< 1 Samuel 24 >
1 Bangʼ ka Saulo nosea lawo jo-Filistia, nowachne niya, “Daudi nitie e Thim En Gedi.”
Саул Филистийләрни қоғлап чиқирип янғанда униңға: — Мана, Давут Ән-Гәдидики чөлдә туруветипту, дегән хәвәр берилди.
2 Omiyo Saulo nokawo ji alufu adek; ji moyier kowuok e Israel duto, eka noikore mowuok kodhi dwaro Daudi gi joge but Rogo ma Nyakech pondoe.
Саул әнди пүткүл Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип Давут билән адәмлирини издигили «Явайи текиләр» қорам ташлиғиға чиқти.
3 Nobiro e abila mar rombe man but yo; to kanyo ne nitie rogo, to Saulo nodonjo e rogono mondo olosre. Daudi gi joge bende ne osedonjo ei rogono.
У йолниң йенидики қой қотанлириға кәлгәндә, шу йәрдә бир ғар бар еди. У тәрәт қилиш үчүн ғарға кирди; Давут билән адәмлири ғарниң ичкирисидә олтиратти.
4 Jogo nowacho niya, “Ma e odiechiengʼ ma Jehova Nyasaye nowuoyo kuome kowacho ni, ‘Abiro keto jowasiki e lweti mondo itimne kaka idwaro!’” Eka Daudi nosudo lingʼ-lingʼ mongʼado riak law Saulo.
Давутниң адәмлири униңға: — Мана Пәрвәрдигарниң саңа: — Өз дүшминиңни сениң қолуңға беримән, немә саңа лайиқ көрүнсә шуни қилғин, дегән күни дәл мошу күн екән, деди. Давут қопуп Саулниң тониниң пешини туйдурмай кесивалди.
5 Bangʼe chuny Daudi nochandore nikech nosengʼado riak law Saulo.
Лекин Саулниң тониниң пешини кәскини үчүн Давут көңлидә қаттиқ әпсусланди.
6 Nowachone joge niya, “Jehova Nyasaye ok oyie mondo atim gima kamano ni ruodha, ngʼat Jehova Nyasaye mowir, kata tingʼo lweta mondo ahinye; nikech en ngʼat mowir ma Jehova Nyasaye oyiero.”
У өз адәмлиригә: — Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилған ғоҗамға бундақ қолумни узартиштин сақлисун, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, деди.
7 Kamano Daudi nokwero joge kendo ne ok oyienegi mondo gitug dhawo gi Saulo. Omiyo Saulo nowuok e rogo modhi e yore.
Шу сөз билән Давут өз адәмлирини тосуп Саулға чеқилғили қоймиди. Саул болса қопуп ғардин чиқип өз йолиға кәтти.
8 Eka Daudi nowuok oko mar rogo mi oluongo Saulo, “Ruodha ma ruoth!” Kane Saulo ongʼiyo chien, Daudi nokulore piny monindo auma ka wangʼe ochiko piny.
Андин Давутму туруп ғардин чиқип Саулниң кәйнидин: — И ғоҗам падиша! — дәп чақирди. Саул кәйнигә қаравиди, Давут егилип йүзини йәргә яққан һалда тазим қилди.
9 Nowachone Saulo niya, “Angʼo momiyo ichiko iti ka ji wachoni ni, ‘Daudi dwaro hinyi’?
Давут Саулға мундақ деди: — «Мана, Давут сени қәстләшкә пурсәт издәватиду, дәйдиған кишиләрниң сөзигә немишкә қулақ салила?
10 Kawuononi iseneno gi wangʼi kaka Jehova Nyasaye ne oketi e lweta ei rogo. Jomoko ne owachona ni anegi, to ne aweyi; mi awacho ni, ‘Ok natingʼ lweta mar hinyo ruodha nikech en ngʼat Jehova Nyasaye mowir.’
Мана бүгүн өз көзлири билән көрдилиги, Пәрвәрдигар бүгүн ғарда силини өз қолумға бәргән еди. Бәзиләр маңа уни өлтүрүвәткин, деди; лекин мән силини аяп: — Ғоҗамға қолумни узартмаймән, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, дедим.
