< 1 Chronicles 24 >

1 And the courses of the sons of Aaron [were these]. The sons of Aaron: Nadab and Abihu, Eleazar and Ithamar.
Һарун әвлатлириниң нөвәтчиликкә бөлүнүши төвәндикичә: Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар.
2 But Nadab and Abihu died before their father, and had no children: therefore Eleazar and Ithamar executed the priest’s office.
Надаб билән Абиһу атисидин бурун өлүп кәткән һәм пәрзәнт көрмигән еди; шуңа Әлиазар билән Итамар каһинлиқни тутатти.
3 And David with Zadok of the sons of Eleazar, and Ahimelech of the sons of Ithamar, divided them according to their ordering in their service.
Давут вә Әлиазарниң әвлатлиридин Задок вә Итамарниң әвлатлиридин Ахимәләк уларниң қериндашлирини гуруппиларға бөлүп, вәзиписи бойичә ишқа қойди;
4 And there were more chief men found of the sons of Eleazar than of the sons of Ithamar; and [thus] were they divided: of the sons of Eleazar there were sixteen, heads of fathers’ houses; and of the sons of Ithamar, according to their fathers’ houses, eight.
Әлиазарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар Итамарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлардин көп екәнлигини билип, уларни шуниңға асасән айрип нөвәт-гуруппиларға бөлди. Әлиазарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар он алтә киши еди, Итамарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар сәккиз киши еди;
5 Thus were they divided by lot, one sort with another; for there were princes of the sanctuary, and princes of God, both of the sons of Eleazar, and of the sons of Ithamar.
улар чәк ташлаш йоли билән тәңшәп нөвәт-гуруппиларға бөлүнди. Шундақ қилип муқәддәсханидики ишларға мәсъул болғанлар вә Худаниң алдидики ишларға мәсъул болғанлар һәм Әлиазарниң әвлатлиридинму һәм Итамарниң әвлатлиридинму болди.
6 And Shemaiah the son of Nethanel the scribe, who was of the Levites, wrote them in the presence of the king, and the princes, and Zadok the priest, and Ahimelech the son of Abiathar, and the heads of the fathers’ [houses] of the priests and of the Levites; one fathers’ house being taken for Eleazar, and one taken for Ithamar.
Лавий Нәтанәлниң оғли Шемая катип болса падиша, әмәлдарлар, каһин Задок, Абиятарниң оғли Ахимәләк, шундақла каһинларниң вә Лавийларниң җәмәт башлиқлири алдида уларниң исмини пүтүп қойди. Әлиазарниң әвлатлири ичидин бир җәмәт талланди, андин Итамарниң әвлатлири ичидинму бир җәмәт талланди.
7 Now the first lot came forth to Jehoiarib, the second to Jedaiah,
Биринчи чәк Йәһоярибқа, иккинчи чәк Йәдаяға,
8 the third to Harim, the fourth to Seorim,
үчинчи чәк Һаримға, төртинчи чәк Сеоримға,
9 the fifth to Malchijah, the sixth to Mijamin,
бәшинчи чәк Малкияға, алтинчи чәк Мияминға,
10 the seventh to Hakkoz, the eighth to Abijah,
йәттинчи чәк Һаккозға, сәккизинчи чәк Абияға,
11 the ninth to Jeshua, the tenth to Shecaniah,
тоққузинчи чәк Йәшуаға, онинчи чәк Шеканияға,
12 the eleventh to Eliashib, the twelfth to Jakim,
он биринчи чәк Әлияшибқа, он иккинчи чәк Якимға,
13 the thirteenth to Huppah, the fourteenth to Jeshebeab,
он үчинчи чәк Һуппаға, он төртинчи чәк Йәшәбиабқа,
14 the fifteenth to Bilgah, the sixteenth to Immer,
он бәшинчи чәк Билгаһқа, он алтинчи чәк Иммәргә,
15 the seventeenth to Hezir, the eighteenth to Happizzez,
он йәттинчи чәк Һезирға, он сәккизинчи чәк Һаппизәзгә,
16 the nineteenth to Pethahiah, the twentieth to Jehezkel,
он тоққузинчи чәк Питаһияға, жигирминчи чәк Йәһәзкәлгә,
17 the one and twentieth to Jachin, the two and twentieth to Gamul,
жигирмә биринчи чәк Яқинға, жигирмә иккинчи чәк Гамулға,
18 the three and twentieth to Delaiah, the four and twentieth to Maaziah.
