< ⲖⲞⲨⲔⲞⲚ 24 >
1 ⲁ̅ ⲛ̅ⲥⲟⲩⲁ ⲇⲉ ⲙⲡⲥⲁⲃⲃⲁⲧⲟⲛ ⲉϩⲧⲟⲟⲩⲉ ⲛ̅ϣⲱⲣⲡ̅ ⲁⲩⲉ͡ⲓ ⲉⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ ⲉⲣⲉⲛ̅ϩⲏⲛⲉ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲧⲟⲩ ⲉⲛⲧⲁⲩⲥⲃ̅ⲧⲱⲧⲟⲩ ⲛⲙϩⲉⲛⲕⲟⲟⲩⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ. ⲛⲉⲩⲙⲉⲩⲉ ⲇⲉ ⲡⲉ ϩⲣⲁⲓ̈ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ϫⲉ ⲛⲓⲙ ⲁⲣⲁ ⲡⲉⲧⲛⲁⲥⲕⲟⲣⲕⲣ ⲛⲁⲛ ⲙ̅ⲡⲱⲛⲉ.
Әнди һәптиниң биринчи күнидә таң юрай дәп қалғанда, аяллар өзлири тәйярлиған әтирләрни елип, қәбиргә кәлди.
2 ⲃ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲉ͡ⲓ ⲇⲉ ⲁⲩϩⲉ ⲉⲡⲱⲛⲉ ⲉⲁⲩⲥⲕⲣⲕⲱⲣϥ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ.
Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди;
3 ⲅ̅ ⲁⲩⲃⲱⲕ ⲇⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲙ̅ⲡⲟⲩϩⲉ ⲉⲡⲥⲱⲙⲁ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅.
вә қәбиргә кирип қаривиди, Рәб Әйсаниң җәсити йоқ туратти.
4 ⲇ̅ ⲁⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ϩⲙ̅ⲡⲧⲣⲉⲩϣⲧⲟⲣⲧⲣ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ̈ ⲉⲓⲥⲣⲱⲙⲉ ⲥⲛⲁⲩ ⲁⲩⲉ͡ⲓ ⲉϫⲱⲟⲩ ϩⲛ̅ϩⲉⲛϩⲃⲥⲱ ⲉⲩⲣⲟⲩⲟⲓ̈ⲛ.
Вә шундақ болдики, улар буниңдин патипарақ болуп турғанда, мана, нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат уларниң йенида туюқсиз пәйда болди.
5 ⲉ̅ ⲛⲧⲉⲣⲟⲩⲣ̅ϩⲟⲧⲉ ⲇⲉ ⲁⲩⲡⲁϩⲧϫⲱⲟⲩ ⲉⲡⲉⲥⲏⲧ ⲉϫⲙⲡⲕⲁϩ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲁϩⲣⲱⲧⲛ̅ ⲧⲉⲧⲛ̅ϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲥⲁⲡⲉⲧⲟⲛϩ̅ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧʾ
Аяллар қаттиқ вәһимгә чүшүп, йүзлирини йәргә йеқишти. Икки зат уларға: — Немә үчүн тирик болғучини өлгәнләрниң арисидин издәйсиләр?
6 ⲋ̅ ⲛϥ̅ⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ ⲁⲛ ⲁⲗⲗⲁ ⲁϥⲧⲱⲟⲩⲛ ⲁⲣⲓⲡⲙⲉⲩⲉ ⲛ̅ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁϥϣⲁϫⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲏⲧⲛ̅ ϫⲓⲛⲉϥϩⲛ̅ⲧⲅⲁⲗⲓⲗⲁⲓⲁ
У бу йәрдә әмәс, бәлки у тирилди! У техи Галилийәдә турған вақтида, униң силәргә немини ейтқинини, йәни: «Инсаноғлиниң гунакар адәмләрниң қолиға тапшурулуп, крестлинип, үчинчи күни қайта тирилиши муқәррәрдур» дегәнлирини әсләп беқиңлар! — деди.
