< ⲖⲞⲨⲔⲞⲚ 22 >

1 ⲁ̅ ⲁϥϩⲱⲛ ⲇⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛ̅ϭⲓⲡϣⲁ ⲛ̅ⲁⲑⲁⲃ ⲡⲉⲧⲉϣⲁⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟϥ ϫⲉ ⲡ̅ⲡⲁⲥⲭⲁ.
Әнди петир нан һейти («өтүп кетиш һейти» дәпму атилиду) йеқинлишип қалған еди.
2 ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ϭⲓⲛⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲛⲙⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲛ̅ⲥⲁⲑⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲕⲟϥ. ⲛⲉⲩⲣ̅ϩⲟⲧⲉ ⲅⲁⲣ ϩⲏⲧϥ̅ ⲙ̅ⲡⲗⲁⲟⲥ.
Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни өлүмгә мәһкүм қилишқа амал издәп жүрәтти; чүнки улар хәлиқтин қорқатти.
3 ⲅ̅ ⲁⲡⲥⲁⲧⲁⲛⲁⲥ ⲇⲉ ⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲥ ⲡⲉⲧⲉϣⲁⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟϥ ϫⲉ ⲡⲓⲥⲕⲁⲣⲓⲱⲧⲏⲥ ⲉⲩⲁ ⲉⲃⲟⲗ ⲡⲉ ϩⲛⲧⲏⲡⲉ ⲡⲉ ⲙⲡⲙⲛ̅ⲧⲥⲛⲟⲟⲩⲥ
Шу пәйттә он иккиләндин бири болған, Ишқарийот дәп аталған Йәһуданиң көңлигә Шәйтан кирди.
4 ⲇ̅ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲇⲉ ⲁϥϫⲱ ⲛ̅ⲛⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲥⲧⲣⲁⲧⲏⲅⲟⲥ ⲛ̅ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲁⲇⲓⲇⲟⲩ ⲙⲙⲟϥ ⲛⲁⲩ
У берип баш каһинлар вә ибадәтхана пасибан бәглири билән Әйсани қандақ қилип уларға тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.
5 ⲉ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲣⲁϣⲉ ⲁⲩⲥⲙⲛ̅ⲧⲥ̅ ⲛⲙ̅ⲙⲁϥ ⲉϯ ⲛⲁϥ ⲛ̅ϩⲉⲛϩⲟⲙⲛⲧ̅ʾ
Улар интайин хуш болуп, Йәһудаға пул беришкә келишти.
6 ⲋ̅ ⲁϥⲉⲝⲟⲙⲟⲗⲟⲅⲓ. ⲁϥϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲥⲁⲟⲩⲟⲓ̈ϣ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲁⲇⲓⲇⲟⲩ ⲙⲙⲟϥ ⲛⲁⲩ ⲁϫⲛ̅ⲙⲏⲏϣⲉ·
Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти.
7 ⲍ̅ ⲁⲡⲉϩⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲛ̅ⲁⲑⲁⲃ ϩⲱⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲧⲏⲡ ⲉϣⲉⲧⲡ̅ⲡⲁⲥⲭⲁ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅.
Әнди петир нан һейтиниң [биринчи] күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ [қоза] союлатти.
8 ⲏ̅ ⲁϥϫⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲙⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ⲛⲙ̅ⲓ̈ⲱϩⲁⲛⲛⲏⲥ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲃⲱⲕ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛⲥⲟⲃⲧⲉ ⲛⲁⲛ ⲙ̅ⲡⲡⲁⲥⲭⲁ ϫⲉ ⲉⲛⲉⲟⲩⲟⲙϥ̅.
Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Берип бизгә өтүп кетиш һейтиниң [қозисини] биргә йегили тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
9 ⲑ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲛⲁϥ ϫⲉ. ⲉⲕⲟⲩⲉϣⲧⲣⲉⲛⲥⲟⲃⲧⲉ ⲛⲁⲕ ⲧⲱⲛ.
— Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар.
10 ⲓ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲉⲓⲥϩⲏⲏⲧⲉ ⲉⲧⲉⲧⲛϣⲁⲛⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲧⲉⲓ̈ⲡⲟⲗⲓⲥ ⲟⲩⲛ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲛⲁⲧⲱⲙⲛⲧ̅ ⲉⲣⲱⲧⲛ̅ ⲉⲣⲉⲟⲩϣⲟϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ϩⲓϫⲱϥ ⲟⲩⲁϩⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲥⲱϥ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲏⲓ̈ ⲉⲧϥⲛⲁⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲟϥ
У уларға мундақ деди: — Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲛⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲟⲟⲥ ⲙⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲏⲓ̈. ϫⲉ ⲡⲥⲁϩ ⲡⲉⲧϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲁⲕ ϫⲉ ⲉⲣⲉⲡⲁⲙⲁ ⲛϭⲟⲓ̈ⲗⲉ ⲧⲱⲛ ⲡⲙⲁ ⲉϯⲛⲁⲟⲩⲱⲙ ⲙ̅ⲡ̅ⲡⲁⲥⲭⲁ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅ ⲛⲙⲛⲁⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ
Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛⲁⲧⲥⲁⲃⲱⲧⲛ̅ ⲉⲩⲛⲟϭ ⲙ̅ⲙⲁ ⲛ̅ⲧⲡⲉ ⲉϥⲡⲟⲣϣ̅ ⲥⲃ̅ⲧⲱⲧϥ̅ ⲛⲁⲓ̈ ⲙ̅ⲡⲙⲁ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ.
У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲁⲩⲃⲱⲕ ⲇⲉ ⲁⲩϩⲉ ⲉⲣⲟϥ ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁϥϫⲟⲟⲥ ⲛⲁⲩ ⲁⲩⲥⲟⲃⲧⲉ ⲙⲡⲡⲁⲥⲭⲁ
Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲁⲩⲱ ⲛⲧⲉⲣⲉⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ϣⲱⲡⲉ ⲁϥⲛⲟϫϥ̅ ⲛⲙⲡⲙⲛ̅ⲧⲥⲛⲟⲟⲩⲥ
Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ϩⲛⲟⲩⲉⲡⲓⲑⲩⲙⲓⲁ ⲁⲓ̈ⲉⲡⲓⲑⲩⲙⲓ ⲉⲩⲱⲙ ⲙⲡⲉⲓ̈ⲡⲁⲥⲭⲁ ϣⲛⲙ̅ⲉⲙⲡⲁϯⲙⲟⲩ.
Андин у уларға: — Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ϯϫⲱ ⲅⲁⲣ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ̅ ϫⲉ ⲛ̅ⲛⲁⲟⲩⲟⲙϥ̅ ϣⲁⲛⲧϥ̅ϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲧⲙⲛ̅ⲧⲉⲣⲟ ⲙⲡʾⲛⲟⲩⲧⲉ.
Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң [әһмийити] Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲁϥϫⲓ ⲇⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲁⲡⲟⲧʾ ⲁϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ϫⲓⲡⲁⲓ̈ ⲛⲧⲉⲧⲛ̅ⲡⲟϣϥ̅ ⲉϫⲱⲧⲛ̅.
Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға: — Буни елип араңларда тәқсим қилип [ичиңлар].
18 ⲓ̅ⲏ̅ ϯϫⲱ ⲅⲁⲣ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ̅ ϫⲉ ⲛ̅ⲛⲁⲥⲱ ϫⲓⲛⲧⲉⲛⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ⲅⲉⲛⲏⲙⲁ ⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ⲃⲱ ⲛⲉⲗⲟⲟⲗⲉ ϣⲁⲛⲧⲉⲧⲙⲛ̅ⲧⲉⲣⲟ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉ͡ⲓ.
Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишалиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲁⲩⲱ ⲁϥϫⲓ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲓ̈ⲕ ⲁϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲁϥⲡⲟϣϥ̅ ⲁϥⲧⲁⲁϥ ⲛⲁⲩ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲡⲁⲥⲱⲙⲁ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲧⲁⲁϥ ϩⲁⲣⲱⲧⲛ̅. ⲁⲣⲓⲡⲁⲓ̈ ⲉⲡⲁⲣ̅ⲡⲙⲉⲩⲉ.
Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.
20 ⲕ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲁⲡⲟⲧʾ ⲟⲛ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲛⲥⲁⲧⲣⲉⲩⲟⲩⲱⲙ ⲉϥϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲉⲓ̈ⲁⲡⲟⲧʾ ⲧⲉ ⲧⲇⲓⲁⲑⲏⲕⲏ ⲃ̅ⲃⲣⲣⲉ ⲡⲉ ϩⲙ̅ⲡⲁⲥⲛⲟϥ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲡⲁϩⲧϥ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲁⲣⲱⲧⲛ̅.
У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲡⲗⲏⲛ ⲉⲓⲥⲧϭⲓϫ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲛⲁⲡⲁⲣⲁⲇⲓⲇⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ϩⲓⲧⲉⲧⲣⲁⲡⲉⲍⲁ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲓ̈.
Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур.
22 ⲕ̅ⲃ̅ ϫⲉ ⲡϣⲏⲣⲉ ⲙⲉⲛ ⲙⲡⲣⲱⲙⲉ ⲛⲁⲃⲱⲕ ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲉⲧⲥⲏϩ ⲛⲁϥ. ⲡⲗⲏⲛ ⲟⲩⲟⲓ̈ ⲙ̅ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲉⲧⲙⲙⲁⲩ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲧⲁⲁϥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲟⲟⲧϥ̅.
Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк [аләмдин] кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲩⲁⲣⲭⲓ ⲛ̅ⲥⲩⲛⲍⲏⲧⲓ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲩⲉⲣⲏⲩ ϫⲉ ⲛⲓⲙ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲡⲉⲧⲛⲁⲣⲡⲁⲓ̈.
Андин мухлислар бир-биридин: — Аримизда зади ким мошундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲁϥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ϭⲓⲟⲩϯⲧⲱⲛ ⲛϩⲏⲧⲟⲩ ϫⲉ ⲛⲓⲙ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲡⲉ ⲡⲛⲟϭ
Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди.
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲛⲉⲣⲣⲱⲟⲩ ⲛⲛϩⲉⲑⲛⲟⲥ ⲥⲉⲟ̅ ⲙⲡⲉⲩϫⲟⲓ̈ⲥ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲟ ⲛ̅ϫⲟⲓ̈ⲥ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲥⲉⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ ϫⲉ ⲣ̅ⲣⲉϥⲣ̅ⲡⲉⲧⲛⲁⲛⲟⲩϥ.
У уларға мундақ деди: — Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲛⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ϩⲉ ⲁⲛ ⲧⲉ. ⲁⲗⲗⲁ ⲡⲛⲟϭ ⲉⲧⲛϩⲏⲧⲧⲏⲟⲩⲧⲛ ⲙⲁⲣⲉϥⲣ̅ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲕⲟⲩⲓ̈. ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧϩⲓϫⲱⲧⲛ. ⲛⲑⲉ ⲙⲡⲉⲧⲇⲓⲁⲕⲟⲛⲓ.
Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар [һәммәйләнгә] хизмәткардәк болсун.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ⲛⲓⲙ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲛⲟϭ. ⲡⲉⲧʾⲛⲏϫ ⲡⲉ. ϫⲉ ⲙⲡⲉⲧⲇⲓⲁⲕⲟⲛⲓ ⲡⲉ. ⲙⲏ ⲙⲡⲉⲧⲛⲏϫ ⲁⲛ ⲡⲉ. ⲁⲛⲟⲕ ⲇⲉ ⲉⲓ̈ϩⲛ̅ⲧⲉⲧⲛⲙⲏⲧⲉ ⲛ̅ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲇⲓⲁⲕⲟⲛⲓ.
Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲛⲉⲛⲧⲁⲩϩⲩⲡⲟⲙⲓⲛⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲓ̈ ϩⲛ̅ⲛⲁⲡⲓⲣⲁⲥⲙⲟⲥ
Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр.
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲁⲛⲟⲕ ϩⲱ ϯⲥⲙⲓⲛⲉ ⲙⲙⲟⲥ ⲛⲙ̅ⲙⲏⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲡⲁⲓ̈ⲱⲧʾ ⲥⲙⲓⲛⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲓ̈ ⲛ̅ⲟⲩⲙⲛ̅ⲧⲉⲣⲟ
Вә худди Атам маңа падишалиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән.
30 ⲗ̅ ϫⲉ ⲉⲧⲉⲧⲛⲉⲟⲩⲱⲙ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲥⲱ ϩⲓϫⲛ̅ⲧⲁⲧⲣⲁⲡⲉⲍⲁ ϩⲛⲧⲁⲙⲛ̅ⲧⲉⲣⲟ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛϩⲙⲟⲟⲥ ϩⲓϫⲛⲛⲉⲑⲣⲟⲛⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲕⲣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲧⲙⲛ̅ⲧⲥⲛⲟⲟⲩⲥ ⲙ̅ⲫⲩⲗⲏ ⲙ̅ⲡ(ⲓ)ⲥⲣⲁⲏⲗ.
Шуниң билән силәр мениң падишалиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр.
31 ⲗ̅ⲁ̅ ⲥⲓⲙⲱⲛ ⲥⲓⲙⲱⲛ ⲉⲓⲥⲡⲥⲁⲧⲁⲛⲁⲥ ⲁϥⲁⲓⲧⲓ ⲙ̅ⲙⲱⲧⲛ̅ ⲉⲥⲉⲕⲧʾⲧⲏⲟⲩⲧⲛ ⲛ̅ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲥⲟⲩⲟ̅
Рәб йәнә [Петрусқа]: — «Әй Симон, Симон! Мана, Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲁⲛⲟⲕ ⲇⲉ ⲁⲓ̈ⲥⲟⲡⲥ̅ ⲉϫⲱⲕ ϫⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲉⲕⲡⲓⲥⲧⲓⲥ ⲱ̑ϫⲛ̅. ⲛ̅ⲧⲟⲕ ⲇⲉ ϩⲱⲱⲕ ⲕⲟⲧⲕ̅ ⲛⲅ̅ⲧⲁϫⲣⲉⲛⲉⲕⲥⲛⲏⲟⲩ.
Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди.
33 ⲗ̅ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁϥ ϫⲉ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ. ϯⲥⲃ̅ⲧⲱⲧʾ ⲛⲙⲙⲁⲕ ⲉⲉ͡ⲓ ⲉⲡⲉϣⲧⲉⲕⲟ ⲁⲩⲱ ⲉⲡⲙⲟⲩ.
— И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән!
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲛⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁϥ ϫⲉ. ϯϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲁⲕ ⲡⲉⲧⲣⲉ ϫⲉ ⲛⲛⲉⲟⲩⲁⲗⲉⲕⲧⲱⲣ ⲙⲟⲩⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲟⲟⲩ ϣⲁⲛⲧⲕ̅ⲁⲡⲁⲣⲛⲁ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ⲛϣⲙⲛ̅ⲧⲥⲱⲱⲡ. ϫⲉ ⲛϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲙⲙⲟϥ ⲁⲛ.
У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди.
35 ⲗ̅ⲉ̅ ⲁⲩⲱ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲓϫⲉⲩⲧⲏⲟⲩⲧⲛ̅ ⲁϫⲛ̅ⲧⲱⲱⲙⲉ ϩⲓⲡⲏⲣⲁ ϩⲓⲧⲟⲟⲩⲉ ⲙⲏ ⲁⲧⲉⲧⲛ̅ϣⲱⲱⲧ ⲗ̅ⲗⲁⲁⲩ. ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ϫⲉ ⲙ̅ⲡⲉ.
