< Hebræerne 7 >

1 Thi denne Melkisedek, Konge i Salem, den højeste Guds Præst, som gik Abraham i Møde, da han vendte tilbage fra Kongernes Nederlag, og velsignede ham,
Чүнки бу Мәлкизәдәк Салем шәһириниң падишаси, шундақла Әң Алий Болғучи Худаниң каһини болуп, Ибраһим падишаларни йеңип җәңдин қайтқанда, униң алдиға чиққан вә униңға бәхит тилигән еди.
2 hvem også Abraham gav Tiende af alt, og som, når hans Navn udlægges, først er Retfærdigheds Konge, dernæst også Salems Konge, det er: Freds Konge,
Ибраһим болса еришкән барлиқ [олҗисиниң] ондин бир үлүшини униңға атиған еди. [Мәлкизәдәк дегән исимниң] биринчи мәнаси «һәққанийәт падишаси» дегәнликтур; униң йәнә бир нами «Салемниң падишаси» болуп, буниң мәнаси «аманлиқ падишаси» дегәнликтур;
3 uden Fader, uden Moder, uden Slægtregister, uden Dages Begyndelse og uden Livs Ende, men gjort lig med Guds Søn, - han forbliver Præst for bestandig.
униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду.
4 Ser dog, hvor stor denne er, hvem endog Patriarken Abraham gav Tiende af Byttet.
Әнди қараңлар, бу Мәлкизәдәк немидегән улуқ адәм-һә! Һәтта ата-бовилиримизниң чоңи Ибраһимму олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.
5 Og hine, som, idet de høre til Levi Sønner, få Præstedømmet, have et Bud om at tage Tiende efter Loven af Folket, det er af deres Brødre, endskønt disse ere udgåede af Abrahams Lænd;
Дәрвәқә Лавийниң әвлатлиридин каһинлиқни зиммисигә алғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қериндашлиридин Ибраһимниң пуштидин болғиниға қаримай тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши әмир қилинған.
6 men han, som ikke regner sin Slægt fra dem, har taget Tiende af Abraham og har velsignet den, som havde Forjættelserne.
Лекин буларниң қәбилә-уруғидин болмиған Мәлкизәдәк болса Ибраһимдин «ондин бир үлүши»ни қобул қилған андин Худаниң вәдилиригә егә болғучи Ибраһимға бәхит тилигән.
7 Men uden al Modsigelse er det den ringere, som velsignes af den ypperligere.
Шүбһисизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.
8 Og her er det dødelige Mennesker, som tager Tiende; men der er det en, om hvem der vidnes, at han lever.
Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида [муқәддәс язмиларда] «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур.
9 Ja, så at sige, har endog Levi, som tager Tiende, igennem Abraham givet Tiende;
Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму [әҗдати] Ибраһим арқилиқ [Мәлкизәдәккә] ондин бир үлүшни бәргән.
10 thi han var endnu i Faderens Lænd, da Melkisedek gik denne i Møde.
Чүнки Мәлкизәдәк Ибраһимни қарши алғанда, Лавийни [кәлгүсидики пушти болуш сүпитидә] йәнила Ибраһимниң тенидә еди, дәп һесаплашқа болиду.
11 Hvis der altså var Fuldkommelse at få ved det levitiske Præstedømme (thi på Grundlag af dette har jo Folket fået Loven), hvilken Trang var der da yderligere til, at en anden Slags Præst skulde opstå efter Melkisedeks Vis og ikke nævnes efter Arons Vis?
Әнди Лавий қәбилисиниң каһинлиқ түзүми арқилиқ мукәммәл һәққанийлиқ келәләйдиған болса (чүнки шу түзүмгә асаслинип Тәврат қануни Исраил хәлқигә чүшүрүлгән еди), кейинки вақитларда Һарунниң каһинлиқ түзүми бойичә әмәс, бәлки Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми бойичә башқа бир каһинниң чиқишиниң немә һаҗити болатти?
12 Når nemlig Præstedømmet omskiftes, sker der med Nødvendighed også en Omskiftelse af Loven.
Әнди каһинлиқ түзүми өзгәртилгән болса, униңға [мунасивәтлик] қанун-түзүмму өзгәртилишкә тоғра келиду.
