< ⳘⲀⲦⲐⲈⲞⲚ 23 >
1 ⲁ̅ ⲧⲟⲧⲉ ⲓ̅ⲥ̅ ⲁϥϣⲁϫⲉ ⲙⲛⲙⲙⲏⲏϣⲉ ⲁⲩⲱ ⲛⲉϥⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ.
Бу сөзләрдин кейин, Әйса топ-топ халайиққа вә мухлислириға мундақ деди:
2 ⲃ̅ ⲉϥϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ. ϫⲉ ⲁⲩϩⲙⲟⲟⲥ ϩⲓⲧⲕⲁⲑⲉⲇⲣⲁ ⲙⲙⲱⲩⲥⲏⲥ ⲛϭⲓⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ.
— Тәврат устазлири вә Пәрисийләр Муса пәйғәмбәрниң [һөкүм чиқириш] орнида олтарған болиду.
3 ⲅ̅ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁϫⲟⲟⲩ ⲛⲏⲧⲛ ⲁⲣⲓⲥⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲛⲧⲉⲧⲛϩⲁⲣⲉϩ ⲉⲣⲟⲟⲩ. ⲙⲡⲣⲉⲓⲣⲉ ⲇⲉ ⲛⲧⲟϥ ⲕⲁⲧⲁⲛⲉⲩϩⲃⲏⲩⲉ. ⲥⲉϫⲱ ⲅⲁⲣ ⲁⲩⲱ ⲛⲥⲉⲉⲓⲣⲉ ⲁⲛ.
Шуңа, уларниң силәргә ейтқан һәммә сөзлиригә көңүл қоюп, дегәнлирини қилиңлар. Лекин уларниң қилғанлиридәк қилмаңлар; чүнки улар өзлириниң дегинигә өзлири әмәл қилмайду,
4 ⲇ̅ ⲥⲉⲙⲟⲩⲣ ⲇⲉ ⲛϩⲉⲛⲉⲧⲡⲱ ⲉⲩϩⲟⲣϣ ⲁⲩⲱ ⲉⲩⲙⲟⲕϩ ⲛϥⲓⲧⲟⲩ. ⲥⲉⲧⲁⲗⲟ ⲙⲙⲟⲟⲩ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲛⲛⲛⲁϩⲃⲉ ⲛⲛⲉⲣⲱⲙⲉ. ⲛⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲛⲥⲉⲟⲩⲱϣ ⲁⲛ ⲉⲕⲓⲙ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲛⲟⲩⲁ ⲛⲛⲉⲩⲧⲏⲏⲃⲉ.
Бәлки улар көтирәлмигидәк еғир жүкләрни бағлап адәмләрниң зиммисигә артип қойиду. Амма өзлири бу жүкләрни көтиришкә бирму бармиғини мидирлитишни хушяқмайду.
5 ⲉ̅ ϩⲱⲃ ⲇⲉ ⲛⲓⲙ ⲉⲧⲟⲩⲉⲓⲣⲉ ⲙⲙⲟⲟⲩ ϫⲉⲕⲁⲥ ⲉⲣⲉⲛⲣⲱⲙⲉ ⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ. ⲥⲉⲟⲩⲱϣⲥ ⲅⲁⲣ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲛⲉⲩⲫⲩⲗⲁⲕⲧⲏⲣⲓⲟⲛ. ⲁⲩⲱ ⲥⲉⲕⲱ ⲛⲛⲉⲩⲧⲱⲧⲉ ⲉⲛⲁⲁⲁⲩ.
Улар һәммә әмәллирини инсанларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду; чүнки улар «айәт қаплири»ни кәң қилип чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду;
6 ⲋ̅ ⲥⲉⲙⲉ ⲇⲉ ⲛⲙⲙⲁ ⲛⲛⲟϫⲟⲩ ⲛϣⲟⲣⲡ ϩⲣⲁⲓ ϩⲛⲛⲇⲓⲡⲛⲟⲛ ⲁⲩⲱ ⲙⲙⲁ ⲛⲉϩⲙⲟⲟⲥ ⲛϣⲟⲣⲡ ϩⲛⲛⲥⲩⲛⲁⲅⲱⲅⲏ.
