< ⲚⲒⲠⲢⲀⲜⲒⲤ 17 >

1 ⲁ̅ ⲁⲩⲙⲟⲩϣⲧ̅ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲙⲫⲓⲡⲟⲗⲓⲥ ⲁⲩⲱ ⲧⲁⲡⲟⲗⲱⲛⲓⲁ. ⲁⲩⲉⲓ ⲉⲑⲉⲥⲥⲁⲗⲟⲛⲓⲕⲏ. ⲡⲙⲁ ⲉⲛⲉⲣⲉⲟⲩⲥⲩⲛⲁⲅⲱⲅⲏ ⲛ̅ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅.
Улар сәпирини давам қилип Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Тесалоника шәһиригә кәлди. У йәрдә Йәһудийларниң синагоги бар еди.
2 ⲃ̅ ⲕⲁⲧⲁⲡⲥⲱⲛⲧ̅ ⲇⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ϣⲁⲣⲟⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲁϥⲣ̅ϣⲟⲙⲛ̅ⲧ ⲛ̅ⲥⲁⲃⲃⲁⲧⲟⲛ ⲉϥϣⲁϫⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲛⲉⲅⲣⲁⲫⲏ
Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип,
3 ⲅ̅ ⲉϥⲃⲱⲗ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲉϥⲧⲁⲙⲟ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲉⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ϫ(ⲉ)ϩⲁⲡⲥ̅ ⲉⲧⲣⲉϥⲙⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲛϥ̅ⲧⲱⲟⲩⲛ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ. ⲁⲩⲱ ϫⲉ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉ ⲡⲁⲓ̈ ⲉϯⲧⲁϣⲉⲟⲉⲓϣ ⲛⲏⲧⲛ̅.
уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.
4 ⲇ̅ ϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲇⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲁⲩⲡⲓⲑⲉ ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲟⲩⲁϩⲟⲩ ⲉⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲥⲓⲗⲁⲥ. ⲟⲩⲙⲏⲏϣⲉ ⲇⲉ ⲉⲛⲁϣⲱϥ ⲛ̅ⲛ̅ϩⲉⲗⲗⲏⲛ ⲉⲧϣⲙ̅ϣⲉ. ⲁⲩⲱ ϩⲁϩ ⲛ̅ⲛⲉϩⲓⲟⲙⲉ ⲛ̅ⲣⲙ̅ⲙⲁⲟ.
[Йәһудийларниң] ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.
5 ⲉ̅ ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲕⲱϩ. ⲁⲩⲃⲱⲕ ⲁⲩϫⲓ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛ̅ϩⲉⲛⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲣⲙ̅ⲛ̅ϩⲟⲥⲃ ⲙ̅ⲡⲟⲛⲏⲣⲟⲥ. ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲥⲉⲩϩⲟⲩⲙⲏⲏϣⲉ ⲁⲩϣⲧⲣ̅ⲧⲣ̅ⲧⲡⲟⲗⲓⲥ. ⲁⲩⲉⲓ ⲇⲉ ⲉⲣⲙ̅ⲡⲏⲓ̈ ⲛ̅ⲓ̈ⲁⲥⲱⲛ. ⲁⲩϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲥⲱⲟⲩ ⲉⲛ̅ⲧⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲛⲁϩⲣⲙ̅ⲡⲙⲏⲏϣⲉ.
Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ [кеңәшмисигә] тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди.
6 ⲋ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲧⲙ̅ϩⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲁⲩⲥⲱⲕ ⲛ̅ⲓ̈ⲁⲥⲱⲛ ⲙⲛ̅ϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲛ̅ⲛⲁϩⲣⲛ̅ⲛⲁⲣⲭⲱⲛ ⲉⲩⲁϣⲕⲁⲕ ⲉⲃⲟⲗ ϫⲉ ⲛⲁⲓ̈ ⲛⲉⲛⲧⲁⲩⲁⲛⲁⲥⲧⲁⲧⲟⲩ ⲛ̅ⲧⲟⲓⲕⲟⲩⲙⲉⲛⲏ. ⲁⲩⲱ ⲁⲩⲉⲓ ⲉⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ
Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;
7 ⲍ̅ ⲁϥϣⲟⲡⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲛ̅ϭⲓⲓ̈ⲁⲥⲱⲛ. ⲛⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲩϯ ⲟⲩⲃⲉⲛ̅ⲇⲟⲅⲙⲁ ⲙ̅ⲡⲣ̅ⲣⲟ. ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲟⲩⲛⲕⲉⲣ̅ⲣⲟ ϣⲟⲟⲡ ϫⲉ ⲓ̅ⲥ̅.
Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падиша бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.
8 ⲏ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩϣⲧⲣ̅ⲧⲣ̅ⲙ̅ⲡⲙⲏⲏϣⲉ ⲙⲛ̅ⲛⲁⲣⲭⲱⲛ ⲉⲩⲥⲱⲧⲙ̅ ⲉⲛⲁⲓ̈.
Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди.
9 ⲑ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲩϫⲓϣⲡ̅ⲧⲱⲣⲉ ⲛ̅ⲧⲛ̅ⲓ̈ⲁⲥⲱⲛ ⲙⲛ̅ⲡⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ ⲁⲩⲕⲁⲁⲩ ⲉⲃⲟⲗ.
Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти.
10 ⲓ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲛⲉⲥⲛⲏⲩ (ϫⲟⲟⲩ) ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲉⲩϣⲏ ⲁⲩⲱ ⲥⲓⲗⲁⲥ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲃⲉⲣⲟⲓⲁ. ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ϭⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲡⲱϩ ⲉⲙⲁⲩ. ⲁⲩⲃⲱⲕ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲧⲥⲩⲛⲁⲅⲱⲅⲏ ⲛ̅ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈.
Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲛⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲛⲉϩⲉⲛⲣⲙ̅ⲛ̅ϩⲏⲧ ⲛⲉ ⲉϩⲟⲩⲉⲛⲉⲧϩⲛ̅ⲑⲉⲥⲥⲁⲗⲟⲛⲓⲕⲏ. ⲉⲁⲩϣⲱⲡ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡϣⲁϫⲉ ϩⲛ̅ⲟⲩⲛⲟϭ ⲛ̅ⲟⲩⲣⲟⲧ. ⲉⲩϩⲟⲧϩⲧ̅ ϩⲛ̅ⲛⲉⲅⲣⲁⲫⲏ ⲙ̅ⲙⲏⲛⲉ ϫⲉ ⲛⲉ ⲛⲁⲓ̈ ⲥⲙⲟⲛⲧ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ϩⲉ.
У йәрдики [синагогдикиләр] Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәр күни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ϩⲁϩ ϭⲉ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲁⲩⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ. ⲁⲩⲱ ϩⲉⲛϩⲓⲟⲙⲉ ⲛ̅ϩⲉⲗⲗⲏⲛ ⲛ̅ⲣⲙ̅ⲙⲁⲟ. ⲙⲛ̅ϩⲉⲛⲣⲱⲙⲉ ⲉⲛⲁϣⲱⲟⲩ.
Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲉⲓⲙⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ϭⲓⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ⲛⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲑⲉⲥⲥⲁⲗⲟⲛⲓⲕⲏ. ϫⲉ ⲁⲩⲧⲁϣⲉⲟⲉⲓϣ ϩⲛ̅ⲃⲉⲣⲟⲓⲁ ⲙ̅ⲡϣⲁϫⲉ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ. ⲁⲩⲉⲓ ⲟⲛ ⲉⲙⲁⲩ ⲉⲩϣⲧⲟⲣⲧⲣ̅ ⲁⲩⲱ ⲉⲩⲕⲓⲙ ⲉⲙ̅ⲙⲏⲏϣⲉ.
Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ϫⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲉⲧⲣⲉϥⲃⲱⲕ ϣⲁϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲛ̅ⲑⲁⲗⲁⲥⲥⲁ. ⲁⲥⲓⲗⲁⲥ ⲇⲉ ϭⲱ ⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲙⲛ̅ⲧⲓⲙⲟⲑⲉⲟⲥ.
Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲛⲉⲧⲕⲁⲑⲓⲥⲧⲁ ⲇⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁⲩⲛ̅ⲧϥ̅ ϣⲁⲁⲑⲏⲛⲁⲓⲥ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩϫⲓ ⲛ̅ⲟⲩⲉⲛⲧⲟⲗⲏ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲧϥ̅ ϣⲁⲥⲓⲗⲁⲥ ⲙⲛ̅ⲧⲓⲙⲟⲑⲉⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲩⲉⲉⲓ ϣⲁⲣⲟϥ ϩⲛ̅ⲟⲩϭⲉⲡⲏ. ⲁⲩⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ
Павлусни узитип маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип барди. Андин улар Павлусниң: — «Силәр Силас билән Тимотийға мүмкинқәдәр мениң йенимға тезрақ кәлсун дәп йәткүзүп қоюңлар» дегән тапшуруғини елип, [Берияға] қайтип кәлди.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲉⲣⲉⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲇⲉ ϭⲱϣⲧ̅ ϩⲏⲧⲟⲩ ϩⲛ̅ⲁⲑⲏⲛⲁⲓⲥ. ⲁⲡⲉϥⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ϩⲟϫϩϫ̅ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅ ⲉϥⲛⲁⲩ ⲉⲧⲡⲟⲗⲓⲥ ⲉⲥⲙⲉϩ ⲙ̅ⲙⲁ ⲛⲉⲓⲇⲱⲗⲟⲛ.
Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲛⲉϥϣⲁϫⲉ ⲇⲉ ⲡⲉ ⲙⲛ̅ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ϩⲛ̅ⲧⲉⲩⲥⲩⲛⲁⲅⲱⲅⲏ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲧϣⲙ̅ϣⲉ. ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧϩⲛ̅ⲧⲁⲅⲟⲣⲁ ⲙ̅ⲙⲏⲛⲉ ⲛ̅ⲛⲁϩⲣⲛ̅ⲛⲉⲧⲛⲏⲩ ⲉⲣⲁⲧϥ̅.
Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти.
18 ⲓ̅ⲏ̅ ϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲇⲉ ϩⲉⲛⲉⲡⲓⲕⲟⲩⲣⲓⲟⲥ ⲙ̅ⲫⲓⲗⲟⲥⲟⲫⲟⲥ. ⲙⲛ̅ⲛⲉⲥⲧⲟⲓ̈ⲕⲟⲥ (ⲛ)ⲉⲩϯⲧⲱⲛ ⲛⲙ̅ⲙⲁϥ ⲡⲉ. ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲣⲉϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲣⲉⲡⲉⲓ̈ⲥⲁⲛϣⲁϫⲉ ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲟⲩ. ϩⲉⲛⲕⲟⲟⲩⲉ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ϫⲉ ⲉϥⲧⲁϣⲉⲟⲓ̈ϣ ⲛ̅ϩⲉⲛⲛⲟⲩⲧⲉ ⲛ̅ⲃⲣ̅ⲣⲉ. ⲉⲃⲟⲗ ϫⲉ ⲛⲉϥⲉⲩⲁⲅⲅⲉⲗⲓⲍⲉ ⲛ̅ⲓ̅ⲥ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲁⲛⲁⲥⲧⲁⲥⲓⲥ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ.
«Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр: — Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин: — У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲁⲩⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲇⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲩϫⲓⲧϥ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲁⲣⲓⲟⲙⲡⲁⲅⲟⲥ. ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲧⲛ̅ⲛⲁⲟⲩⲱϣ ⲉⲉⲓⲙⲉ ϫⲉ ⲟⲩ ⲧⲉ ⲧⲉⲓ̈ⲥⲃⲱ ⲛ̅ⲃⲣ̅ⲣⲉ ⲉⲧⲕ̅ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ.
Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән [кеңәш] мәйданиға апирип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ?
20 ⲕ̅ ⲕⲉⲓⲛⲉ ⲅⲁⲣ ⲛ̅ϩⲉⲛϣⲁϫⲉ ⲛ̅ⲃⲣ̅ⲣⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲛⲉⲛⲙⲁⲁϫⲉ. ⲧⲛ̅ⲟⲩⲱϣ ϭⲉ ⲉⲉⲓⲙⲉ ϫⲉ ⲟⲩ ⲛⲉ ⲛⲁⲓ̈.
Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәнаси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲛⲁⲑⲏⲛⲁⲓⲥ ⲅⲁⲣ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲙⲛ̅ⲛ̅ϣⲙ̅ⲙⲟ ⲉⲧⲛ̅ϩⲏⲧⲟⲩ ⲙⲉⲩⲥⲣ̅ϥⲉ ⲉⲗⲁⲁⲩ ⲉⲓⲙⲏⲧⲓ ⲉϣⲁϫⲉ. ⲏ̅ ⲉⲥⲱⲧⲙ̅ ⲉⲩϣⲁϫⲉ ⲛ̅ⲃⲣ̅ⲣⲉ.
(әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти).
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲇⲉ ⲁϥⲁϩⲉⲣⲁⲧϥ̅ ϩⲛ̅ⲧⲙⲏⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲓⲟⲙⲡⲁⲅⲟⲥ. ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲁⲑⲏⲛⲁⲓⲥ. ϩⲛ̅ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ϯⲛⲁⲩ ⲉⲣⲱⲧⲛ̅. ⲉϣϫⲉⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ϩⲉⲛⲣⲉϥϣⲙ̅ϣⲉⲛⲟⲩⲧⲉ.
Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди: Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум.
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲉⲓ̈ⲙⲟⲟϣⲉ ⲅⲁⲣ ⲉⲓ̈ⲛⲁⲩ ⲉⲛⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲱϣⲧ̅ ⲛⲁⲩ. ⲁⲓ̈ϩⲉ ⲉⲩϣⲏⲩⲉ ⲉϥⲥⲏϩ ⲉⲣⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉⲧⲉⲛ̅ⲥⲉⲥⲟⲟⲩⲛ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲛ. ⲡⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲱϣⲧ̅ ϭⲉ ⲛⲁϥ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲥⲟⲟⲩⲛ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲁⲛ. ⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲉϯⲧⲁϣⲉⲟⲉⲓϣ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲛⲏⲧⲛ̅.
Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу [Худани] мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲧⲁⲙⲓⲉⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅ ⲧⲏⲣⲟⲩ. ⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲛ̅ⲧⲡⲉ ⲙⲛ̅ⲡⲕⲁϩ. ⲛⲉϥⲟⲩⲏϩ ⲁⲛ ϩⲛ̅ⲣ̅ⲡⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲩⲛⲅ̅ ⲛ̅ϭⲓϫ.
Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду,
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲟⲩⲇⲉ ⲛⲉϥϣⲁⲁⲧ ⲁⲛ ⲛ̅ⲗⲁⲁⲩ ⲉⲧⲣⲉⲩϣⲙ̅ϣⲉ ⲛⲁϥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲛ̅ϭⲓϫ ⲛ̅ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲡⲉⲧϯ ⲙ̅ⲡⲱⲛϩ̅ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ. ⲁⲩⲱ ⲧⲉⲡⲛⲟⲏ ϩⲙ̅ⲡⲧⲏⲣϥ̅.
яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла [еһтияҗлиқ болған] һәммә нәрсини ата қилиду.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲉⲁϥⲧⲁⲙⲓⲉϩⲉⲑⲛⲟⲥ ⲛⲓⲙ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲟⲩⲁ ⲉⲧⲣⲉⲩⲟⲩⲱϩ ϩⲓϫⲙ̅ⲫⲟ ⲧⲏⲣϥ̅ ⲙ̅ⲡⲕⲁϩ. ⲉⲁϥⲧⲱϣ ⲛ̅ϩⲉⲛⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲁϥⲟⲩⲉϩⲥⲁϩⲛⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲟϣ ⲛ̅ⲛⲉⲩⲙⲁ ⲛ̅ϣⲱⲡⲉ.
У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ⲉⲧⲣⲉⲩϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲥⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲉϣⲱⲡⲉ ⲉⲩⲛⲁϣϭⲙ̅ϭⲱⲙϥ̅ ⲛ̅ⲥⲉϩⲉ ⲉⲣⲟϥ. ⲕⲁⲓⲡⲉⲣ ⲛϥ̅ⲟⲩⲏⲩ ⲁⲛ ⲉⲃⲟⲗ ⲙ̅ⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲙ̅ⲙⲟⲛ.
Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс.
