< Genesis 27 >
1 And it came to pass when Isaac had become old, and his eyes were dim so that he could not see, that he called Esau his elder son, and said to him, My son! And he said to him, Here am I.
Исһақ қерип, көзлири торлишип, көзи ғува көридиған болуп қалғанда шундақ болдики, у чоң оғли Әсавни чақирип униңға: — Оғлум! — деди. У: — Мана мән! — дәп җавап бәрди.
2 And he said, Behold now, I am become old; I know not the day of my death.
У униңға: — Мана мән әнди қерип кәттим, қанчилик күн көридиғинимниму билмәймән.
3 And now, I pray thee, take thy weapons, thy quiver and thy bow, and go out to the field and hunt me venison,
Шуңа сәндин өтүнимән, қураллириң, йәни садақ вә оқяйиңни елип җаңгалға чиқип, мән үчүн бир ов овлап кәл;
4 and prepare me a savoury dish such as I love, and bring it to me that I may eat, in order that my soul may bless thee before I die.
мән яхши көридиған ләззәтлик тамақтин бирни етип, маңа кәлтүргин. Мән уни йәп, өлүштин илгири көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди.
5 And Rebecca heard when Isaac spoke to Esau his son. And Esau went to the field to hunt venison, to bring it.
Исһақ оғли Әсавға сөз қилғанда Ривкаһму аңлиди. Әсав ов овлап кәлгили җаңгалға чиқип кәткәндә,
6 And Rebecca spoke to Jacob her son, saying, Behold, I heard thy father speak to Esau thy brother, saying,
Ривкаһ оғли Яқупқа: — Мана мән атаңниң акаң Әсавға: «Сән ов овлап келип, маңа ләззәтлик бир таамни әткин; мән уни йәп өлүп кетиштин бурун Пәрвәрдигар алдида саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай», — дәп ейтқинини аңлап қалдим.
7 Bring me venison, and prepare me a savoury dish, that I may eat, and bless thee before Jehovah, before my death.
8 And now, my son, hearken to my voice in that which I command thee.
Әнди, и оғлум, сөзүмгә қулақ селип буйруғинимни қилғин.
9 Go, I pray thee, to the flock, and fetch me thence two good kids of the goats. And I will make of them a savoury dish for thy father, such as he loves.
Сән дәрһал падиға берип, өшкиләрниң ичидин есил икки оғлақни елип кәлгин; мән улардин атаң үчүн у яхши көридиған ләззәтлик бир таам тәйяр қилай.
10 And thou shalt bring [it] to thy father, that he may eat, in order that he may bless thee before his death.
Сән уни атаңниң алдиға елип киргин. Шуниң билән у йәп, өлүп кетиштин бурун саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилиду, — деди.
11 And Jacob said to Rebecca his mother, Behold, Esau my brother is a hairy man, and I am a smooth man.
Лекин Яқуп аниси Ривкаһға: — Мана акам Әсав болса түклүк киши, мән болсам түксиз силиқ тәнлик адәммән.
12 My father perhaps will feel me, and I shall be in his sight as one who mocks [him], and I shall bring a curse on me, and not a blessing.
Мабада атам мени силап қалса, ундақта мән униң нәзиридә уни мазақ қилғучи адәм болуп қелип, бешимға бәрикәт әмәс, бәлки ләнәт тапармәнмекин, деди.
13 And his mother said to him, On me [be] thy curse, my son! Only hearken to my voice, and go, fetch [them].
Аниси униңға: — Әй оғлум, саңа чүшидиған ләнәт маңа чүшсун; амма сән пәқәт сөзүмгә қулақ селип, берип [оғлақларни] елип кәл, — деди.
14 And he went, and fetched and brought [them] to his mother. And his mother prepared a savoury dish such as his father loved.
У берип уларни елип келип, анисиға бәрди. Аниси униң атиси яхши көридиған ләззәтлик бир таамни тәйяр қилди.
15 And Rebecca took the clothes of her elder son Esau, the costly ones which were with her in the house, and put them on Jacob her younger son;
Андин Ривкаһ тунҗа оғли Әсавниң өйдә өз йенида сақлақлиқ әң есил кейимлирини елип кичик оғли Яқупқа кийдүрүп,
16 and she put the skins of the kids of the goats on his hands, and on the smooth of his neck;
оғлақларниң терисини икки қоли билән бойниниң түксиз җайиға йөгәп,
17 and she gave the savoury dishes and the bread that she had prepared into the hand of her son Jacob.
андин өзи әткән ләззәтлик таамлар билән нанларни оғли Яқупниң қолиға тутқузди.
18 And he came to his father, and said, My father! And he said, Here am I: who art thou, my son?
Яқуп атисиниң қешиға кирип: — Әй ата! — деди. У: — Мана мән! Оғлум, сән ким болисән? — девиди,
19 And Jacob said to his father, I am Esau, thy firstborn. I have done according as thou didst say to me. Arise, I pray thee, sit and eat of my venison, in order that thy soul may bless me.
