< Luke 9 >
1 Then Jesus called the Twelve together and gave them power and authority over all demons, and power to cure diseases.
Әйса он иккиләнни чақирип, уларға барлиқ җинларни һайдиветиш вә кесәлләрни сақайтишқа қудрәт вә һоқуқ бәрди.
2 And He sent them out to proclaim the kingdom of God and to heal the sick.
Андин уларни Худаниң падишалиғини җар қилиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
3 “Take nothing for the journey,” He told them, “no staff, no bag, no bread, no money, no second tunic.
У уларға: — Силәр сәпәр үчүн һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар; бирәр артуқ йәктәкму еливалмаңлар.
4 Whatever house you enter, stay there until you leave that area.
Вә қайси өйгә [қобул қилинип] кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар.
5 If anyone does not welcome you, shake the dust off your feet when you leave that town, as a testimony against them.”
Әнди қайси йәрдики кишиләр силәрни қобул қилмиса, у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар! — деди.
6 So they set out and went from village to village, preaching the gospel and healing people everywhere.
Мухлислар йолға чиқип, йеза-қишлақларни арилап хуш хәвәрни елан қилип, һәммә йәрдә кесәлләрни сақайтти.
7 When Herod the tetrarch heard about all that was happening, he was perplexed. For some were saying that John had risen from the dead,
Әнди Һерод һаким униң барлиқ қилғанлиридин хәвәр тепип, қаймуқуп қалди. Чүнки бәзиләр: «Мана Йәһя өлүмдин тирилипту!» десә,
8 others that Elijah had appeared, and still others that a prophet of old had arisen.
йәнә бәзиләр: «Иляс пәйғәмбәр [қайта] пәйда болди» вә йәнә башқилар: «Қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәйтти.
9 “I beheaded John,” Herod said, “but who is this man I hear such things about?” And he kept trying to see Jesus.
Һерод: «Мән Йәһяниң каллисини алдурған едим, әнди мән мошу гепини аңлаватқан зат зади кимду?» — деди. Шуниң билән у уни көрүш пурситини издиди.
10 Then the apostles returned and reported to Jesus all that they had done. Taking them away privately, He withdrew to a town called Bethsaida.
Расуллар болса қайтип келип, өзлириниң қилған ишлириниң һәммисини Әйсаға мәлум қилди. У уларни елип, хупиянә һалда Бәйт-Саида дегән шәһәрдики хилвәт бир йәргә кәлди.
11 But the crowds found out and followed Him. He welcomed them and spoke to them about the kingdom of God, and He healed those who needed healing.
Бирақ халайиқ буниңдин хәвәр тепип униңға әгишип кәлди. У уларни қарши елип, уларға Худаниң падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә шипаға муһтаҗларни сақайтти.
12 As the day neared its end, the Twelve came to Jesus and said, “Dismiss the crowd so they can go to the surrounding villages and countryside for lodging and provisions. For we are in a desolate place here.”
Күн олтирай дегәндә, он иккилән униң алдиға келип униңға: — Халайиқни йолға салсаң, улар әтраптики йеза-қишлақларға вә етизларға берип қонғидәк җайлар вә озуқ-түлүк тапсун; чүнки мошу йәр чөллүк екән, — деди.
13 But Jesus told them, “You give them something to eat.” “We have only five loaves of bread and two fish,” they answered, “unless we go and buy food for all these people.”
Лекин у уларға: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. — Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа нәрсә йоқ. Бу барлиқ хәлиқкә озуқ-түлүк сетивелип келәмдуқ?! — дейишти улар.
14 (There were about five thousand men.) He told His disciples, “Have them sit down in groups of about fifty each.”
Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани бәш миңчә еди. У мухлисларға: — Халайиқни әлликтин-әлликтин бөлүп олтарғузуңлар, — деди.
15 They did so, and everyone was seated.
Улар униң дегиничә қилип һәммәйләнни олтарғузди.
16 Taking the five loaves and the two fish and looking up to heaven, Jesus spoke a blessing and broke them. Then He gave them to the disciples to set before the people.
Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр ейтип буларни бәрикәтлиди. Андин уларни уштуп, халайиққа сунуп бериш үчүн мухлислириға бәрди.
17 They all ate and were satisfied, and the disciples picked up twelve basketfuls of broken pieces that were left over.
Һәммәйлән йәп тоюнди. Андин шулардин ешип қалған парчилирини он икки севәткә жиғип қачилиди.
18 One day as Jesus was praying in private and the disciples were with Him, He questioned them: “Who do the crowds say I am?”
Вә шундақ болдики, у өзи ялғуз дуа қиливатқанда, мухлислири йенида туратти. У улардин: — Халайиқ мени ким дәйду? — дәп сориди.
19 They replied, “Some say John the Baptist; others say Elijah; and still others, that a prophet of old has arisen.”
Улар җававән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр], вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.
20 “But what about you?” Jesus asked. “Who do you say I am?” Peter answered, “The Christ of God.”
У улардин: — Силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җавап берип: — Сән Худаниң Мәсиһидурсән, — деди.
21 Jesus strictly warned them not to tell this to anyone.
У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди.
22 “The Son of Man must suffer many things,” He said. “He must be rejected by the elders, chief priests, and scribes, and He must be killed and on the third day be raised to life.”
— Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.
