< ⲚⲒⲢⲰⳘⲈⲞⲤ 5 >

1 ⲁ̅ ⲉⲁⲛⲧⲙⲁⲉⲓⲟ ϭⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲧⲡⲓⲥⲧⲓⲥ. ⲟⲩⲛ̅ⲧⲁⲛ ⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛ̅ⲟⲩⲉⲓⲣⲏⲛⲏ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϩⲓⲧⲛ̅ⲡⲉⲛϫⲟⲓ̈ⲥ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅.
Шуңа етиқат билән һәққаний қилинған екәнмиз, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақ мунасивәттә болимиз.
2 ⲃ̅ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲛⲧⲁⲛϫⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲟⲟⲧϥ ⲙ̅ⲡϩⲱⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉⲉⲓϩⲙⲟⲧ ⲉⲧⲛ̅ⲁϩⲉⲣⲁⲧⲛ̅ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅. ⲁⲩⲱ ⲉⲛϣⲟⲩϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ⲉϫⲛ̅ⲑⲉⲗⲡⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ.
У арқилиқ етиқат йолида бизни чиң турғузидиған бу меһри-шәпқитиниң ичигә кириш һоқуқиға муйәссәр болдуқ, шуниңдәк Худаниң шан-шәривигә бағлиған үмүтүмиздин шат-хурам болимиз.
3 ⲅ̅ ⲟⲩⲙⲟⲛⲟⲛ ⲇⲉ. ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲛⲣ̅ⲡⲕⲉϣⲟⲩϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ϩⲛ̅ⲛⲉⲛⲑⲗⲓⲯⲓⲥ. ⲉⲛⲥⲟⲟⲩⲛ ϫⲉ ⲧⲉⲑⲗⲓⲯⲓⲥ ⲉⲥⲣ̅ϩⲱⲃ ⲉⲩϩⲩⲡⲟⲙⲟⲛⲏ.
Шундақ болупла қалмай, мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз; чүнки мүшкүллүк сәвирчанлиқни, сәвирчанлиқ чидамлиқни, чидамлиқ үмүтни елип келиду, дәп билимиз.
4 ⲇ̅ ⲑⲩⲡⲟⲙⲟⲛⲏ ⲇⲉ ⲉⲩⲇⲟⲕⲓⲙⲏ. ⲧⲇⲟⲕⲓⲙⲏ ⲇⲉ ⲉⲩϩⲉⲗⲡⲓⲥ.
5 ⲉ̅ ⲑⲉⲗⲡⲓⲥ ⲇⲉ ⲙⲉⲥϫⲓϣⲓⲡⲉ. ϫⲉ ⲧⲁⲅⲁⲡⲏ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲡⲁϩⲧ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲛⲉⲛϩⲏⲧ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲉⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲛⲧⲁⲩⲧⲁⲁϥ ⲛⲁⲛ.
Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти.
6 ⲋ̅ ⲉϣϫⲉⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲉⲧⲉⲓ ⲉⲛⲟ ⲛ̅ϭⲱⲃ ⲕⲁⲧⲁⲡⲓⲟⲩⲟⲓ̈ϣ ⲁϥⲙⲟⲩ ϩⲁⲛⲁⲥⲉⲃⲏⲥ.
Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда, Мәсиһ биз ихлассизлар үчүн [Худа] бекиткән вақитта өзини пида қилди.
7 ⲍ̅ ⲙⲟⲅⲓⲥ ⲅⲁⲣ ⲛ̅ⲧⲉⲟⲩⲁ ⲙⲟⲩ ϩⲁⲟⲩⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ. ⲙⲉϣⲁⲕ ⲅⲁⲣ ⲛ̅ⲧⲉⲟⲩⲁ ⲧⲟⲗⲙⲁ ⲉⲙⲟⲩ ϩⲁⲟⲩⲁⲅⲁⲑⲟⲥ.
Бирисиниң һәққаний адәм үчүн җенини пида қилиши наһайити аз учрайдиған иш; бәзидә яхши адәм үчүн бириси пида болушқа җүръәт қилишиму мүмкин;
8 ⲏ̅ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲇⲉ ⲥⲩⲛϩⲓⲥⲧⲁ ⲛ̅ⲧⲉϥⲁⲅⲁⲡⲏ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲟⲛ. ϫⲉ ⲉⲧⲓ ⲉⲛⲟ ⲛ̅ⲣⲉϥⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ⲁⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲙⲟⲩ ϩⲁⲣⲟⲛ.
лекин Худа Өз меһри-муһәббитини бизгә шуниңда көрситидуки, биз техи гунакар вақтимизда, Мәсиһ биз үчүн җенини пида қилди.
9 ⲑ̅ ⲛⲁϣⲱⲥ ϭⲉ ⲛ̅ϩⲟⲩⲟ ⲉⲁⲛⲧⲙⲁⲉⲓⲟ ⲧⲉⲛⲟⲩ ϩⲙ̅ⲡⲉϥⲥⲛⲟϥ ⲧⲛ̅ⲛⲁⲟⲩϫⲁⲓ̈ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲟⲟⲧϥ̅ ⲉⲧⲟⲣⲅⲏ.
