< Daniel 9 >

1 In the first year of Darius son of Xerxes, a Mede by descent, who was made ruler over the kingdom of the Chaldeans —
Медиалиқ Аһашверошниң оғли Дариусниң биринчи жилида (у калдийләрниң зиминиға падиша қилинди)
2 in the first year of his reign, I, Daniel, understood from the sacred books, according to the word of the LORD to Jeremiah the prophet, that the desolation of Jerusalem would last seventy years.
Йәни тәхткә олтарған биринчи жили мәнки Даниял муқәддәс язмиларни оқушум билән Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәргә йәткүзгән калам-бешарити бойичә, Йерусалимниң харап болидиған җаза мәзгили йәтмиш жил екәнлигини чүшинип йәттим.
3 So I turned my attention to the Lord God to seek Him by prayer and petition, with fasting, sackcloth, and ashes.
Шуниң үчүн мән Рәб Худайимға роза тутуп, бөз рәхткә йөгинип, күл-топида олтирип, униңға йелинип дуа-тилавәт қилиш билән издинишкә бәл бағлидим.
4 And I prayed to the LORD my God and confessed, “O, Lord, the great and awesome God, who keeps His covenant of loving devotion to those who love Him and keep His commandments,
Мән Пәрвәрдигар Худайимға дуа қилип, гуналиримизни иқрар қилип мундақ дедим: — «Аһ Рәб, и Сени Өз әмирлириңгә итаәт қилғучиларға вәдә-әһдәңдә вападар болуп, өзгәрмәс меһриңни үзлүксиз көрсәткүчи улуқ, сүрлүк Тәңрим!
5 we have sinned and done wrong. We have acted wickedly and rebelled. We have turned away from Your commandments and ordinances.
Биз гуна садир қилдуқ, қәбиһлик қилдуқ; рәзиллик билән Сениң әмир-һөкүмлириңдин ваз кечип, Саңа асийлиқ қилдуқ,
6 We have not listened to Your servants the prophets, who spoke in Your name to our kings, leaders, and fathers, and to all the people of the land.
Шундақла Сениң намиң билән падишалиримиз, әмирлиримиз, ата-бовилиримиз вә пүткүл зиминдики хәлиққә сөз-каламиңни йәкүзгән қуллириң болған пәйғәмбәрләргә зади қулақ салмидуқ.
7 To You, O Lord, belongs righteousness, but this day we are covered with shame—the men of Judah, the people of Jerusalem, and all Israel near and far, in all the countries to which You have driven us because of our unfaithfulness to You.
И Рәб, һәққанийәт Сәндила тепилиду, лекин Саңа асийлиқ вә вапасизлиқ қилғанлиғимиз түпәйлидин, бизгә, йәни Йәһудаларға, Йерусалимдикиләргә вә барлиқ Исраилларға, йеқинда болсун, жирақта болсун, Сән бизләрни сүргүнлүккә һайдивәткән барлиқ жутларда болсун, пәқәт бүгүнкидәк йүзимизни көтирәлмигидәк шәрмәндиликла қалди.
8 O LORD, we are covered with shame—our kings, our leaders, and our fathers—because we have sinned against You.
И Рәб, бизгә, йәни падишалиримизға, әмирлиримизгә вә ата-бовилиримизғиму йүзимизни көтирәлмигидәк шәрмәндилик қалди; чүнки биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
9 To the Lord our God belong compassion and forgiveness, even though we have rebelled against Him
И Рәб Худайимиз, биз Саңа асийлиқ қилған болсақму, Сәндин йәнила рәһимдиллик вә мәғпирәт-кәчүрүмләр тепилиду.
10 and have not obeyed the voice of the LORD our God to walk in His laws, which He set before us through His servants the prophets.
Биз Сән Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға қулақ салмай, қуллириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ алдимизға қойған қанун-һөкүмлириңдә һеч маңмидуқ.
11 All Israel has transgressed Your law and turned away, refusing to obey Your voice; so the oath and the curse written in the Law of Moses the servant of God has been poured out on us, because we have sinned against You.
Пүткүл Исраил Сениң Тәврат-қанунуңға хилаплиқ қилип, авазиңға қулақ салмай Сениңдин йүз өриди. Дәрвәқә, Сениң қулуң Мусаға чүшүрүлгән Тәврат-қанунида пүтүлгән ләнәт һәмдә униң қәсәмядидики җазалар үстимизгә яғдурулди; чүнки биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
12 You have carried out the words spoken against us and against our rulers by bringing upon us a great disaster. For under all of heaven, nothing has ever been done like what has been done to Jerusalem.
