< Ϯ⳰ⲀⲠⲞⲔⲀⲖⲨⳘⲮⲒⲤ 1 >
Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси, йәни Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур. Мәсиһ буни Өз пәриштисини әвәтип қули Юһаннаға аламәтләр билән аян қилди.
Юһанна болса Худаниң сөз-калами һәмдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики гувалиққа көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.
Бу бешарәтни оқуп бәргүчи вә униң сөзлирини аңлап, униңда йезилғанларға итаәт қилғучи бәхитликтур! Чүнки вәһийниң вақти йеқиндур.
4 ⲇ̅ ⲓⲱϩⲁⲛⲛⲏⲥ ⲉϥⲥϩⲁⲓ [ⲛⲛ]ⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲉⲧϩⲛⲧⲁⲥⲓⲁ [ⲧⲉ]ⲭⲁⲣⲓⲥ ⲛⲏⲧⲛ ⲙⲛϯⲣⲏⲛⲏ ⲉⲃⲟⲗ [ϩⲓⲧⲛ]ⲡⲉⲧϥϣⲟⲟⲡ ⲡⲉⲧⲉⲛⲉϥϣⲟⲟⲡ [ⲡⲉⲧ]ⲛⲏⲩ ⲁⲩⲱ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛⲡⲥⲁϣϥ ⲙⲡⲛⲁ [ ⲙ]ⲡⲉⲙⲧⲟ ⲉⲃⲟⲗ ⲡⲉⲑⲣⲟ[ⲛⲟⲥ]
Мәнки Юһаннадин Асия [өлкисидики] йәттә җамаәткә салам! Һазир бар болған, өткәндиму болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин
5 ⲉ̅ [ⲁⲩⲱ ⲉⲃⲟⲗ ϩ]ⲓⲧⲛⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲡ[ⲙ]ⲛⲧⲣⲉ [ⲡⲡⲓⲥⲧⲟⲥ ⲡ]ϣⲣⲡ ⲙⲙⲓⲥⲉ ⲉⲃⲟⲗ [ϩⲛⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ ⲡⲁⲣ]ⲭⲱⲛ ⲛⲛⲉⲣⲣⲱ[ⲟⲩ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲙⲡⲕⲁϩ] ⲡⲉⲛⲧ[ⲁϥⲙⲉⲣⲓ]ⲧⲛ ⲁⲩⲱ
вә садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, җаһандики падишаларниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай. Әнди бизни сөйгүчи, йәни Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған
вә бизни бир падишалиққа уюштуруп, Өз Атиси Худаға каһинлар қилғанға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn )
7 ⲍ̅ ⲉⲓⲥϩⲏⲏⲧⲉ ⲉϥⲛⲏⲩ ϩⲓϫⲛⲛⲉⲕⲗⲟⲟⲗⲉ ⲛⲧⲡⲉ ⲛⲧⲉⲃⲁⲗ ⲛⲓⲙ ⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲛⲥⲉⲛⲉϩⲡⲉ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲱϥ ⲛϭⲓⲛⲉⲫⲩⲗⲏ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲙⲡⲕⲁϩ ϩⲁⲙⲏⲛ
Мана, У булутлар билән келиду, шундақла һәр бир көз, һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл қәбилә-хәлиқ У сәвәплик аһ-зар көтириду. Шундақ болиду, амин!
8 ⲏ̅ ⲡⲉⲧϣⲟⲟⲡ ⲡⲉⲧⲉⲛⲉϥϣⲟⲟⲡ ⲡⲉⲧⲛⲏⲩ ⲡⲡⲁⲛⲧⲟⲕⲣⲁⲧⲱⲣ
Мән «Алфа» вә «Омега», Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән, һазир бар болған, бурунму бар болған һәм кәлгүсидиму бар Болғучидурмән, шундақла Һәммигә Қадирдурмән, дәйду Пәрвәрдигар Худа.
