< Nehemias 10 >
1 Den beseglede Skrivelse er underskrevet af: Statholderen Nehemias, Hakaljas Søn, og Zidkija,
Буниңға биринчи болуп мөһүр басқанлар Һақалияниң оғли, валий Нәһәмия билән Зәдәкия еди;
2 Seraja, Azarja, Jirmeja,
Андин [каһинлардин] Серая, Азария, Йәрәмия,
3 Pasjhur, Amarja, Malkija,
Пашхур, Амария, Малкия,
4 Hattusj, Sjebanja, Malluk,
Һаттуш, Шәбания, Маллуқ,
5 Harim, Meremot, Obadja,
Һарим, Мәрәмот, Обадия,
6 Daniel, Ginneton, Baruk,
Даниял, Гиннитон, Баруқ,
7 Mesjullam, Abija, Mijjamin,
Мәшуллам, Абия, Миямин,
8 Ma'azja, Bilgaj og Sjemaja det var Præsterne.
Маазияһ, Билгай, Шемаялар; улар каһинлар еди.
9 Leviterne Jesua, Azanjas Søn, Binnuj af Henadads Sønner, Kadmiel
Лавийлардин: — Азанияниң оғли Йәшуа, Һенададниң әвлатлиридин Биннуи билән Кадмийәл
10 og deres Brødre Sjebanja, Hodija, Kelita, Pelaja, Hanan,
вә уларниң қериндашлиридин Шәбания, Ходия, Келита, Пелая, Һанан,
11 Mika, Rehob, Hasjabja,
Мика, Рәхоб, Һашабия,
12 Zakkur, Sjerebja, Sjebanja,
Заккор, Шәрәбия, Шәбания,
13 Hodija, Bani og Beninu.
Ходия, Бани, Бенину еди.
14 Folkets Overhoveder Par'osj, Pahat-Moab, Elam, Zattu, Bani,
Җамаәт башлиқлиридин: Парош, Паһат-Моаб, Елам, Затту, Бани,
16 Adonija, Bigvaj, Adin,
Адония, Бигвай, Адин,
18 Hodija, Hasjum, Bezaj,
Ходия, Һашум, Бизай,
20 Magpiasj, Mesjullam, Hezir,
Магпияш, Мәшуллам, Һезир,
21 Mesjezab'el, Zadok Jaddua,
Мәшәзабәл, Задок, Яддуа,
22 Pelatja, Hanan, Anaja,
Пилатия, Һанан, Аная,
23 Hosea, Hananja, Hassjub,
Һошия, Һанания, Һашшуб,
24 Hallohesj, Pilha, Sjobek,
Һаллохәш, Пилха, Шобәк,
25 Rehum, Hasjabna, Ma'aseja,
Рәһум, Һашабнаһ, Маасеяһ,
27 Malluk, Harim og Ba'ana.
Маллуқ, Һарим, Баанаһлар еди.
28 Og det øvrige Folk, Præsterne, Leviterne, Dørvogterne, Sangerne, Tempeltrællene og alle de, der har skilt sig ud fra Hedningerne for at holde sig til Guds Lov, med deres Hustruer, Sønner og Døtre, for saa vidt de har Forstand til at fatte det,
Қалған хәлиқ: — Каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр, ибадәтханиниң хизмәткарлири вә шуниңдәк өзлирини зиминлардики таипиләрдин айрип чиқип, Худаниң Тәврат қануниға қайтқанларниң һәр бири вә уларниң аяллири вә оғул-қиз пәрзәнтлири қатарлиқ һидайәт тепип йорутулғанларниң һәммиси
29 slutter sig til deres højere staaende Brødre og underkaster sig Forbandelsen og Eden om at ville følge Guds Lov, der er givet os ved Guds Tjener Moses, og overholde og udføre alle HERRENS, vor Herres, Bud, Bestemmelser og Anordninger:
өз қериндашлири болған мөтивәрләр билән қошулуп: «Өзимизни қарғиш қәсими билән әһдигә бағлап, Худаниң қули Муса арқилиқ җакалиған Тәврат қанунида меңип, Рәббимиз Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлири, һөкүм-бәлгүлимилирини тутуп әмәл қилимиз;
30 Vi vil ikke give Hedningerne i Landet vore Døtre eller tage deres Døtre til Hustruer for vore Sønner;
қизлиримизни бу жуттики ят әлликләргә ятлиқ қилмаймиз һәм оғуллиримизғиму уларниң қизлирини елип бәрмәймиз;
31 vi vil ikke paa Sabbaten eller nogen Helligdag købe noget af Hedningerne i Landet, naar de paa Sabbaten kommer med deres Varer og al Slags Korn og falbyder det; vi vil hvert syvende Aar lade Landet ligge hen og give Afkald paa enhver Fordring;
бу жуттики ят әлликләр шабат күнидә мал-тавар вә ашлиқлирини әкилип сатмақчи болса, шабат күнлири яки һәр қайси башқа муқәддәс күнләрдиму улардин қәтъий һеч немә сетивалмаймиз; һәр йәттинчи жили йәрни териқсиз ақ қалдуримиз һәм барлиқ қәризләрни кәчүрүм қилимиз» — дейишти.
