< Ephesians 4 >

1 As a prisoner in the Lord, then, I urge you to walk in a manner worthy of the calling you have received:
Әнди шу сәвәпләрдин, Рәбниң мәһбуси болған мәнки, [Худаниң] силәрни чақирған [бүйүк] чақириқиға лайиқ һалда меңишлириңларни өтүнимән,
2 with all humility and gentleness, with patience, bearing with one another in love,
һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән, бир-бириңларға муһәббәт ичидә кәң қосақ болуп,
3 and with diligence to preserve the unity of the Spirit through the bond of peace.
енақ-хатирҗәмликниң риштиси билән, Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни [өтүнимән].
4 There is one body and one Spirit, just as you were called to one hope when you were called;
Тән бирдур, Роһ бирдур, — худди чақирилғиниңларда, охшаш бир арзу-үмүткә чақирилғиниңлардәк, —
5 one Lord, one faith, one baptism;
Рәб бирдур, иман-етиқат бирдур, чөмүлдүрүлүш бирдур,
6 one God and Father of all, who is over all and through all and in all.
һәмминиң ХудаАтиси бирдур; У болса һәммидин үстүн турғучи, һәммини жүргүзгүчи вә һәммимизниң ичидә Болғучидур.
7 Now to each one of us grace has been given according to the measure of the gift of Christ.
Шундақтиму һазир һәр биримизгә Мәсиһниң илтипатиниң өлчими бойичә шәпқәт тәқдим қилинғандур;
8 This is why it says: “When He ascended on high, He led captives away, and gave gifts to men.”
шуңа, муқәддәс китапта [Худа] ейтқинидәк: — «У жуқуриға көтирилди, [Инсанларни] тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, Һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди».
9 What does “He ascended” mean, except that He also descended to the lower parts of the earth?
Әнди «көтирилгән» зат болса, [авал] йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму?
10 He who descended is the very One who ascended above all the heavens, in order to fill all things.
Чүшкән зат болса барлиқ әршләрдин жуқуриға көтирилгәнниң дәл Өзидур; көтирилишиниң мәхсити, аләмниң барлиғини толдуруштин ибарәт;
11 And it was He who gave some to be apostles, some to be prophets, some to be evangelists, and some to be pastors and teachers,
Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур.
12 to equip the saints for works of ministry and to build up the body of Christ,
Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт;
13 until we all reach unity in the faith and in the knowledge of the Son of God, as we mature to the full measure of the stature of Christ.
вәзипә һәммимизниң етиқатта һәм Худаниң Оғлини толуқ тонушта бирликкә келишимизгичә, камил адәм болуп йетишип чиқишимизғичә, — йәни Мәсиһниң мукәммәл җәвһири гәвдиләнгән қәдди-қамәт өлчимигә йетишимизгичә давамлаштурулмақта;
14 Then we will no longer be infants, tossed about by the waves and carried around by every wind of teaching and by the clever cunning of men in their deceitful scheming.
шундақ болғанда, йәнә гөдәк балилардин болмай, адәмләрниң қувлуғидин ойлап чиққан алдамчи нийәт-планлири билән, уларниң һейлә-нәйриңидин чиққан тәлиматиниң долқунлиридин урулуп, униң һәр хил шамилида уяқ-буяққа учурулуп кәтмәймиз;
15 Instead, speaking the truth in love, we will in all things grow up into Christ Himself, who is the head.
әксичә, меһир-муһәббәт ичидә туруп һәқиқәткә берилип иш көрүп, бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз;
16 From Him the whole body, fitted and held together by every supporting ligament, grows and builds itself up in love through the work of each individual part.
Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп, һәр бир әзаниң өзигә хас өлчәнгән вәзипини өтиши билән барғанчә өстүрүлүп, муһәббәт ичидә өз-өзини қуруп чиқишқа ишлимәктә.
17 So I tell you this, and insist on it in the Lord, that you must no longer walk as the Gentiles do, in the futility of their thinking.
Шуңа шуни ейтимәнки, Рәбтә уни тапилаймәнки, ят әлләрниңкидәк, йәни уларниң өз ой-пикирлириниң бимәнилигидә маңғинидәк меңивәрмәслигиңлар керәк;
18 They are darkened in their understanding and alienated from the life of God because of the ignorance that is in them due to the hardness of their hearts.
улар қәлбиниң қаттиқлиғидин келип чиққан билимсизлик түпәйлидин, Худаниң һаятидин ада-җуда қилинип, чүшәнчиси қараңғулишип кәткән,
19 Having lost all sense of shame, they have given themselves over to sensuality for the practice of every kind of impurity, with a craving for more.
ар-номусни ташливетип, нәпсанийәтчилиги көпийип һәр хил ипласлиқларни жүргүзүшкә, кәйп-сапаға берилгән.
20 But this is not the way you came to know Christ.
Амма силәр болсаңлар, Мәсиһни шундақ йолда үгинип тонуған әмәссиләр —
21 Surely you heard of Him and were taught in Him—in keeping with the truth that is in Jesus—
(һәқиқәтниң Әйсада болғинидәк, уни һәқиқәтән аңлиған, униңда үгитилгән болсаңлар) —
22 to put off your former way of life, your old self, which is being corrupted by its deceitful desires;
демәк, илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип,
23 to be renewed in the spirit of your minds;
ой-зеһниңларниң роһида йеңилинип,
24 and to put on the new self, created to be like God in true righteousness and holiness.
Худаниң охшашлиғиға асасән, һәқиқәттин чиққан һәққанийлиқта вә пак-муқәддәсликтә яритилған «йеңи адәм»ни кийивелишиңлар керәктур.
25 Therefore each of you must put off falsehood and speak truthfully to his neighbor, for we are all members of one another.
Шуниң билән ялғанчилиқни селиветип, һәр биримиз өз йеқинлиримиз билән һәқиқәтни сөзлишәйли; чүнки биз бир-биримизгә нисбәтән бир тәнниң әзалиридурмиз.
26 “Be angry, yet do not sin.” Do not let the sun set upon your anger,
«Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар»; ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун;
27 and do not give the devil a foothold.
яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар.
28 He who has been stealing must steal no longer, but must work, doing good with his own hands, that he may have something to share with the one in need.
Оғри иккинчи оғрилиқ қилмисун; әксичә у меһнәт қилип икки қолиға тайинип һалал иш қилсунки, һаҗити болғанларғиму бөлүп бәргидәк өз тапқини болсун.
29 Let no unwholesome talk come out of your mouths, but only what is helpful for building up the one in need and bringing grace to those who listen.
Ағзиңлардин һеч қандақ иплас сөз чиқмисун, пәқәт аңлиғучиларға шәпқәт йәтсун үчүн, еһтияҗқа уйғун вә адәмни қуруп чиқидиған сөзләрни ейтиңлар.
30 And do not grieve the Holy Spirit of God, in whom you were sealed for the day of redemption.
Худаниң Муқәддәс Роһиға азап бәрмәңләр; чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр;
31 Get rid of all bitterness, rage and anger, outcry and slander, along with every form of malice.
өзүңлардин һәр қандақ өч-адавәт, аччиқ-ғәзәп, қәһр, җедәл-маҗиралар, тил-аһанәт һәмдә һәр хил қара нийәтләрни нери қилиңлар;
32 Be kind and tenderhearted to one another, forgiving each other just as in Christ God forgave you.
бир-бириңларға меһриван, юмшақ диллиқ болуп, Худа Мәсиһтә силәрни кәчүрүм қилғинидәк бир-бириниңларни кәчүрүм қилиңлар.

< Ephesians 4 >