< Deuteronomy 30 >
1 Now when all these things have come on you, the blessing and the curse which I have put before you, if the thought of them comes back to your minds, when you are living among the nations where the Lord your God has sent you,
Вә шундақ болидуки, бу барлиқ ишлар, йәни мән сениң алдиңда қойған бу бәрикәт билән ләнәт бешиңға чүшкинидә, Пәрвәрдигар Худайиң сени һайдивәткән әлләрниң арисида туруп буларни есиңгә елип көңүл бөлүп,
2 And your hearts are turned again to the Lord your God, and you give ear to his word which I give you today, you and your children, with all your heart and with all your soul:
өзүң вә балилириң Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға йенип Униң авазиға қулақ селип, мән бүгүн саңа әмир қилған барлиқ ишларға пүтүн қәлбиң вә пүтүн җениң билән итаәт қилсаң,
3 Then the Lord will have pity on you, changing your fate, and taking you back again from among all the nations where you have been forced to go.
шу чағда Пәрвәрдигар Худайиң сени сүргүнлүктин қайтуруп, саңа ичини ағритип, Пәрвәрдигар Худайиң Өзи һайдивәткән әлләрдин жиғип келиду.
4 Even if those who have been forced out are living in the farthest part of heaven, the Lord your God will go in search of you, and take you back;
Гәрчә араңлардин һәтта асманларниң четигичиму һайдилип кәткәнләр болсиму, Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин жиғип җәм қилип келиду.
5 Placing you again in the land of your fathers as your heritage; and he will do you good, increasing you till you are more in number than your fathers were.
Пәрвәрдигар Худайиң сени ата-бовилириңниң тәвәлиги болған зиминға кәлтүриду вә сән уни егиләйсән; У саңа яхшилиқ қилип ата-бовилириңниң санидин зиядә көп қилиду;
6 And the Lord your God will give to you and to your seed a circumcision of the heart, so that, loving him with all your heart and all your soul, you may have life.
Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән сөйүшкә Пәрвәрдигар Худайиң қәлбиңни вә нәсиллириңниң қәлбини хәтнә қилиду; шуниң билән силәр һаят яшайсиләр.
7 And the Lord your God will put all these curses on those who are against you, and on your haters who put a cruel yoke on you.
Шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар бу һәммә ләнәтләрни дүшмәнлириңларниң үстигә, силәргә нәпрәтлинидиғанларниң үстигә, силәргә зиянкәшлик қилғанларниң үстигә чүшүриду.
8 And you will again give ear to the voice of the Lord, and do all his orders which I have given you today.
Силәр болсаңлар йенип келип Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған һәммә әмирлиригә әмәл қилисиләр.
9 And the Lord your God will make you fertile in all good things, blessing the work of your hands, and the fruit of your body, and the fruit of your cattle, and the fruit of your land: for the Lord will have joy in you, as he had in your fathers:
Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар қоллириңларниң һәммә ишида, бәдиниңларниң мевисини, чарпай маллириңларниң мевисини вә йериңниң мевисиниму көпәйтип силәрни зор яшнитиду. Чүнки Пәрвәрдигар силәрниң ата-бовилириңларға яхшилиқ қилиштин сөйүнгәндәк, силәргә яхшилиқ қилиштин сөйүниду.
10 If you give ear to the voice of the Lord your God, keeping his orders and his laws which are recorded in this book of the law, and turning to the Lord your God with all your heart and with all your soul.
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, бу қанун китавида пүтүлгән әмирләр билән бәлгүлимиләрни тутуп, пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән Пәрвәрдигар Худайиңларниң тәрипигә бурулсаңларла, шундақ болиду.
11 For these orders which I have given you today are not strange and secret, and are not far away.
Чүнки мән бүгүн саңа тапилиған бу әмир сән үчүн карамәт иш әмәс яки сәндин жирақму әмәс.
12 They are not in heaven, for you to say, Who will go up to heaven for us and give us knowledge of them so that we may do them?
Бу әмир асманниң үстидә әмәс, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким асманға чиқип уни елип чүшүп бизгә аңлитиду?» дейишиңниң һаҗити болмайду.
13 And they are not across the sea, for you to say, Who will go over the sea for us and give us news of them so that we may do them?
Вә шуниңдәк бу әмир деңизниң у тәрипидиму әмәстур, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким деңиздин өтүп, уни елип келип бизгә аңлитиду» дейишиңниң һаҗити болмайду.
14 But the word is very near you, in your mouth and in your heart, so that you may do it.
Чүнки бу сөз болса униңға әмәл қилмиқиң үчүн саңа бәк йеқин, йәни ағзиңда вә көңлүңдә бардур.
15 See, I have put before you today, life and good, and death and evil;
Мана, мән бүгүн алдиңларда һаят билән яхшилиқ, өлүм билән яманлиқни қойдум;
16 In giving you orders today to have love for the Lord your God, to go in his ways and keep his laws and his orders and his decisions, so that you may have life and be increased, and that the blessing of the Lord your God may be with you in the land where you are going, the land of your heritage.
чүнки өзүм саңа һөкүм берип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң йоллирида меңип, әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлиригә әмәл қилиңлар, дәп бүгүн силәргә тапилидим; шундақ қилсаңлар силәр яшап көпийип, уни егиләшкә киридиған зиминға барғиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтләйду.
17 But if your heart is turned away and your ear is shut, and you go after those who would make you servants and worshippers of other gods:
Лекин әгәр көңлүңни тәтүр қилип, қулақ салмай аздурулуп, башқа илаһларға баш уруп чоқунғили турсаң,
18 I give witness against you this day that destruction will certainly be your fate, and your days will be cut short in the land where you are going, the land of your heritage on the other side of Jordan.
мән шуни бүгүн силәргә агаһландуруп ейтип қояйки, силәр һалак болмай қалмайсиләр; силәр уни егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминға киргиниңларда узун өмүр көрәлмәйсиләр.
19 Let heaven and earth be my witnesses against you this day that I have put before you life and death, a blessing and a curse: so take life for yourselves and for your seed:
Мән бүгүн һаят билән өлүмни, бәрикәт билән ләнәтни алдиңда қойғинимға асман билән зиминни үстүңгә гува болушқа чақиримән; әнди өзүң вә нәслиң яшай десәңлар, һаятни талливал;
20 In loving the Lord your God, hearing his voice and being true to him: for he is your life and by him will your days be long: so that you may go on living in the land which the Lord gave by an oath to your fathers, Abraham, Isaac and Jacob.
Пәрвәрдигар Худайиңни сөйүп, Униң авазиға қулақ селип, Униңға бағланғин; чүнки У Өзи сениң һаятиң вә өмрүңниң узунлуғидур; чүнки шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ата-бовилириң болған Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа: «Мән силәргә уни беримән» дәп қәсәм қилип вәдә қилған зиминда турисән».