9 ⲑ̅ ⲁⲛⲟⲕ ϩⲱ ⲓⲱϩⲁⲛⲛⲏⲥ ⲡⲉⲧⲛⲥⲟⲛ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲛϣⲃⲏⲣⲕⲟⲓⲛⲟⲛⲟⲥ ϩⲛⲧⲉⲑⲗⲓⲯⲓⲥ ⲁⲩⲱ ⲧⲙⲛⲧⲉⲣⲟ ⲙⲛⲑⲩⲡⲟⲙⲟⲛⲏ ⲙⲡⲛ̅ϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲁⲓϣⲱⲡⲉ ϩⲛⲧⲛⲏⲥⲟⲥ ⲉⲧⲟⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲁⲧⲙⲟⲥ ⲉⲧⲃⲉⲡϣⲁϫⲉ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲃⲉⲧⲙⲛⲧⲙⲛⲧⲣⲉ ⲛⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅
Силәрниң қериндишиңлар һәм силәр билән биргә Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар болған мәнки Юһанна Худаниң сөз-калами вә Әйсаниң гувалиғи вәҗидин Патмос дегән аралда [мәһбус] болуп туруп қалғандим.
10 ⲓ̅ ⲁⲓϣⲱⲡⲉ ϩⲙⲡⲉⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲙⲡⲉϩⲟⲟⲩ ⲛⲧⲕⲩⲣⲓⲁⲕⲏ ⲁⲩⲱ ⲁⲓⲥⲱⲧⲙ ⲉⲩⲥⲙⲏ ϩⲓⲡⲁϩⲟⲩ ⲙⲙⲟⲓ ⲛⲑⲉ ⲛⲟⲩⲥⲁⲗⲡⲓⲅⲝ
«Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән, кәйнимдин канай авазидәк күчлүк бир авазни аңлидим.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲉⲥϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲛⲉⲧⲉⲕⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲙⲛⲛⲉⲧⲉⲕⲛⲁⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲥϩⲁⲓⲥⲟⲩ ⲉⲩϫⲱⲱⲙⲉ ⲛⲅϫⲟⲟⲩⲥⲟⲩ ⲉⲧⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲉⲧϩⲛⲉⲫⲉⲥⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲥⲙⲩⲣⲛⲁ ⲙⲛⲡⲣ̅ⲅⲁⲙⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲑⲉⲁⲧⲓⲣⲁ ⲙⲛⲥⲁⲣⲇⲓⲥ ⲙⲛⲫⲓⲗⲁⲇⲉⲗⲫⲓⲁ ⲙⲛⲗⲁⲟⲇⲟⲕⲓⲁ
Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» деди.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲓⲕⲧⲟⲓ ⲉⲛⲁⲩ ⲉⲧⲉⲥⲙⲏ ⲙⲡⲉⲧϣⲁϫⲉ ⲛⲙⲙⲁⲓ ⲛⲧⲉⲣⲉⲓⲕⲧⲟⲓ ⲇⲉ ⲁⲓⲛⲁⲩ ⲉⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲗⲩⲭⲛⲓⲁ ⲛⲛⲟⲩⲃ
Маңа сөз қилған авазниң кимниң екәнлигини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲉⲣⲉⲡⲉⲓⲛⲉ ⲛⲟⲩϣⲏⲣⲉ ⲛⲣⲱⲙⲉ ϩⲛⲧⲙⲏⲏⲧⲉ ⲛⲉⲛⲗⲩⲭⲛⲓⲁ ⲉϥϭⲟⲟⲗⲉ ⲛⲟⲩϣⲛⲧⲟ ⲉϥⲙⲏⲣ ⲉⲡⲉⲥⲏⲧ ⲉⲛⲉϥⲉⲕⲉⲓⲃⲉ ⲛⲟⲩⲙⲟϫϩ ⲛⲛⲟⲩⲃ
вә уларниң оттурисида учисиға путлириғичә чүшүп туридиған тон кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғлиға охшайдиған бири көрүнди.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲉⲣⲉⲧⲉϥⲁⲡⲉ ⲟⲩⲟⲃϣ ⲙⲛⲡⲉϥϥⲱ ⲛⲑⲉ ⲛⲟⲩⲥⲟⲣⲧ ⲛⲟⲩⲟⲃϣ̅ ⲁⲩⲱ ⲛⲑⲉ ⲛⲟⲩⲭⲓⲱⲛ ⲉⲣⲉⲛⲉϥⲃⲁⲗ ⲟ ⲛⲑⲉ ⲛⲟⲩϣⲁϩ ⲛⲕⲱϩⲧ
