< Daniel 2 >

1 In the second year of his reign, Nebuchadnezzar had dreams that troubled his spirit, and sleep escaped him.
Небоқаднәсар тәхткә олтирип иккинчи жили, бир нәччә чүш көрди; униң роһи паракәндә болуп, уйқиси қачти.
2 So the king gave orders to summon the magicians, enchanters, sorcerers, and astrologers to explain his dreams. When they came and stood before the king,
Шуңа падиша рәмчи-палчи, пир-устаз, җадугәр вә калдий мунәҗҗимләрни чүшлиригә тәбир беришкә чақиришни буйруди. Улар келип падишаниң алдида турди.
3 he said to them, “I have had a dream, and my spirit is anxious to understand it.”
Падиша уларға: — Мән бир чүш көрдүм, бу чүшниң мәнасини билишкә көңлүм наһайити тит-тит болуватиду, — деди.
4 Then the astrologers answered the king in Aramaic, “O king, may you live forever! Tell your servants the dream, and we will give the interpretation.”
Андин калдийләр падишаға (арамий тилида): — Алийлири мәңгү яшиғайла! Қени кәминлиригә чүшлирини ейтқайла, биз тәбир беримиз, — деди.
5 The king replied to the astrologers, “My word is final: If you do not tell me the dream and its interpretation, you will be cut into pieces and your houses will be reduced to rubble.
Падиша калдийләргә: — Мәндин буйруқ! Силәр авал көргән чүшүмни ейтип андин тәбир беришиңлар керәк. Ундақ қилмисаңлар қийма-чийма қиливетилисиләр, өйүңлар һаҗәтханиға айландуруветилиду!
6 But if you tell me the dream and its interpretation, you will receive from me gifts and rewards and great honor. So tell me the dream and its interpretation.”
Лекин чүшүмни ейтип, униңға тәбир берәлисәңлар мәндин соғатлар, инъамлар вә алий иззәттин муйәссәр болисиләр. Әнди чүшүмни ейтиңлар, тәбир бериңлар! — деди.
7 They answered a second time, “Let the king tell the dream to his servants, and we will give the interpretation.”
Улар падишаға йәнә бир қетим: — Алийлири чүшлирини ейтқайла, андин өзлиригә тәбирини ейтип беримиз, — деди.
8 The king replied, “I know for sure that you are stalling for time, because you see that my word is final.
Бу чағда падиша җававән: — Шүбһисизики, силәр пәрманимдин қайтмайдиғинимни билгәчкә, вақитни кәйнигә сүрүватисиләр.
9 If you do not tell me the dream, there is only one decree for you. You have conspired to speak before me false and fraudulent words, hoping the situation will change. Therefore tell me the dream, and I will know that you can give me its interpretation.”
Лекин чүшүмни ейтип бәрмисәңлар, силәргә пәқәт буйруғумла қалиду. Чүнки силәр вақит әһвални өзгәртиду, дәп билип өз ара тил бириктүрүп, ялғанчилиқ қилип мени алдимақчи болисиләр. Шуңа чүшүмни ейтсаңлар, андин чүшүмгә һәқиқәтән тәбир берәләйдиғанлиғиңларни шу чағдила билимән, — деди.
10 The astrologers answered the king, “No one on earth can do what the king requests! No king, however great and powerful, has ever asked anything like this of any magician, enchanter, or astrologer.
Калдийләр падишаға җававән: — Дунияда алийлириниң сориған ишини ейтип берәләйдиған һеч бир адәм йоқтур. Һеч қандақ падиша, униң қандақ улуқ яки күчлүк болушидин қәтъийнәзәр, рәмчи-палчи, пир-устаз яки калдий мунәҗҗимләргә мундақ тәләпни қойған әмәс.
11 What the king requests is so difficult that no one can tell it to him except the gods, whose dwelling is not with mortals.”
Чүнки алийлириниң сориғанлири һәқиқәтән аламәт мүшкүл, илаһлардин башқа һеч ким уни аян қилалмайду. Лекин илаһларниң макани инсанлар арисида әмәс, — деди.
12 This response made the king so furious with anger that he gave orders to destroy all the wise men of Babylon.
Падиша қаттиқ ғәзәплинип аччиқланған һалда, Бабил ордисидики барлиқ данишмәнләрни өлтүрүшни әмир қилди.
13 So the decree went out that the wise men were to be executed, and men went to look for Daniel and his friends to execute them.
