< Exodus 36 >

1 “So Bezalel, Oholiab, and every skilled person are to carry out everything commanded by the LORD, who has given them skill and ability to know how to perform all the work of constructing the sanctuary.”
Шуниң билән Бәзаләл вә Оһолияблар, шуниңдәк Пәрвәрдигар муқәддәс чедир ясашниң һәр хил ишлириға керәк болған даналиқ-һекмәт вә әқил-парасәтни ата қилған маһир устиларниң һәр бири уларға қошулуп, шу ишни униң әмир қилғини бойичә әмәлгә ашуриду».
2 Then Moses summoned Bezalel, Oholiab, and every skilled person whom the LORD had gifted—everyone whose heart stirred him to come and do the work.
Шу вақитта Муса Бәзаләл вә Оһолиябни, шундақла Пәрвәрдигар даналиқ-һекмәт билән көңүллирини толдурған, көңли өзини шу ишни қилишқа қатнишишқа далаләт қилған барлиқ һүнәрвән-касипларни чақирип жиғди.
3 They received from Moses all the contributions that the Israelites had brought to carry out the service of constructing the sanctuary. Meanwhile, the people continued to bring freewill offerings morning after morning,
Улар келип муқәддәс чедирни ясашқа, шундақла униң иш-хизмәтлиригә керәклик сәрәмҗанларни ясашқа Исраиллар елип кәлтүргән барлиқ «көтәрмә һәдийә»ләрни Мусадин тапшурувалди. Исраил хәлқи йәнила өз мәйли билән һәр күни әтигини Мусаға ихтиярий һәдийә кәлтүрүп туратти.
4 so that all the skilled craftsmen who were doing all the work on the sanctuary left their work
Андин муқәддәс чедирниң ишлирини қиливатқан устиларниң һәммиси қолидики ишини қоюп қоюп келип,
5 and said to Moses, “The people are bringing more than enough for doing the work the LORD has commanded us to do.”
Мусаға: — Хәлиқниң елип кәлгини Пәрвәрдигар бизгә қилишқа буйруған ишни пүткүзүшкә еһтияҗ болғинидин көп ешип кәтти! — дейишти.
6 After Moses had given an order, they sent a proclamation throughout the camp: “No man or woman should make anything else as an offering for the sanctuary.” So the people were restrained from bringing more,
Андин Муса әмир қилип, пүткүл чедиргаһ бойичә: «Мана, әр болсун, аял болсун, һеч ким муқәддәс чедирни ясаш үчүн «көтәрмә һәдийә» сүпитидә йәнә һеч қандақ нәрсә тәйярлап кәлмисун!» дәп җакалатти. Буниң билән көпчилик һәдийәләр кәлтүрүштин тохтитилди.
7 since what they already had was more than enough to perform all the work.
Чүнки улар тәйярлиған материяллар пүткүл қурулуш ишиға йетәтти, һәтта ешип қалатти.
8 All the skilled craftsmen among the workmen made the ten curtains for the tabernacle. They were made of finely spun linen, as well as blue, purple, and scarlet yarn, with cherubim skillfully worked into them.
Муқәддәс чедирниң қурулуш ишини қиливатқан устиларниң һәр бири непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән он парчә йопуқ ясап, керубларниң сүритини йопуқларға чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип кәштиләп чиқти.
9 Each curtain was twenty-eight cubits long and four cubits wide; all the curtains were the same size.
Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
10 And he joined five of the curtains together, and the other five he joined as well.
[Бәзаләл] йопуқларниң бәшини бир-биригә улиди, қалған бәш йопуқниму һәм бир-биригә улиди.
11 He made loops of blue material on the edge of the end curtain in the first set, and also on the end curtain in the second set.
У улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисминиң бир тәрипигә рәңги көк измиләрни қадиди, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму шундақ қилди.
12 He made fifty loops on one curtain and fifty loops on the end curtain of the second set, so that the loops lined up opposite one another.
Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиди. Измиләр бир-биригә удулмуудул қилинди.
13 He also made fifty gold clasps to join the curtains together, so that the tabernacle was a unit.
Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн у алтундин әллик илғу ясап, икки парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурди.
