< Leviticus 25 >
1 Then the LORD said to Moses on Mount Sinai,
Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 “Speak to the Israelites and say to them: When you enter the land that I am giving you, the land itself must observe a Sabbath to the LORD.
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Мән силәргә беридиған зиминға киргиниңларда у зиминниң өзиму Пәрвәрдигарға атап бир шабат арамини алсун.
3 For six years you may sow your field and prune your vineyard and gather its crops.
Сән алтә жил етизиңни терип, алтә жил таллиқ беғиңни чатап, улардин һосулларни жиққин;
4 But in the seventh year there shall be a Sabbath of complete rest for the land—a Sabbath to the LORD. You are not to sow your field or prune your vineyard.
амма йәттинчи жили зиминниң өзи үчүн бир «шабатлиқ арам» болсун; у Пәрвәрдигарға аталған бир «шабат» һесаплиниду. Шу жили сән етизиңни теримайсән вә таллиғиңни чатимайсән.
5 You are not to reap the aftergrowth of your harvest or gather the grapes of your untended vines. The land must have a year of complete rest.
Өзлүгидин үнүп чиққан һосулни ормайсән; вә чаталмиған таллириңниң үзүмлирини үзмәйсән; чүнки шу жил зимин арам алидиған жилдур.
6 Whatever the land yields during the Sabbath year shall be food for you—for yourself, your manservant and maidservant, the hired hand or foreigner who stays with you,
Һалбуки, зимин шабат жилида чиқарған һосул һәммиңларға озуқ болиду, йәни өзүң үчүн, қул-дедигиң үчүн, мәдикариң үчүн вә сениңкидә туруватқан мусапир үчүн, шуниңдәк мал-варанлириң үчүн
7 and for your livestock and the wild animals in your land. All its growth may serve as food.
Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду.
8 And you shall count off seven Sabbaths of years—seven times seven years—so that the seven Sabbaths of years amount to forty-nine years.
Шуниңдәк сән йәттә қетимлиқ шабат жилини, йәни йәттә һәссә йәттә жилни саниғин; йәттә шабат жил күнлири қириқ тоққуз жил болиду.
9 Then you are to sound the horn far and wide on the tenth day of the seventh month, the Day of Atonement. You shall sound it throughout your land.
Шунчилик вақит өтүп, йәттинчи айда, айниң онинчи күни, кафарәт күнидә бурға челип садасини жуқури чиқирисиләр; кафарәт күниниң өзидә силәр пүткүл зиминиңларда бурғиниң садасини аңлитисиләр.
10 So you are to consecrate the fiftieth year and proclaim liberty in the land for all its inhabitants. It shall be your Jubilee, when each of you is to return to his property and to his clan.
Шу әллигинчи жилини силәр муқәддәс дәп билип, пүткүл зиминда униңда барлиқ туруватқанларниң һәммисигә азатлиқни җакалишиңлар керәк. Шу жил силәргә «азатлиқ жили» болиду, һәр бириңлар өз йәр-мүлүклириңларға қайтисиләр, һәр бириңлар өз аилә-җәмәтиңларға қайтип барисиләр.
11 The fiftieth year will be a Jubilee for you; you are not to sow the land or reap its aftergrowth or harvest the untended vines.
Бу әллигинчи жили силәргә бир азатлиқ жили болсун; у жили һеч немә теримайсиләр, өзлүгидин үнүп чиққан һосулниму ормайсиләр вә чаталмиған таллириңларниң үзүмлириниму жиғмайсиләр.
12 For it is a Jubilee; it shall be holy to you. You may eat only the crops taken directly from the field.
Чүнки бу азатлиқ жили болуп, силәргә муқәддәс һесаплансун; униң һосулини болса, етиз-далилардин тепип [һәммиңлар] йәйсиләр.
13 In this Year of Jubilee, each of you shall return to his own property.
Азатлиқ жили араңлардики һәр бир адәм өз йәр-мүлкигә қайтсун.
14 If you make a sale to your neighbor or a purchase from him, you must not take advantage of each other.
Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар, бир-бириңларни бозәк қилмаңлар.
15 You are to buy from your neighbor according to the number of years since the last Jubilee; he is to sell to you according to the number of harvest years remaining.
Хошнаңдин [йәрни] сетивалсаң, ундақта «азатлиқ жили»дин кейин өткән жилларниң санини һесаплап униңдин сетивелишиң керәк; уму қалған жилларниң саниға қарап, йәрниң кейинки һосуллириға асасән саңа сетип бәрсун.