Һазир биз Униң қени билән һәққаний қилинған екәнмиз, әнди У арқилиқ [келидиған] ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур.
10 ⲓ̅ ⲉϣϫⲉⲉⲛⲟ ⲛ̅ϫⲁϫⲉ ⲁⲛϩⲱⲧⲡ̅ ⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲙⲟⲩ ⲙ̅ⲡⲉϥϣⲏⲣⲉ. ⲛⲁϣⲱⲥ ⲛ̅ϩⲟⲩⲟ ⲉⲁⲛϩⲱⲧⲡ̅ ⲧⲛ̅ⲛⲁⲟⲩϫⲁⲓ̈ ϩⲙ̅ⲡⲉϥⲱⲛϩ̅.
Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди [Оғлиниң] һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲟⲩⲙⲟⲛⲟⲛ ⲇⲉ ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲛⲣ̅ⲡⲕⲉϣⲟⲩϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ϩⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲉⲛϫⲟⲓ̈ⲥ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲛⲧⲁⲛϫⲓ ⲧⲉⲛⲟⲩ ⲙ̅ⲡϩⲱⲧⲡ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲟⲟⲧϥ̅·
Буниң биләнла қалмай, һазир биз Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақлаштурулдуқ, У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ̈ ⲛ̅ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲡⲛⲟⲃⲉ ⲉⲓ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ. ⲁⲩⲱ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲛⲟⲃⲉ ⲡⲙⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲡⲙⲟⲩ ⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲉϫⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲛⲓⲙ ⲉⲁⲩⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ϩⲓⲱⲱϥ ⲧⲏⲣⲟⲩ. ⲧⲁⲓ̈ ⲟⲛ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲱⲛϩ̅ ⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ.
Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди, өлүмниң дунияға кириши гуна арқилиқ болди; шуниң билән гуна арқилиқ өлүм һәммә адәмгә тарқалди; чүнки һәммә адәм гуна садир қилди
13 ⲓ̅ⲅ̅ ϣⲁⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲅⲁⲣ ⲛⲉⲣⲉⲡⲛⲟⲃⲉ ϩⲙ̅ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ⲡⲉ ⲉϥⲙⲟⲟⲩⲧ ⲡⲛⲟⲃⲉ ⲇⲉ ⲛⲉⲩⲱⲡ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲛ ⲡⲉ ⲉⲙⲛ̅ⲛⲟⲙⲟⲥ.
(чүнки Тәврат қанунидин илгириму гуна дунияда бар еди, әлвәттә; һалбуки, қанун болмиса гунаниң һесави елинмайду.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲁⲗⲗⲁ ⲁⲡⲙⲟⲩ ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϫⲓⲛⲁⲇⲁⲙ ϣⲁⲙⲱⲩ̈ⲥⲏⲥ ⲉϫⲛ̅ⲛ̅ⲕⲟⲟⲩⲉ ⲉⲧⲉⲙ̅ⲡⲟⲩⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ϩⲙ̅ⲡⲉⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲧⲡⲁⲣⲁⲃⲁⲥⲓⲥ ⲛ̅ⲁⲇⲁⲙ ⲉⲧⲉⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲡⲧⲩⲡⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲛⲁϣⲱⲡⲉ.
Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди). Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур;
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲁⲗⲗⲁ ⲛ̅ⲑⲉ ⲁⲛ ⲙ̅ⲡⲡⲁⲣⲁⲡⲧⲱⲙⲁ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲉϩⲙⲟⲧ. ⲉϣϫⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲅⲁⲣ ϩⲙ̅ⲡⲡⲁⲣⲁⲡⲧⲱⲙⲁ ⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲁϩⲁϩ ⲙⲟⲩ. ⲛϩⲟⲩⲟ ϭⲉ ⲉⲙⲁⲧⲉ ⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲙⲛ̅ⲧⲇⲱⲣⲉⲁ ϩⲛⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲓⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲁⲥⲁϣⲁⲓ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉϩⲁϩ.
һалбуки, [Худаниң] шапаәтлик соғити Адәм атиниң итаәтсизлигиниң пүтүнләй әксидур. Чүнки бирла адәмниң итаәтсизлиги билән нурғун адәм өлгән болса, әнди Худаниң меһри-шәпқити вә шуниңдәк бирла адәм, йәни Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ кәлгән соғат ешип-тешип турғачқа, нурғун адәмгә йәткүзүлүп техиму зор нәтиҗә һасил қилди!
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲑⲉ ⲁⲛ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲉⲛⲧⲁϥⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ⲡⲉ ⲡⲉⲧⲙⲁⲉⲓⲟ. ⲛ̅ⲧⲁⲡϩⲁⲡ ⲅⲁⲣ ϣⲱⲡⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲟⲩⲁ ⲉⲩⲧϭⲁⲉⲓⲟ. ⲡⲉⲭⲁⲣⲓⲥⲙⲁ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ϩⲁϩ ⲛ̅ⲛⲟⲃⲉ ⲡⲉ ⲉⲩⲧⲙⲁⲓ̈ⲟ.