Андин, у улардин: — Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз [сәпәргә] әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди.
36 ⲗ̅ⲋ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲁⲗⲗⲁ ⲧⲉⲛⲟⲩ ⲡⲉⲧⲉⲟⲩ(ⲛ)ⲧϥ̅ⲧⲱⲱⲙⲉ ⲙⲁⲣⲉϥϥⲓ ϩⲟⲙⲟⲓⲱⲥ ⲡⲉⲧⲉⲟⲩⲛ̅ⲧϥ̅ⲟⲩⲡⲏⲣⲁ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲧⲉⲙⲙⲛ̅ⲧⲁϥ. ⲙⲁⲣⲉϥϯⲧⲉϥϣⲧⲏⲛ ⲉⲃⲟⲗ ⲛϥ̅ⲧⲉⲩⲟⲩⲥⲏϥⲉ ⲛⲁϥ.
Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун.
37 ⲗ̅ⲍ̅ ϯϫⲱ ⲅⲁⲣ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ̅ ϫⲉ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲧⲥⲏϩ ⲉⲧⲃⲏⲏⲧʾ ϩⲁⲡⲥ̅ ⲉⲧⲣⲉϥϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧ ϫⲉ ⲁⲩⲟⲡⲧ ⲛⲙⲛⲛⲁⲛⲟⲙⲟⲥ. ⲕⲁⲓⲅⲁⲣ ⲁⲡⲉⲧⲏⲡ ⲉⲣⲟⲓ̈ ϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ.
Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, [муқәддәс язмиларда]: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.
38 ⲗ̅ⲏ̅ ⲛⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ϫⲉ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲓⲥⲥⲏϥⲉ ⲥⲛ̅ⲧⲉ ⲙⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ. ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲥⲉⲣⲱϣⲉ·
— И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар. — Болди, йетиду! — деди у уларға.
39 ⲗ̅ⲑ̅ ⲁϥⲉ͡ⲓ ⲇⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲕⲁⲧⲁⲡⲉϥⲥⲱⲛⲧ̅ ⲉⲡⲧⲟⲟⲩ ⲛⲛ̅ϫⲟⲓ̈ⲧ ⲁⲩⲟⲩⲁϩⲟⲩ ⲇⲉ ⲛⲥⲱϥ ⲛ̅ϭⲓⲛⲉϥⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ.
Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди.
40 ⲙ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϥⲉ͡ⲓ ⲇⲉ ⲉϫⲙ̅ⲡⲙⲁ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ϣⲗⲏⲗ ⲉⲧⲙ̅ⲧⲣⲉⲧⲛⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲓⲣⲁⲥⲙⲟⲥ.
У йәргә йетип барғанда у уларға: — Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
41 ⲙ̅ⲁ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲁϥⲟⲩⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲁⲡⲛⲟⲩϫⲉ ⲛⲟⲩⲱⲛⲉ ⲁϥⲕⲗϫ̅ⲛⲉϥⲡⲁⲧʾ
Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:
42 ⲙ̅ⲃ̅ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲁⲓ̈ⲱⲧʾ ⲉϣϫⲉⲕⲟⲩⲱϣ ⲙⲁⲣⲉⲡⲉⲓ̈ⲁⲡⲟⲧ ⲥⲁⲁⲧʾ ⲡⲗⲏⲛ ⲙⲁⲣⲉⲡⲉⲕⲟⲩⲱϣ ϣⲱⲡⲉ ⲙ̅ⲡⲱⲓ̈ ⲁⲛ.
— И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди;
43 ⲙ̅ⲅ̅
вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди.
44 ⲙ̅ⲇ̅
У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
45 ⲙ̅ⲉ̅ ⲁϥⲧⲱⲟⲩⲛ ⲇⲉ ⲉϥϣⲗⲏⲗ ⲁϥⲉ͡ⲓ ⲉⲣⲁⲧⲟⲩ ⲛⲙⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ ⲁϥϩⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲉⲩⲛ̅ⲕⲟⲧⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲧⲗⲩⲡⲏ.
Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:
46 ⲙ̅ⲋ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲁϩⲣⲱⲧⲛ̅ ⲧⲉⲧⲛⲕⲟⲧⲕ ⲧⲱⲟⲩⲛ ϣⲗⲏⲗ ϫⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲓⲣⲁⲥⲙⲟⲥ.
— Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.
47 ⲙ̅ⲍ̅ ⲉⲧⲓ ⲇⲉ ⲉϥϣⲁϫⲉ ⲉⲓⲥⲟⲩⲙⲏⲏϣⲉ ⲁϥⲉ͡ⲓ ⲉⲣⲉⲡⲉϣⲁⲩⲙⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲟϥ ϫⲉ ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲥ ⲉⲩⲁ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙⲡⲙⲛⲧ̅ⲥⲛⲟⲟⲩⲥ ⲡⲉ ⲉϥⲙⲟⲟϣⲉ ϩⲏⲧⲟⲩ. ⲁϥϩⲱⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲓ̅ⲥ̅ ⲉϯⲡⲓ ⲉⲣⲱϥ.
Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға [салам берип] сөйгили қешиға барди.
48 ⲙ̅ⲏ̅ ⲡⲉϫⲉⲓ̅ⲥ̅ ⲛⲁϥ ϫⲉ. ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁ ϩⲛ̅ⲟⲩⲡⲓ ⲉⲕⲛⲁϯⲡϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲣⲱⲙⲉ.
Әйса униңға: — Әй Йәһуда, бир сөйүш билән Инсаноғлини тутуп берәрсәнму? — деди.
49 ⲙ̅ⲑ̅ ⲁⲩⲛⲁⲩ ⲇⲉ ⲛ̅ϭⲓⲛⲉⲧⲙ̅ⲡⲉϥⲕⲱⲧⲉ ⲉⲛⲉⲧⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲛⲁϥ ϫⲉ. ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲧⲁⲣⲛ̅ϩⲓⲟⲩⲉ ⲛ̅ⲧⲥⲏϥⲉ.
Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди.
50 ⲛ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲁ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲣⲱϩⲧ̅ʾ ⲙ̅ⲡϩⲙϩⲁⲗ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲁϥϥⲓⲡⲉϥⲙⲁⲁϫⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲟⲩⲛⲁⲙ.
Вә улардин бири [қиличини көтирип], баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти.
51 ⲛ̅ⲁ̅ ⲁⲓ̅ⲥ̅ ⲇⲉ ⲟⲩⲱϣⲃ̅ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁϥ ϫⲉ ϭⲱ ⲧⲉⲛⲟⲩ. ⲁϥϫⲱϩ ⲇⲉ ⲉⲡⲉϥⲙⲁⲁϫⲉ ⲁϥⲧⲁⲗϭⲟϥ.
Бирақ Әйса буниңға җававән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти.
52 ⲛ̅ⲃ̅ ⲡⲉϫⲉⲓ̅ⲥ̅ ⲛ̅ⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲉⲧⲛⲏⲩ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱϥ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲥⲧⲣⲁⲧⲏⲅⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲣⲡⲉ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉⲣⲟⲥ ϫⲉ ⲉϣϫⲉⲛⲧⲁⲧⲉⲧⲛ̅ⲉ͡ⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲥⲁⲟⲩⲱϫ ⲛⲙ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲥⲏϥⲉ ⲛⲙⲛⲉⲧⲛ̅ϣⲉ.
Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип кәпсиләрғу?
53 ⲛ̅ⲅ̅ ⲙ̅ⲙⲏⲛⲉ ⲉⲓ̈ϩⲙ̅ⲡⲉⲣⲡⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲛⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ϭⲓϫ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱⲓ̈. ⲁⲗⲗⲁ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲧⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲛⲟⲩ ⲛⲙ̅ⲧⲉⲧⲛⲉⲝⲟⲩⲥⲓⲁ ⲡⲕⲁⲕⲉ.