7 ⲍ̅ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ϩⲁⲡⲥ̅ ⲉⲧⲣⲉⲩⲡⲁⲣⲁⲇⲓⲇⲟⲩ ⲙ̅ⲡϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲉⲧⲟⲟⲧⲟⲩ ⲛϩⲉⲛⲣⲱⲙⲉ ⲣ̅ⲣⲉϥⲣ̅ⲛⲟⲃⲉ ⲛ̅ⲥⲉⲥxⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲛϥⲧⲱⲟⲩⲛ ϩⲙ̅ⲡⲙⲉϩϣⲟⲙⲛⲧ̅ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ.
8 ⲏ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲣ̅ⲡⲙⲉⲉⲩⲉ ⲛ̅ⲛⲉϥϣⲁϫⲉ
Вә улар униң [дәл] шундақ дегинини есигә елишти;
9 ⲑ̅ ⲁⲩⲕⲟⲧⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ̅ⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ ⲁⲩϫⲉⲛⲁⲓ̈ ⲉⲡⲙⲛ̅ⲧⲟⲩⲉ ⲛⲙ̅ⲡⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ ⲧⲏⲣϥ̅.
вә қәбирдин қайтип, бу ишларниң һәммисини он бирәйләнгә, шундақла қалған мухлисларниң һәммисигә йәткүзди.
10 ⲓ̅ ⲛⲉⲙⲁⲣⲓⲁ ⲇⲉ ⲧⲉ ⲧⲙⲁⲅⲇⲁⲗⲏⲛⲏ ⲛⲙ̅ⲓ̈ⲱϩⲁⲛⲛⲁ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲣⲓⲁ ⲧⲁⲓ̈ⲁⲕⲱⲃⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲡⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ ⲉⲧⲛⲙⲙⲁⲩ. ⲛⲉⲩϫⲱ ⲇⲉ ⲛ̅ⲛⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲉⲛⲁⲡⲟⲥⲧⲟⲗⲟⲥ
Расулларға бу ишларни йәткүзгүчиләр болса Магдаллиқ Мәрйәм, Йоанна вә Яқупниң аниси Мәрйәм һәмдә улар билән биллә болған башқа аяллар еди.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲁⲩⲣ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲛⲓϩⲱⲃ ⲛ̅ⲥⲱⲃⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲩⲙ̅ⲧⲟ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϭⲓⲛⲉⲓ̈ϣⲁϫⲉ ⲁⲩⲱ ⲙ̅ⲡⲟⲩⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ⲛⲁⲩ.
Лекин [аялларниң бу ейтқанлири] уларға әпсанидәк билинди, улар уларниң сөзлиригә ишәнмиди.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲁⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ⲇⲉ ⲧⲱⲟⲩⲛ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲉⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ ⲁϥϭⲱϣⲧ̅ʾ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲁϥⲛⲁⲩ ⲉⲛⲉϩⲃⲱⲱⲥ ⲛ̅ⲥⲁⲟⲩ(ⲥ)ⲁ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲇⲉ ⲉϥⲣ̅ⲙⲟⲓ̈ϩⲉ ϩⲣⲁⲓ̈ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅ ⲙ̅ⲡⲉⲛⲧⲁϥϣⲱⲡⲉ.
Бирақ Петрус орнидин туруп, қәбиргә жүгүрүп барди. У еңишип қәбир ичигә қаривиди, ялғуз канап кепәнликниң тилим-тилим парчилирини көрүп, йүз бәргән ишларға тәәҗҗүплинип өйгә қайтип кәтти.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲁⲩⲱ ⲉⲓⲥⲣⲱⲙⲉ ⲥⲛⲁⲩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲉⲩⲙⲟⲟϣⲉ ⲉⲩϯⲙⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ϩⲟⲟⲩ ⲛⲟⲩⲱⲧʾ ⲉϥⲟⲩⲏⲟⲩ ⲛ̅ⲑⲓⲉⲣⲟⲩⲥⲁⲗⲏⲙ ⲛ̅ⲥⲉⲛ̅ⲥⲧⲁⲇⲓⲟⲛ ⲉⲡⲉϥⲣⲁⲛ ⲡⲉ ⲉⲙⲙⲁⲟⲩⲥ.
Вә мана, шу күндә улардин иккилән Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән кәнткә кетип баратти.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲛⲉⲩϣⲁϫⲉ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲩⲉⲣⲏⲟⲩ ⲉⲧⲃⲉⲛⲁⲓ̈ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲛⲧⲁⲩϣⲱⲡⲉ.
Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲁⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ϩⲙⲡⲧⲣⲉⲩϣⲁϫⲉ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲥⲉⲥⲩⲛⲍⲏⲧⲓ ⲁⲓ̅ⲥ̅ ϩⲱⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲁϥⲙⲟⲟϣⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ.
Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди;
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲛⲉⲩⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲇⲉ ⲛⲛⲉⲩⲃⲁⲗ ⲉⲧⲙ̅ⲥⲟⲩⲱⲛϥ.
лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲟⲩ ⲛⲉ ⲛⲉⲓ̈ϣⲁϫⲉ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲧⲛⲉⲣⲏⲟⲩ ⲉⲧⲉⲧⲛⲙⲟⲟϣⲉ. ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲁϩⲉⲣⲁⲧⲟⲩ ⲉⲩⲟⲕⲙ̅.
У улардин: — Кетиветип немә ишлар тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр? — дәп сориди. Улар қайғулуқ қияпәттә тохтап,
18 ⲓ̅ⲏ̅ ⲁⲟⲩⲁ ⲇⲉ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲟⲩⲱϣⲃ̅ ⲉⲡⲉϥⲣⲁⲛ (ⲡⲉ) ⲕⲗⲉⲟⲡⲁⲥ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁϥ ϫⲉ. ⲛ̅ⲧⲟⲕ ⲙⲁⲩⲁⲁⲕ ⲉⲕⲟ ⲛ̅ϣⲙ̅ⲙⲟ ⲉⲑⲓⲉⲣⲟⲩⲥⲁⲗⲏⲙ ⲁⲩⲱ ⲙⲡⲕ̅ⲓ̈ⲙⲉ ⲉⲛⲉⲛⲧⲁⲩϣⲱⲡⲉ ⲛϩⲏⲧⲥ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲓ̈ϩⲟⲟⲩ.
улардин Клийопас исимлиқ бири җавап берип: — Йерусалимда турупму, мошу күнләрдә шу йәрдә йүз бәргән вақиәләрдин бирдин-бир хәвәр тапмиған мусапир сән охшимамсән?! — деди.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲁϣ ⲛⲉ. ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲛⲁϥ ϫⲉ ⲉⲧⲃⲉⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲛⲁⲍⲱⲣⲁⲓⲟⲥ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲛⲧⲁϥϣⲱⲡⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲙ̅ⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲛ̅ⲇⲩⲛⲁⲧⲟⲥ ϩⲙ̅ⲫⲱⲃ ⲛⲙⲡϣⲁϫⲉ (ⲙⲡⲉⲙⲧⲟ ⲉⲃⲟⲗ) ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲛⲙ̅ⲡⲗⲁⲟⲥ ⲧⲏⲣϥ̅
Вә у улардин: — Немә вақиәләр болди? — дәп сориди. «Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп,
20 ⲕ̅ ⲉⲁⲩⲡⲁⲣⲁⲇⲓⲇⲟⲩ ⲙⲙⲟϥ ⲛ̅ϭⲓⲛⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲛⲙ̅ⲛ̅ⲛⲁⲣⲭⲱⲛ ⲉⲩϩⲁⲡ ⲛ̅ⲧⲉⲡⲙⲟⲩ ⲁⲩⲥxⲟⲩ ⲙⲙⲟϥ.
баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲁⲛⲟⲛ ⲇⲉ ⲉⲛϩⲉⲗⲡⲓⲍⲉ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲡⲉⲧⲛⲁⲥⲱⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲓⲥⲣⲁⲏⲗ ⲁⲗⲗⲁ ⲃ̅ⲃⲗ̅ⲗⲛ̅ⲛⲁⲓ̈ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲡⲙⲉϩϣⲟⲙⲛ̅ⲧ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ ⲡⲟⲟⲩ ϫⲓⲛⲧⲁⲛⲁⲓ̈ ϣⲱⲡⲉ.
Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ. Лекин ишлар шундақ болди, һазир бу вақиәләр йүз бәргинигә үчинчи күн болди;
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲁϩⲉⲛⲕⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲇⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲛ̅ ⲡⲉϣⲥ̅ⲡⲉⲛϩⲏⲧʾ ⲉⲁⲩⲃⲱⲕ ⲉϩⲧⲟⲟⲩⲉ ⲉⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ
йәнә келип, аримиздики бир нәччә аял һәм бизни һаң-таң қалдурувәтти. Чүнки улар бүгүн таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән,
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲙ̅ⲡⲟⲩϩⲉ ⲉⲡⲉϥⲥⲱⲙⲁ ⲁⲩⲉ͡ⲓ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲁⲛⲛⲁⲩ ⲉⲩⲟⲡⲧⲁⲥⲓⲁ ⲛ̅ⲁⲅⲅⲉⲗⲟⲥ ⲛⲁⲓ̈ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲁϥⲧⲱⲟⲩⲛ
униң җәситини тапалмай қайтип келип: «Бизгә бир нәччә пәриштә ғайипанә көрүнүштә аян болуп, «У тирик!» деди» дәп ейтипту.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲁⲩⲱ ⲁϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛⲙ̅ⲙⲁⲛ ⲃⲱⲕ ⲉⲡⲉⲙϩⲁⲟⲩ ⲁⲩϩⲉ ⲉⲣⲟϥ ϩⲓⲛⲁⲓ̈ ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲛⲉϩⲓⲟⲙⲉ ϫⲟⲟⲥ. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲙ̅ⲡⲟⲩⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟϥ
Буниң билән аримиздин бир нәччәйлән қәбиргә берип, әһвалниң дәл аялларниң ейтқинидәк екәнлигини байқапту. Лекин уни уларму көрмәпту».
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲱ̑ ⲛⲁⲛⲟⲏⲧⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲟⲥⲕ̅ ϩⲙ̅ⲡⲉⲩϩⲏⲧʾ ⲉⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ⲉϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲉⲛⲧⲁⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ϫⲟⲟⲩ
Әйса уларға: — Әй наданлар, пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириниң һәммисигә ишинишкә қәлби галлар!
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲙⲏ ϩⲁⲡⲥ̅ ⲁⲛ ⲉⲧⲣⲉⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ϣⲉⲡⲛⲁⲓ̈ ⲁⲩⲱ ⲛϥ̅ⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉϥⲉⲟⲟⲩ.
Мәсиһниң өзигә хас шан-шәривигә кириштин бурун, мошу җапа-мушәққәтләрни бешидин өткүзүши муқәррәр әмәсмиди? — деди.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ⲁϥⲁⲣⲭⲓ ⲇⲉ ϫⲓⲛⲙⲱⲩ̈ⲥⲏⲥ ⲛⲙⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲃⲱⲗ ⲉⲣⲟⲟⲩ ϩⲛⲛⲉⲅⲣⲁⲫⲏ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲧⲃⲏⲏⲧϥ̅.
Андин пүтүн Тәврат-Зәбурдин, Муса вә башқа барлиқ пәйғәмбәрләрниң язмилиридин башлап у өзи һәққидә алдин пүтүлгәнлирини уларға шәрһ берип чүшәндүрди.
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲃⲱⲕ (ⲉ)ϩⲟⲩⲛ ⲉⲡϯⲙⲉ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲃⲱⲕ ⲉⲣⲟϥ. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲁϥϩⲓⲧⲟⲟⲧϥ̅ ⲉⲟⲩⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲉϥⲙⲟⲟϣⲉ.
Улар баридиған кәнткә йеқинлашқанда, у жирақрақ бир йәргә баридиғандәк туратти.
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲁⲩⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ϭⲱ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲛ ϫⲉ ⲡⲛⲁⲩ ⲣⲣⲟⲩϩⲉ ⲡⲉ ⲁⲩⲱ ⲁⲡⲉϩⲟⲟⲩ ⲣⲓⲕⲉ. ⲁϥⲃⲱⲕ ⲇⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲁϥϭⲱ ⲛⲙⲙⲁⲩ.
Лекин улар уни тутувелип: — Кәч кирип қалди, һелила күн олтириду. Биз билән биллә қонуп қалғин, — дәп өтүнди. Шуниң билән у улар билән қонғили өйгә кирди.
