< Luka 19 >

1 Yesu nodonjo Jeriko, kendo nowuotho kokadho e dier dalano.
У Йерихо шәһиригә кирип униңдин өтүп кетивататти.
2 Ngʼato ne nitie kanyo ma nyinge Zakayo; ne en jasol osuru maduongʼ kendo ne en ja-mwandu.
Мана шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди. У «баш баҗгир» болуп, интайин бай еди.
3 Ne odwaro neno ni Yesu en ngʼa, to nikech ne en nyadundo ne ok onyal, nikech oganda ne ngʼeny.
У Әйсаниң қандақ адәм екәнлигини көрүшкә пурсәт издәвататти, лекин бойи пакар болғачқа, хәлиқниң толилиғидин уни көрәлмәйтти.
4 Omiyo noringo odhiyo motelo kendo noidho yadh ngʼowu mondo onene, nikech Yesu ne biro kalo kanyo.
Шуңа у алди тәрәпкә жүгүрүп берип, уни көрүш үчүн бир түп үҗмә дәриғигә ямишип чиқти; чүнки Әйса у йол билән өтәтти.
5 Kane Yesu ochopo kanyo, nongʼiyo malo kendo nowachone niya, “Omiyo Zakayo, nolor piny piyo. Tinendeni nyaka abed e odi.”
Вә Әйса у йәргә кәлгәндә жуқуриға қарап уни көрүп униңға: — Закай, чапсан чүшкин! Чүнки мән бүгүн сениң өйүңдә қонушум керәк, — деди.
6 Omiyo Zakayo nolor mapiyo kendo norwake gi mor e ode.
У алдирап чүшүп, хошаллиқ билән уни [өйидә] меһман қилди.
7 Ji duto mane oneno ma nochako ngʼur kagiwacho niya, “Osedhi bedo wendo jaricho!”
Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти.
8 To Zakayo nochungo malo kendo nowachone Ruoth niya, “Ne Ruoth! Sani kendo koroni abiro chiwo nus mar giga ne jochan, to kapo ni ne asewuondo ngʼato e gimoro amora, abiro chule ka adwokone maromo nyadingʼwen.”
Лекин Закай орнидин туруп Рәбгә: — И Рәббим, мана, мүлкүмниң йеримини йоқсулларға беримән; әгәр бирәвни ялғандин шикайәт қилип униңдин бир немә үндүрүвалған болсам биригә төртни қайтуримән, — деди.
9 Yesu nowachone niya, “Kawuono warruok osebiro e odni, nikech ngʼatni bende en nyakwar Ibrahim.
Буниң билән Әйса униңға [қарап]: — Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди. Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!
10 Nikech Wuod Dhano nobiro mondo omany kendo owar jogo manolal.”
Чүнки Инсаноғли езип кәткәнләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди.
11 Kane pod giwinjo wachni, nodhi nyime kogoyonegi ngero, nikech nochiegni gi Jerusalem, kendo ji ne paro ni pinyruoth Nyasaye biro betie mapiyo.
Халайиқ бу сөзләрни тиңшаватқанда у йәнә сөз қилип бир тәмсилни қошуп ейтти. Чүнки у Йерусалимға йеқинлашқан еди вә улар: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди.
12 Nowacho niya, “Ngʼat moro marahuma nodhi e piny mabor mondo oyiere ruoth eka bangʼe oduogi.
Шуңа у мундақ деди: Бир ақсүнәк падишалиқ тәхтигә еришип келиш үчүн жирақ бир жутқа қарап йолға чиқипту.
13 Omiyo noluongo jotichne moko apar kendo ne omiyogi silingʼ alufu achiel, achiel. Nowachonegi ni, ‘Lokuru ohala gi pesagi, nyaka chop aduogi.’
[Авал] у өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип: «Мән қайтип кәлгичә [буниң билән] оқәт қилиңлар» — дәпту.
14 “To joge nosin kode kendo negioro joote modhiyo ire mondo giwach ni, ‘Ok wadwar ngʼatni mondo obed ruodhwa.’
Бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «Бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту.
15 “Kata kamano, ne okete ruoth, kendo nodok dala. Kendo noluongo jotichne mane omiyo pesa, mondo oyud ni en ohala manade magiseyudo.
Вә у падишалиқ мәнсивигә еришип қайтип кәлгәндә шундақ болдики, һәр бириниң тиҗарәт билән қанчә пайда тапқинини билмәкчи болуп, пулини тапшурған һелиқи қуллирини өз алдиға чақиртипту.
