< Deuteronomy 3 >
1 Then we turned and went up the road to Bashan, and Og king of Bashan and his whole army came out to meet us in battle at Edrei.
Андин биз бурулуп, Башанға баридиған йол билән чиқип маңдуқ; Башанниң падишаси Ог вә барлиқ хәлқи бизгә қарши җәң қилишқа Әдрәйгә чиқти.
2 But the LORD said to me, “Do not fear him, for I have delivered him into your hand, along with all his people and his land. Do to him as you did to Sihon king of the Amorites, who lived in Heshbon.”
Пәрвәрдигар маңа: «Униңдин қорқмиғин; чүнки Мән уни, униң хәлқи вә зиминини қолуңға тапшурдум; Һәшбонда турған Аморийларниң падишаси Сиһонни немә қилған болса, униму шундақ қилисән» — деди.
3 So the LORD our God also delivered Og king of Bashan and his whole army into our hands. We struck them down until no survivor was left.
Пәрвәрдигар Худайимиз дәрвәқә Башанниң падишаси Огни вә барлиқ хәлқини қолимизға тапшурди; биз униңға һуҗум қилип улардин һеч кимни қалдурмай қирдуқ.
4 At that time we captured all sixty of his cities. There was not a single city we failed to take—the entire region of Argob, the kingdom of Og in Bashan.
Шу вақитта биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилдуқ; биз униң шәһәрлиридин егилимигән бирисиму қалмиди. Булар Башандики Огниң падишалиғи, йәни пүткүл Аргоб райони болуп, җәмий атмиш шәһәр еди.
5 All these cities were fortified with high walls and gates and bars, and there were many more unwalled villages.
Бу шәһәрләрниң һәммиси егиз сепиллар вә балдақлиқ қовуқлири билән мустәһкәм қилинған еди; уларға қарашлиқ йеза-кәнтләр интайин көп еди.
6 We devoted them to destruction, as we had done to Sihon king of Heshbon, utterly destroying the men, women, and children of every city.
Биз уларни Һәшбонниң падишаси Сиһонни қилғинимиздәк тәлтөкүс йоқаттуқ — Барлиқ шәһәрләр, әрләр, аял-балиларни қоймай һәммисини тәлтөкүс йоқаттуқ.
7 But all the livestock and plunder of the cities we carried off for ourselves.
Биз пәқәт өзлиримиз үчүн барлиқ чарва-малларни вә шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
8 At that time we took from the two kings of the Amorites the land across the Jordan, from the Arnon Valley as far as Mount Hermon—
Шу чағда биз Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә турушлуқ Аморийларниң икки падишасиниң қолидин зиминини, йәни Арнон дәриясидин Һәрмон теғиғичә болған зиминини тартивалдуқ
9 which the Sidonians call Sirion but the Amorites call Senir—
(Һәрмон теғини Зидонийлар «Сирион», Аморийлар «Сенир» дәп атайду);
10 all the cities of the plateau, all of Gilead, and all of Bashan as far as the cities of Salecah and Edrei in the kingdom of Og.
Биз йәнә түзләңликтики барлиқ шәһәрләр, пүткүл Гилеад вә Башан падишаси огниң падишалиғидики Саликаһ вә Әдрәй шәһәрлиригичә, Башанниң барлиқ зиминини егилидуқ
11 (For only Og king of Bashan had remained of the remnant of the Rephaim. His bed of iron, nine cubits long and four cubits wide, is still in Rabbah of the Ammonites.)
(шу чағда гигантларниң қалдуғидин пәқәт Башанниң падишаси Ог қалған еди; униң каривити төмүрдин ясалған еди; мана, у Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә сақлиниватмамду? Униң узунлуғи тоққуз гәз, кәңлиги төрт гәз. «Гәз» — адәттики адәмниң җәйниги өлчәм қилинған).
12 So at that time we took possession of this land. To the Reubenites and Gadites I gave the land beyond Aroer along the Arnon Valley, and half the hill country of Gilead, along with its cities.
Биз шу чағда егилигән зимин мундақ: — Арнон дәрияси йенидики Ароәр шәһиридин тартип, Гилеад тағлиғиниң йеримини вә униңдики шәһәрләрни Рубән вә Гад қәбилисидикиләргә тәқдим қилдим;
13 To the half-tribe of Manasseh I gave the rest of Gilead and all of Bashan, the kingdom of Og. (The entire region of Argob, the whole territory of Bashan, used to be called the land of the Rephaim.)
Гилеадниң қалған зимини вә Ог падишаниң зимини болған пүткүл Башанни мән Манассәһниң йерим қәбилисигә тәқдим қилдим (пүткүл Аргоб райони, йәни пүткүл Башан «гигантларниң зимини» дейилиду.
14 Jair, a descendant of Manasseh, took the whole region of Argob as far as the border of the Geshurites and Maacathites. He renamed Bashan after himself, Havvoth-jair, by which it is called to this day.
Манассәһниң оғли Яир пүткүл Аргоб районини, йәни Башанни Гәшурийлар вә Маакатийларниң чегарисиғичә егилигән вә уни өз исми билән «Һаввот-Яир» дәп атиған. Бүгүнгә қәдәр у шундақ аталмақта).
