< Ezekiel 29 >
1 I det tiende Aar, paa den tolvte Dag i den tiende Maaned kom HERRENS Ord til mig saaledes:
Онинчи жили, онинчи айниң он иккинчи күнидә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Menneskesøn, vend dit Ansigt mod Farao, Ægyptens Konge, og profeter mod ham og hele Ægypten.
И инсан оғли, йүзүңни Мисир падишаси Пирәвнгә қаритип уни вә Мисирниң барлиқ әһлини әйипләп бешарәт берип муну сөзләрни дегин: —
3 Tal og sig: Saa siger den Herre HERREN: Se, jeg kommer over dig, Farao, Ægyptens Konge, du store drage, som ligger midt i dine Strømme, som siger: »Nilen er min, jeg skabte den selv!«
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «И өз-өзигә: «Бу дәрия өзүмниңки, мән уни өзүм үчүн яратқанмән» дегүчи болған, өз дәриялири оттурисида ятқан йоған әҗдиһа Мисир падишаси Пирәвн, мана, Мән саңа қаршимән!
4 Jeg sætter Kroge i Kæberne paa dig og lader dine Strømmes Fisk hænge ved dine Skæl og drager dig op af dine Strømme med alle deres Fisk, som hænger ved dine Skæl.
Мән қармақларни еңәклириңгә селип, дәриялириңдики белиқларни өз қасирақлириңға чаплаштуруп сени дәриялириң оттурисидин чиқиримән; дәриялириңдики барлиқ белиқлар қасирақлириңға чаплишиду.
5 Jeg slænger dig hen i Ørkenen med alle dine Strømmes Fisk; paa aaben Mark skal du falde, ej samles op eller jordes; til Jordens Dyr og Himlens Fugle giver jeg dig som Føde.
Мән сени, йәни сән вә дәриялириңдики барлиқ белиқларни чөл-баяванға ташлаймән; сән далаға чүшүп жиқилисән. Һеч ким сени жиғмайду, дәпнә қилмайду; Мән сени йәр йүзидики һайванлар, асмандики учар-қанатларниң озуғи болушқа тәқдим қилимән.
6 Og kende skal hver en Ægypter, at jeg er HERREN. Fordi du har været en Rørkæp for Israels Hus —
Шуниң билән Мисирда барлиқ туруватқанлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки улар Исраил җәмәтигә «қомуш һаса» болған.
7 du splintredes, naar de greb om dig, og flænged dem hele Haanden; du brast, naar de støtted sig til dig, fik hver en Lænd til at vakle —
Улар сени қол билән тутқанда, сән йерилип, уларниң пүткүл мүрилирини тиливәттиң; улар саңа таянғанда, сән сунуп, пүткүл бәллирини миткут қиливәттиң».
8 derfor, saa siger den Herre HERREN: Se, jeg bringer Sværd over dig og udrydder Folk og Fæ af dig;
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән үстүңгә бир қилич чиқирип, сәндики инсан вә һайванларни қириветимән.
9 Ægypten skal blive til Ørk og Øde; og de skal kende, at jeg er HERREN, fordi du sagde: »Nilen er min, jeg skabte den selv!«
Мисир зимини вәйранә вә харабиләр болуп қалиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки Пирәвн: «Нил дәрияси мениңки, мән уни яратқанмән» дегән еди.
10 Se, derfor kommer jeg over dig og dine Strømme og gør Ægypten til Øde og Ørk fra Migdol til Syene og Ætiopiens Grænse.
Шуңа мана, Мән саңа һәм сениң дәриялириңға қаршимән; Мән Мисир зиминини Мигдолдин Сәһвәнгичә, йәни Ефиопийәниң чегарасиғичә пүтүнләй харабә-вәйранә қиливетимән.
11 Hverken Mennesker eller Dyr skal sætte deres Fod der, ingen skal færdes der, og det skal ligge hen uden Indbyggere i fyrretyve Aar.
Қириқ жил ичидә, инсанниң яки һайванниң айиғи уни бесип өтмәйду вә униңда һеч адәм турмайду.