16 “Ngʼat mokwongo nobiro kendo nowacho ni, ‘Ruoth, silingʼ alufu achiel, osenywolo silinge alufu apar moko.’
Вә авалқиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла он тилла пайда қилди» дәпту.
17 “Ruoth nodwoko ni, ‘Isetimo maber, jatichna maber! Nikech isebedo ngʼat mogen e gima tin ahinya, koro bed jarit mier madongo apar.’
«Ярайсән, әй яхши қул! Сән кичиккинә ишта ишәшлик чиққанлиғиң үчүн он шәһәргә һаким болғин» — дәпту ғоҗайин униңға.
18 “Ngʼat mar ariyo nobiro kendo nowacho ni, ‘Ruoth, silingʼ alufu achiel osenywolo silinge alufu abich moko.’
Иккинчиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла бәш тилла пайда қилди» дәпту.
19 “Ruodhe nodwoke ni, ‘Bed jarit mier madongo abich.’
Ғоҗайин униңға һәм: «Сән һәм бәш шәһәргә һаким болғин» дәпту.
20 “Eka jatich machielo nobiro kendo owacho ni, ‘Jaduongʼ, silingʼ alufu achiel eri, ne asekane kapande kaboyogo gi nanga.
Лекин йәнә бириси келип: «И ғоҗам, мана сили бәргән тилла! Буни яғлиққа чигип бир җайда қоюп сақлидим.
21 Ne aluori, nikech in ngʼat makoch. In ikawo gino mane ok ikano, kendo ikayo mano mane ok ichwoyo.’
Чүнки сили қаттиқ адәм екәнла, сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп, өзлири теримиғанлиридин һосул жиғила. Шуниң үчүн силидин қорқтум» дәпту.
22 “To Ruodhe nodwoke ni, ‘Abiro ngʼadoni bura koluwore kod gima iwacho, in jatich marach! Kara in ne ingʼeyo ni an ngʼat makoch, kendo ni akawo gima ne ok akano, bende akayo gima ne ok achwoyo!
Амма [ғоҗайини] униңға: «Әй әски қул, саңа өз ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә һөкүм қилай. Сән мениң аманәт қилмай үндүрүвалидиған, теримай туруп жиғивалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп,
23 Marangʼo ne ok iketo pesanano e od keno, mondo kane aduogo, to ne anyalo kawe gi ohande.’
немә үчүн мениң пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә, уни өсүми билән алмасмидим?» — дәпту.
24 “Eka nowachone jogo mane ochungo kanyo ni, ‘Kawuru silinge alufu achiel ugol kuome kendo umi jalno man-gi silingʼ alufu apar.’
Андин у йенидикиләргә: «Униңдики тиллани елип он тилла тапқан қулға бериңлар!» дәп буйрупту.
25 “Negiwacho ni, ‘Jaduongʼ donge en-gi silingʼ alufu apar.’
Улар униңға: «И ғоҗа, униң он тилласи турса!» — дәптикән,
26 “Nodwoko ni, ‘Awachonu ni ngʼato ka ngʼato man-go nomedne mi nobed gi mogundho, to ngʼatno ma ongego, kata mano ma en-go nomaye.
[һоҗайин йәнә мундақ дәпту]: «— Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
27 To keluru wasikago ka mane ok dwar mondo abed ruodhigi mondo uneg-gi e nyima.’”
Әнди үстигә падиша болуп һөкүм сүрүшүмни халимиған дүшмәнлиримни болса, уларни кәлтүрүп, мениң алдимда қәтл қилиңлар».
28 Bangʼ ka Yesu nosewacho mani, nodhi nyime, kochomo Jerusalem.
У бу ишларни ейтқандин кейин, Йерусалимға чиқишқа алдиға қарап маңди.
29 Ka koro nochiegni chopo e miech Bethfage kod Bethania manie Got Zeituni, nooro jopuonjrene ariyo, nowachonegi niya,
Вә шундақ болдики, у Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти:
30 “Dhiuru e dala man nyimu cha, to ka udonjo e iye, to ubiro nwangʼo nyathi kanyna mapok ngʼato oidho nyaka nene kotwe kanyo. Gonyeuru kendo ukele ka.
— Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. У йәргә кирипла һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.
31 Kapo ngʼato openjou ni, ‘Angʼo momiyo ugonye?’ Udwoke ni, ‘Ruoth dware.’”
Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә буни йешисиләр?» дәп сорап қалса, силәр униңға: «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти» — дәңлар.
