< Leviticus 13 >

1 And the Lord said to Moses and Aaron,
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 If a man has on his skin a growth or a mark or a white place, and it becomes the disease of a leper, let him be taken to Aaron the priest, or to one of the priests, his sons;
Бирисиниң бәдининиң терисидә бир чиқан, яки тәмрәткә яки пақирақ ташма чиқип, униңдин бәдининиң терисидә песә-мохо кесилиниң җараһити пәйда болған болса, у киши Һарун каһинниң яки униң каһин оғуллиридин бириниң қешиға кәлтүрүлсун.
3 And if, when the priest sees the mark on his skin, the hair on the place is turned white and the mark seems to go deeper than the skin, it is the mark of a leper: and the priest, after looking at him, will say that he is unclean.
Каһин униң бәдининиң җараһитигә қарайду; җараһәт болған җайниң түки ақирип кәткән һәмдә җараһәтму әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, бу песә-мохо кесәллигидур. Шуңа каһин уни көргәндин кейин шу кишини «напак» дәп җакалисун.
4 But if the mark on his skin is white, and does not seem to go deeper than the skin, and the hair on it is not turned white, then the priest will keep him shut up for seven days;
Лекин әгәр униң бәдининиң терисидики пәйда болған әшу ялтирақ чиқан ақ болуп, әтрапидики теридин қениқрақ көрүнмисә вә түкиму ақирип кәтмигән болса, каһин бу җараһәт бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
5 And the priest is to see him on the seventh day; and if, in his opinion, the place on his skin has not become worse and is not increased in size, then the priest will keep him shut up for seven days more:
Йәттинчи күни каһин униңға қарисун вә әгәр җараһәт охшаш туруп, терисидә кеңийип кәтмигән болса, каһин уни йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
6 And the priest is to see him again on the seventh day; and if the mark is less bright and is not increased on his skin, then let the priest say that he is clean: it is only a skin-mark, and after his clothing has been washed he will be clean.
Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун вә җараһәтниң рәңги суслашқан вә кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин уни «пак» дәп җакалисун; җараһәтниң пәқәт бир чақа екәнлиги бекитилип, кесәл киши өз кийимлирини жуюп пак саналсун.
7 But if the size of the mark on his skin is increased after he has been seen by the priest, let him go to the priest again:
Лекин әгәр у каһинға көрүнүп «пак» дәп җакаланғандин кейин шу чақа терисидә кеңийип кәтсә, ундақта у йәнә бир қетим каһинға көрүнсун.
8 And if, after looking at him, he sees that the mark is increased in his skin, let the priest say that he is unclean; he is a leper.
Каһин униңға йәнә қарисун вә әгәр чақа униң терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; у җараһәт песә-моходур.
9 When the disease of a leper is seen on a man, let him be taken to the priest;
Әгәр биркимдә песә-мохо җараһити пәйда болуп қалса каһинниң қешиға кәлтүрүлсун.
10 And if the priest sees that there is a white growth on the skin, and the hair is turned white, and there is diseased flesh in the growth,
Каһин униң җараһитигә сәпселип қарисун; вә әгәр терисидә ақ бир чиқан пәйда болған, түки ақирип кәткән болса вә чиқан чиққан җайда әт-гөши көрүнүп қалған болса,
11 It is an old disease in the skin of his flesh, and the priest will say that he is unclean; he will not have to be shut up, for he is clearly unclean.
бу униң бәдининиң терисигә чүшкән кона песә-мохо җараһитиниң қайтидин қозғилиши болуп, каһин уни «напак» дәп җакалисун. У напак болғини үчүн уни солашниң һаҗити йоқ.
12 And if the disease comes out all over his skin, from his head to his feet, as far as the priest is able to see,
Лекин әгәр песә-мохо қозғилип, җараһити бар кишиниң терисигә йейилип кәткән болса, каһин нәгила қариса шу йәрдә шу «песә-мохо» болса, терисини бешидин путиғичә қаплап кәткән болса,
13 And if the priest sees that all his flesh is covered with the leper's disease, the priest will say that he is clean: it is all turned white, he is clean.
ундақта каһин униңға сәпселип қарисун; мана, шу песә-мохо җараһити пүтүн бәдинини қаплап кәткән болса, у җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; чүнки униң пүтүн бәдини ақирип кәткән болуп, у «пак» дәп саналсун.
14 But whenever diseased flesh is seen on him, he will be unclean.
Лекин қачаники униңда әт-гөши көрүнүп қалса, у киши напак саналсун.