улар зияпәтләрдә төрдә, синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа,
7 ⲍ̅ ⲙⲛⲛⲁⲥⲡⲁⲥⲙⲟⲥ ϩⲣⲁⲓ ϩⲛⲛⲁⲅⲟⲣⲁ. ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲣⲉⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲟⲟⲧⲟⲩ ⲛⲛⲣⲱⲙⲉ ϫⲉ ϩⲣⲁⲃⲃⲉⲓ.
базарларда кишиләрниң уларға болған [узун] саламлириға вә өзлирини «Устаз, устаз» дәп аташлириға амрақ келиду.
8 ⲏ̅ ⲛⲧⲱⲧⲛ ⲇⲉ ⲙⲡⲣⲧⲣⲉⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ϫⲉ ϩⲣⲁⲃⲃⲉⲓ. ⲟⲩⲁ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲉⲧⲛⲥⲁϩ. ⲛⲧⲱⲧⲛ ⲅⲁⲣ ⲧⲏⲣⲧⲛ ⲛⲧⲉⲧⲛϩⲛⲥⲛⲏⲩ.
Бирақ силәр болсаңлар «Устаз» дәп атилишни қобул қилмаңлар; чүнки силәрниң ялғуз бирла устазиңлар бар вә һәммиңлар қериндаштурсиләр.
9 ⲑ̅ ⲁⲩⲱ ⲙⲡⲣⲙⲟⲩⲧⲉ ⲛⲏⲧⲛ ⲉⲉⲓⲱⲧ ϩⲣⲁⲓ ϩⲓϫⲙⲡⲕⲁϩ. ⲟⲩⲁ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲉⲧⲛⲉⲓⲱⲧ ⲉⲧϩⲛⲙⲡⲏⲩⲉ.
Йәр йүзидә һеч қандақ кишини «Атам» демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар, йәни әрштә Турғучи бардур.
10 ⲓ̅ ⲟⲩⲇⲉ ⲙⲡⲣⲧⲣⲉⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ϫⲉ ⲛⲣⲉϥϯⲥⲃⲱ. ⲟⲩⲁ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲉⲧⲛⲣⲉϥϯⲥⲃⲱ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅.
Силәр «муәллим» дәп атилишниму қобул қилмаңлар, чүнки пәқәт бирла муәллим, йәни Мәсиһниң өзи бардур;
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲡⲛⲟϭ ⲇⲉ ⲛϩⲏⲧⲧⲏⲩⲧⲛ ⲉϥⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲇⲓⲁⲕⲟⲛⲟⲥ.
бәлки араңларда әң мәртивилик болған киши силәрниң хизмитиңларда болиду.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲡⲉⲧⲛⲁϫⲓⲥⲉ ⲇⲉ ⲙⲙⲟϥ ⲥⲉⲛⲁⲑⲃⲃⲓⲟϥ. ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲛⲁⲑⲃⲃⲓⲟϥ ⲥⲉⲛⲁϫⲁⲥⲧϥ.
Өзини жуқури тутмақчи болғини төвән қилиниду, өзини төвән тутқини жуқури қилиниду.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲇⲉ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛϣⲧⲁⲙ ⲛⲧⲙⲛⲧⲣⲣⲟ ⲛⲙⲡⲏⲩⲉ ⲙⲡⲉⲙⲧⲟ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲛⲉⲣⲱⲙⲉ. ⲛⲧⲱⲧⲛ ⲅⲁⲣ ⲛⲧⲉⲧⲛⲃⲏⲕ ⲁⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ. ⲟⲩⲇⲉ ⲛⲉⲧⲃⲏⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛⲧⲉⲧⲛⲕⲱ ⲙⲙⲟⲟⲩ ⲁⲛ ⲉⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ.
Бирақ һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр әрш падишалиғиниң ишигини инсанларға тақап келиватисиләр! Я өзүңлар кирмәйсиләр, я киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймайсиләр.