Шуниң билән падишаниң барлиқ данишмәнләрни өлтүрүш тоғрисидики буйруғи чүшүрүлди. Шуңа [хизмәткарлири] Даниял вә униң достлириниму өлтүрүш үчүн издиди.
14 When Arioch, the commander of the king’s guard, had gone out to execute the wise men of Babylon, Daniel replied with discretion and tact.
Шу чағда Даниял Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүш әмрини иҗра қилғили чиққан падишаниң хусусий муһапизәтчиләр башлиғи Ариоққа ақиланә вә данишмәнләрчә җавап қайтуруп
15 “Why is the decree from the king so harsh?” he asked. At this time Arioch explained the situation to Daniel.
униңдин: — Падишаһниң чүшүргән пәрмани немә үчүн шунчә җиддий? — дәп сориди. Ариоқ әһвални Даниялға ейтип бәрди.
16 So Daniel went in and asked the king to give him some time, so that he could give him the interpretation.
Даниял дәрһал падиша алдиға кирип, падишадин чүшигә тәбир бәргидәк вақит беришни тәләп қилди.
17 Then Daniel returned to his house and explained the matter to his friends Hananiah, Mishael, and Azariah,
Андин Даниял өйигә қайтип, әһвални достлири Һанания, Мишаел вә Азарияларға ейтип бәрди.
18 urging them to plead for mercy from the God of heaven concerning this mystery, so that Daniel and his friends would not be killed with the rest of the wise men of Babylon.
У улардин әрштики Худадин бу чүшниң сири тоғрилиқ рәһим-шәпқәт илтиҗа қилип, мән Даниял вә достлирим төртимизниң Бабилдики башқа данишмәнләр билән биллә һалак қилинмаслиғимизни тиләңлар, дәп тәләп қилди.
19 During the night, the mystery was revealed to Daniel in a vision, and he blessed the God of heaven
Андин кечидә Даниялға ғайипанә көрүнүштә шу сирниң йешими вәһий қилинди. Шуниң билән Даниял әрштики Худаға һәмдусаналар оқуп мундақ деди:
20 and declared: “Blessed be the name of God forever and ever, for wisdom and power belong to Him.
«Худаниң нами әбәдил-әбәт мәдһийиләнгәй! Чүнки даналиқ вә күч-қудрәт Униңкидур.
21 He changes the times and seasons; He removes kings and establishes them. He gives wisdom to the wise and knowledge to the discerning.
У вақит, пәсилләрни Өзгәрткүчидур; У падишаларни жиқитиду, Вә падишаларни тикләйду; У даналарға даналиқ, ақиланиларға һекмәт бериду.
22 He reveals the deep and hidden things; He knows what lies in darkness, and light dwells with Him.
У чоңқур вә сирлиқ ишларни ашкарилиғучидур, Қараңғулуққа йошурунған ишларни яхши билгүчидур, Нур һемишә Униң билән биллидур.
23 To You, O God of my fathers, I give thanks and praise, because You have given me wisdom and power. And now You have made known to me what we have requested, for You have made known to us the dream of the king.”
И маңа даналиқ вә күч бәргән ата-бовилиримниң Худаси, Саңа шүкүр вә һәмдусаналар ейтай! Сән һазирла биз дуа қилған ишни маңа ашкарилидиң, Падишаһниң сориған ишини бизгә көрситип бәрдиң».
24 Therefore Daniel went to Arioch, whom the king had appointed to destroy the wise men of Babylon, and said to him, “Do not execute the wise men of Babylon! Bring me before the king, and I will give him the interpretation.”
Андин Даниял падиша Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүшкә тайинлиған Ариоқниң алдиға берип униңға: — Бабилдики данишмәнләрни өлтүрмигәйла. Мени падишаниң алдиға башлап киргәйла, мән падишаниң чүшигә тәбир берәй, — деди.
25 Arioch hastily brought Daniel before the king and said to him, “I have found a man among the exiles from Judah who will tell the king the interpretation.”
Ариоқ шуан Даниялни падиша Небоқаднәсарниң алдиға башлап кирип, падишаға: — «Мән Йәһудий әсирләр ичидин алийлириниң чүшигә тәбир берәләйдиған бир кишини таптим» — деди.
26 The king responded to Daniel, whose name was Belteshazzar, “Are you able to tell me what I saw in the dream, as well as its interpretation?”