32 vi vil paatage os en aarlig Skat paa en Tredjedel Sekel til Tjenesten i vor Guds Hus,
Биз йәнә өзимизгә һәр бир адәм һәр жили Худайимизниң өйиниң хизмәт хираҗити үчүн үчтин бир шәкәл күмүч беришкә бәлгүлимиләрни бекиттуқ;
33 til Skuebrødene, det daglige Afgrødeoffer, det daglige Brændoffer, Ofrene paa Sabbaterne, Nymaanedagene og Højtiderne, Helligofrene og Syndofrene til Soning for Israel og til alt Arbejde ved vor Guds Hus.
бу пул «тизилидиған тәқдим нан»лар, дайимий ашлиқ һәдийәләр, дайимий көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни билән йеңи айлардики көйдүрмә қурбанлиқлар, қәрәли бекитилгән һейтларда қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн, һәр хил муқәддәс буюмлар үчүн, Исраилға кафарәт кәлтүридиған гуна қурбанлиқлири үчүн, шуниңдәк Худайимизниң өйидики барлиқ хизмәтләрниң хираҗити үчүн ишлитилсун дәп бәлгүләнди.
34 Hvad Brænde der ydes, har vi, Præsterne, Leviterne og Folket, kastet Lod om at bringe til vor Guds Hus, Fædrenehus for Fædrenehus, til fastsat Tid Aar efter Aar for at skaffe Ild paa HERREN vor Guds Alter, som det er foreskrevet i Loven.
Биз йәнә ата җәмәтлиримиз бойичә каһинлар, Лавийлар вә хәлиқ арисида чәк ташлап, һәр жили бәлгүләнгән қәрәлдә Худайимизниң өйигә Тәврат қанунида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһида қалаш үчүн отун йәткүзүп бериш нөвәтлирини бекиттуқ;
35 Vi vil Aar for Aar bringe Førstegrøden af vor Jord og af alle Frugttræer til HERRENS Hus,
йәнә һәр жили етизимиздики тунҗа пишқан һосулни, һәммә мевилик дәрәқләрниң тунҗа пишқан мевилирини Пәрвәрдигарниң өйигә йәткүзүп беришни,
36 og vi vil bringe det førstefødte af vore Sønner og vort Kvæg, som det er foreskrevet i Loven, og det førstefødte af vort Hornkvæg og Smaakvæg til vor Guds Hus til Præsterne, som gør Tjeneste i vor Guds Hus;
шундақла Тәврат қанунида пүтүлгинидәк, тунҗа оғлимизни вә кала, қой-оғлақ падилиридин тунҗа чарпийимизни Худаниң өйигә апирип, у өйдә вәзипә өтәватқан каһинларға әпкелишни,
37 og Førstegrøden af vort Grovmel og af Frugten af alle Slags Træer, af Most og Olie vil vi bringe til Kamrene i vor Guds Hus til Præsterne og Tienden af vore Marker til Leviterne. Leviterne samler selv Tienden ind i alle de Byer, hvor vi har vort Agerbrug;
һәр бир йеңи хемирниң дәсләп пишқан нанлиридин бирни, шундақла барлиқ «көтәрмә һәдийә»лиримизни тәқдим қилишни, һәр хил дәрәқләрдин дәсләпки пишқан мевиләрни, йеңи шарап, йеңи зәйтун мейини Худайимизниң өйиниң ғәзнә-амбарлириға апирип беришни, йәни каһинларға йәткүзүп беришни, шуниңдәк етизлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини Лавийларға беришни бекиттуқ; Лавийлар бизниң териқчилиққа тайинидиған шәһәрлиримиздин чиққан һосулниң ондин бири болған өшрини тапшурувалсун дәп бекиттуқ;
38 og Præsten, Arons Søn, er til Stede hos Leviterne, naar de indsamler Tienden; og Leviterne bringer Tiende af Tienden til vor Guds Hus, til Forraadshusets Kamre.
шуниңдәк, Лавийлар чиққан һосулниң ондин бирини тапшурувалған чағда Һарунниң әвлатлиридин каһин болған бириси улар билән биллә болсун, Лавийлар әшу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип Худаниң өйигә, униң ғәзнә-амбарлириға сақлашқа тапшурсун дәп бәлгүлидуқ.
39 Thi Israeliterne og Levis Efterkommere bringer Offerydelsen af Kornet, Mosten og Olien til Kamrene, hvor Helligdommens Kar og de tjenstgørende Præster, Dørvogterne og Sangerne er. Vi vil saaledes ikke svigte vor Guds Hus.
Исраиллар билән Лавийлар ашлиқтин, йеңи шараптин, йеңи зәйтун мейидин «көтәрмә һәдийә» қилип муқәддәс җайдики әсвап-үскүниләр сақлинидиған ғәзнә-амбарларға, йәни вәзипә өтәйдиған каһин, дәрвазивән вә ғәзәлкәшләр туридиған җайға тапшуруши керәк. Биз Худайминизниң өйиниң һаҗәтлиридин һәргиз өзимизни тартмаймиз!