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲉⲛϣⲟⲟⲡ ⲅⲁⲣ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅. ⲁⲩⲱ ⲉⲛⲟⲛϩ̅ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅. ⲁⲩⲱ ⲉⲛⲕⲓⲙ. ⲛ̅ⲑⲉ ⲟⲛ ⲛ̅ⲧⲁϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲡⲟⲓ(ⲏ)ⲧⲏⲥ ϫⲟⲟⲥ ϫⲉ ⲁⲛⲟⲛⲡⲉϥⲅⲉⲛⲟⲥ.
Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!».
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲉⲁⲛⲟⲛⲡⲅⲉⲛⲟⲥ ϭⲉ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲛ̅ϣ̅ϣⲉ ⲉⲣⲟⲛ ⲁⲛ ⲉⲙⲉⲉⲩⲉ ϫⲉ ⲉⲣⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲛⲟⲩⲃ ⲏ̅ ⲟⲩϩⲁⲧ. ⲏ̅ ⲟⲩⲱⲛⲉ ⲉϥϣⲉⲧϣⲱⲧ ⲛ̅ⲧⲉⲭⲛⲏ. ⲙ̅ⲙⲟⲕⲙⲉⲕ ⲛ̅ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ.
Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.
30 ⲗ̅ ⲙ̅ⲡⲉⲟⲩⲟⲉⲓϣ ϭⲉ ⲛ̅ⲧⲙⲛ̅ⲧⲁⲧⲥⲟⲟⲩⲛ. ⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲟⲃϣϥ̅ ⲉⲣⲟⲟⲩ. ⲧⲉⲛⲟⲩ ϭⲉ ϥⲡⲁⲣⲁⲅⲅⲓⲗⲉ ⲛ̅ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲉⲧⲣⲉⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ ϩⲙ̅ⲙⲁ ⲛⲓⲙ ⲙⲉⲧⲁⲛⲟⲓ̈.
Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта!
31 ⲗ̅ⲁ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϫⲉ ⲁϥⲥⲙⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲟⲩϩⲟⲟⲩ ⲉϥⲛⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲛ̅ϩⲏⲧϥ̅ ⲛ̅ⲧⲟⲓⲕⲟⲩⲙⲉⲛⲏ ϩⲛ̅ⲟⲩⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲥⲩⲛⲏ. ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲉⲁϥⲧⲟϣϥ̅. ⲁϥϯⲧⲡⲓⲥⲧⲓⲥ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ ⲉⲁϥⲧⲟⲩⲛⲟⲥϥ̅ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ.
Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲥⲱⲧⲙ̅ ⲇⲉ ϫⲉ ⲧⲁⲛⲁⲥⲧⲁⲥⲓⲥ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ. ϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲙⲉⲛ ⲁⲩⲛⲟϭⲛⲉϭ. ϩⲉⲛⲕⲟⲟⲩⲉ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁⲩ ϫⲉ ⲉⲛⲉⲥⲱⲧⲙ̅ ⲉⲣⲟⲕ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ̈.
[Павлусниң] «өлгәнләрниң тирилиши» һәққидә ейтқанлирини аңлиғанда бәзиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу иш һәққидә сәндин йәнә аңлайли, — деди.
33 ⲗ̅ⲅ̅ ⲁⲩⲱ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲧⲉⲩⲙⲏⲧⲉ.
Буниң билән, Павлус мәйдандин чиқип кәтти.
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲁϩⲉⲛⲣⲱⲙⲉ ⲇⲉ ⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ⲁⲩⲧⲟϭⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ. ⲁⲩⲱ ⲇⲓⲟⲛⲏⲥⲓⲟⲥ ⲡⲁⲣⲉⲟⲡⲁⲅⲓⲧⲏⲥ ⲙⲛ̅ⲟⲩⲥϩⲓⲙⲉ ⲉⲡⲉⲥⲣⲁⲛ ⲡⲉ ⲇⲁⲙⲁⲣⲓⲥ ⲁⲩⲱ ϩⲉⲛⲕⲟⲟⲩⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ.
Бирақ бәзиләр униңға қошулуп, етиқат қилди. Буларниң ичидә «Ареопагус» кеңәшмә һәйәтлиридин бири болған Дийонисиюс вә Дамарис исимлиқ бир аял, шуниңдәк башқа бир қанчә кишиму бар еди.

< ⲚⲒⲠⲢⲀⲜⲒⲤ 17 >