncovered his father's nakedness: both of them shall certainly be put to death; their blood is upon them.
Әгәр бириси атисиниң аяли билән ятса, өз атисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
12 And if a man lie with his daughter-in-law, both of them shall certainly be put to death: they have wrought confusion; their blood is upon them.
Бириси өз келини билән ятса, иккиси ипласлиқ қилғини үчүн өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
13 And if a man lie with mankind, as he lieth with a woman, both of them have committed an abomination: they shall certainly be put to death; their blood is upon them.
Бириси аял киши билән ятқандәк әр киши билән ятса иккиси жиркиничлик иш қилған болиду; уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду. Өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
14 And if a man take a wife and her mother, it is infamy: they shall burn him and them with fire, that there be no infamy among you.
Әгәр бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса пәсәндилик қилған болиду. Әр билән икки аял отта көйдүрүлсун. Шуниң билән араңларда һеч пәсәндилик иш болмайду.
15 And if a man lie with a beast for copulation, he shall certainly be put to death; and ye shall kill the beast.
Бириси бир һайван билән мунасивәт өткүзсә, у өлүм җазасини тартсун, һайванниму өлтурүңлар.
16 And if a woman approach unto any beast to gender therewith, thou shalt kill the woman and the beast: they shall certainly be put to death; their blood is upon them.
Әгәр аял киши бир һайванниң қешиға берип мунасивәт қилдурса, аял билән һайванниң иккисини өлтүрүңлар; өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
17 And if a man take his sister, his father's daughter, or his mother's daughter, and see her nakedness, and she see his nakedness, that is a disgrace; and they shall be cut off before the eyes of the children of their people: he hath uncovered his sister's nakedness; he shall bear his iniquity.
Бириси ача-сиңлисини, йәни атисидин яки анисидин болған қизни елип, әвритигә тәгсә вә бу қизму униң әвритигә тәгсә уятлиқ иш болиду; шуниң үчүн әр-аял иккиси өз хәлқиниң көз алдидин үзүп ташлансун; у өз һәдә яки сиңлисиниң әвритигә тәккәчкә, өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
18 And if a man shall lie with a woman in her infirmity, and uncover her nakedness, her flux doth he lay bare, and she hath uncovered the fountain of her blood; and both of them shall be cut off from among their people.
Бириси адәт көргән ағриқ вақтида бир аял билән биргә йетип, униң әвритигә тәгсә, ундақта у униң қан мәнбәсигә тәккән, аялму қан мәнбәсини ечип бәргән болуп, иккиси өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
19 And the nakedness of thy mother's sister, and of thy father's sister shalt thou not uncover; for he hath laid naked his near relation: they shall bear their iniquity.
Сән өз анаңниң ача-сиңлиси вә атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигә тәгмә; чүнки кимки шундақ қилса йеқин туққининиң әвритигә тәккән болиду; улар иккилисиниң өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
20 And if a man lie with his aunt, he hath uncovered his uncle's nakedness: their sin shall they bear: they shall die childless.
Бириси тағисиниң аяли билән ятса тағисиниң әвритигә тәккән болиду; иккилиси өз гунайини өз бешиға алиду; улар пәрзәнтсиз өлиду.
21 And if a man take his brother's wife, it is an unclean thing: he hath uncovered his brother's nakedness: they shall be childless.
Бириси ака-инисиниң аялини алса паскина бир иш болиду. У өз биртуққан ака-инисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккилиси пәрзәнтсиз қалиду.
22 And ye shall observe all my statutes, and all mine ordinances, and do them, that the land whither I bring you to dwell therein vomit you not out.
Силәр Мениң барлиқ қанун бәлгүлимилирим билән барлиқ һөкүмлиримни тутуп, буниңға мувапиқ әмәл қилиңлар; болмиса, Мән силәрни елип берип турғузидиған зимин силәрни қусуп чиқириветиду.
23 And ye shall not walk in the customs of the nation which I am casting out before you; for all these things have they done, and they became an abomination to me.
Силәр Мән алдиңлардин һайдиветидиған әлләрниң рәсим-қаидилири бойичә маңсаңлар болмайду; чүнки улар бу жиркиничлик ишларниң һәммисини қилип кәлди, вә шуниң үчүн улар Маңа жиркиничлик болди.
24 And I have said unto you, Ye shall possess their land, and I will give it unto you for a possession; a land flowing with milk and honey: I am Jehovah your God, who have separated you from the peoples.
Шуниң үчүн Мән силәргә: «Силәр уларниң зиминини мирас қилип алисиләр; Мән шу сүт билән һәсәл ақидиған зиминни силәргә беримән», дәп ейтқан едим; силәрни башқа хәлиқләрдин айрим қилған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
25 And ye shall make a separation between the clean beast and the unclean, and between the unclean fowl and the clean, and ye shall not make yourselves an abomination by beast, or by fowl, or by anything that creepeth on the ground which I have separated for you, declaring [it] as unclean.
Шуңа силәр пак вә напак чарпайларни пәриқ етип, пак вә напак учар-қанатларни тонуп, Мән силәр үчүн айрип, напак қилип бекитип бәргән җаниварларниң ичидин һәр қандиқи, чарпай яки учар-қанат болсун яки йәрдә өмилигүчи җанивар болсун, уларниң һеч бири билән өзүңларни напак қилмаңлар.
26 And ye shall be holy unto me; for I Jehovah am holy, and have separated you from the peoples to be mine.
Силәр Маңа хас пак-муқәддәс болушуңлар керәк; чүнки Мән Пәрвәрдигар пак-муқәддәстурмән, силәрни Маңа хас болсун дәп барлиқ әлләрдин айрим қилғанмән.
27 And if there be a man or a woman in whom is a spirit of Python or of divination, they shall certainly be put to death: they shall stone them with stones; their blood is upon them.
Җинкәш яки сеһиргәр болған һәр қандақ әр яки хотун кишигә өлүм җазаси берилмисә болмайду; хәлиқ уларни чалма-кесәк қилсун; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.

< Leviticus 20 >