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр тул аялларниң мал-дуниясини йәватисиләр, шундақтиму башқилар алдида тәқвадар көрүнсәк дәп, узундин-узун дуа қилисиләр. Шуңа, силәр техиму еғир җазаға тартилисиләр.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛⲙⲟⲩϣⲧ ⲛⲧⲉⲑⲁⲗⲁⲥⲥⲁ ⲙⲛⲡⲉⲧϣⲟⲩⲱⲟⲩ ⲉⲣⲟⲩⲁ ⲙⲡⲣⲟⲥⲩⲗⲏⲧⲟⲥ. ⲁⲩⲱ ⲉϥϣⲁⲛⲉⲓⲣⲉ ϣⲁⲧⲉⲧⲛⲁⲁϥ ⲛϣⲏⲣⲉ ⲛⲧⲅⲉϩⲉⲛⲛⲁ ⲉϥⲕⲏⲃ ⲉⲣⲱⲧⲛ. (Geenna )
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр бирла адәмни етиқатиңларға киргүзүш үчүн, деңиз вә қуруқлуқни кезип чиқисиләр. Бирақ у киши киргүзүлгәндин кейин, силәр уни өзлириңлардин икки һәссә бәттәр болған дозақниң пәрзәнти қилип йетиштүрүп чиқисиләр. (Geenna )
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲃⲗⲗⲉ ⲛϫⲁⲩⲙⲟⲉⲓⲧ. ⲛⲉⲧϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲙⲡⲣⲡⲉ ⲟⲩⲗⲁⲁⲩ ⲡⲉ. ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲇⲉ ⲛⲧⲟϥ ⲙⲡⲛⲟⲩⲃ ⲙⲡⲣⲡⲉ ⲟⲩⲛⲟⲩⲟⲛ ⲉⲣⲟϥ.
Һалиңларға вай, әй қариғу йолбашчилар! Силәр: «Һәр қандақ киши ибадәтхана билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲛⲥⲟϭ ⲁⲩⲱ ⲛⲃⲗⲗⲉ. ⲛⲓⲙ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲛⲟϭ. ⲡⲛⲟⲩⲃ ⲡⲉ ϫⲛⲡⲣⲡⲉ ⲡⲉⲧⲧⲃⲃⲟ ⲙⲡⲛⲟⲩⲃ.
Әй ахмақлар, корлар! Алтун улуқму яки алтунни муқәддәс қилған ибадәтханиму?
18 ⲓ̅ⲏ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲙⲡⲉⲑⲩⲥⲓⲁⲥⲧⲏⲣⲓⲟⲛ ⲟⲩⲗⲁⲁⲩ ⲡⲉ. ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲇⲉ ⲛⲧⲟϥ ⲙⲡⲇⲱⲣⲟⲛ ⲉⲧϩⲓϫⲱϥ ⲟⲩⲛⲟⲩⲟⲛ ⲉⲣⲟϥ.
Силәр йәнә: «Һәр ким қурбангаһ билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ қурбангаһ үстидики һәдийәни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲛⲥⲟϭ ⲁⲩⲱ ⲛⲃⲗⲗⲉ. ⲁϣ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲛⲟϭ ⲡⲇⲱⲣⲟⲛ ⲡⲉ ϫⲛⲡⲉⲑⲩⲥⲓⲁⲥⲧⲏⲣⲓⲟⲛ ⲡⲉⲧⲧⲃⲃⲟ ⲙⲡⲇⲱⲣⲟⲛ.
Әй корлар! Һәдийә улуқму яки һәдийини муқәддәс қилған қурбангаһму?
20 ⲕ̅ ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ϭⲉ ⲙⲡⲉⲑⲩⲥⲓⲁⲥⲧⲏⲣⲓⲟⲛ ϥⲱⲣⲕ ⲙⲙⲟϥ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲟⲩⲏϩ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲱϥ
Шуңа, қурбангаһни тилға елип қәсәм қилғучи болса һәм қурбангаһ билән һәм униң үстидики барлиқ нәрсиләр билән қәсәм қилған болиду.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲙⲡⲣⲡⲉ ϥⲱⲣⲕ ⲙⲙⲟϥ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲟⲩⲏϩ ϩⲣⲁⲓ ⲛϩⲏⲧϥ.
Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғучиму һәм ибадәтханини, һәм «ибадәтханида Турғучи»ни тилға елип қәсәм қилған болиду.
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲛⲁⲱⲣⲕ ⲛⲧⲡⲉ ϥⲱⲣⲕ ⲙⲡⲉⲑⲣⲟⲛⲟⲥ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧϩⲙⲟⲟⲥ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲱϥ.
Әршни тилға елип қәсәм қилғучи Худаниң тәхти вә тәхттә олтарғучиниң нами билән қәсәм қилған болиду.
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛϯ ⲙⲡⲣⲉⲙⲏⲧ ⲙⲡϩⲁϭⲓⲛ ⲛⲥⲧⲟⲓ. ⲙⲛⲡⲉⲙⲓⲥⲉ ⲙⲛⲡⲧⲁⲡⲛ. ⲛⲉⲧϩⲟⲣϣ ⲇⲉ ϩⲙⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲁⲧⲉⲧⲛⲕⲁⲁⲩ ⲛⲥⲁⲧⲏⲩⲧⲛ ⲡϩⲁⲡ ⲙⲛⲡⲛⲁ ⲙⲛⲧⲡⲓⲥⲧⲓⲥ. ⲛⲁⲓ ⲇⲉ ⲛⲉϣϣⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ⲡⲉ ⲉⲁⲁⲩ. ⲁⲩⲱ ⲛⲕⲟⲟⲩⲉ ⲉⲧⲙⲕⲁⲁⲩ ⲛⲥⲁⲧⲏⲩⲧⲛ.
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зириләрниң ондин бир үлүшини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю, бирақ Тәврат қануниниң техиму вәзинлик тәрәплири болған адаләт, рәһимдиллик вә садиқлиқни етиварға һеч алмайсиләр. Авал мошу ишларни орундишиңлар керәк, андин шу ишларниму ада қилмай қоймаслиғиңлар керәк.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲛⲃⲗⲗⲉ ⲛϫⲁⲩⲙⲟⲉⲓⲧ ⲛⲉⲧⲑⲗⲟ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲧϣⲟⲗⲙⲉⲥ ⲉⲧⲱⲙⲕ ⲙⲡϭⲁⲙⲟⲩⲗ.
Әй қариғу йолбашчилар! Силәр [чинәңләрдики] пашини сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жутуветисиләр!
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛⲧⲃⲃⲟ ⲙⲡⲥⲁ ⲙⲃⲟⲗ ⲙⲡⲁⲡⲟⲧ ⲙⲛⲡⲡⲓⲛⲁⲝ. ⲡⲉⲩϩⲟⲩⲛ ⲇⲉ ⲙⲉϩ ⲛⲧⲱⲣⲡ ϩⲓⲁⲕⲁⲑⲁⲣⲥⲓⲁ.
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр чинә-қачиларниң тешинила жуюп пакизлиғиниңлар билән уларниң ичи һәртүрлүк һерислик вә ишрәтпәрәсликкә толған.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲡⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲡⲃⲗⲗⲉ ⲧⲃⲃⲟ ⲛϣⲟⲣⲡ ⲙⲡⲥⲁ ⲛϩⲟⲩⲛ ⲙⲡⲁⲡⲟⲧ ⲙⲛⲡⲡⲓⲛⲁⲝ. ϫⲉⲕⲁⲥ ⲉⲣⲉⲡⲉⲩⲕⲉⲥⲁ ⲙⲃⲟⲗ ϣⲱⲡⲉ ⲉϥⲧⲃⲃⲏⲩ.
Әй қариғу Пәрисий! Авал чинә-қачиниң ичини пакла, шундақта тешиму пак болиду!
27 ⲕ̅ⲍ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛⲟ ⲛⲑⲉ ⲛⲛⲉⲓⲧⲁⲫⲟⲥ ⲉⲧϫⲏϩ. ⲛⲁⲓ ⲉⲛⲉⲥⲱⲟⲩ ⲙⲉⲛ ϩⲙⲡⲉⲩⲥⲁ ⲙⲃⲟⲗ ⲉⲣⲉⲡⲉⲩⲥⲁ ⲛϩⲟⲩⲛ ⲙⲉϩ ⲛⲕⲁⲥ ⲛⲕⲱⲱⲥ ϩⲓⲁⲕⲁⲑⲁⲣⲥⲓⲁ ⲛⲓⲙ.
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр ақартип қоюлған, сирти чирайлиқ көрүнидиған лекин ичи өлүкләрниң устиханлири вә һәр хил напак нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр.