Падиша Даниял (Бәлтәшасар дәпму атилиду)ға: «Сән мениң көргән чүшүмни аян қилип, униңға тәбир берәләмсән? — деди.
27 Daniel answered the king, “No wise man, enchanter, medium, or magician can explain to the king the mystery of which he inquires.
Даниял падишаниң алдида туруп шундақ җавап бәрди: — И алийлири, сили сориған бу сирни данишмән, пир-устаз, рәмчи-палчи вә мунәҗҗимлар өзлиригә йешип берәлмәйду.
28 But there is a God in heaven who reveals mysteries, and He has made known to King Nebuchadnezzar what will happen in the latter days. Your dream and the visions that came into your mind as you lay on your bed were these:
Бирақ әрштә сирларни ашкарилиғучи бир Худа бар. У болса алийлириға ахирқи заманниң күнлиридә немә ишларниң болидиғанлиғини аян қилди. Әнди өзлириниң чүшини, йәни алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләрни ейтип берәй: —
29 As you lay on your bed, O king, your thoughts turned to the future, and the Revealer of Mysteries made known to you what will happen.
— И алийлири, сили ухлашқа ятқанда кәлгүсидики ишларни ойлап яттила. Сирларни бирдин-бир Ашкарилиғучи өзлиригә йүз беридиған ишларни көрсәтти.
30 And to me this mystery has been revealed, not because I have more wisdom than any man alive, but in order that the interpretation might be made known to the king, and that you may understand the thoughts of your mind.
Маңа кәлсәк, бу сирниң маңа аян қилинғини мениң башқа җан егилиридин артуқ һекмәткә егә болғанлиғимдин әмәс, бәлки бу чүшниң тәбирини, шундақла шаһ алийлириниң көңүллиридики ойлирини өзлиригә мәлум қилиш үчүндур.
31 As you, O king, were watching, a great statue appeared. A great and dazzling statue stood before you, and its form was awesome.
— Әй алийлири, сили ғайипанә аламәттә өзлириниң алдилирида турған гигант бир һәйкәлни көрдилә. Бу һәйкәл наһайити гәвдилик болуп, зор нур чақнап туридиған һәйвәтлик һәм қорқунучлуқ еди.
32 The head of the statue was pure gold, its chest and arms were silver, its belly and thighs were bronze,
Һәйкәлниң беши есил алтундин, көкриги вә қоллири күмүчтин, бәл вә сағрилири мистин,
33 its legs were iron, and its feet were part iron and part clay.
Жута-пачиғи төмүрдин, пути төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған.
34 As you watched, a stone was cut out, but not by human hands. It struck the statue on its feet of iron and clay, and crushed them.
Өзлири уни көрүватқан чағлирида, адәм қоли билән қезилмиған бир таш келип һәйкәлгә урулуп униң төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путини чеқивәтти.
35 Then the iron, clay, bronze, silver, and gold were shattered and became like chaff on the threshing floor in summer. The wind carried them away, and not a trace of them could be found. But the stone that had struck the statue became a great mountain and filled the whole earth.
Униңдики төмүр, лай, мис, күмүч, алтунлар шуан парчә-парчә қилинип, шамал уларни бәәйни язлиқ хамандики топиларни учурғандәк, қайта һеч тепилмиғидәк қилип учуривәтти. Лекин һелиқи таш йоғинап, пүткүл җаһанни қаплиған ғайәт зор бир таққа айланди.
36 This was the dream; now we will tell the king its interpretation.
Көргән чүшлири мана шудур. Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз.
37 You, O king, are the king of kings, to whom the God of heaven has given sovereignty, power, strength, and glory.
Әй алийлири, өзлири пүткүл падишаларниң бир падишаси, әрштики Худа силигә падишалиқ, нопуз, күч вә шөһрәт ата қилди.
38 Wherever the sons of men or beasts of the field or birds of the air dwell, He has given them into your hand and has made you ruler over them all. You are that head of gold.
Инсан балилири, һайванатлар, учар-қанатлар мәйли қәйәрдә турсун, Худа уларни қоллириға тапшуруп силини уларниң һәммисигә һаким қилди. Сили у һәйкәлниң алтун бешидурсила.
39 But after you, there will arise another kingdom, inferior to yours. Next, a third kingdom, one of bronze, will rule the whole earth.