12 Jeg gør Ægypten til en Ørk blandt øde Lande, og Byerne skal ligge øde hen blandt tilintetgjorte Byer i fyrretyve Aar; og jeg spreder Ægypterne blandt Folkene og udstrør dem i Landene.
Мән Мисир зиминини вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилимән; вә униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида қириқ жил вәйран болиду; Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитиветимән, уларни мәмликәтләр арисиға таритимән».
13 Thi saa siger den Herre HERREN: Efter fyrretyve Aars Forløb vil jeg sanke Ægypterne sammen fra de Folkeslag, de er spredt iblandt,
Бирақ Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қириқ жилниң ахирида Мән Мисирлиқларни тарқитилған әлләрдин жиғип қайтуримән;
14 og vende Ægyptens Skæbne og føre dem tilbage til Patros, det Land, de stammer fra, og der skal de blive et lille Rige.
Мән Мисирни сүргүндин әслигә кәлтүрүп, уларни Патрос зиминиға, йәни туғулған зиминға қайтуримән; улар шу йәрдә төвән дәриҗилик бир мәмликәт болиду.
15 Det skal blive mindre end de andre Riger og ikke mere svinge sig op over Folkene; jeg gør dem faa i Tal, for at de ikke mere skal raade over Folkene.
У мәмликәтләр арисида әң төвән туриду; у қайтидин өзини башқа әлләр үстигә көтәрмәйду; Мән уларни пәсәйтимәнки, улар қайтидин башқа әлләр үстидин һөкүм сүрмәйду.
16 Og fremtidig skal de ikke være Israels Hus's Tillid og saaledes minde mig om dets Misgerning, naar det slutter sig til dem; og de skal kende, at jeg er den Herre HERREN.
[Мисир] қайтидин Исраил җәмәтиниң таянчиси болмайду; әксичә улар дайим Исраил үчүн униңдин панаһ издәш гунайиниң әсләтмиси болиду; андин улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду».
17 I det syv og tyvende Aar paa den første Dag i den første Maaned kom HERRENS Ord til mig saaledes:
Жигирмә йәттинчи жили, биринчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
18 Menneskesøn! Kong Nebukadrezar af Babel har ladet sin Hær udføre et stort Arbejde mod Tyrus; hvert Hoved er skaldet, hver Skulder flaaet, og hverken han eller Hæren fik Løn af Tyrus for det Arbejde, han udførte imod det.
И инсан оғли, Бабил падишаси Небоқаднәсар Турға җәң қилишта қошунини қаттиқ җапалиқ әмгәккә салди; шуниң билән һәр бир баш тақир болуп кәтти, һәр бир мүрә сүркилип йеғир болуп кәтти; бирақ нә у нә қошуни Тур билән қаршилашқан әмгәктә һеч қандақ һәқ алмиди;
19 Derfor, saa siger den Herre HERREN: Se, jeg giver Kong Nebukadrezar af Babel Ægypten; han skal bortføre dets Rigdom, tage Bytte og røve Rov der; og det skal være hans Hærs Løn;
шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Мисир зиминини Бабил падишаси Небоқаднәсарға тәқдим қилимән; у униң байлиқлирини елип, олҗисини булап, ғәнимитини тутуп елип кетиду; булар униң қошуни үчүн иш һәққи болиду.
20 som Vederlag for hans Arbejde giver jeg ham Ægypten, fordi de sled for mig, lyder det fra den Herre HERREN.
Мән униңға [Турға] җәң қилғанниң иш һәққи үчүн Мисир зиминини тәқдим қилдим; чүнки улар Мени дәп әҗир қилди, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
21 Paa den Dag lader jeg et Horn vokse frem for Israels Hus, og dig giver jeg at aabne din Mund iblandt dem; og de skal kende, at jeg er HERREN.
— Мән шу күндә Исраил җәмәти үчүн бир мүңгүз өстүрүп чиқиримән, вә сән [Әзакиялниң] ағзиңни улар арисида ачимән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.