30 ⲗ̅ ⲁⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ϩⲙ̅ⲡⲧⲣⲉϥⲛⲟϫϥ̅ ⲛⲙⲙⲁⲩ ⲁϥϫⲓ ⲛⲟⲩⲟⲓ̈ⲕ ⲁϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ. ⲁϥⲡⲟϣϥ̅ ⲁϥⲧⲁⲁϥ ⲛⲁⲩ.
Вә шундақ болдики, у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти.
31 ⲗ̅ⲁ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲛⲉⲩⲃⲁⲗ ⲟⲩⲱⲛ ⲁⲩⲥⲟⲩⲱⲛϥ̅. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲁϥϩⲟⲡϥ̅ ⲉⲣⲟⲟⲩ.
Уларниң көзлири шуан ечилип, уни тонуди; шуниң билән у уларниң алдидин ғайип болди.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲇⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲩⲉⲣⲏⲩ ϫⲉ. ⲉⲓ̈ⲉ (ⲛ)ⲉⲣⲉⲡⲉⲛϩⲏⲧʾ ϩⲟⲃⲥ̅ ⲉⲣⲟⲛ ⲁⲛ ⲡⲉ ⲛ̅ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁϥϣⲁϫⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲛ ϩⲓⲧⲉϩⲓⲏ ⲉϥⲃⲱⲗ ⲉⲣⲟⲛ ⲛ̅ⲛⲉⲅⲣⲁⲫⲏ
Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, бизгә муқәддәс язмиларға шәрһ бәргәндә, жүрәк-бағримиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
33 ⲗ̅ⲅ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲧⲱⲟⲩⲛ ⲉⲩⲗⲩⲡⲓ. ϩⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲁⲩⲕⲟⲧⲟⲩ ⲉⲑⲓⲉⲣⲟⲩⲥⲁⲗⲏⲙ. ⲁⲩϩⲉ ⲉⲡⲙⲛ̅ⲧⲟⲩⲉ ⲉⲩⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛⲙⲛⲉⲧⲛⲙⲙⲁⲩ
Вә улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди. Улар иккиси он бирәйлән билән уларниң һәмраһлириниң бир йәргә жиғилип турғининиң үстигила чүшти, улар: «Рәб растин тирилипту. У Симонға көрүнүпту!» дейишивататти.
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲉⲩϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ. ⲟⲛⲧⲱⲥ ⲁⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲧⲱⲟⲩⲛ ⲁⲩⲱ ⲁϥⲟⲩⲱⲛϩ ⲉⲥⲓⲙⲱⲛ
35 ⲗ̅ⲉ̅ ⲁⲩϫⲱ ϩⲱⲟⲩ ⲛⲛⲉⲧⲁⲩϣⲱⲡⲉ ϩⲓⲧⲉϩⲓⲏ. ⲁⲩⲱ ⲛⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁϥⲟⲩⲱⲛϩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ϩⲙⲡⲡⲱϣ ⲙ̅ⲡⲟⲓ̈ⲕ.
Шуниң билән улар иккиләнму йолда йүз бәргән ишларни вә у нанни уштуватқанда униң өзлиригә қандақ тонулғинини көпчиликкә сөзләп бәрди.
36 ⲗ̅ⲋ̅ ⲉⲩϫⲱ ⲇⲉ ⲛⲛⲁⲓ̈ ⲁϥⲁϩⲉⲣⲁⲧϥ ϩⲛ̅ⲧⲉⲩⲙⲏⲧⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ϯⲣⲏⲛⲏ ⲛⲏⲧⲛ̅
Вә улар бу ишлар үстидә сөзлишиватқанда, [Әйса] өзи тосаттин уларниң оттурисида пәйда болуп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
37 ⲗ̅ⲍ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩϣⲧⲟⲣⲧⲣ̅ ⲇⲉ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲣ̅ϩⲟⲧⲉ ⲉⲩⲙⲉⲩⲉ ϫⲉ ⲛⲉⲩⲛⲁⲩ ⲉⲩⲡⲛ̅ⲁ.
Улар бирәр роһни учраттуқму немә, дәп хиял қилип, алақзадә болушуп вәһимигә чүшти.