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲧⲁⲓ ϩⲱⲧⲧⲏⲩⲧⲛ ⲧⲉ ⲧⲉⲧⲛϩⲉ. ϩⲓⲃⲟⲗ ⲙⲉⲛ ⲧⲉⲧⲛⲟⲩⲟⲛϩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲛⲣⲱⲙⲉ ϩⲱⲥ ⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ ⲡⲉⲧⲛⲥⲁ ⲛϩⲟⲩⲛ ⲇⲉ ⲙⲉϩ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲥⲓⲥ ϩⲓⲁⲛⲟⲙⲓⲁ.
Шуниңдәк тешиңлардин инсанларниң алдида һәққаний адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә итаәтсизлик билән толған.
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲟⲩⲟⲓ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲙⲛⲛⲉⲫⲁⲣⲓⲥⲥⲁⲓⲟⲥ ⲛϩⲩⲡⲟⲕⲣⲓⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛⲕⲱⲧ ⲛⲛⲧⲁⲫⲟⲥ ⲛⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲁⲩⲱ ⲧⲉⲧⲛⲧⲥⲁⲛⲟ ⲛⲙϩⲁⲁⲩ ⲛⲛⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ.
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап келиватисиләр, һәққанийларниң мазарлирини безәп келиватисиләр
30 ⲗ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲛⲉⲛϣⲟⲟⲡ ⲛⲛⲉϩⲟⲟⲩ ⲛⲛⲉⲓⲟⲧⲉ ⲛⲉⲛⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲁⲛ ⲛⲙⲙⲁⲩ ⲡⲉ ⲛⲕⲟⲓⲛⲱⲛⲟⲥ ⲉⲡⲉⲥⲛⲟϥ ⲛⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ.
вә силәр: «Ата-бовилиримизниң заманида яшиған болсақ едуқ, уларниң пәйғәмбәрләрниң қенини төкүшлиригә шерик болмайттуқ» — дәйсиләр.
31 ⲗ̅ⲁ̅ ϩⲱⲥⲧⲉ ⲧⲉⲧⲛⲣⲙⲛⲧⲣⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ϫⲉ ⲛⲧⲉⲧⲛⲛϣⲏⲣⲉ ⲛⲛⲉⲛⲧⲁⲩϩⲱⲧⲃ ⲛⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ.
Шуңа силәр өз сөзүңлар билән өзүңларниң пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң әвлатлири екәнлигиңларға гувалиқ бәрдиңлар.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲛⲧⲱⲧⲛ ϩⲱⲧⲧⲏⲩⲧⲛ ⲁⲧⲉⲧⲛϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲙⲡϣⲓ ⲛⲛⲉⲧⲛⲉⲓⲟⲧⲉ.
Ундақта, ата-бовилириңлар башлиған қилмишлирини толуқлаңлар!
33 ⲗ̅ⲅ̅ ⲛϩⲟϥ ⲛϣⲏⲣⲉ ⲛⲛⲉϩⲃⲱ. ⲛⲁϣ ⲛϩⲉ ⲧⲉⲧⲛⲁⲣⲃⲟⲗ ⲉⲧⲉⲕⲣⲓⲥⲓⲥ ⲛⲧⲅⲉϩⲉⲛⲛⲁ. (Geenna )
Әй иланлар! Зәһәрлик иланларниң нәсиллири! Дозақ җазасидин қандақму қутулаларсиләр? (Geenna )
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ ⲉⲓⲥϩⲏⲏⲧⲉ ⲁⲛⲟⲕ ϯⲛⲁⲧⲛⲟⲟⲩ ϣⲁⲣⲱⲧⲛ ⲛϩⲉⲛⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲙⲛϩⲉⲛⲥⲟⲫⲟⲥ ⲙⲛϩⲉⲛⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ. ⲛⲧⲉⲧⲛⲙⲟⲩⲟⲩⲧ ⲉⲃⲟⲗ ⲛϩⲏⲧⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲛⲧⲉⲧⲛⲥxⲟ̅ⲩ̅ ⲁⲩⲱ ⲛⲧⲉⲧⲛⲙⲁⲥⲧⲓⲅⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛϩⲏⲧⲟⲩ ϩⲣⲁⲓ ϩⲛⲛⲉⲧⲛⲥⲩⲛⲁⲅⲱⲅⲏ ⲛⲧⲉⲧⲛⲡⲱⲧ ⲛⲥⲱⲟⲩ ϫⲓⲛⲉⲡⲟⲗⲓⲥ ⲉⲡⲟⲗⲓⲥ.