15 And when the priest sees the diseased flesh he will say that he is unclean; the diseased flesh is unclean, he is a leper.
Каһин мундақ көрүнгән әт-гөшигә қарап, у кишини «напак» дәп җакалисун; чүнки шу әт-гөш напак болуп, у песә-мохо кесилидур.
16 Or if the diseased flesh is turned again and changed to white then he is to come to the priest,
Һалбуки, әгәр әт-гөши қайтидин өзгирип, ақарса у киши йәнә каһинниң қешиға кәлсун.
17 And the priest will see him: and if the place is turned white, then the priest will say that he is free from the disease.
Каһин униңға сәпселип қарисун; җараһәт ақарған болса, каһин җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; у пак санилиду.
18 And if a bad place has come out on the skin and is well again,
Әгәр биркимниң бәдининиң терисигә һүррәк чиқип сақийип,
19 And on the same place there is a white growth of a bright mark, red and white, then let the priest see it;
һүррәкниң орнида ақ чиқан яки қизғуч дағ пәйда болған болса, каһинға көрситилсун.
20 And after looking at it, if it seems to go deeper than the skin, and the hair on it is turned white, then the priest will say that the man is unclean: it is the leper's disease, it has come out in the bad place.
Каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр дағ әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, шундақла униңдики түкләр ақирип қалған болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу һүррәктин қозғилип пәйда болған песә-мохо кесили җараһитидур.
21 But if, after looking at it, he sees that there are no white hairs on it, and it is not deeper than the skin, and it is not very bright, then let the priest keep him shut up for seven days:
Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, дағ чиққан җайда ақирип қалған түкләр болмиса, вә дағму әтрапидики теридин қениқрақ болмиса, рәңги сәл сусрақ болған болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
22 And if it is increasing on the skin, the priest will say that he is unclean: it is a disease.
Әгәр дағ дәрвәқә терисигә йейилип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу [песә-мохо] җараһитидур.
23 But if the bright mark keeps in the same place and gets no greater, it is the mark of the old wound, and the priest will say that he is clean.
Амма әгәр дағ өз җайида тохтап йейилмиған болса, бу пәқәт һүррәкниң зәхми, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун.
24 Or if there is a burn on the skin of the flesh, and if the diseased flesh in the burn becomes a bright place, red and white or white,
Әгәр бирисиниң бәдининиң терисиниң мәлум җайи көйүп қелип, көйгән җай ақ-қизғуч яки пүтүнләй ақ дағ болуп қалса,
25 The priest is to see it: and if the hair on the bright place is turned white and it seems to go deeper than the skin, he is a leper: it has come out in the burn, and the priest will say that he is unclean: it is the leper's disease.
каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр шу дағдики түкләр ақирип кәткән, дағму әтрапидики теридин қениқрақ болуп қалған болса, ундақта бу көйүк ярисидин пәйда болған песә-мохо кесилидур; каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
26 But if, after looking at it, the priest sees that there is no white hair on the bright place, and it is not deeper than the skin, and is not very bright, then let the priest keep him shut up for seven days:
Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, дағниң орнида һеч қандақ ақирип кәткән түк болмиса, шундақла дағму әтрапидики теридин қениқ болмиса, бәлки рәңги сус болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
27 And the priest is to see him again on the seventh day; if it is increased in the skin, then the priest will say that he is unclean: it is the leper's disease.
Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун; дағ терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
28 And if the bright place keeps the same size and gets no greater on the skin, but is less bright, it is the effect of the burn, and the priest will say that he is clean: it is the mark of the burn.
Амма әгәр дағ җайида тохтап, йейилмиған болса, шундақла рәңги сус болса, бу пәқәт көйүктин болған чавартқу, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун; чүнки у көйүкниң татуғи, халас.
29 And when a man or a woman has a disease on the head, or in the hair of the chin,
Әгәр бир әр яки аял кишиниң бешида яки сақилида җараһәт пәйда болса,
30 Then the priest is to see the diseased place: and if it seems to go deeper than the skin, and if there is thin yellow hair in it, then the priest will say that he is unclean: he has the mark of the leper's disease on his head or in the hair of his chin.
каһин җараһәткә сәпселип қарисун; әгәр җараһәт әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, үстидә шалаң сериқ түк болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу җараһәт қақач болуп, баш яки сақалдики песә-мохониң аламитидур.