Өзлиридин кейин йәнә бир падишалиқ келиду. Лекин у силиниң падишалиқлириға йәтмәйду. Униңдин кейин үчинчи бир падишалиқ, йәни мис падишалиқ келип пүткүл йәр йүзигә һаким болиду.
40 Finally, there will be a fourth kingdom as strong as iron; for iron shatters and crushes all things, and like iron that crushes all things, it will shatter and crush all the others.
Униңдин кейинки төртинчи падишалиқ болса төмүрдәк мустәһкәм болиду. Төмүр барлиқ башқа нәрсиләрни чеқиветип бойсундурғинидәк, шуниңға охшаш бу төмүр падишалиқ өз алдинқи падишаларниң һәммисини езип чеқиветиду.
41 And just as you saw that the feet and toes were made partly of fired clay and partly of iron, so this will be a divided kingdom, yet some of the strength of iron will be in it—just as you saw the iron mixed with clay.
Өзлири көргәндәк төмүр билән сеғиз лайниң арилашмисидин ясалған пут вә бармақлар бу падишалиқниң бөлүнмә болуп кетидиғинини көрситиду. Бирақ бу падишалиқ төмүрдәк күчкә егә болиду, чүнки сили көргәндәк, төмүр билән лай арилашқан.
42 And as the toes of the feet were partly iron and partly clay, so this kingdom will be partly strong and partly brittle.
Төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путниң бармақлири у падишалиқниң бир қисминиң күчийидиғанлиғини, бир қисминиң аҗизлишидиғанлиғини көрситиду.
43 As you saw the iron mixed with clay, so the peoples will mix with one another, but will not hold together any more than iron mixes with clay.
Өзлири төмүр билән лайниң арилашқанлиғини көрдилә. Бу у [падишалиқниң һөкүмдарлири падишалиқниң] пухралири билән иттипақлашмақчи болғанлиғини көрситиду. Лекин төмүр лай билән арилашмиғандәк, бирлишип кетәлмәйду.
44 In the days of those kings, the God of heaven will set up a kingdom that will never be destroyed, nor will it be left to another people. It will shatter all these kingdoms and bring them to an end, but will itself stand forever.
У [ахирқи] падишалар тәхттә олтарған мәзгилдә, әрштики Худа йимирилмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду. Бу падишалиқ һәргиз башқа бир хәлиққә өтмәйду; әксичә у бу башқа падишалиқларни үзүл-кесил гумран қилип, өзи мәңгү мәзмут туриду.
45 And just as you saw a stone being cut out of the mountain without human hands, and it shattered the iron, bronze, clay, silver, and gold, so the great God has told the king what will happen in the future. The dream is true, and its interpretation is trustworthy.”
Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә. Шуңа улуқ Худа алийлириға кәлгүсидә йүз беридиған ишларни билдүргән. Көргән чүшлири чоқум әмәлгә ашиду, берилгән тәбир мутләқ ишәшликтур.
46 At this, King Nebuchadnezzar fell on his face, paid homage to Daniel, and ordered that an offering of incense be presented to him.
Андин падиша Небоқаднәсар өзини йәргә етип Даниялға сәҗдә қилди вә униңға һәдийә берип хушпурақ-исриқ селишни әмир қилди.
47 The king said to Daniel, “Your God is truly the God of gods and Lord of kings, the Revealer of Mysteries, since you were able to reveal this mystery.”
Падиша униңға: — Дәрвәқә, сениң Худайиң илаһлар ичидә әң улуқ Илаһ, падишаларниң ғоҗиси вә сирларни ашкарилиғучи екән, чүнки сән бу сирни йәштиң! — деди.
48 Then the king promoted Daniel and gave him many generous gifts. He made him ruler over the entire province of Babylon and chief administrator over all the wise men of Babylon.
Андин падиша Даниялниң мәртивисини жуқури қилип, униңға нурғун есил соғатларни тәқдим қилди. У уни пүткүл Бабил өлкисигә һаким болушқа тайинлиди вә уни Бабилдики данишмән-әқилдарларниң баш ақсақили қилди.
49 And at Daniel’s request, the king appointed Shadrach, Meshach, and Abednego to manage the province of Babylon, while Daniel remained in the king’s court.
Даниялниң падишадин тәләп қилиши билән, падиша Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарни Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини идарә қилишқа тайинлиди. Даниял өзи орда хизмитидә қалди.

< Daniel 2 >