< Psalms 150 >

1 Praise ye Jehovah. Praise God in his sanctuary. Praise him in the firmament of his power.
Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;
2 Praise him for his mighty acts. Praise him according to his excellent greatness.
Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;
3 Praise him with trumpet sound. Praise him with psaltery and harp.
Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;
4 Praise him with timbrel and dance. Praise him with stringed instruments and pipe.
Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;
5 Praise him with loud cymbals. Praise him with high sounding cymbals.
Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар;
6 Let everything that has breath praise Jehovah. Praise ye Jehovah.
Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! Һәмдусана!

< Psalms 150 >