32 Jogo mane oor motelo nodhi kendo negiyude mana kaka nosenyisogi
Шуниң билән әвәтилгәнләр беривиди, иш дәл у уларға ейтқандәк болди.
33 Kane oyudo gigonyo nyathi kanynano, wuon nopenjogi, “Angʼo momiyo ugonyo nyathi kanyna?”
Улар тәхәйни йешиватқанда, униң егилири улардин: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
34 To jopuonjre nodwoke mayot niya, “Ruoth dware.”
Улар: — Рәбниң униңға һаҗити чүшти, — деди.
35 Negikele ir Yesu, ma gipedho lepgi e diengʼe nyathi kanyna kendo negiketo Yesu kuome.
Улар уни Әйсаниң алдиға йетиләп кәлди; вә йепинча-чапанлирини тәхәйниң үстигә селип, Әйсани йөләп үстигә миндүрди.
36 Kane owuotho odhi, ji nopedho lepgi e yo.
У кетип барғинида, хәлиқләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди.
37 Kane ochopo machiegni gi kama yo kadhogo e tiend Got Zeituni, oganda maduongʼ mar jopuonjre nochako pako Nyasaye gi ilo kod dwol maduongʼ kuom honni duto mane giseneno niya,
Вә у Зәйтун теғидин чүшүш йолиға йеқинлашқинида, пүткүл мухлислар җамаити шатлинип, өз көзи билән көргән қудрәтлик мөҗизиләр үчүн авазини көтирип: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур! Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди.
38 “Ogwedh Ruoth mabiro e nying Jehova Nyasaye!” “Kwe obedi e polo, kendo duongʼ obed e polo malo!”
39 Jo-Farisai moko ei oganda nowachone Yesu niya, “Japuonj, kwer jopuonjreni!”
Лекин топниң ичидә бәзи Пәрисийләр униңға: — Әй устаз, мухлислириңға [мошу гәплири үчүн] тәнбиһ бәр! — дейишти.
40 Nodwoko niya, “Awachonu ni, kata ka dine gilingʼ, to kitegi biro goyo koko.”
Бирақ у уларға җававән: — Силәргә шуни ейтайки, булар җим турған болса, һәтта бу ташларму чуқан селишқан болатти, — деди.
41 Kane osudo machiegni gi Jerusalem kendo moneno dala maduongʼno noywage,
Әнди у шәһәргә йеқинлишип уни көрүп, униң үчүн жиғлап мундақ деди:
42 kowacho niya, “Ka dine in iwuon bed ni ingʼeyo tinendeni gima nyalo keloni kwe, to koro ogengʼore ne wangʼi.
— [И Йерусалим]! Сән бүгүн, бу күнүңдә, теч-аманлиғиң үчүн немә керәк болғинини билсәң еди! Кашки, бу ишлар һазир көзлириңдин йошурундур.
43 Ndalo biro chopo ma wasiki biro goyoni agengʼa kolwori, kendo kunyoni bur koni gi koni.
Чүнки шундақ күнләр бешиңға келидуки, дүшмәнлириң әтрапиңни қаша-истиһкам билән қоршап сени қамап төрт тәрәптин қистайду.
44 Ginigoyi piny, in gi nyithindi ei ohingani ok giniwe kidi moro ewi wadgi, nikech ne ok ingʼeyo kinde mane Nyasaye biroe iri.”
Улар сени вә [сепилиң]ниң ичиңдики балилириңни йәр билән йәксән қилип, һәтта ташни ташниң үстидиму қалдурмайду; чүнки [Худа]ниң сени йоқлиған пәйтини билип йәтмидиң.
45 Eka nodonjo e hekalu kendo noriembo oko joma ne uso gik moko.
Вә у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип,
46 Nowachonegi niya, “Ondiki ni, ‘Oda nobed od lamo;’to un to useloke ‘kar chokruok mar jomecho.’”
уларға: — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» қиливалдиңлар! — деди.
47 Ndalo ka ndalo nopuonjo e hekalu. To jodolo madongo, jopuonj chik kod jotelo mag ji netemo mondo ginege.
Шу вақитларда у һәр күни ибадәтханида тәлим берәтти. Баш каһинлар, Тәврат устазлири вә жут чоңлири уни йоқитишқа амал издиди.
48 To ne ok ginyal yudo yo mar timo kamano, nikech ji duto norwako wachne.
Лекин улар қандақ қол селишни билмәйтти, чүнки барлиқ хәлиқ униң сөзини тиңшаш үчүн униңға қаттиқ йепишқан еди.

< Luka 19 >