Яқуп атисиға җавап берип: — Мән чоң оғуллири Әсавмән, маңа ейтқанлиридәк қилдим; әнди орунлиридин туруп, олтирип қилған овумниң гөшигә еғиз тегип, андин көңүллиридин маңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла, — деди.
20 And Isaac said to his son, How is it that thou hast found [it] so quickly, my son? And he said, Because Jehovah thy God put [it] in my way.
Исһақ оғлиға: — Әй оғлум, қандақму уни шунчә тез тепип кәлдиң? — девиди, у җавап берип: — Чүнки Пәрвәрдигар Худалири уни дәл йолумға йолуқтурди, — деди.
21 And Isaac said to Jacob, Come near, I pray thee, that I may feel thee, my son, whether thou be really my son Esau or not.
Исһақ Яқупқа: — Әй оғлум, йеқинрақ кәл, сән раст оғлум Әсавму, әмәсму, силап бақай, — деди.
22 And Jacob drew near to Isaac his father; and he felt him, and said, The voice is Jacob's voice, but the hands are the hands of Esau.
Шуниң билән Яқуп атиси Исһақниң қешиға йеқин барди; у уни силап туруп: — Аваз Яқупниң авази, лекин қол болса Әсавниң қолидур, — деди.
23 And he did not discern him, because his hands were hairy, as his brother Esau's hands; and he blessed him.
Униң қоллири болса акиси Әсавниң қоллиридәк түклүк болғини үчүн уни тоналмай, униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилди.
24 And he said, Art thou really my son Esau? And he said, It is I.
Андин у йәнә: — Сән раст оғлум Әсавмусән? дәп соривиди, у җавап берип: — Дәл мән, — деди.
25 And he said, Bring [it] near to me, that I may eat of my son's venison, in order that my soul may bless thee. And he brought [it] near to him, and he ate; and he brought him wine, and he drank.
Исһақ униңға: — Таамни елип кәлгин, мән оғлумниң ов гөшидин йәп, көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди. [Яқуп] уни униң алдиға қойди; у йеди. У шарап кәлтүрүвиди, униму ичти.
26 And his father Isaac said to him, Come near, now, and kiss me, my son.
Андин атиси Исһақ униңға: — Әй оғлум, әнди йеқин келип мени сөйгин, — деди.
27 And he came near, and kissed him. And he smelt the smell of his clothes, and blessed him, and said, See, the smell of my son is as the smell of a field which Jehovah hath blessed.
У униң қешиға берип уни сөйди. Атиси униң кийиминиң пуриғини пурап униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилип: — «Мана, оғлумниң тенидики пурақ Пәрвәрдигар бәрикәтлигән көкләмзарниң хуш пуриғиға охшайдикән!
28 And God give thee of the dew of heaven, And of the fatness of the earth, And plenty of corn and new wine.
Худа саңа асманниң шәбними, Йәрниң мунбәт күчини ата қилип, Ашлиқ-түлүк билән шарапниму көп бәргәй.
29 Let peoples serve thee, And races bow down to thee. Be lord over thy brethren, And let thy mother's sons bow down to thee. Cursed be they that curse thee, And blessed be they that bless thee.
Хәлиқләр сениң қуллуғуңда болғай, Әл-милләтләр алдиңда тизланғай; Қериндашлириңға ғоҗа болғайсән; Анаңниң оғуллири саңа тизланғай; Саңа ләнәт қилғанлар ләнәткә қалғай; Саңа бәхит тилигәнләр бәхит тапқай!» — деди.
30 And it came to pass when Isaac had ended blessing Jacob, and when Jacob was only just gone out from Isaac his father, that Esau his brother came from his hunting.
Шундақ болдики, Исһақ Яқупқа дуа қилип болуп, Яқуп атиси Исһақниң қешидин чиқип болушиға, акиси Әсав овдин қайтип кәлди.
31 And he also had prepared savoury dishes, and he brought [them] in to his father, and said to his father, Let my father arise and eat of his son's venison, in order that thy soul may bless me.
Уму ләззәтлик таамларни етип, атисиниң қешиға елип кирип, атисиға: — Ата қопқайла, оғуллириниң ов гөшидин йәп, көңүллиридин маңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла, — деди.
32 And Isaac his father said to him, Who art thou? And he said, I am thy son, thy firstborn, Esau.
Атиси Исһақ униңға: — Сән кимсән? — деди. У җавап берип: — Мән оғуллири, чоң оғуллири Әсавмән! — деди.
33 Then Isaac trembled with exceeding great trembling, and said, Who was he, then, that hunted venison and brought [it] to me? And I have eaten of all before thou camest, and have blessed him; also blessed he shall be.
Буни аңлап Исһақ алақзадиликкә чүшүп, пүтүн бәдини җалақлап титрәп: — Ундақта баятин ов овлап елип кәлгини ким? Сән келиштин бурун униң һәммә нәрсисидин йәп, униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилдим; вә бәрһәқ, у бәхит-бәрикәт көриду! — деди.