Сән Өзүң бизгә вә үстимиздин һөкүмдарлиқ қилғучимизға қарита дегәнлириңгә әмәл қилип бизгә зор еғир күлпәтни кәлтүрдүң; чүнки Йерусалимда қилинған ишлар асман астидики һәр қандақ башқа жутта әзәлдин қилинған әмәс!
13 Just as it is written in the Law of Moses, all this disaster has come upon us, yet we have not sought the favor of the LORD our God by turning from our iniquities and giving attention to Your truth.
Мусаға тапиланған Тәврат-қанунида пүтүлгәндәк, бу пүтүн күлпәт бизгә чүшүрүлгән болсиму, и Пәрвәрдигар Худайимиз, лекин биз қәбиһликлиримиздин қол үзүп, һәқиқитиңни чүшинип йетидиған қилғайсән дәп техичә Сәндин илтипатиңни өтүнмидуқ.
14 Therefore the LORD has kept the calamity in store and brought it upon us. For the LORD our God is righteous in all He does; yet we have not obeyed His voice.
Дәрвәқә Сән Пәрвәрдигар шу күлпәтни тәйярлап сақлап, бизниң үстимизгә чүшүрдуң; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиз, барлиқ қилған ишлириңда адил болуп кәлдиң; бирақ авазиңға қулақ салмидуқ.
15 Now, O Lord our God, who brought Your people out of the land of Egypt with a mighty hand, and who made for Yourself a name renowned to this day, we have sinned; we have acted wickedly.
Әнди, Өз күчлүк қолуң билән хәлқиңни Мисирдин елип чиқтиң, шуңлашқа бүгүнкидәк Өзүңгә нам-шөһрәт тиклидиң, и Рәб Худайимиз, — биз гуна садир қилдуқ, биз рәзиллик қилдуқ!
16 O Lord, in keeping with all Your righteous acts, I pray that Your anger and wrath may turn away from Your city Jerusalem, Your holy mountain; for because of our sins and the iniquities of our fathers, Jerusalem and Your people are a reproach to all around us.
Өтүнимән, и Рәб, пүткүл һәққанийлиғиңға уйғун, Йерусалим шәһириңгә, йәни муқәддәс теғиңға болған қәһр-ғәзивиңни тохтатқайсән! Чүнки бизниң өткүзгән гуналиримиз вә ата-бовилиримизниң қилған қәбиһликлириниң вәҗидин, Йерусалим вә хәлқиң барлиқ әтраптикилиримизниң һақарәт объекти болуп қалдуқ.
17 So now, our God, hear the prayers and petitions of Your servant. For Your sake, O Lord, cause Your face to shine upon Your desolate sanctuary.
Әнди и Худайимиз, қулуңниң дуа вә тәләплиригә қулақ салғайсән, Өзүң үчүн вәйран қилинған муқәддәс җайиңни җамалиңни көрситип йорутқайсән.
18 Incline Your ear, O my God, and hear; open Your eyes and see the desolation of the city that bears Your name. For we are not presenting our petitions before You because of our righteous acts, but because of Your great compassion.
И Худайим, қулақ селип аңлиғайсән! Бизниң вә Сениң намиң билән аталған шәһәрниң бешиға кәлгән күлпәтләргә нәзәр салғайсән! Бизниң Саңа илтиҗа қилғинимиз өзимизниң қандақтур һәққаний иш қилғанлиғимиздин әмәс, бәлки Сениң зор рәһимдиллиқлириңға таянғанлиғимиз сәвибидиндур.
19 O Lord, listen! O Lord, forgive! O Lord, hear and act! For Your sake, O my God, do not delay, because Your city and Your people bear Your name.”
И Рәб, аңлиғайсән! И Рәб, кәчүргәйсән! Қулақ селип аңлап амал қилғайсән! Өзүңниң нам-шөһритиң үчүн әнди тәхир қилмиғайсән! Чүнки Сениң бу шәһириң вә бу хәлқиң Өз намиң асасида аталған еди!».
20 While I was speaking, praying, confessing my sin and that of my people Israel, and presenting my petition before the LORD my God concerning His holy mountain—
Мән дуайимни давамлаштуруп, өзүм вә хәлқим Исраилниң гуналирини иқрар қилип һәмдә Худайимниң муқәддәс теғи үчүн Пәрвәрдигар Худайимға йелинип,
21 while I was still praying, Gabriel, the man I had seen in the earlier vision, came to me in swift flight about the time of the evening sacrifice.
