< Psalms 3 >
1 A Psalm of David, when he fled from his son Absalom. O LORD, how my foes have increased! How many rise up against me!
Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә язған күй: — И Пәрвәрдигар, мени қиставатқанлар нәқәдәр көпийип кәткән, Мән билән қаршилишиватқанлар немидегән көп!
2 Many say of me, “God will not deliver him.”
Нурғунлар мән тоғрилиқ: — «Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» дейишиватиду. (Селаһ)
3 But You, O LORD, are a shield around me, my glory, and the One who lifts my head.
Бирақ Сән, и Пәрвәрдигар, әтрапимдики қалқандурсән; Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!
4 To the LORD I cry aloud, and He answers me from His holy mountain.
Авазим билән мән Пәрвәрдигарға нида қилимән, У муқәддәс теғидин иҗабәт бериду. (Селаһ)
5 I lie down and sleep; I wake again, for the LORD sustains me.
Мән болсам яттим, ухлидим; Ойғандим, чүнки Пәрвәрдигар маңа яр-йөләк болиду.
6 I will not fear the myriads set against me on every side.
Мени қоршап сәп түзгән түмәнлигән адәмләр болсиму, Мән улардин қорқмаймән!
7 Arise, O LORD! Save me, O my God! Strike all my enemies on the jaw; break the teeth of the wicked.
И Пәрвәрдигар, орнуңдин тур! Мени қутқуз, и Худайим! Мениң барлиқ дүшмәнлиримниң тәстикигә салғайсән; Рәзилләрниң чишлирини чеқивәткәйсән!
8 Salvation belongs to the LORD; may Your blessing be on Your people.
Ниҗатлиқ болса Пәрвәрдигардиндур; Бәрикитиң Өз хәлқиңдә болсун! (Селаһ)