31 And after looking at the diseased place, if it does not seem to go deeper than the skin, and there is no black hair in it, then the priest will have him shut up for seven days:
Әгәр каһин қақач җайға сәпселип қариғанда, у әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, шундақла униң ичидә һеч қандақ қара түкму болмиса, ундақта каһин қақичи бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
32 And on the seventh day the priest will see the place: and if it is not increased, and there is no yellow hair in it, and it does not seem to go deeper than the skin,
Каһин йәттинчи күни қақачқа йәнә сәпселип қарисун; қақач кеңийип кәтмәй, үстидиму һеч қандақ сериқ түк болмиса, шундақла қақач әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә,
33 Then his hair is to be cut off, but not on the diseased place, and he is to be shut up for seven days more:
җараһити бар киши барлиқ чач-сақилини чүшүрүвәтсун; қақачниң өзини ғирдимисун. Каһин қақичи бар кишини йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
34 And on the seventh day the priest will see the place: and if it is not increased, and does not seem to go deeper than the skin, the priest will say that he is clean: and after his clothing has been washed he will be clean.
Йәттинчи күни каһин қақачқа сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәтмигән болса, шундақла әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, каһин уни «пак» дәп җакалисун. Андин у кийимлирини жуйсун; шуниң билән у пак санилиду.
35 But if the disease in his skin becomes worse after he has been made clean,
Лекин әгәр у «пак» дәп җакаланғандин кейин қақач теридә кеңийип кәтсә,
36 Then the priest is to see him: and if the mark is increased, the priest, without looking for the yellow hair, will say that he is unclean.
каһин униңға йәнә сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәткән болса, сериқ түкниң бар-йоқлуғини тәкшүрүшниң һаҗити йоқ; чүнки бу киши напактур.
37 But if, in his opinion, the growth is stopped, and black hair has come up on it, the disease has gone; he is clean and the priest will say that he is clean.
Әгәр қақач җайида шу пети қелип, үстидин қара түк үнүп чиққан болса, қақач сақайған болиду; шу киши пак болғачқа, каһин уни «пак» дәп җакалиши керәк.
38 And if a man or a woman has bright marks on the skin of their flesh, that is, bright white marks,
Әгәр әр яки аял кишиниң бәдининиң терисидә дағ пәйда болуп, бу дағлар пақирақ һәм ақ болса
39 Then the priest is to see them: and if the white marks on their skin are not very bright, it is a skin disease which has come out on the skin; he is clean.
каһин сәпселип қарисун; әгәр бәдәнниң терисидики шу дағлар суслишип боз рәңгә йүзләнгән болса, бу теридин чиққан бир ташма, халас; бу киши пак саналсун.
40 And if a man's hair has come out and he has no hair, still he is clean.
Әгәр биркимниң бешиниң түклири чүшүп кәткән болса, у пәқәт бир тақир баш, халас; у пак саналсун.
41 And if the hair has gone from the front part of his head, so that he has no hair there, still he is clean.
Әгәр униң бешиниң түки пешанә тәрипидин чүшкән болса, у пәқәт пайнәкбаш, халас; у йәнила пак саналсун.
42 But if, on his head or on his brow, where he has no hair, there is a red and white place, it is the disease of the leper coming out on his head or on his brow.
Лекин әгәр униң тақир беши яки пайнәк бешида қизғуч ақ дағ көрүнсә, ундақта шу җараһәт униң тақир беши яки пайнәк бешидики песә-мохо кесилиниң бир аламитидур.
43 Then if the priest sees that the growth of the disease has become red and white on his head or on his brow where there is no hair, like the mark in the skin of a leper;
Каһин җараһитигә сәпселип қарисун; әгәр униң тақир бешида яки пайнәк бешида ишшиқ җараһәт болса һәмдә песә-мохо кесилиниң аламитидәк қизғуч ақ көрүнсә,
44 He is a leper and unclean; the priest is to say that he is most certainly unclean: the disease is in his head.
ундақта у песә-мохо кесилигә гириптар болған адәм болуп, напак һесаплиниду. Униң бешиға шундақ җараһәт чүшкән болғач, каһин уни мутләқ «напак» дәп җакалисун.
45 And the leper who has the disease on him is to go about with signs of grief, with his hair loose and his mouth covered, crying, Unclean, unclean.
Шундақ җараһити бар песә-мохо кесили болған киши кийимлири житиқ, чачлири чувуқ, бурут-сақили йепиқлиқ һалда: «Напак, напак!» дәп товлап жүрүши керәк.
46 While the disease is on him, he will be unclean. He is unclean: let him keep by himself, living outside the tent-circle.