23 Then Jesus said to all of them, “If anyone wants to come after Me, he must deny himself and take up his cross daily and follow Me.
Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
24 For whoever wants to save his life will lose it, but whoever loses his life for My sake will save it.
Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду.
25 What does it profit a man to gain the whole world, yet lose or forfeit his very self?
Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
26 If anyone is ashamed of Me and My words, the Son of Man will be ashamed of him when He comes in His glory and in the glory of the Father and of the holy angels.
Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.
27 But I tell you truthfully, some who are standing here will not taste death before they see the kingdom of God.”
Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғини көридиғанлар бардур.
28 About eight days after Jesus had said these things, He took with Him Peter, John, and James, and went up on a mountain to pray.
Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти.
29 And as He was praying, the appearance of His face changed, and His clothes became radiantly white.
У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири аппақ болуп чақмақтәк чақниди.
30 Suddenly two men, Moses and Elijah, began talking with Jesus.
Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] еди.
31 They appeared in glory and spoke about His departure, which He was about to accomplish at Jerusalem.
Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32 Meanwhile Peter and his companions were overcome by sleep, but when they awoke, they saw Jesus’ glory and the two men standing with Him.
Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.
33 As Moses and Elijah were leaving, Peter said to Jesus, “Master, it is good for us to be here. Let us put up three shelters —one for You, one for Moses, and one for Elijah.” (He did not know what he was saying.)
Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34 While Peter was speaking, a cloud appeared and enveloped them, and they were afraid as they entered the cloud.
Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти.
35 And a voice came from the cloud, saying, “This is My Son, whom I have chosen. Listen to Him!”
Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип: — Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур. Униңға қулақ селиңлар! — деди.
36 After the voice had spoken, only Jesus was present with them. The disciples kept this to themselves, and in those days they did not tell anyone what they had seen.
Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.
37 The next day, when they came down from the mountain, Jesus was met by a large crowd.
Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди.
38 Suddenly a man in the crowd cried out, “Teacher, I beg You to look at my son, for he is my only child.
Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап: — Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға ичиңни ағритип қарап қойғайсән! Чүнки у мениң бирла балам еди.
39 A spirit keeps seizing him, and he screams abruptly. It throws him into convulsions so that he foams at the mouth. It keeps mauling him and rarely departs from him.
Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. [Җин] уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду.
40 I begged Your disciples to drive it out, but they were unable.”
Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.
41 “O unbelieving and perverse generation!” Jesus replied. “How long must I remain with you and put up with you? Bring your son here.”
Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.
42 Even while the boy was approaching, the demon slammed him to the ground in a convulsion. But Jesus rebuked the unclean spirit, healed the boy, and gave him back to his father.
Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.
43 And they were all astonished at the greatness of God. While everyone was marveling at all that Jesus was doing, He said to His disciples,
Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44 “Let these words sink into your ears: The Son of Man is about to be delivered into the hands of men.”
— Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида [сатқунлуқтин] инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45 But they did not understand this statement. It was veiled from them so that they could not comprehend it, and they were afraid to ask Him about it.
Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.
46 Then an argument started among the disciples as to which of them would be the greatest.
Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.
47 But Jesus, knowing the thoughts of their hearts, had a little child stand beside Him.
Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп,
48 And He said to them, “Whoever welcomes this little child in My name welcomes Me, and whoever welcomes Me welcomes the One who sent Me. For whoever is the least among all of you, he is the greatest.”
уларға: — Ким мениң намимда бу кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени әвәткүчини қобул қилған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини болса улуқ болиду, — деди.
49 “Master,” said John, “we saw someone driving out demons in Your name, and we tried to stop him, because he does not accompany us.”
Юһанна җававән униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшмигәнлиги түпәйлидин, уни тостуқ, — деди.
50 “Do not stop him,” Jesus replied, “for whoever is not against you is for you.”
Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.
51 As the day of His ascension approached, Jesus resolutely set out for Jerusalem.
Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.
52 He sent messengers on ahead, who went into a village of the Samaritans to make arrangements for Him.
[Шуниң үчүн] у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди.
53 But the people there refused to welcome Him, because He was heading for Jerusalem.
Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.
54 When the disciples James and John saw this, they asked, “Lord, do You want us to call down fire from heaven to consume them?”
Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп: — И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән? — деди.
55 But Jesus turned and rebuked them.
Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди.
56 And He and His disciples went on to another village.
Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.
57 As they were walking along the road, someone said to Jesus, “I will follow You wherever You go.”
Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға: — И Рәб, сән қәйәргә барма, мән саңа әгишип маңимән, — деди.
58 Jesus replied, “Foxes have dens and birds of the air have nests, but the Son of Man has no place to lay His head.”
Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар. Бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
59 Then He said to another man, “Follow Me.” The man replied, “Lord, first let me go and bury my father.”
У йәнә башқа бирисигә: — Маңа әгәшкин! — деди. Лекин у: — Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән, — деди.
60 But Jesus told him, “Let the dead bury their own dead. You, however, go and proclaim the kingdom of God.”
Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин, — деди.
61 Still another said, “I will follow You, Lord; but first let me bid farewell to my family.”
Йәнә бириси: — Әй Рәб, мән саңа әгишимән, лекин авал өйүмгә берип, өйдикилирим билән хошлишишимға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
62 Then Jesus declared, “No one who puts his hand to the plow and then looks back is fit for the kingdom of God.”
— Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәстур, — деди.