жигирмә үчинчи чәк Делаяға, жигирмә төртинчи чәк Маазияға чиқти.
19 This was the ordering of them in their service, to come into the house of Jehovah according to the ordinance [given] unto them by Aaron their father, as Jehovah, the God of Israel, had commanded him.
Мана бу уларниң хизмәт тәртиви; бу Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларниң атиси Һарунниң вастиси билән буйруған низам бойичә, Пәрвәрдигарниң өйигә кириш нөвити еди.
20 And of the rest of the sons of Levi: of the sons of Amram, Shubael; of the sons of Shubael, Jehdeiah.
Лавийниң қалған әвлатлири мунулар: Амрамниң әвлатлиридин Шубайәл; Шубайәлниң әвлатлири ичидә Йәһдея бар еди.
21 Of Rehabiah: of the sons of Rehabiah, Isshiah the chief.
Рәһабияға кәлсәк, униң оғуллири, җүмлидин тунҗа оғли Йишия бар еди.
22 Of the Izharites, Shelomoth; of the sons of Shelomoth, Jahath.
Изһарниң оғуллири ичидә Шеломот; Шеломотниң оғуллири ичидә Җаһат бар еди.
23 And the sons [of Hebron]: Jeriah [the chief], Amariah the second, Jahaziel the third, Jekameam the fourth.
Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йәрия, иккинчиси Амария, үчинчиси Яһазийәл, төртинчиси Җәкамиям еди.
24 The sons of Uzziel, Micah; of the sons of Micah, Shamir.
Уззийәлниң оғуллири: Микаһ; Микаһниң оғуллиридин Шамир бар еди.
25 The brother of Micah, Isshiah; of the sons of Isshiah, Zechariah.
Микаһниң иниси Исшия еди; Йисшияниң оғуллири ичидә Зәкәрия бар еди.
26 The sons of Merari: Mahli and Mushi; the sons of Jaaziah: Beno.
Мәрариниң оғуллири: Маһли вә Муши; Яазияниң оғли Бено еди.
27 The sons of Merari: of Jaaziah, Beno, and Shoham, and Zaccur, and Ibri.
Мәрариниң оғли Яазиядин болған әвлатлири Бено, Шоһам, Заккур вә Ибри бар еди.
28 Of Mahli: Eleazar, who had no sons.
Маһлиниң оғли Әлиазар еди; Әлиазарниң оғли йоқ еди.
29 Of Kish; the sons of Kish: Jerahmeel.
Кишкә кәлсәк, униң оғуллири ичидә Йәраһмийәл бар еди.
30 And the sons of Mushi: Mahli, and Eder, and Jerimoth. These were the sons of the Levites after their fathers’ houses.
Мушиниң оғуллири Маһли, Едәр вә Йәримот еди. Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә пүтүлгән еди.
31 These likewise cast lots even as their brethren the sons of Aaron in the presence of David the king, and Zadok, and Ahimelech, and the heads of the fathers’ [houses] of the priests and of the Levites; the fathers’ [houses] of the chief even as those of his younger brother.
Уларму уларниң қериндашлири Һарунниң әвлатлириға охшаш, Давут падиша, Задок, Ахимәләк вә шуниңдәк каһинлар вә Лавийларниң җәмәт башлиқлириниң алдида чәк тартти; һәр қайси җәмәт башлири вә уларниң туққанлиридин әң кичиклириму охшашла чәк тартти.

< 1 Chronicles 24 >