< Hebræerne 5 >

1 Thi hver Ypperstepræst tages iblandt Mennesker og indsættes for Mennesker til Tjenesten for Gud, for at han skal frembære både Gaver og Slagtofre for Synder,
Һәр қетимлиқ баш каһин инсанлар арисидин таллинип, хәлиққә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа, йәни хәлиқниң атиған һәдийәлирини вә гуналар үчүн қилған қурбанлиқлирини Худаға сунушқа тайинлиниду.
2 som en, der kan bære over med de vankundige og vildfarende, eftersom han også selv er stedt i Skrøbelighed
Униң һәртәрәпләп аҗизлиқлири болғачқа, билимсизләр вә йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду.
3 og for dens Skyld må frembære Syndoffer, som for Folket således også for sig selv
Шу аҗизлиғи үчүн у хәлиқниң гуналири һесавиға қурбанлиқ сунғандәк, өз гуналири үчүнму қурбанлиқ сунушқа тоғра келиду.
4 Og ingen tager sig selv den Ære, men han kaldes af Gud, ligesom jo også Aron.
Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду.
5 Således har ej heller Kristus tillagt sig selv den Ære at blive Ypperstepræst, men den, som sagde til ham: "Du er min Søn, jeg har født dig i Dag,"
Худди шуниңдәк Мәсиһму баш каһин мәртивисигә Өзини улуқлап өзлүгидин еришкән әмәс, бәлки Уни [улуғлиғучи Худа] Өзи еди; У Униңға: — «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» дегән.
6 som han jo også siger et andet Sted: "Du er Præst til evig Tid, efter Melkisedeks Vis," (aiōn g165)
У [муқәддәс язмиларниң] йәнә бир йеридә Униңға: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дегән. (aiōn g165)
7 han, som i sit Køds Dage med stærkt Råb og Tårer frembar Bønner og ydmyge Begæringer til den, der kunde frelse ham fra Døden, og blev bønhørt i sin Angst,
[Мәсиһ] йәр йүзидики күнләрдә, Өзини өлүмдин қутқузувелишқа қадир Болғучиға қаттиқ нидалар вә көз яшлири билән дуа-тилавәтләр вә жилинишларни көтәрди. Униң ихласмәнлигидин дуалири иҗабәт қилинди.
8 og således, endskønt han var Søn, lærte Lydighed af det, han led,
Гәрчә У [Худаниң] Оғли болсиму, азап чекишлири арқилиқ итаәтмән болушни үгәнди.
9 og efter at være fuldkommet blev Årsag til evig Frelse for alle dem, som lyde ham, (aiōnios g166)
У мана мошундақ мукәммәл қилинған болғачқа, барлиқ Өзигә итаәт қилғучиларға мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп, (aiōnios g166)
10 idet han af Gud blev kaldt Ypperstepræst efter Melkisedeks Vis.
Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди.
11 Herom have vi meget at sige, og det er vanskeligt at forklare, efterdi I ere blevne sløve til at høre.
Бу иш тоғрилиқ ейтидиған нурғун сөзлиримиз бар, лекин қулақлириңлар паң болуп кәткәчкә, буларни силәргә ениқ чүшәндүрүш тәс.
12 Thi skønt I efter Tiden endog burde være Lærere, trænge I atter til, at man skal lære eder Begyndelsesgrundene i Guds Ord, og I ere blevne sådanne, som trænge til Mælk og ikke til fast Føde.
Чүнки силәр аллибурун тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болған чағдиму, әмәлийәттә силәр йәнила Худаниң сөз-каламиниң асасий һәқиқәтлириниң немә екәнлигини башқиларниң яңливаштин үгитишигә муһтаҗсиләр; силәргә йирик йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәктур.
13 Thi hver, som får Mælk, er ukyndig i den rette Tale, thi han er spæd;
Чүнки пәқәт сүт биләнла озуқлинидиғанларниң бовақтин пәрқи йоқтур, улар һәққанийәт каламиға пишшиқ болмиған ғоридур, халас.
14 men for de fuldkomne er den faste Føde, for dem, som på Grund af deres Erfaring have Sanserne øvede til at skelne mellem godt og ondt.
Бирақ йемәклик болса йетилгәнләр, йәни өз аң-зеһинлирини яхши-яманни пәриқ етишкә йетилдургәнләр үчүндур.

< Hebræerne 5 >