техи дуа қиливатқинимда, дәсләптә маңа ғайипанә аламәттә көрүнгән Җәбраил дегән зат йенимға келип маңа қолини тәккүзди. Мән шу чағда толиму чарчап кәткән едим. У кәчлик қурбанлиқ сунуш вақти еди.
22 He instructed me and spoke with me, saying: “O Daniel, I have come now to give you insight and understanding.
Җәбраил маңа әқил берип мундақ деди: — «И Даниял, мән сени йорутуп, ишларни чоңқур чүшинәләйдиған қилишқа кәлдим.
23 At the beginning of your petitions, an answer went out, and I have come to tell you, for you are highly precious. So consider the message and understand the vision:
Сән Худаға илтиҗа қилишқа башлишиң биләнла, җавап-калам берилди; сән интайин сөйүлгән адәм болғачқа, мән саңа униң җавап-каламини йәткүзгили кәлдим. Әнди бу җавап-калам үстидә пухта ойланғин, ғайипанә көрүнүшни көңүл қоюп чүшәнгин:
24 Seventy weeks are decreed for your people and your holy city to stop their transgression, to put an end to sin, to make atonement for iniquity, to bring in everlasting righteousness, to seal up vision and prophecy, and to anoint the Most Holy Place.
— «[Худа] тәрипидин «йәтмиш һәссә «йәттә вақит»» сениң хәлқиң билән муқәддәс шәһириң үстигә бекитилгән. Бу вақитлар итаәтсизликләрни тизгинләш, гуналарни түгитиш, қәбиһлик үчүн кафарәт кәлтүрүш, мәңгүлүк һәққанийлиқни үстүн орунға қоюш, бу ғайипанә аламәт билән пәйғәмбәрләрниң сөз-каламлирини әмәлгә ашуруш һәмдә муқәддәс ибадәтханидики «әң муқәддәс җай» йеңибаштин мәсиһлиниш үчүн бекитилгәндур.
25 Know and understand this: From the issuance of the decree to restore and rebuild Jerusalem, until the Messiah, the Prince, there will be seven weeks and sixty-two weeks. It will be rebuilt with streets and a trench, but in times of distress.
Шуни билишиң вә чүшинишиң керәкки, Йерусалимни йеңибаштин әслигә кәлтүрүп бена қилиш буйруғи җакаланғандин тартип, Мәсиһ дегән әмир мәйданға чиққичә йәттә һәссә «йәттә вақит» қошулған атмиш икки һәссә «йәттә вақит» өтиду. Йерусалим шәһири йеңибаштин бена қилинип, мәйдан-кочилар вә сепил-истиһкам барлиққа кәлтүрүлиду, амма бу бисәрәмҗан күнләрдә болиду.
26 Then after the sixty-two weeks the Messiah will be cut off and will have nothing. Then the people of the prince who is to come will destroy the city and the sanctuary. The end will come like a flood, and until the end there will be war; desolations have been decreed.
Бу атмиш икки «йәттә вақит» мәзгили өткәндин кейин Мәсиһ үзүп ташлиниду, униңда һеч нәрсә қалмайду. Кәлгүсидә болидиған әмирниң хәлқи бу шәһәр билән муқәддәс ибадәтханини гумран қилиду. Бу ақивәт кәлкүндәк бесип келиду; ахириғичә җәңләр давамлишиду; у йәрдә болидиған вәйранчилиқлар бекитилгәндур.
27 And he will confirm a covenant with many for one week, but in the middle of the week he will put an end to sacrifice and offering. And on the wing of the temple will come the abomination that causes desolation, until the decreed destruction is poured out upon him.”
У [әмир Худаниң] хәлқиниң көп қисми билән ахирқи бир «йәттә вақит»та бир [достлуқ] әһдисни такамул қилиду, лекин бу «йәттә вақит»ниң йеримиға кәлгәндә, у [ибадәтханидики] қурбанлиқ вә ашлиқ һәдийәләрни сунушни әмәлдин қалдуриду. У чағда «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» [муқәддәс ибадәтханиниң] әң егиз җайиға қоюлиду. Таки балаю-апәт, [йәни Худа] бекиткән күлпәт вәйран қилғучи кишиниң бешиға яғдурулғичә шу йәрдә туриду».

< Daniel 9 >