Муқәддәс ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди.
54 ⲛ̅ⲇ̅ ⲁⲩⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲩⲛⲧϥ̅ ⲁⲩϫⲓⲧϥ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲏⲓ̈ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ. ⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ⲇⲉ ⲛⲉϥⲟⲩⲏϩ ⲛ̅ⲥⲱϥ ⲙ̅ⲡⲟⲩⲉ.
Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди.
55 ⲛ̅ⲉ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉⲩϫⲉⲣⲉⲩϣⲁϩ ⲇⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲧⲙⲏⲧⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲩⲗⲏ ⲁⲩϩⲙⲟⲟⲥ ⲁⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ϩⲙⲟⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲙⲏⲧⲉ.
Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә [иссинип] олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди.
56 ⲛ̅ⲋ̅ ⲛⲧⲉⲣⲉⲩϩⲙϩⲁⲗ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲉϥϩⲙⲟⲟⲥ ϩⲁⲧⲛ̅ⲡⲕⲱϩⲧ̅ʾ ⲁⲥⲓ̈ⲱⲣⲙ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉϩⲣⲁϥ ⲡⲉϫⲁⲥ ϫⲉ. ⲛⲉⲣⲉⲡⲉⲓ̈ⲕⲉ ⲛⲙⲙⲁϥ.
Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.
57 ⲛ̅ⲍ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲁϥⲁⲣⲛⲁ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ. ⲛ̅ϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲁⲛ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ.
Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.
58 ⲛ̅ⲏ̅ ⲙⲛ̅ⲛ̅ⲥⲁⲟⲩⲕⲟⲩⲓ̈ ⲇⲉ ⲁⲕⲉⲩⲁ ⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲡⲉϫⲁϥ ϫⲉ. ⲛ̅ⲧⲟⲕ ϩⲱⲱⲕ ⲛ̅ⲧⲕ̅ⲟⲩⲁ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ. ⲡⲉϫⲉⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲛ.
Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.
59 ⲛ̅ⲑ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉⲁⲟⲩⲛⲟⲩ ⲟⲩⲓ̈ⲛⲉ. ⲁⲕⲉⲩⲁ ⲧⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ (ϫⲉ)ϩⲛ̅ⲟⲩⲙ͡ⲉ ⲛⲉⲣⲉⲡⲁⲓ̈ ⲛⲙ̅ⲙⲁϥ ⲡⲉ. ⲕⲁⲓⲅⲁⲣ ⲟⲩⲅⲁⲗⲓⲗⲁⲓⲟⲥ ⲡⲉ.
Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди.
60 ⲝ̅ ⲡⲉϫⲉⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲁⲛ ϫⲉ ⲉⲕϫⲉⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ϩⲛⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲉⲧⲓ ⲉϥϣⲁϫⲉ ⲁⲡⲁⲗⲉⲕⲧⲱⲣ ⲙⲟⲩⲧⲉ.
Лекин Петрус: — Һәй бурадәр, немә дәватқиниңни билмәймән! — деди. Вә униң сөзи аяқлашмастинла, ғораз чиллиди.
61 ⲝ̅ⲁ̅ ⲁⲡϫⲟⲓ̈ⲥ ⲇⲉ ⲕⲟⲧϥ̅ ⲁϥϭⲱϣⲧ̅ʾ ⲉⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ⲁⲡⲉⲧⲣⲟⲥ ⲣ̅ⲡⲙⲉⲩⲉ ⲙⲡϣⲁϫⲉ ⲙ̅ⲡϫⲟⲓ̈ⲥ ⲛ̅ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁϥϫⲟⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲙⲡⲁⲧⲉⲟⲩⲁⲗⲉⲕⲧⲱⲣ ⲙⲟⲩⲧⲉ ⲙⲡⲟⲟⲩ. ⲕⲛⲁⲁⲡⲁⲣⲛⲁ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ⲛ̅ϣⲙ̅ⲧⲥⲱⲱⲡ.
Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди.
62 ⲝ̅ⲃ̅ ⲁϥⲉ͡ⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲁϥⲣⲓⲙⲉ ϩⲛ̅ⲟⲩⲥⲓϣⲉ.
Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
63 ⲝ̅ⲅ̅ ⲣ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲇⲉ ⲉⲧⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲩⲥⲱⲃⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲉⲩϩⲓⲟⲩⲉ ⲉⲣⲟϥ.
Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди;
64 ⲝ̅ⲇ̅ ⲁⲩϩⲃⲥ̅ⲡⲉϥϩⲟ ⲁⲩϫⲛⲟⲩϥ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲉⲩⲉ ⲛⲁⲛ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ϫⲉ ⲛⲓⲙ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲣⲁϩⲧⲕ̅
униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти
65 ⲝ̅ⲉ̅ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲩϫⲱ ⲛ̅ⲕⲉⲙⲏⲏϣⲉ ⲛ̅ϣⲁϫⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲟϥ ⲉⲩϫⲓⲟⲩⲁ.
вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди.
66 ⲝ̅ⲋ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϩⲧⲟⲟⲩⲉ ⲇⲉ ϣⲱⲡⲉ ⲁⲩⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛ̅ϭⲓⲛⲉⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉⲣⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲗⲁⲟⲥ ⲛⲙ̅ⲛ̅ⲛⲁⲣⲭⲓⲉⲣⲉⲩⲥ ⲛⲙⲛⲉⲅⲣⲁⲙⲙⲁⲧⲉⲩⲥ ⲁⲩϫⲓⲧϥ̅ ⲉⲡⲥⲩⲛϩⲉⲇⲣⲓⲟⲛ
Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип
67 ⲝ̅ⲍ̅ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ. ⲛ̅ⲧⲟⲕ ⲡⲉ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲁϫⲓⲥ ⲛⲁⲛ. ⲡⲉϫⲁϥ ⲇⲉ ⲛⲁⲩ ϫⲉ. ⲉⲓ̈ϣⲁⲛϫⲟⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ.
униңдин: — Ейтә, сән Мәсиһму? — дәп сорашти. У уларға җававән: — Силәргә ейтсамму, қәтъий ишәнмәйсиләр.
68 ⲝ̅ⲏ̅ ⲉϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ⲟⲛ ⲉⲓ̈ϣⲁⲛϫⲛⲟⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲱϣⲃ̅ ⲛⲁⲓ̈.
Силәрдин бирәр соал сорисам, һеч җавап бәрмәйсиләр.
69 ⲝ̅ⲑ̅ ϫⲓⲛⲧⲉⲛⲟⲩ ⲡϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲉϥϩⲙⲟⲟⲥ ⲛ̅ⲥⲁⲟⲩⲛⲁⲙ ⲛⲧϭⲟⲙ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ.
Лекин бу вақиттин башлап Инсаноғли Һәммигә Қадирниң оң йенида олтириду, — деди.
70 ⲟ̅ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲇⲉ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲟⲕ ⲡⲉ ⲡϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ⲛⲁⲩ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲁⲛⲟⲕ ⲡⲉ.
— Ундақта, сән Худаниң Оғли екәнсән-дә? — дейишти улар. У: — Дегиниңлардәк мән шудурмән! — дәп җавап бәрди.
71 ⲟ̅ⲁ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ϫⲉ ⲉⲛⲣ̅ⲭⲣⲓⲁ ϭⲉ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧⲣⲉ ⲉⲣⲟⲩ ⲁⲛⲟⲛ ⲅⲁⲣ ⲁⲛⲥⲱⲧⲙ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲣⲱϥ.
Шуниң билән улар: — Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ! — дейишти.

< ⲖⲞⲨⲔⲞⲚ 22 >