Шу шапаәтлик соғатниң нәтиҗиси болса, шу бир адәмниң гунайиниң ақивитигә пүтүнләй охшимайду. Чүнки бир адәмниң бир қетим өткүзгән итаәтсизлигидин чиқарған һөкүм инсанларни гунакар дәп бекиткән болсиму, амма шу шапаәтлик соғат болса көплигән кишиләрниң нурғун итаәтсизликлиридин «һәққаний қилиниш»қа елип бариду.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲉϣϫⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲅⲁⲣ ϩⲙ̅ⲡⲛⲟⲃⲉ ⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲁⲡⲙⲟⲩ ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ. ⲛ̅ϩⲟⲩⲟ ϭⲉ ⲉⲙⲁⲧⲉ ⲛⲉⲧϫⲓ ⲙ̅ⲡⲉϩⲟⲩⲟ ⲛ̅ⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙⲛ̅ⲧⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥⲩ(ⲛⲏ) ⲥⲉⲛⲁⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϩⲙ̅ⲡⲱⲛϩ̅ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲓ̅ⲥ̅·
Әнди бир адәмниң итаәтсизлиги түпәйлидин, әнә шу бир адәм арқилиқ өлүм һөкүмран болған йәрдә, [Худаниң] мол меһри-шәпқитини, шундақла һәққанийлиқ болған шапаәтлик соғитини қобул қилғанлар бир адәм, йәни шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!
18 ⲓ̅ⲏ̅ ⲁⲣⲁ ϭⲉ ⲡ̅ⲡⲁⲣⲁⲡⲧⲱⲙⲁ ϩⲱⲥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩⲁ ⲡⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲱⲙⲉ ⲛⲓⲙ ⲉⲩⲧϭⲁⲉⲓⲟ. ⲧⲁⲓ̈ ⲟⲛ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲙⲁⲓ̈ⲟ ⲉⲩⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩⲁ ⲡⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲱⲙⲉ ⲛⲓⲙ ⲉⲩⲧⲙⲁⲉⲓⲟ ⲛ̅ⲱⲛϩ̅.
Шуңа, бир қетимлиқ итаәтсизлик түпәйлидин барлиқ инсанлар гунаниң җазасиға мәһкүм қилинған болса, охшашла бир қетимлиқ һәққаний әмәл билән һаятлиқ елип келидиған һәққанийлиқ пүткүл инсанларға йәткүзүлгән.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲛ̅ⲑⲉ ⲅⲁⲣ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲧⲙⲛ̅ⲧⲁⲧⲥⲱⲧⲙ̅ ⲙ̅ⲡⲓⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ⲛ̅ⲧⲁϩⲁϩ ⲛ̅ⲣⲉϥⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ϣⲱⲡⲉ. ⲧⲁⲓ̈ ⲟⲛ ⲧⲉ ⲑⲉ ϩⲓⲧⲛ̅ⲧⲙⲛ̅ⲧⲥⲧⲙⲏⲧ ⲙ̅ⲡⲓⲟⲩⲁ ⲡⲉϩⲟⲩⲟ ⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲛ̅ⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ.
Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду.
20 ⲕ̅ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲇⲉ ⲉⲓ ⲉϩⲟⲩⲛ ϫⲉ ⲉⲣⲉⲡ̅ⲡⲁⲣⲁⲡⲧⲱⲙⲁ ⲣ̅ϩⲟⲩⲟ ⲡⲉⲛⲧⲁⲡⲉϥⲛⲟⲃⲉ ⲁϣⲁⲓ̈ ⲁⲡⲉϩⲙⲟⲧ ⲣ̅ϩⲟⲩⲉⲁϣⲁⲓ̈ ⲛⲁϥ.
Әнди Тәврат қануни инсанниң итаәтсизликлири көпрәк ашкарлинип билинсун дәп киргүзүлгән еди. Лекин гуна қәйәрдә көпәйгән болса, [Худаниң] меһри-шәпқитиму шу йәрдә техиму ешип ташти.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ϫⲉⲕⲁⲥ ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲡⲛⲟⲃⲉ ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϩⲙ̅ⲡⲙⲟⲩ ⲉⲣⲉⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲟⲛ ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ⲛ̅ⲧⲉⲉⲓϩⲉ ϩⲓⲧⲛⲧⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥⲩⲛⲏ ⲉⲩⲱⲛϩ̅ ϣⲁⲉⲛⲉϩ ϩⲓⲧⲛ̅ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲛϫⲟⲉⲓⲥ· (aiōnios g166)
Шуниңдәк, гуна [инсанийәтниң] үстидин һөкүмранлиқ қилип [уларни] өлүмгә елип барғинидәк, [Худаниң] меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду. (aiōnios g166)

< ⲚⲒⲢⲰⳘⲈⲞⲤ 5 >