Униң баш-чечи ақ жуңдәк, һәтта қардәк аппақ еди вә көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲉⲣⲉⲛⲉϥⲟⲩⲣⲏⲏⲧⲉ ⲉⲓⲛⲉ ⲛⲟⲩϩⲟⲙⲛⲧ ⲛⲃⲁⲣⲱⲧ ⲉϥⲡⲟⲥⲉ ϩⲛⲟⲩϩⲣⲱ ⲉⲣⲉⲧⲉϥⲥⲙⲏ ⲟ ⲛⲑⲉ ⲙⲡⲉϩⲣⲟⲟⲩ ⲛϩⲉⲛⲙⲟⲟⲩ ⲉⲛⲁϣⲱⲟⲩ
Путлири хумданда тавлинип пақириған тучқа охшайтти, авази шарқирап еқиватқан нурғун суларниң авазидәк еди.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲉⲟⲩⲛⲥⲁϣϥ ⲛⲥⲓⲟⲩ ϩⲛⲧⲉϥϭⲓϫ ⲛⲟⲩⲛⲁⲙ ⲉⲣⲉⲟⲩⲥⲏϥⲉ ⲛⲏⲩ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛⲧⲉϥⲧⲁⲡⲣⲟ ⲉⲥⲧⲏⲙ ⲙⲫⲟ ⲥⲛⲁⲩ ⲉⲣⲉⲡⲉϥϩⲟ ⲟ ⲛⲑⲉ ⲙⲡⲣⲏ ⲉⲧⲣⲟⲩⲟⲉⲓⲛ ϩⲛⲧⲉϥϭⲟⲙ.
У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр қилич чиқип туратти. Чирайи худди қуяшниң толуқ күчидә парлиғандәк ярқин еди.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲛⲧⲉⲣⲉⲓⲛⲁⲩ ⲇⲉ ⲉⲣⲟϥ ⲁⲓϩⲉ ϩⲁⲛⲉϥⲟⲩⲣⲏⲏⲧⲉ ⲛⲑⲉ ⲛⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ ⲁⲩⲱ ⲁϥⲧⲁⲗⲉⲧⲉϥϭⲓϫ ⲛⲟⲩⲛⲁⲙ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲱⲓ ⲉϥϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲙⲡⲣⲣϩⲟⲧⲉ ⲁⲛⲟⲕ ⲡⲉ ⲡϣⲟⲣⲡ ⲁⲩⲱ ⲡϩⲁⲉ
Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини үстүмгә тәккүзүп мундақ деди: — Қорқма, Авалқиси вә Ахирқиси
18 ⲓ̅ⲏ̅ ⲡⲉⲧⲟⲛϩ ⲁⲩⲱ ⲁⲓⲙⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲉⲓⲥϩⲏⲏⲧⲉ ϯⲟⲛϩ ϣⲁⲉⲛⲉϩ ⲛⲉⲛⲉϩ ⲁⲩⲱ ⲉⲣⲉⲛϣⲟϣⲧ ⲛⲧⲟⲟⲧ ⲙⲡⲙⲟⲩ ⲙⲛⲁⲙⲛⲧⲉ (aiōn , Hadēs )
һәмдә һаят Болғучи Өзүмдурмән. Мән өлгән едим, амма мана, Мән әбәдил-әбәткичә һаяттурмән, өлүм вә тәһтисараниң ачқучлири қолумдидур! (aiōn , Hadēs )
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲥϩⲁⲓ ϭⲉ ⲛⲛⲉⲛⲧⲁⲕⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲙⲛⲛⲉⲧϣⲟⲟⲡ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲙⲛⲛⲥⲁⲛⲁⲓ
Шуниң үчүн, көргән ишларни, һазир болуватқан ишларни вә булардин кейин болидиған ишларни йезип қалдур.
20 ⲕ̅ ⲡⲙⲏⲥⲧⲩⲣⲓⲟⲛ ⲙⲡⲥⲁϣϥ ⲛⲥⲓⲟⲩ ⲛⲧⲁⲕⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ϩⲛⲧⲁⲟⲩⲛⲁⲙ ⲙⲛⲧⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲗⲩⲭⲛⲓⲁ ⲛⲛⲟⲩⲃ ⲡⲥⲁϣϥ ⲛⲥⲓⲟⲩ ⲡⲥⲁϣϥ ⲛⲁⲅⲅⲉⲗⲟⲥ ⲛⲉⲛⲧⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲁⲩⲱ ⲧⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲗⲩⲭⲛⲓⲁ ⲧⲥⲁϣϥⲉ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲛⲉ
Сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң вә йәттә алтун чирақданниң сири мана мундақ — йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур.