< Proverbs 8 >

1 Does not wisdom cry out? Does not understanding raise her voice?
[Қулақ сал, ] даналиқ чақириватмамду? Йоруқлуқ сада чиқириватмамду?
2 On the top of high places by the way, where the paths meet, she stands.
Йолларниң егиз җайлиридин, Доқмушлардин у орун алиду,
3 Beside the gates, at the entry of the city, at the entry doors, she cries aloud:
Шәһәргә киридиған қовуқларниң йенида, Һәр қандақ дәрваза еғизлирида у мураҗиәт қилмақта: —
4 “I call to you men! I send my voice to the sons of mankind.
«И мөтивәрләр, силәргә мураҗәт қилимән, Һәй, адәм балилири, садани силәр үчүн қилимән,
5 You simple, understand prudence! You fools, be of an understanding heart!
Гөдәк болғанлар, зерәкликни үгинивелиңлар, Ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар!
6 Hear, for I will speak excellent things. The opening of my lips is for right things.
Маңа қулақ селиңлар, Чүнки гөзәл нәрсиләрни дәп беримән, Ағзимни ечип, дурус ишларни [силәргә] йәткүзимән.
7 For my mouth speaks truth. Wickedness is an abomination to my lips.
Ейтқанлирим һәқиқәттур, Ағзим рәзилликтин нәпрәтлиниду;
8 All the words of my mouth are in righteousness. There is nothing crooked or perverse in them.
Сөзлиримниң һәммиси һәқ, Уларда һеч қандақ һейлигәрлик яки әгитмилик йоқтур.
9 They are all plain to him who understands, right to those who find knowledge.
Уларниң һәммиси чүшәнгәнләр үчүн ениқ, Билим алғанлар үчүн дурус-тоғридур.
10 Receive my instruction rather than silver, knowledge rather than choice gold.
Күмүчкә еришкәндин көрә, несиһәтлиримни қобул қилиңлар, Сап алтунни елиштин көрә билимни елиңлар.
11 For wisdom is better than rubies. All the things that may be desired cannot be compared to it.
Чүнки даналиқ ләәл-яқутлардин әвзәл, Һәр қандақ әтиварлиқ нәрсәңму униңға тәң кәлмәстур.
12 “I, wisdom, have made prudence my dwelling. Find out knowledge and discretion.
Мән болсам даналиқмән, Зерәклик билән биллә туримән, Истиқамәттин келип чиққан билимни аян қилимән.
13 The fear of the LORD is to hate evil. I hate pride, arrogance, the evil way, and the perverse mouth.
Пәрвәрдигардин әйминиш — Яманлиққа нәпрәтлиниш демәктур; Тәкәббурлуқ, мәғрурлуқ, яман йол һәм шум еғизни өч көримән.
14 Counsel and sound knowledge are mine. I have understanding and power.
Мәндә убдан мәслиһәтләр, пишқан һекмәт бар; Мән дегән йоруқлуқ, қудрәт мәндидур.
15 By me kings reign, and princes decree justice.
Падишаһлар мән арқилиқ һөкүм сүриду, Мәнсиз һакимлар адил һөкүм чиқармас.
16 By me princes rule, nobles, and all the righteous rulers of the earth.
Мән арқилиқла әмирләр идарә қилиду, Алийҗанаблар, йәр йүзидики барлиқ сорақчилар [тоғра] һөкүм қилиду.
17 I love those who love me. Those who seek me diligently will find me.
Кимки мени сөйсә, мәнму уни сөйимән, Мени тәлмүрүп издигәнләр мени тапалайду;
18 With me are riches, honor, enduring wealth, and prosperity.
Мәндә байлиқ, шөһрәт, Һәтта кониримас, көчмәс дөләт вә һәққанийәтму бар.
19 My fruit is better than gold, yes, than fine gold, my yield than choice silver.
Мәндин чиққан мевә алтундин, Һәтта сап алтундин қиммәтликтур, Мәндин алидиған дарамәт сап күмүчтинму үстүндур.
20 I walk in the way of righteousness, in the middle of the paths of justice,
Мән һәққанийәт йолиға маңимән; Адаләт йолиниң оттурисида жүримәнки,
21 that I may give wealth to those who love me. I fill their treasuries.
Мени сөйгәнләрни әмәлий нәрсиләргә мирас қилдуримән; Уларниң ғәзнилирини толдуримән.
22 “The LORD possessed me in the beginning of his work, before his deeds of old.
Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила, Қедимдә ясиғанлиридин бурунла, Мән униңға тәвәдурмән. Әзәлдин тартипла — муқәддәмдә, Йәр-зимин яритилмастила, Мән тикләнгәнмән.
23 I was set up from everlasting, from the beginning, before the earth existed.
24 When there were no depths, I was born, when there were no springs abounding with water.
Чоңқур һаңлар, деңиз-океанлар апиридә болуштин авал, Мән мәйданға чиқирилғанмән; Мол су урғуп туридиған булақлар болмастинла,
25 Before the mountains were settled in place, before the hills, I was born;
Егиз тағлар өз орунлириға қоюлмастинла, төпиликләр шәкилләнмәстинла, [Пәрвәрдигар] бепаян зимин, кәң далаларни, Аләмниң әслийдики топа-чаңлириниму техи яратмастинла, Мән мәйданға чиқирилғанмән.
26 while as yet he had not made the earth, nor the fields, nor the beginning of the dust of the world.
27 When he established the heavens, I was there. When he set a circle on the surface of the deep,
У асманларни бена қиливатқинида, Деңиз йүзигә упуқ сизиғини сизиватқинида, Әрштә булутларни орунлаштуруп, Чоңқур деңиздики булақ-мәнбәләрни мустәһкәмләватқинида, Деңиз сулирини бекиткән даиридин ешип кәтмисун дәп пәрман чүшүриватқинида, Бепаян зиминниң һуллирини қуруватқинида, Мән у йәрдә едим;
28 when he established the clouds above, when the springs of the deep became strong,
29 when he gave to the sea its boundary, that the waters should not violate his commandment, when he marked out the foundations of the earth,
30 then I was the craftsman by his side. I was a delight day by day, always rejoicing before him,
Шу чағда гоя уста бир һүнәрвәндәк Униң йенида турған едим, Мән һәрдайим Униң алдида шатлинаттим, мән Униң күндилик дилъарами едим;
31 rejoicing in his whole world. My delight was with the sons of men.
Мән Униң алимидин, йәр-зиминидин шатлинип, Дуниядики инсанлардин хурсәнлик тепип жүрәттим,
32 “Now therefore, my sons, listen to me, for blessed are those who keep my ways.
Шуңа и балилар, әнди маңа қулақ селиңлар; Чүнки йоллиримни чиң тутқанлар нәқәдәр бәхит тапар!
33 Hear instruction, and be wise. Do not refuse it.
Алған несиһәткә әмәл қилип, Дана болғин, уни рәт қилма.
34 Blessed is the man who hears me, watching daily at my gates, waiting at my door posts.
Сөзүмгә қулақ селип, Һәркүни дәрвазилирим алдидин кәтмәй, Ишиклирим алдида мени күтидиған киши нәқәдәр бәхитликтур!
35 For whoever finds me finds life, and will obtain favor from the LORD.
Кимки мени тапса һаятни тапиду, Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду.
36 But he who sins against me wrongs his own soul. All those who hate me love death.”
Лекин маңа гуна қилған һәр ким өз җениға зиян кәлтүриду, Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду».

< Proverbs 8 >