16 You shall increase the price in proportion to a greater number of years, or decrease it in proportion to a lesser number of years; for he is selling you a given number of harvests.
«[Азатлиқ жили»ғичә] болған жиллар көпрәк болса, баһасини шуниңға мувапиқ жуқури көтирисән; қалған жиллар азрақ болса, баһасини шуниңға мувапиқ кемәйтсун. Чүнки қалған жилларниң һосуллири қанчә болса, у шу бойичә саңа сетип бериду.
17 Do not take advantage of each other, but fear your God; for I am the LORD your God.
Силәр бир-бириңларни бозәк қилмаңлар, бәлки Худайиңлардин қорқуңлар; чүнки Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
18 You are to keep My statutes and carefully observe My judgments, so that you may dwell securely in the land.
Силәр Мениң бәлгүлимилиримни тутуп, һөкүмлиримдә туруп, шуларға әмәл қилиңлар; силәр шундақ қилсаңлар, зиминиңларда теч-аман турисиләр.
19 Then the land will yield its fruit, so that you can eat your fill and dwell in safety in the land.
Шуниң билән зимин силәргә өз мевисини бериду, силәр тойғидәк йәп, униңда теч-аман турисиләр.
20 Now you may wonder, ‘What will we eat in the seventh year if we do not sow or gather our produce?’
Әгәр силәр: — Мана, бизгә терип һосулни жиғишқа иҗазәт берилмисә, йәттинчи жили немә йәймиз, дәп сорисаңлар,
21 But I will send My blessing upon you in the sixth year, so that the land will yield a crop sufficient for three years.
[силәргә мәлум болсунки], алтинчи жилида үч жилниң һосулини бәрсун дәп, Мән үстүңларға бәрикитимни «чүш» дәп буйруймән.
22 While you are sowing in the eighth year, you will be eating from the previous harvest, until the ninth year’s harvest comes in.
Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр.
23 The land must not be sold permanently, because it is Mine, and you are but foreigners and residents with Me.
Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас.
24 Thus for every piece of property you possess, you must provide for the redemption of the land.
Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк.
25 If your brother becomes impoverished and sells some of his property, his nearest of kin may come and redeem what his brother has sold.
Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун.
26 Or if a man has no one to redeem it for him, but he prospers and acquires enough to redeem his land,
Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса,
27 he shall calculate the years since its sale, repay the balance to the man to whom he sold it, and return to his property.
Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, [азадлиқ жилиғичә] қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун.
28 But if he cannot obtain enough to repay him, what he sold will remain in possession of the buyer until the Year of Jubilee. In the Jubilee, however, it is to be released, so that he may return to his property.
Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
29 If a man sells a house in a walled city, he retains his right of redemption until a full year after its sale; during that year it may be redeemed.
Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30 If it is not redeemed by the end of a full year, then the house in the walled city is permanently transferred to its buyer and his descendants. It is not to be released in the Jubilee.
Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31 But houses in villages with no walls around them are to be considered as open fields. They may be redeemed, and they shall be released in the Jubilee.
Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32 As for the cities of the Levites, the Levites always have the right to redeem their houses in the cities they possess.
Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33 So whatever belongs to the Levites may be redeemed—a house sold in a city they possess—and must be released in the Jubilee, because the houses in the cities of the Levites are their possession among the Israelites.
Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, [лекин қайтуруп алмиған болса], ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34 But the open pastureland around their cities may not be sold, for this is their permanent possession.
Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35 Now if your countryman becomes destitute and cannot support himself among you, then you are to help him as you would a foreigner or stranger, so that he can continue to live among you.
Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.
36 Do not take any interest or profit from him, but fear your God, that your countryman may live among you.
Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин.
37 You must not lend him your silver at interest or sell him your food for profit.
Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
38 I am the LORD your God, who brought you out of the land of Egypt to give you the land of Canaan and to be your God.
Худайиңлар болушқа, Қанаан зиминини силәргә беришкә силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
39 If a countryman among you becomes destitute and sells himself to you, then you must not force him into slave labor.
Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;
40 Let him stay with you as a hired worker or temporary resident; he is to work for you until the Year of Jubilee.
бәлки у қешиңда мәдикар яки мусапирдәк турсун; азатлиқ жилиғичә сениң хизмитиңдә болсун;
41 Then he and his children are to be released, and he may return to his clan and to the property of his fathers.
андин азат болуп өзи билән балилири қешиңдин чиқип, өз җәмәтигә йенип берип, ата-бовилириниң йәр-мүлкигә қайтсун.