Шу җараһити болған барлиқ күнләрдә у «напак» санилиду; у напак болғачқа, айрим туруши керәк; униң туралғуси чедиргаһниң сиртида болсун.
47 And any clothing of wool or of linen in which is the mark of the disease;
Әгәр бир кийимдә, мәйли жуңдин яки канаптин тикилгән болсун униңда песә-мохо из-деғи пәйда болса,
48 If it is in the threads of the linen or of the wool, or in leather, or in anything made of skin;
йәни канап яки жуңдин тоқулған рәхттә, өрүш жипида яки арқақ жиплирида болсун, терә-хурумда яки теридин етилгән һәр қандақ нәрсиләрдә песә-мохо из-деғи болса,
49 If there are red or green marks on the clothing, or on the leather, or in the threads of the cloth, or in anything made of skin, it is the leper's disease: let the priest see it.
шундақла кийим-кечәк яки терә-хурумда, өрүш жип яки арқақ жиплирида, я терә-хурумдин етилгән нәрсиләрдә пәйда болған из-дағ йешилрақ яки қизғуч болса бу из-дағ «песә-мохо из-деғи» дәп қарилип каһинға көрситилсун.
50 And after it has been seen by the priest, the thing which is so marked is to be shut up for seven days:
Каһин [даққа] сәпселип қарисун, андин из-дағ пәйда болған нәрсини йәттә күнгичә айрим сақлисун.
51 And he is to see the mark on the seventh day; if the mark is increased in the clothing, or in the threads of the material, or in the leather, whatever the leather is used for, it is the disease biting into it: it is unclean.
У йәттинчи күни из-дағға қарап бақсун; из-дағ чүшкән кийим-кечәк, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, яки терә-хурумда яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, у кеңийип кәткән болса, бу из-дағ чириткүч песә-мохо кесили дәп һесаплинип, улар напак саналсун.
52 And the clothing, or the wool or linen material, or anything of leather in which is the disease, is to be burned: for the disease is biting into it; let it be burned in the fire.
Шуниңдәк каһин өрүш жип яки арқақ жипида из-дағ болса кийим-кечәк яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә шундақ из-дағ болса уларниму көйдүрүвәтсун; чүнки бу чириткүч песә-мохо кесилидур. Мундақ нәрсиләрниң һәммисини отта көйдүрүш керәктур.
53 And if the priest sees that the mark is not increased in the clothing or in any part of the material or in the leather,
Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, из-дағ кийим-кечәктики өрүш жипта болсун, арқақ жипта болсун, яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, из-дағ кеңәймигән болса,
54 Then the priest will give orders for the thing on which the mark is, to be washed, and to be shut up for seven days more:
ундақта каһин деғи бар нәрсини жуюлсун дәп буйруп, иккинчи қетим уни йәттә күнгичә сақлисун.
55 And if, after the mark has been washed, the priest sees that the colour of it is not changed and it is not increased, it is to be burned in the fire: the disease is working in it, though the damage may be inside or outside.
Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
56 And if the priest sees that the mark is less bright after the washing, then let him have it cut out of the clothing or the leather or from the threads of the material:
Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, мана, дағниң рәңги жуюлғандин кейин суслишип кәткән болса, у шу қисмини кийим-кечәктин, өрүш жиптин яки арқақ жиптин болсун, яки терә-хурумдин болсун уни житип елип, ташливәтсун.
57 And if the mark is still seen in the clothing or in the threads of the material or in the leather, it is the disease coming out: the thing in which the disease is will have to be burned with fire.
Әгәр бу из-дағ кийим-кечәктә, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, я терә-хурумдин етилгән нәрсидә көрүнсун, бу кеңийдиған бир хил песә-мохо из-деғи дәп саналсун; сән у чаплашқан кийим-кечәкни көйдүрүвәткин.
58 And the material of the clothing, or anything of skin, which has been washed, if the mark has gone out of it, let it be washed a second time and it will be clean.
Лекин әгәр из-дағ кийим-кечәктә болсун (өрүш жипида яки арқақ жипида болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, жуюлуш билән чиқип кәтсә, ундақта бу егин иккинчи қетим жуюлсун, андин пак саналсун.
59 This is the law about the leper's disease in the thread of wool or linen material, in clothing or in anything of skin, saying how it is to be judged clean or unclean.
Песә-мохо кесилиниңкидәк из-дағ пәйда болған жуң яки канап рәхттин тоқулған кийим-кечәк (из-дағ өрүш жипта яки арқақ жипта болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур; буниң билән уларни пак яки напак җакалашқа болиду.

< Leviticus 13 >