Шуңа мана, силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә алимларни әвәтип туримән. Силәр уларниң бәзилирини крестләп өлтүрисиләр, бәзилирини синагоглириңларда дәрригә басисиләр, шәһәрдин шәһәргә қоғлайсиләр.
35 ⲗ̅ⲉ̅ ϫⲉⲕⲁⲥ ⲉϥⲉⲉⲓ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲛⲧⲏⲩⲧⲛ ⲛϭⲓⲥⲛⲟϥ ⲛⲓⲙ ⲛⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ ⲉⲁⲩⲡⲁϩⲧϥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓϫⲙⲡⲕⲁϩ. ϫⲓⲛⲡⲉⲥⲛⲟϥ ⲛⲁⲃⲉⲗ ⲡⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥ ϣⲁⲉϩⲣⲁⲓ ⲉⲡⲉⲥⲛⲟϥ ⲛⲍⲁⲭⲁⲣⲓⲁⲥ ⲡϣⲏⲣⲉ ⲛⲃⲁⲣⲁⲭⲓⲁⲥ ⲡⲉⲛⲧⲁⲧⲉⲧⲛϩⲟⲧⲃⲉϥ ⲟⲩⲇⲉ ⲡⲣⲡⲉ ⲙⲛⲡⲉⲑⲩⲥⲓⲁⲥⲧⲏⲣⲓⲟⲛ.
Шундақ қилип, һәққаний Һабилниң қан қәрзидин тартип таки силәр ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурбангаһниң арилиғида өлтүргән Бәрәкияниң оғли Зәкәрияниң қан қәрзигичә, һәққанийларниң йәр йүзидә еқитилған барлиқ қан қәризлири бу дәвирниң бешиға чүшүрүлиду.
36 ⲗ̅ⲋ̅ ϩⲁⲙⲏⲛ ϯϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ ϫⲉ ⲛⲁⲓ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲛⲏⲩ ⲉϩⲣⲁⲓ ⲉϫⲛⲧⲉⲓⲅⲉⲛⲉⲁ.
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, шу қилмишларниң җазасиниң һәммиси мошу дәвирниң бешиға чүшиду.
37 ⲗ̅ⲍ̅ ⲑⲓⲗⲏⲙ. ⲑⲓⲗⲏⲙ ⲧⲉⲧϩⲱⲧⲃ ⲛⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲉⲧϩⲓⲱⲛⲉ ⲉⲛⲉⲛⲧⲁⲩⲧⲛⲟⲟⲩⲥⲟⲩ ϣⲁⲣⲟⲥ. ϩⲁϩ ⲛⲥⲟⲡ ⲁⲓⲟⲩⲱϣ ⲉⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛⲟⲩϣⲏⲣⲉ ⲛⲑⲉ ⲛⲟⲩϩⲁⲗⲏⲧ ⲛϣⲁϥⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛⲛⲉϥⲙⲁⲥ ϩⲁⲛⲉϥⲧⲏⲛϩ. ⲁⲩⲱ ⲙⲡⲉⲧⲛⲟⲩⲱϣ.
Әй Йерусалим, Йерусалим! Пәйғәмбәрләрни өлтүридиған, өзигә әвәтилгән әлчиләрни чалма-кесәк қилидиған шәһәр! Мекиян җүҗилирини қанат астиға жиққандәк пәрзәнтлириңни қанчә қетим қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар!
38 ⲗ̅ⲏ̅ ⲉⲓⲥϩⲏⲏⲧⲉ ⲡⲉⲧⲛⲏⲓ ⲕⲏ ⲛⲏⲧⲛ.
Мана, әнди өйүңлар силәргә харабә болуп қалиду!
39 ⲗ̅ⲑ̅ ϯϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ ϫⲉ ⲛⲛⲉⲧⲛⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲓ ϫⲓⲛⲧⲉⲛⲟⲩ ϣⲁⲛⲧⲉⲧⲛϫⲟⲟⲥ ϫⲉ ϥⲥⲙⲁⲙⲁⲁⲧ ⲛϭⲓⲡⲉⲧⲛⲏⲩ ϩⲙⲡⲣⲁⲛ ⲙⲡϫⲟⲉⲓⲥ.
Чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, силәр: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!» демигичә, силәр мени қайтидин һеч көрәлмәйсиләр.