11 Ne, wuora, ngʼi ine riak lawi ma an-go e lweta! Ne angʼade e riak lawi to ne ok anegi. Sani koro inyalo neno kendo fwenyo ni aonge gi paro mar timoni marach kata ngʼanyoni. Pok akethoni to in to ilawa mondo inega.
Қарисила, и ата, қолумдики тонлириниң пешигә. Силини өлтүрмәй тонлириниң пешини кәскәнлигимдин шуни билсиләки, көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ, силигә гуна қилғиним йоқ, лекин сили җенимни алғили пайлимақтила.
12 Mad Jehova Nyasaye ngʼad bura e kinda kodi. Mad Jehova Nyasaye chul kuor kuom gik maricho misetimona, an to lweta ok nomuli.
Пәрвәрдигар мән билән силиниң оттуримизда һөкүм қилсун, мениң һесавимни силидин Пәрвәрдигар алсун; лекин мениң қолум силигә көтирилмәйду.
13 Mana kaka ngero machon wacho ni, ‘Joma timo timbe maricho ema timbe maricho wuok kuomgi’ omiyo ok abi keto lweta kuomi.
Конилар: — «Рәзиллик рәзилләрдин чиқиду» дәп ейтқан екән, лекин өз қолум силигә көтирилмәйду.
14 “En ngʼama ruodh Israel dwaro mondo onegi? Ilawo ngʼa? Guok motho koso kikun?
Исраилниң падишаси кимни тутқили чиқти? Кимни қоғлап жүриду? Бир өлүк иштни, халас! Ялғуз бир бүргини, халас!
15 Mad Jehova Nyasaye bed jangʼad buchwa mondo opog wach e kindwa. Mad onon wach makare kendo otingʼa malo; mad ochwaka kendo oresa e lweti.”
Пәрвәрдигар сорақчи болуп мән билән силиниң оттуримизда һөкүм чиқарсун! У һәқ-наһәқни айрип, дәвайимни сорап мени силиниң қоллиридин халас қилип, адаләт жүргүргәй!» — деди.
16 Kane Daudi otieko wuoyo, Saulo nopenjo niya, “Mano en dwondi Daudi wuoda?” Eka noywak matek.
Давут Саулға бу сөзләрни ейтқанда Саул: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут? — деди. Андин Саул жуқури аваз билән жиғлап кәтти.
17 Eka nowachone Daudi niya, “In ngʼama kare maloya. Isetimona maber, an to asetimoni marach.
У Давутқа: — «Сән мәндин адилсән, чүнки сән маңа яхшилиқ қайтурдуң, лекин мән саңа яманлиқ қайтурдум.
18 Koroni eka isewachona tim maber misetimona; Jehova Nyasaye noketa e lweti to ne ok inega.
Сән бүгүн маңа яхшилиқ қилғанлиғиңни убдан көрситип бәрдиң; Пәрвәрдигар мени қолуңға тапшурған болсиму, сән мени өлтүрмидиң.
19 Ka ngʼato onwangʼo jasike, bende oweye odhi ma ok ohinye? Mad Jehova Nyasaye chuli mathoth kuom gima itimona kawuononi.
Бириси өз дүшминини тапса, уни аман-есән кәткили қоямду? Пәрвәрдигар сениң маңа бүгүн қилған яхшилиғиң үчүн саңа яхшилиқ яндурғай.
20 Angʼeyo ni adieri ibiro bet ruoth kendo pinyruodh Israel nodhi nyime maber e bwo lochni.
Әнди мана, шуни билдимки, сән җәзмән падиша болисән, Исраилниң падишалиғи сениң қолуңда тиклиниду.
21 Koro singrina gi nying Jehova Nyasaye ni ok ningʼad nyikwaya kata rucho nyinga oko e od wuora.”
Лекин һазир Пәрвәрдигар билән маңа қәсәм қилғинки, мәндин кейин мениң нәслимни йоқатмай, намимни атамниң җәмәтидин өчүрмигәйсән», деди.
22 Omiyo Daudi nosingore ne Saulo. Eka Saulo nodok dala, to Daudi gi joge nodhi e kargi mar pondo.
Шуниң билән Давут Саулға қәсәм қилди. Саул өз өйигә йенип кәтти; Давут адәмлири билән қорған-қияға чиқип шу йәрдә турди.