13 Thi han, om hvem dette siges, har hørt til en anden Stamme, af hvilken ingen har taget Vare på Alteret.
Чүнки бу ейтиливатқан сөзләр қаритилған зат болса башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбилидин һеч ким қурбангаһта хизмәттә болуп бақмиған.
14 thi det er vitterligt, at af Juda er vor Herre oprunden, og for den Stammes Vedkommende har Moses intet talt om Præster.
Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди.
15 Og det bliver end ydermere klart, når der i Lighed med Melkisedek opstår en anden Slags Præst,
Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду;
16 som ikke er bleven det efter et kødeligt Buds Lov, men efter et uopløseligt Livs Kraft.
униң [каһинлиққа] тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур.
17 Thi han får det Vidnesbyrd: "Du er Præst til evig Tid efter Melkisedeks Vis." (aiōn g165)
Чүнки бу һәқтә [муқәддәс язмиларда]: «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп гувалиқ берилгән. (aiōn g165)
18 Thi vel sker der Ophævelse af et forudgående Bud, fordi det var svagt og unyttigt
Чүнки алдинқи әмир-түзүм аҗизлиғи вә үнүмсизлиги түпәйлидин күчидин қалдурулған
19 (thi Loven har ikke fuldkommet noget); men der sker Indførelse af et bedre Håb, ved hvilket vi nærme os til Gud.
(— чүнки Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди). Униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған, униңдин әвзәл үмүт елип келинди.
20 Og så vist som det ikke er sket uden Ed,
21 (thi hine ere blevne Præster uden Ed, men denne med Ed, ved den, som siger til ham: "Herren svor, og han skal ikke angre det: Du er Præst til evig Tid"): (aiōn g165)
Униң үстигә, бу иш [Худаниң] қәсими билән капаләткә егә болмай қалмиди (илгири өткән каһинлар [Худаниң] қәсимисиз каһин болған еди; лекин, Әйса болса Өзигә: — «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» Дегүчиниң қәсими билән каһин болди). (aiōn g165)
22 så vist er Jesus bleven Borgen for en bedre Pagt.
Әнди Әйса шундақ улуқ иш билән әвзәл бир әһдиниң кепили қилинди.
23 Og hine ere blevne Præster, flere efter hinanden, fordi de ved Døden hindredes i at vedblive;
Йәнә келип, илгири өткән каһинлар көп болуши керәк еди; чүнки уларниң [һәр бири] өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштуралмай қалған.
24 men denne har et uforgængeligt Præstedømme, fordi han bliver til evig Tid, (aiōn g165)
Лекин [Әйса] мәңгүгә турғачқа, Униң каһинлиғи һәргиз өзгәртилмәстур. (aiōn g165)
25 hvorfor han også kan fuldkomment frelse dem, som komme til Gud ved ham, efterdi han lever altid til at gå i Forbøn for dem.
Шу сәвәптин, У Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадир; чүнки У улар үчүн Худаға мураҗиәт қилишқа мәңгү һаяттур.
26 Thi en sådan Ypperstepræst var det også, som sømmede sig for os, en from, uskyldig, ubesmittet, adskilt fra Syndere og ophøjet over Himlene;
Мошундақ бир баш каһин дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған — муқәддәс, әйипсиз, ғубарсиз, гунакарлардин нери қилинған, әршләрдин жуқури елип көтирилгән каһиндур.
27 en, som ikke hver Dag har nødig, som Ypperstepræsterne, at frembære Ofre først for sine egne Synder, derefter for Folkets; thi dette gjorde han een Gang for alle, da han ofrede sig selv.
У әшу баш каһинлардәк һәр күни алди билән өз гуналири үчүн, андин хәлиқниң гуналири үчүн қурбанлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурбанлиқ сүпитидә сунғанда, һәммәйлән үчүн буни бир йолила ада қилди.
28 Thi Loven indsætter til Ypperstepræster Mennesker, som have Skrøbelighed; men Edens Ord, som kom senere end Loven, indsætter en Søn, som er fuldkommet til evig Tid: (aiōn g165)
Чүнки Тәврат қануни аҗиз бәндә болған инсанларни баш каһин қилип тайинлайду, лекин Тәврат қанунидин кейин кәлгән Худаниң қәсәм-калами мәңгүгә камаләткә йәткүзүлгән Оғулни баш каһин қилип тайинлиди. (aiōn g165)

< Hebræerne 7 >