42 Because the Israelites are My servants, whom I brought out of the land of Egypt, they are not to be sold as slaves.
Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
43 You are not to rule over them harshly, but you shall fear your God.
Сән уларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмайсән, бәлки Худайиңдин қорққин.
44 Your menservants and maidservants shall come from the nations around you, from whom you may purchase them.
Лекин өзүңгә қул яки дедәк алмақчи болсаң, уларни әтраптики ят әлләрдин шундақ қул я дедәк сетивалсаң болиду.
45 You may also purchase them from the foreigners residing among you or their clans living among you who are born in your land. These may become your property.
Булардин башқа, араңларда олтирақлашқан мусапирларниң пәрзәнтлирини вә шуларниң җәмәтидин, йәни силәр билән биллә туруватқан, зиминиңларда туғулғанлардин қуллар сетивалсаңлар болиду; шуниң билән улар силәрниң мүлкүңлар болуп қалиду.
46 You may leave them to your sons after you to inherit as property; you can make them slaves for life. But as for your brothers, the Israelites, no man may rule harshly over his brother.
Силәр мошуларни өзүңлардин кейинки балилириңларға мирас қилип, уларға мүлүк болушқа қалдурсаңлар болиду; мошуларни әбәткичә қул қилсаңлар болиду; лекин өз қериндашлириңлар болған Исраиллар арисида болса, бир-бириңларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмаслиғиңлар керәк.
47 If a foreigner residing among you prospers, but your countryman dwelling near him becomes destitute and sells himself to the foreigner or to a member of his clan,
Әгәр араңларда олтиришлиқ бир мусапир яки яқа жутлуқ бейиған вә униңға хошна қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини шу хошна мусапирға вә яки шу мусапирниң мәлум бир әвладиға сатса,
48 he retains the right of redemption after he has sold himself. One of his brothers may redeem him:
у сетилғандин кейин униңда пул төләп һөрлүккә чиқиш һоқуқи қалиду; униң ака-укилириниң һәр қайсиси уни һөрлүккә сетивалса болиду.
49 either his uncle or cousin or any close relative from his clan may redeem him. Or if he prospers, he may redeem himself.
Шуниңдәк униң тағиси яки тағисиниң оғли вә яки җәмәтидин болған һәр қайси йеқин туққини уни һөрлүккә сетивалса болиду; яки өзиниң қурби йәтсә, пул берип өз-өзини һөрлүккә сетивалса болиду.
50 He and his purchaser will then count the time from the year he sold himself up to the Year of Jubilee. The price of his sale will be determined by the number of years, based on the daily wages of a hired hand.
Уни сетивалидиған киши униң ғоҗиси билән гәплишип сетилған жилдин тартип азатлиқ жилиғичә қанчилик болғанлиғини һесаплап, сетивелиш баһасини жилларниң саниға қарап һесаплисун; [һөрлүк пули һесаплашта қулниң ғоҗисиға] ишләшкә керәк болған қалған күнлириниң һәққи «мәдикарниң ишлигән күнлири»дәк һесаплансун.
51 If many years remain, he must pay for his redemption in proportion to his purchase price.
Азатлиқ жилиға йәнә хелә жиллар болса, шуни һесаплап, сетилған пулниң нисбити бойичә һөрлүк пулини һесаплап бәрсун;
52 If only a few years remain until the Year of Jubilee, he is to calculate and pay his redemption according to his remaining years.
әгәр азатлиқ жилиға аз жиллар қалған болса, уни һесап қилип, қалған қуллуқ жиллириға мувапиқ пулни яндуруп бәрсун.
53 He shall be treated like a man hired from year to year, but a foreign owner must not rule over him harshly in your sight.
Болмиса, қул шу ғоҗисиниң йенида жиллиқ мәдикардәк туруши керәк; униң ғоҗиси сениң көз алдиңда униңға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмисун.
54 Even if he is not redeemed in any of these ways, he and his children shall be released in the Year of Jubilee.
Әгәр қул жуқуриқи йоллар билән һөрлүккә чиқалмиса, азатлиқ жили кәлгәндә қоюп берилсун — у балилири билән қошулуп азат болиду.
55 For the Israelites are My servants. They are My servants, whom I brought out of the land of Egypt. I am the LORD your God.
Чүнки Исраилларниң өзи Маңа қул-бәндиләрдур; улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип кәлгән қул-бәндилиримдур. Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.