34 When Esau heard the words of his father, he cried with a great and exceeding bitter cry, and said to his father, Bless me — me also, my father!
Әсав атисиниң сөзлирини аңлапла интайин ечинарлиқ һалда үн селип аччиқ пәряд көтирип атисиға: — Мениму, и ата, мениму бәхит-бәрикәтлигәйла! — деди.
35 And he said, Thy brother came with subtilty, and has taken away thy blessing.
У җавап берип: — Сениң иниң һейлә билән кирип, саңа тегишлик бәхит-бәрикәтни елип кетипту, деди.
36 And he said, Is it not therefore he was named Jacob, for he has supplanted me now twice? He took away my birthright, and behold, now he has taken away my blessing. And he said, Hast thou not reserved a blessing for me?
Әсав: — Раст униң ети Яқуп әмәсму?! Чүнки у икки қетим мени путлап, орнумни тартивалди. Авал тунҗилиқ һоқуқумни тартивалди вә мана һазир у маңа тегидиған бәхит-бәрикәтни елип кәтти, — деди, Андин йәнә: — Мениң үчүн бирәр бәхит-бәрикәт қалдурмидилиму? — деди.
37 And Isaac answered and said to Esau, Behold, I have made him lord over thee, and all his brethren have I given to him for servants, and with corn and new wine have I supplied him — and what can I do now for thee, my son?
Исһақ Әсавға җавап берип: — Мана, мән уни үстүңгә ғоҗа қилдим; һәммә қериндашлирини униң қуллуғида болидиған қилдим; ашлиқ вә йеңи шарап билән уни қувәтлидим; әй оғлум, әнди саңа йәнә немиму қилип берәләймән? — деди.
38 And Esau said to his father, Hast thou then but one blessing, my father? bless me — me also, my father! And Esau lifted up his voice and wept.
Әсав атисиға йәнә: — Әй ата, силидә пәқәт шу бирла бәхит-бәрикәт бар едиму? Маңа, әй ата, маңиму бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла! деди. Андин у үн селип жиғлап кәтти.
39 And Isaac his father answered and said to him, Behold, thy dwelling shall be of the fatness of the earth, And of the dew of heaven from above;
Атиси Исһақ униңға җавап берип: — «Мана, туралғу җайиң йәрниң мунбәт күчидин нери, Егиз асманниң шәбнимидин жирақ болур;
40 And by thy sword shalt thou live; And thou shalt serve thy brother; And it shall come to pass when thou rovest about, That thou shalt break his yoke from off thy neck.
Сән қиличиңға тайинип җан бақисән, Иниңниң хизмитидә болисән; Лекин чегаридин чиқип кәзгиниңдә, Сән бойнуңдин униң боюнтуруғини чиқирип сундуруветисән» — деди.
41 And Esau hated Jacob because of the blessing with which his father had blessed him. And Esau said in his heart, The days of mourning for my father are at hand, and I will slay my brother Jacob.
Шуңа Әсав атиси униңға тилигән бәхит-бәрикәт сәвәвидин Яқупқа өчмәнлик сақлап жүрди. Әсав көңлидә: — Атамниң матәм күнлири йеқинлишип қалди; шу чағда иним Яқупни өлтүрүветимән, дәп хиял қилди.
42 And the words of Esau her elder son were told to Rebecca. And she sent and called Jacob her younger son, and said to him, Behold, thy brother Esau, as touching thee, comforts himself that he will kill thee.
Лекин Ривкаһ чоң оғли Әсавниң бу сөзлиридин хәвәр тапти. У кичик оғли Яқупни чақирип униңға: — Мана акаң Әсав сени өлтүрүветимән дәп өз-өзидин тәсәлли тепиветипту;
43 And now, my son, hearken to my voice, and arise, flee to Laban my brother, to Haran;
әнди әй оғлум, сөзүмгә қулақ селип, қопуп Һаранға, акам Лабанниң қешиға қечип кәткин;
44 and abide with him some days, until thy brother's fury turn away —
акаңниң қәһри янғичә, униң қешида бир нәччә вақит турғин.
45 until thy brother's anger turn away from thee, and he forget what thou hast done to him; then I will send and fetch thee thence. Why should I be bereaved even of you both in one day?
Акаң аччиғидин йенип, сениң униңға қилғиниңни унтуп кәткичә шу йәрдә туруп турғин; андин мән адәм әвәтип, сени у йәрдин алдуруп келимән. Немә үчүн бир күндила һәр иккиңлардин мәһрум болуп қалай? — деди.
46 And Rebecca said to Isaac, I am weary of my life because of the daughters of Heth. If Jacob take a wife of the daughters of Heth, such as these, of the daughters of the land, what good should my life do me?
Амма Ривкаһ Исһаққа: — Мән мошу Һиттий қизлар вәҗидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу жуттики қизлардин, мошундақ Һиттий қизни хотунлуққа алса яшиғинимниң маңа немә пайдиси? — деди.