14 He then made curtains of goat hair for the tent over the tabernacle—eleven curtains in all.
У муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиди; йопуқтин он бир парчә ясиди.
15 Each of the eleven curtains was the same size—thirty cubits long and four cubits wide.
Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
16 He joined five of the curtains into one set and the other six into another.
Йопуқларниң бәшини у улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилди.
17 He made fifty loops along the edge of the end curtain in the first set, and fifty loops along the edge of the corresponding curtain in the second set.
У биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди.
18 He also made fifty bronze clasps to join the tent together as a unit.
У чедир бир пүтүн болсун үчүн һәм мистин әллик илғу ясап, икки чоң парчини улап қойди.
19 Additionally, he made for the tent a covering of ram skins dyed red, and over that a covering of fine leather.
У буниңдин башқа чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япти, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиди.
20 Next, he constructed upright frames of acacia wood for the tabernacle.
У муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклиди.
21 Each frame was ten cubits long and a cubit and a half wide.
Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз қилинди.
22 Two tenons were connected to each other for each frame. He made all the frames of the tabernacle in this way.
Һәр бир тахтайниң иккидин туруми бар еди, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилди; у чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиди.
23 He constructed twenty frames for the south side of the tabernacle,
У чедирниң тахтайлирини шундақ ясиди; жигирмиси җәнуп тәрәпкә орнитилди;
24 with forty silver bases to put under the twenty frames—two bases for each frame, one under each tenon.
у бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиди; бир тахтайниң [астидики] икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәгликни ясиди.
25 For the second side of the tabernacle, the north side, he made twenty frames
Шуниңдәк у чедирниң удул тәрипигә, йәни шимал тәрипигә жигирмә тахтай ясиди,
26 and forty silver bases—two bases under each frame.
шундақла буларниң қириқ тәглигини күмүчтин ясиди; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулди.
27 He made six frames for the rear of the tabernacle, the west side,
Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтайни ясап орнатти.
28 and two frames for the two back corners of the tabernacle,
У чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтайни ясап орнатти.
29 coupled together from bottom to top and fitted into a single ring. He made both corners in this way.
Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилип [тахтайларни] өз ара четиштурди, үсти бир һалқиға бекитилди. У һәр иккисини шундақ ясап, икки булуңға орнатти.
30 So there were eight frames and sixteen silver bases—two under each frame.
Шуңлашқиму у тәрипидә сәккиз тахтай болди, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги бар еди; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик бар еди.
31 He also made five crossbars of acacia wood for the frames on one side of the tabernacle,
Буниңдин башқа у акатсийә яғичидин балдақ ясиди; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
32 five for those on the other side, and five for those on the rear side of the tabernacle, to the west.
чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларғиму бәш балдақни ясиди.
33 He made the central crossbar to run through the center of the frames, from one end to the other.
У тахтайларниң оттуридики оттура балдақни бу тәрәптин у тәрәпкә йәткүзүп ясиди.
34 And he overlaid the frames with gold and made gold rings to hold the crossbars. He also overlaid the crossbars with gold.
У тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиди.
35 Next, he made the veil of blue, purple, and scarlet yarn, and finely spun linen, with cherubim skillfully worked into it.
У непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди; уни керубларниң сүритини чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип чүшүрүп, кәштиләп чиқарди.
36 He also made four posts of acacia wood for it and overlaid them with gold, along with gold hooks; and he cast four silver bases for the posts.
Уни есишқа у акатсийә яғичидин төрт хада ясап, алтун билән қаплиди. Уларниң илмәклири алтундин ясалди; хадиларға у күмүчтин төрт тәгликни қуюп ясиди.
37 For the entrance to the tent, he made a curtain embroidered with blue, purple, and scarlet yarn, and finely spun linen,
У чедирниң кириш еғизиға нәпис тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди, уни кәштичигә кәштиләтти.
38 together with five posts and their hooks. He overlaid the tops of the posts and their bands with gold, and their five bases were bronze.
У йәнә бу пәрдиниң бәш хадисини илмәклири билән қошуп ясиди; уларниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди; уларниң бәш тәглиги мистин ясалди.

< Exodus 36 >