38 ⲗ̅ⲏ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲁϩⲣⲱⲧⲛ̅ ⲧⲉⲧⲛ̅ϣⲧⲣ̅ⲧⲱⲣ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲃⲉⲟⲩ ⲟⲩⲛϩⲉⲛⲙⲉⲩⲉ ⲁⲗⲉ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲛ̅ⲡⲉⲧⲛ̅ϩⲏⲧʾ
У уларға: — Немигә шунчә алақзадә болуп кәттиңлар? Немишкә қәлбиңларда шәк-гуман чиқип туриду?
39 ⲗ̅ⲑ̅ ⲁⲛⲁⲩ ⲉⲛⲁϭⲓϫ ⲛⲙⲛⲁⲩⲉⲣⲏⲧⲉ ϫⲉ ⲁⲛⲟⲕ ⲡⲉ. ϭⲟⲙϭⲙ ⲉⲣⲟⲓ̈ ⲛⲧⲉⲧⲛ̅ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲙⲙⲛⲧⲉⲡⲛ̅ⲁ ⲕⲁⲥ ϩⲓⲥⲁⲣⲝ̅ ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲓ̈ ⲉⲩⲛⲟⲩⲟⲛ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈.
Қоллиримға вә путлиримға қарап беқиңлар! Мениң өзүм екәнлигимни билиңлар! Мени тутуп көрүңлар, роһниң әт билән сүйиги йоқ, лекин мәндә барлиғини көрисиләр, — деди.
40 ⲙ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϥϫⲉⲡⲁⲓ̈ ⲁⲩⲧⲟⲩⲟⲟⲩ ⲉⲛⲉϥϭⲓϫ ⲛⲙ̅ⲛⲉϥⲟⲩⲉⲣⲏⲧⲉ.
Вә шундақ дегәч уларға пут-қолини көрсәтти.
41 ⲙ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲓ ⲇⲉ ⲉⲩⲁⲡⲓⲥⲧⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲙ̅ⲡⲣⲁϣⲉ. ⲁⲩⲱ ⲉⲩⲣ̅ϣⲡⲏⲣⲉ. ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲟⲩⲛⲧⲏⲧⲛ̅ⲗⲁⲁⲩ ⲛ̅ϭⲓⲛⲟⲩⲱⲙ ⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ.
Улар хушлуқтин [көзлиригә] ишәнгүси кәлмәй һәйрануһәс турғинида у улардин: — Силәрниң бу йәрдә йегидәк нәрсәңлар барму? — дәп сориди.
42 ⲙ̅ⲃ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲩϯ ⲛⲁϥ ⲛ̅ⲟⲩϣⲁⲁⲧⲉ ⲛ̅ⲧⲃⲧ̅ ⲉⲥϭⲏϭ.
Улар бир парчә белиқ кавиви вә бир парчә һәсәл көнигини униңға сунувиди,
43 ⲙ̅ⲅ̅ ⲁϥϫⲓⲧⲥ̅ ⲁϥⲟⲩⲟⲙⲥ̅ ⲙ̅ⲡⲉⲩⲙ̅ⲧⲟ ⲉⲃⲟⲗ.
у елип уларниң алдида йеди.
44 ⲙ̅ⲇ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲛⲁⲓ̈ ⲛⲉ ⲛⲁϣⲁϫⲉ ⲉⲛⲧⲁⲓ̈ϫⲟⲟⲩ ⲛⲏⲧⲛ̅ ϫⲓⲛⲉⲓ̈ϣⲟⲟⲡ ⲛⲙ̅ⲙⲏⲧⲛ̅ ϫⲉ ϩⲁⲡⲥ̅ ⲉⲧⲣⲉⲩϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϭⲓⲛⲉⲧⲥⲏϩ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϩⲙ̅ⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲙ̅ⲙⲱⲩ̈ⲥⲏⲥ ⲛⲙⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲯⲁⲗⲙⲟⲥ ⲉⲧⲃⲏⲏⲧʾ
Андин у уларға: — Мана бу мән силәр билән болған вақтимда силәргә ейтқан: «Муса хатирилигән Тәврат қануни, пәйғәмбәрләрниң язмилири вә Зәбурда мениң тоғрамда пүтүлгәнниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулмай қалмайду» дегән сөзлирим әмәсму? — деди.
