< Psalms 35 >
1 Of David. Contend with my opponents, O LORD; fight against those who fight against me.
Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, мән билән елишқанлар билән елишқайсән; Маңа җәң қилғанларға җәң қилғайсән!
2 Take up Your shield and buckler; arise and come to my aid.
Қолуңға сипар вә қалқан алғин; Маңа ярдәмгә орнуңдин турғайсән;
3 Draw the spear and javelin against my pursuers; say to my soul: “I am your salvation.”
Нәйзини суғуруп, мени қоғлаватқанларниң йолини тосқайсән; Мениң җенимға: «Мән сениң ниҗатлиғиңдурмән!» — дегәйсән!
4 May those who seek my life be disgraced and put to shame; may those who plan to harm me be driven back and confounded.
Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Маңа қәст әйлигәнләр кәйнигә яндурулуп рәсва болғай.
5 May they be like chaff in the wind, as the angel of the LORD drives them away.
Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй!
6 May their path be dark and slick, as the angel of the LORD pursues.
Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
7 For without cause they laid their net for me; without reason they dug a pit for my soul.
Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди; Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
8 May ruin befall them by surprise; may the net they hid ensnare them; may they fall into the hazard they created.
Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй, Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй, Һалакәткә жиқилғай.
9 Then my soul will rejoice in the LORD and exult in His salvation.
У чағда җеним Пәрвәрдигардин сөйүниду, Униң ниҗатлиқ-қутқузушидин шатлиниду!
10 All my bones will exclaim, “Who is like You, O LORD, who delivers the afflicted from the aggressor, the poor and needy from the robber?”
Мениң һәммә устиханлирим: — «И Пәрвәрдигар, кимму Саңа тәңдаш келәлисун?» — дәйду, — «Сән езилгән мөминләрни күчлүкләрниң чаңгилидин, Езилгәнләр һәм йоқсулларни уларни булиғучилардин тартивелип қутқузисән».
11 Hostile witnesses come forward; they make charges I know nothing about.
Явуз, ялған гувачилар қопуп, Хәвирим болмиған гуналар билән үстүмдин шикайәт қилмақта.
12 They repay me evil for good, to the bereavement of my soul.
Улар мениң яхшилиғимға яманлиқ қилип, Мени панаһсиз житим қилип қойған еди!
13 Yet when they were ill, I put on sackcloth; I humbled myself with fasting, but my prayers returned unanswered.
Лекин мән болсам, улар кесәл болғанда, Бөзни йөгәп кийивалдим; Уларни дәп роза тутуп, өзүмни төвән қилдим; Әнди дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!
14 I paced about as for my friend or brother; I was bowed down with grief, like one mourning for his mother.
Мән бу ишлардин дост яки қериндишимниң бешиға чүшкән ишқа охшаш мәйүслинип жүрдум, Мән өз анисиға һаза тутқандәк, бешимни селип жүрдүм.
15 But when I stumbled, they assembled in glee; they gathered together against me. Assailants I did not know slandered me without ceasing.
Бирақ мән путлишип кәткинимдә, Улар хошал болушуп кәткән еди, Бир йәргә җәм болди; Дәрвәқә җәм болушуп мошу зораванлар маңа қарши чиқишти, Бирақ хәвирим йоқ еди. Улар мени парә-парә қилиш үчүн тохтимай зәрбә беришти.
16 Like godless jesters at a feast, they gnashed their teeth at me.
Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк, Улар маңа чишлирини ғучурлитип хирис қилишти.
17 How long, O Lord, will You look on? Rescue my soul from their ravages, my precious life from these lions.
И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән? Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән, Мениң бирдин-бир һаятимни [мошу] житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!
18 Then I will give You thanks in the great assembly; I will praise You among many people.
Зор җамаәт арисида мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Нурғунлиған хәлиқ арисида Сени мәдһийиләймән.
19 Let not my enemies gloat over me without cause, nor those who hate me without reason wink in malice.
Ялған сәвәп билән маңа рәқип болғанларни үстүмдин шатландурмиғайсән; Мәндин сәвәпсиз нәпрәтләнгәнләрни өз ара көз қисиштурмиғайсән!
20 For they do not speak peace, but they devise deceitful schemes against those who live quietly in the land.
Улар достанә сөз қилмайду, Зиминдики течлиқпәрвәрләргә питнә-иғва тоқумақта.
21 They gape at me and say, “Aha, aha! Our eyes have seen!”
Улар маңа қарап еғизини йоған ечип: «Вай-вай! Күткүнимизни өз көзимиз билән көрүвалдуқ!» — дейишиду.
22 O LORD, You have seen it; be not silent. O Lord, be not far from me.
И Пәрвәрдигар, Сән буларни көрүп чиқтиң, сүкүт қилмиғайсән; И Рәб, мәндин Өзүңни жирақлаштурмиғайсән;
23 Awake and rise to my defense, to my cause, my God and my Lord!
Қозғалғайсән, Мән үчүн һөкүм чиқиришқа ойғанғайсән, И мениң Худайим — Рәббим!
24 Vindicate me by Your righteousness, O LORD my God, and do not let them gloat over me.
Мениң ишим үстидә өз һәққанийлиғиң бойичә һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар Худайим; Уларни мениң [оңушсизлиғимдин] шатландурмиғайсән!
25 Let them not say in their hearts, “Aha, just what we wanted!” Let them not say, “We have swallowed him up!”
Улар көңлидә: «Ваһ! Ваһ! Әҗәб убдан болди!» — дейишмисун; Яки: «Уни жутувәттуқ!» — дейишмисун.
26 May those who gloat in my distress be ashamed and confounded; may those who exalt themselves over me be clothed in shame and reproach.
Мениң зийинимдин хошал болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Мениңдин өзлирини үстүн тутқучиларниң кийим-кечиги хиҗаләт вә номуссузлуқ болсун!
27 May those who favor my vindication shout for joy and gladness; may they always say, “Exalted be the LORD who delights in His servant’s well-being.”
Мениң һәққанийлиғимдин сөйүнгәнләр тәнтәнә қилип шатлансун! Улар һемишә: «Өз қулиниң аман-есәнлигигә сөйүнгән Пәрвәрдигар улуқлансун!» — дегәй.
28 Then my tongue will proclaim Your righteousness and Your praises all day long.
Шу чағда мениң тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрилиқ сөзләйду, мәдһийиләрни яңритиду.