< 1 Corinthians 9 >
1 Am I not free? Am I not an apostle? Have not I seen Jesus Christ, our Lord? Are not you my work in the Lord?
Мән әркин әмәсму? Мән расул әмәсму? Мән Рәббимиз Әйса Мәсиһни көргән әмәсму? Силәр өзүңлар мениң Рәбдә болған әҗрим әмәсму?
2 If to others I am not an apostle, yet at least I am to you; for you are the seal of my apostleship in the Lord.
Әгәр башқиларға нисбәтән расул дәп һесапланмисам, мән һеч болмиғанда силәргә расул болдум; чүнки өзүңлар Рәбдә мениң расул болғанлиғимни тәстиқлиған мөһүрдурсиләр.
3 My defense to those who examine me is this:
Мени сүрүштә қилмақчи болғанларға болған җававим мундақ: —
4 Have we no right to eat and to drink?
Бизләрниң йәп-ичишкә һоқуқимиз бар әмәсму?
5 Have we no right to take along a wife who is a believer, even as the rest of the apostles, and the brothers of the Lord, and Cephas?
Бизниң башқа расуллар, Рәбниң Өз инилири вә Кефасниң қилғинидәк, етиқатчи бир сиңилни әмримизгә елип сәпәрдә һәмраһ қилип жүрүш һәққимиз йоқму?
6 Or have only Barnabas and I no right to not work?
Әҗәба, пәқәт Барнабас билән мениңла әмгәк қилмаслиққа һоқуқимиз йоқму?
7 What soldier ever serves at his own expense? Who plants a vineyard, and does not eat of its fruit? Or who feeds a flock, and does not drink from the flock’s milk?
Ким хираҗәтни өзи төләп [әскәр болуп] җәңгә чиқиду? Ким үзүмзар бена қилип униң мевисидин йемәйду? Қайси пада баққучи падиниң сүтидин ичмәйду?
8 Do I speak these things according to the ways of men? Or does not the law also say the same thing?
Бу дегәнлирим пәқәт инсаний көзқараш бойичә ейтилғанму? Тәврат-қанунниң өзидиму охшаш дейилгән әмәсму?!
9 For it is written in the law of Moses, “You shall not muzzle an ox while it treads out the grain.” Is it for the oxen that God cares,
Чүнки Мусаға чүшүрүлгән қанунда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзиға көшәк салма» дәп пүтүлгәндур. Худа өкүзләргила көйүнгәнму,
10 or does he say it assuredly for our sake? Yes, it was written for our sake, because he who plows ought to plow in hope, and he who threshes in hope should partake of his hope.
яки буни пәқәт бизләрни дәп ейтқанму? Шүбһисизки, бу сөзләр бизләр үчүн пүтүлгәндур; шуниң үчүн йәр һайдиғучи үмүттә һайдишигә тегишлик, шундақла хаман тәпкүчиму һосулдин бәһримән болуш үмүтидә ишләшкә тегишликтур.
11 If we sowed to you spiritual things, is it a great thing if we reap your fleshly things?
Биз силәргә роһий бәхит-бәрикәтләрни терип, силәрдин маддий җәһәттин жиғивалсақ бу чәктин ешип кәткәнлик боламду?
12 If others partake of this right over you, do not we yet more? Nevertheless we did not use this right, but we bear all things, that we may cause no hindrance to the Good News of Christ.
Башқа [хизмәтчиләр] силәрдә мошу һоқуқни ишләткән йәрдә, биз шундақ қилсақ техиму болидиғу? Амма Мәсиһниң хуш хәвиригә һеч тосалғу болмисун дәп, биз бу һоқуқни һеч қачан ишлитип бақмидуқ; әксичә, һәр қандақ ишларға чидап келиватимиз.
13 Do not you know that those who serve around sacred things eat from the things of the temple, and those who wait on the altar have their portion with the altar?
Ибадәтханидики муқәддәс ишлар үчүн ишлигүчиләрниң ибадәтханиға аталған һәдийәләрдин йәйдиғанлиғини, қурбангаһта хизмәт қиливатқанларниң қурбанлиқлардин үлүшини алидиғанлиғини билмәмсиләр?
14 Even so the Lord ordained that those who proclaim the Good News should live from the Good News.
Шуниңға охшаш, Рәб хуш хәвәрни җакалиғучиларниң җени хуш хәвәрдин беқилсун дәп бекиткәндур.
15 But I have used none of these things, and I do not write these things that it may be done so in my case; for I would rather die, than that anyone should make my boasting void.