45 ⲙ̅ⲉ̅ ⲧⲟⲧⲉ ⲁϥⲟⲩⲱⲛ ⲙⲡⲉⲩϩⲏⲧʾ ⲉⲧⲣⲉⲩⲥⲟⲩⲱⲛϥ̅ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲣⲉⲩⲓ̈ⲙⲉ ⲉⲛⲉⲅⲣⲁⲫⲏ.
Шуниң билән у муқәддәс язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһинлирини ачти
46 ⲙ̅ⲋ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲉⲧⲥⲏϩ ⲉⲧⲣⲉⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲁⲁⲥ ⲁⲩⲱ ⲛϥ̅ⲧⲱⲟⲩⲛ ϩⲙ̅ⲡⲙⲉϩϣⲟⲙⲛⲧ̅ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ
вә уларға мундақ деди: — [Муқәддәс язмиларда] шундақ алдин пүтүлгәнки вә шу иш Мәсиһниң өзигә тоғра кәлдики, у азап чекип, үчинчи күнидә өлгәнләр арисидин тирилиду,
47 ⲙ̅ⲍ̅ ⲛ̅ⲥⲉⲧⲁϣⲉⲟⲓ̈ϣ ⲛ̅ⲟⲩⲙⲉⲧⲁⲛⲟⲓⲁ ⲙ̅ⲡⲉϥⲣⲁⲛ ⲉⲩⲕⲁⲛⲟⲃⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲛ̅ϩⲉⲑⲛⲟⲥ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲁⲣⲭⲓ ϫⲓⲛⲑⲓⲉⲣⲟⲩⲥⲁⲗⲏⲙ.
андин униң нами билән «Товва қилиңлар, гуналарниң кәчүрүмигә муйәссәр болуңлар» дегән хәвәр Йерусалимдин башлап барлиқ әлләргә җакалиниду.
48 ⲙ̅ⲏ̅ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲛⲉⲧⲟ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧⲣⲉ ⲛⲁⲓ̈
Силәр әнди бу ишларға гувачидурсиләр.
49 ⲙ̅ⲑ̅ ⲁⲛⲟⲕ ϩⲱ ϯⲛⲁⲧⲛ̅ⲛⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡⲉⲣⲏⲧʾ ⲙ̅ⲡⲓⲱⲧ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱⲧⲛ̅. ⲛ̅(ⲧⲱ)ⲧⲛ̅ ⲇⲉ ϩⲙⲟⲟⲥ ϩⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ⲡⲟⲗⲓⲥ ϣⲁⲛⲧⲉⲧⲛ̅ϯ ϩⲓⲱⲧʾⲧⲏⲟⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲟⲩϭⲟⲙ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛⲧⲡⲉ.
Вә мана, мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән. Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар».
50 ⲛ̅ ⲁϥⲛ̅ⲧⲟⲩ ⲇⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϣⲁⲃⲏⲑⲁⲛⲓⲁ. ⲁϥϥⲓⲛⲉϥϭⲓϫ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲁϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ.
Вә у уларни Бәйт-Ания йезисиғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларни бәрикәтлиди.
51 ⲛ̅ⲁ̅ ⲁⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ϩⲙ̅ⲡⲧⲣⲉϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲁϥⲟⲩⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲧⲡⲉ.
Вә шундақ болдики, уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди.
52 ⲛ̅ⲃ̅ ⲁⲩⲟⲩⲱϣⲧ̅ ϩⲱⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲩⲕⲟⲧⲟⲩ ⲉⲑⲓⲉⲣⲟⲩⲥⲁⲗⲏⲙ ϩⲛ̅ⲟⲩⲛⲟϭ ⲣ̅ⲣⲁϣⲉ
Улар униңға сәҗдә қилишти вә зор хошал-хурамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,
53 ⲛ̅ⲅ̅ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲩϣⲟⲟⲡ ⲡⲉ ϩⲙ̅ⲡⲉⲣⲡⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲓ̈ϣ ⲛⲓⲙ ⲉⲩⲥⲙⲟⲩ ⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ· ⲡⲉⲩⲁⲅⲅⲉⲗⲓⲟⲛ ⲛⲕⲁⲧⲁⲗⲟⲩⲕⲁⲥ
һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди.