< Isaiah 24 >

1 Behold, Jehovah maketh the land empty, and maketh it waste, and turneth it upside down, and scattereth abroad its inhabitants.
Мана, Пәрвәрдигар йәр йүзини бәрбат, вәйран қилип, Уни астин-үстин қиливетип, Униңда туруватқанларни тәрәп-тәрәпкә тарқитиду;
2 And it shall be, as with the people, so with the priest; as with the servant, so with his master; as with the maid, so with her mistress; as with the buyer, so with the seller; as with the lender, so with the borrower; as with the taker of usury, so with him from whom usury is taken.
Шу вақитта шундақ болидуки, Хәлиқләр қандақ болса, каһин шундақ болиду; Қул қандақ болса, ғоҗайини шундақ болиду; Дедәк қандақ болса, аял ғоҗайини шундақ болиду; Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду; Өтнә алғучи қандақ болса, өтнә бәргүчи шундақ болиду; Өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду.
3 The land shall be utterly emptied, and utterly spoiled; for Jehovah hath spoken this word.
Йәр йүзи пүтүнләй бәрбат қилиниду, Пүтүнләй булаң-талаң қилиниду; Чүнки Пәрвәрдигар мошу сөзни қилди.
4 The land mourneth, it fadeth away; the world languisheth, it fadeth away: the haughty people of the land do languish.
Йәр йүзи матәм тутиду, у зәиплишиду, Җаһан һалсизлинип зәиплишиду, Йәр йүзидики бәг-төриләрму һалидин кетиду.
5 And the land is polluted under the inhabitants thereof; for they have violated the laws, changed the statute, broken the everlasting covenant.
Йәр-зимин өзидә туруватқанлар тәрипидин булғиниду; Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; [Тәбиәтниң] қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән, Мәңгүлүк әһдиниму йоққа чиқиривәткән.
6 Therefore doth the curse devour the earth, and they that dwell therein are held guilty; therefore the inhabitants of the earth are consumed, and few men are left.
Шуңа ләнәт йәр йүзини жутувалиду, Униңда туруватқанлар «гунайи бар» дәп һесаплиниду, Шуңа йәр йүзидикиләр жутувелиниду, Инсанлар аз қалиду.
7 The new wine mourneth, the vine languisheth, all that were merry-hearted do sigh;
Йеңи шарап түгәй дәп қалди, Үзүм таллири болса солишип кетиду; Кәйпликтин көңли хуш адәмләрму уһ тартишиду;
8 the mirth of tambours ceaseth, the noise of them that rejoice endeth, the joy of the harp ceaseth.
Дапларниң шох садалири тохтайду, Көңүл ечиватқанларниң вараң-чуруңлириму түгәйду, Чилтарниң шатлиқ муңлириму тохтайду.
9 They do not drink wine with a song; strong drink is bitter to them that drink it.
Шарап ичкәнләрниңму нахшиси йоқайду; Һарақ ичкәнләргә һарақ аччиқ туюлиду.
10 The city of solitude is broken down; every house is shut up, so that none entereth in.
Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр бузулиду; Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду;
11 There is a crying for wine in the streets; all joy is darkened, the mirth of the land is gone;
Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; Бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду; Йәр-зиминдики шатлиқ йоқайду.
12 desolation remaineth in the city, and the gate is smitten, — a ruin.
Шәһәрдә пәқәт вәйранчилиқла қалиду, Дәрваза болса чеқилған, Һәммиси — харап болиду!
13 For so will it be in the midst of the land among the peoples, as the shaking of an olive-tree, as the grape-gleanings when the vintage is done.
Чүнки хәлиқ-милләтләрниң арисида, Йәр-җаһанниң оттурисида шундақ болидуки, Зәйтун дәриғини қаққандин кейин қеп қалған зәйтунлардәк, Үзүм һосулини жиғивалғандин кейин тәргидәк бир нәччила үзүм қалғандәк, бир қалдиси қалдурулиду.
14 These shall lift up their voice, they shall shout for the majesty of Jehovah, they shall cry aloud from the sea.
[Қалдилар] болса авазлирини жуқури көтириду; Пәрвәрдигарниң һәйвисигә қарап тәнтәнә қилиду; Улар деңиз тәрәптин сүрән салиду.
15 Therefore glorify Jehovah in the east, the name of Jehovah, the God of Israel, in the isles of the west.
Шуңа Пәрвәрдигарни шәриқтиму, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намини ғәриптики жирақ араллардиму улуқлаңлар;
16 From the end of the earth have we heard songs: Glory to the righteous! And I said, My leanness, my leanness, woe unto me! The treacherous have dealt treacherously; yea, the treacherous have dealt very treacherously.
Җаһанниң чәт-чәтлиридин биз нахшиларни аңлидуқ: — «Һәққаний Болғучиға шан-шәрәп болсун!» Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! Чүнки хаинлар хаинлиқ қиливатиду; Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!
17 Fear, and the pit, and the snare are upon thee, inhabitant of the land.
И йәр йүзидә туруватқан инсанлар! Вәһимә, ора вә қапқан бешиңға чүшиду;
18 And it shall come to pass, [that] he who fleeth from the sound of the fear shall fall into the pit; and he that cometh up out of the midst of the pit shall be taken in the snare; for the windows on high are open, and the foundations of the earth shake.
Вә шундақ болидуки, Вәһимә садасидин қачқанлар ориға чүшиду, Оридин чиққан болса қапқанқа тутулиду. Чүнки асмандики деризиләр ечилиду, Йәр һуллири тәврәп кетиду.
19 The earth is utterly broken down, the earth is completely dissolved, the earth is violently moved.
Йәр мутләқ дәзлинип кетиду, Йәр пүтүнләй парә-парә болуп кетиду, Йәр дәһшәтлик тәвриниду.
20 The earth reeleth to and fro like a drunkard, and is shaken like a night hut; and its transgression is heavy upon it; and it falleth and shall not rise again.
Йәр мәс адәмдәк иләң-силәң маңиду; Худди лапастәк ирғаңшип қалиду. Чүнки униңдики асийлиқ гунайи өзини қаттиқ басиду, У жиқилип, иккинчи туралмайду.
21 And it shall come to pass in that day, [that] Jehovah will punish the host of the high ones on high, and the kings of the earth upon the earth.
Шу күнидә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар жуқурида турған қошунларни жуқурида, Вә йәр йүзидики падишаларни йәр йүзидә җазалайду.
22 And they shall be brought together, [as] an assemblage of prisoners for the pit, and shall be shut up in prison, and after many days shall they be visited.
Улар орәккә жиғилидиған бир топ әсирләрдәк жиғивелиниду, Гундиханиға солап қоюлиду. Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду.
23 And the moon shall be confounded, and the sun ashamed; for Jehovah of hosts shall reign on mount Zion, and in Jerusalem, and before his ancients in glory.
Ай уятлиқта қалиду; Күнму хиҗил болуп көрүнмәйду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Зион теғида, йәни Йерусалимда сәлтәнитини жүргүзиду; Униң шан-шәриви Өз ақсақаллири алдида парлайду!

< Isaiah 24 >