Амма мән болсам бу һоқуқларниң һеч қайсисини ишлитип бақмидим. Һәм һазирму мошу һоқуқтин падилинай дәп мошуларни йезиватқиним йоқ! Чүнки мән башқиларниң мени бу пәхирлинидиғанлиримдин мәһрум қилғинидин көрә өлгиним түзүк!
16 For if I preach the Good News, I have nothing to boast about, for necessity is laid on me; but woe is to me if I do not preach the Good News.
Чүнки мениң хуш хәвәрни җакалишимда пәхирләнгидәк иш йоқ; чүнки униң мәҗбурийити мени бесип туриду; хуш хәвәрни җакалимисам һалимға вай!
17 For if I do this of my own will, I have a reward. But if not of my own will, I have a stewardship entrusted to me.
Чүнки әгәр уни халис қилсам, буниңдин маңа инъам болиду; амма өз ихтиярим билән болмиса, бу пәқәт мениң ғоҗидарлиқ бурчини ада қилғиним болиду, халас.
18 What then is my reward? That when I preach the Good News, I may present the Good News of Christ without charge, so as not to abuse my authority in the Good News.
Шундақ екән, мениң инъамим зади немә болиду? Мениң инъамим дәл шуки, хуш хәвәр җакалиқинимда мән хуш хәвәргә кишиләрни һәқсиз ериштүримән — демәк, инъамим хуш хәвәр йәткүзүштики тегишлиқ [һәқ елиш] һоқуқлиримни һеч ишләтмәслигимдин ибарәттур.
19 For though I was free from all, I brought myself under bondage to all, that I might gain the more.
Чүнки һәммә адәмниң илкидин әркин болуп, өзүмни көпчиликкә қул қилдим; шу йол билән техиму көпрәк адәмләрни қайил қилип қутқузсам дәймән.
20 To the Jews I became as a Jew, that I might gain Jews; to those who are under the law, as under the law, that I might gain those who are under the law;
Йәһудийларни қайил қилип қутқузуш үчүн Йәһудийларға нисбәтән Йәһудийға охшаш болдум; Тәврат қануни астида турғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн (Тәврат қануни астида турған болмисамму) Тәврат қануни астида турғанларға нисбәтән Тәврат қануни астида турғанға охшаш болдум;
21 to those who are without law, as without law (not being without law toward God, but under law toward Christ), that I might win those who are without law.
Тәврат қанунида болмиғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн Тәврат қанунида болмиғанларға нисбәтән (Худа алдида қанунсиз болмай, бәлки Мәсиһниң қануниға бойсунушум билән) мән Тәврат қанунида болмиғанларға охшаш болдум;
22 To the weak I became as weak, that I might gain the weak. I have become all things to all men, that I may by all means save some.
аҗизларни қайил қилип қутқузуш үчүн аҗизларға өзүм аҗиздәк болдум; мүмкин қәдәр көпрәк адәмни қутқузуш үчүн мән һәр қандақ адәмгә қарита шундақ адәм болдум.
23 Now I do this for the sake of the Good News, that I may be a joint partaker of it.
Өзүмниң хуш хәвәрдин несивәм болуши үчүн уни дәп һәммә ишни қилимән.
24 Do not you know that those who run in a race all run, but one receives the prize? Run like that, so that you may win.
Бәйгигә чүшкәнләрниң һәммиси жүгүришиду, амма пәқәт бирила мукапатқа еришидиғинини билмәмсиләр? Ғәлибә қазиниш үчүн жүгүрүңлар.
25 Every man who strives in the games exercises self-control in all things. Now they do it to receive a corruptible crown, but we an incorruptible.
Мусабиқидә елишқучиларниң һәммиси өзини һәр җәһәттин тизгинләйду; улар пәқәт бир чирип кетидиған таҗға еришиш үчүн шундақ қилиду, амма биз болсақ чиримас таҗ үчүн шундақ қилимиз.
26 I therefore run like that, not aimlessly. I fight like that, not beating the air,
Шуңа мән нишансиз адәмдәк жүгүрүватмаймән; мушт атсам һаваға атидиған адәмдәк болмаймән.
27 but I beat my body and bring it into submission, lest by any means, after I have preached to others, I myself should be disqualified.
Униң орниға мән өз тенимни уруп өзүмгә көндүрүп, уни өзүмгә қул қилимән; ундақ қилмиғанда, башқиларға тәлим җакалап туруп өзүм лаяқәтлик болмай қелишим мүмкин.