15 To Machir I gave Gilead,
Гилеадни болса мән Макирға тәқдим қилдим.
16 and to the Reubenites and Gadites I gave the territory from Gilead to the Arnon Valley (the middle of the valley was the border) and up to the Jabbok River, the border of the Ammonites.
Рубәндикиләр вә Гадтикиләргә мән Гилеадтин Арнон дәриясиғичә (вадиниң оттуриси чегара еди), шундақла Аммонийларниң чегараси болған Яббок дәриясиғичә болған зиминни тәқдим қилдим;
17 The Jordan River in the Arabah bordered it from Chinnereth to the Sea of the Arabah (the Salt Sea ) with the slopes of Pisgah to the east.
йәнә Писгаһ тағлиғи астида ятқан Арабаһ түзләңлиги (тағлиқ түзләңликниң шәрқий тәрипидә) вә Иордан дәриясиниң Киннәрәт көлидин тартип Туз деңизғичә болған қисмини уларға чегара қилип бәрдим.
18 At that time I commanded you: “The LORD your God has given you this land to possess. All your men of valor are to cross over, armed for battle, ahead of your brothers, the Israelites.
Мән шу чағда силәргә: — Пәрвәрдигар Худайиңлар өзүңларниң тәәллуқатиңлар болсун дәп егилишиңлар үчүн бу зиминни силәргә ата қилған; араңлардики җәңчиләр җәңгә тәйярлинип қуралланған һалда қериндашлириңлар болған Исраилларниң алдида дәриядин өтүңлар;
19 But your wives, your children, and your livestock—I know that you have much livestock—may remain in the cities I have given you,
Пәқәт бала-җақилириңлар вә мал-чарвилириңлар (мал-чарвилириңларниң көплигини билимән) мән силәргә тәқсим қилған шәһәрләрдә қалсун;
20 until the LORD gives rest to your brothers as He has to you, and they too have taken possession of the land that the LORD your God is giving them across the Jordan. Then each of you may return to the possession I have given you.”
Пәрвәрдигар қериндашлириңларға силәрниң арам алғиниңлардәк арам бәргичә, улар Пәрвәрдигар Худайиңлар Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқдим қилған зиминни егилигичә улар билән биргә [җәң қилиңлар]; андин силәр һәр бириңлар мән силәргә тәқсим қилған өз тәәллуқатиңларға қайтисиләр» — дәп тапилиғанмән.
21 And at that time I commanded Joshua: “Your own eyes have seen all that the LORD your God has done to these two kings. The LORD will do the same to all the kingdoms you are about to enter.
Шу чағдиму мән Йәшуаға: «Сән Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу икки падишаға қилғанлириниң һәммисини өз көзүң билән көрдүң; Пәрвәрдигар сән баридиған йәрдики падишалиқларниму шуниңға охшаш қилиду.
22 Do not be afraid of them, for the LORD your God Himself will fight for you.”
Силәр улардин қорқмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар өзи силәр үчүн җәң қилиду» — дәп тапилиғанмән.
23 At that time I also pleaded with the LORD:
Шу чағда мән Пәрвәрдигардин өтүнүп: —
24 “O Lord GOD, You have begun to show Your greatness and power to Your servant. For what god in heaven or on earth can perform such works and mighty acts as Yours?
«И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз қулуңға Өз улуқлуғуң вә күчлүк қолуңни аян қилишқа кириштиң; чүнки мәйли асманларда яки зиминда болсун Сениң қилғанлириңға вә күч-қудритиңгә тәң кәлгидәк шундақ илаһ барму?
25 Please let me cross over and see the good land beyond the Jordan—that pleasant hill country as well as Lebanon!”
Сәндин өтүнүмәнки, мени Иордан дәриясидин өтүп, шу йәрдики яхши зиминни — Шу яхши тағлиқни вә Ливанни көрүшкә несип қилғайсән», — дедим.
26 But the LORD was angry with me on account of you, and He would not listen to me. “That is enough,” the LORD said to me. “Do not speak to Me again about this matter.
Лекин Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлар түпәйлидин маңа ғәзәплинип илтиҗайимға қулақ салмиди, бәлки маңа: «Болди, бәс! Бу ишни алдимда иккинчи тилға алғучи болма.
27 Go to the top of Pisgah and look to the west and north and south and east. See the land with your own eyes, for you will not cross this Jordan.
Сән Писгаһниң чоққисиға чиқип бешиңни көтирип, өз көзүң билән мәғрибкә, шималға, җәнупқа вә мәшриққә тикилип қара; чүнки сән мошу Иордан дәриясидин өтмәйсән.
28 But commission Joshua, encourage him, and strengthen him, for he will cross over ahead of the people and enable them to inherit the land that you will see.”
Йәшуаға вәзипини тапилиғин, уни риғбәтләндүрүп жүрәклик қил; чүнки у бу хәлиқниң алдидин өтүп сән көридиған шу зиминға уларни егә қилғузиду» — деди.
29 So we stayed in the valley opposite Beth-peor.
Шуниң билән биз Бәйт-Пеорниң удулидики вадида туруп қалдуқ.