< ⲐⲈⲤⲤⲀⲖⲞⲚⲒⲔⲎ Ⲁ ̅ 5 >
1 ⲁ̅ ⲉⲧⲃⲉⲛⲉⲩⲟⲉⲓϣ ⲇⲉ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲭⲣⲟⲛⲟⲥ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲣ̅ⲭⲣⲓⲁ ⲁⲛ ⲛ̅ⲥϩⲁⲓ̈ ⲛⲏⲧⲛ̅.
Лекин и қериндашлар, силәргә шу ишларниң вақитлири вә заманлири тоғрисида йезишимниң һаҗити йоқ.
2 ⲃ̅ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲅⲁⲣ ⲧⲉⲧⲛ̅ⲥⲟⲟⲩⲛ ϩⲛ̅ⲟⲩⲱⲣϫ̅ ϫⲉ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲣⲉϥϫⲓⲟⲩⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲩϣⲏ. ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲉⲧⲉⲣⲉⲡⲉϩⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲛⲏⲩ.
Чүнки өзүңлар убдан билисиләр, Рәбниң күни худди кечидә киргән оғриниң келишигә охшаш [туюқсиз] келиду.
3 ⲅ̅ ϩⲟⲧⲁⲛ ⲅⲁⲣ ⲉⲩϣⲁⲛϫⲟⲟⲥ ϫⲉ ϯⲣⲏⲛⲏ. ⲙⲛ̅ⲡⲱⲣϫ̅. ⲧⲟⲧⲉ ⲡⲧⲁⲕⲟ ⲛⲏⲩ ⲉϫⲱⲟⲩ ϩⲛ̅ⲟⲩϣⲡⲛ̅ϣⲱⲡ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲧⲛⲁⲁⲕⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲉⲉⲧ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲛⲉⲩⲣ̅ⲃⲟⲗ.
Әнди кишиләр «[Дуния] теч-аман болуватиду» дәп турғанда, худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқинидәк, һалакәт уларниң бешиға туюқсиз чүшиду; шуниң билән улар униңдин қечип қутулалмайду.
4 ⲇ̅ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲛⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϩⲙ̅ⲡⲕⲁⲕⲉ ⲁⲛ ϫⲉ ⲉⲣⲉⲡⲉϩⲟⲟⲩ ⲧⲁϩⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲣⲉϥϫⲓⲟⲩⲉ.
Лекин силәр, и қериндашлар, қараңғулуқта турғучилар әмәссиләр; шуниң билән у күн силәрни оғридәк чөчүтүп кәлмәйду.
5 ⲉ̅ ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲅⲁⲣ ⲧⲏⲣⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲛ̅ϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲟⲩⲟⲉⲓⲛ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲉϩⲟⲟⲩ. ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲛⲁⲧⲉⲩϣⲏ ⲁⲛ. ⲟⲩⲇⲉ ⲛⲁⲡⲕⲁⲕⲉ.
Чүнки силәр һәммиңлар йоруқлуқниң пәрзәнтлири, күндүзниң пәрзәнтлиридурсиләр; биз кечигә тәвә яки қараңғулуққа мәнсуп әмәсмиз.
6 ⲋ̅ ⲁⲣⲁ ϭⲉ ⲙ̅ⲡⲣ̅ⲧⲣⲉⲛⲛ̅ⲕⲟⲧⲕ̅ ⲛ̅ⲑⲉ ⲙ̅ⲡⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ. ⲁⲗⲗⲁ ⲙⲁⲣⲛ̅ⲣⲟⲉⲓⲥ ⲛ̅ⲧⲛ̅ⲛⲏⲫⲉ.
Шуниң үчүн башқа һәммисидәк ухлимайли, бәлки сәгәк вә салмақ болайли.
7 ⲍ̅ ⲛⲉⲧⲛ̅ⲕⲟⲧⲕ̅ ⲅⲁⲣ ⲉⲩⲛ̅ⲕⲟⲧⲕ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲩϣⲏ. ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲧⲁϩⲉ ⲉⲩⲧⲁϩⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲩϣⲏ.
Чүнки ухлайдиғанлар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.
8 ⲏ̅ ⲁⲛⲟⲛ ⲇⲉ ⲁⲛⲟⲛ ⲛⲁⲡⲉϩⲟⲟⲩ. ⲙⲁⲣⲛ̅ⲛⲏⲫⲉ ⲉⲁⲛϯ ϩⲓⲱⲱⲛ ⲙ̅ⲡϩⲱⲕ ⲛ̅ⲧⲡⲓⲥⲧⲓⲥ. ⲙⲛ̅ⲧⲁⲅⲁⲡⲏ. ⲙⲛ̅ⲧⲡⲉⲣⲓⲕⲉⲫⲁⲗⲁⲓⲁ ⲛ̅ⲑⲉⲗⲡⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲟⲩϫⲁⲓ̈.
Бирақ өзимиз күндүзгә мәнсуп болғандин кейин, салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли;
9 ⲑ̅ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲕⲁⲁⲛ ⲁⲛ ⲉⲧⲟⲣⲅⲏ. ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲩⲧⲁⲛϩⲟ ⲛ̅ⲟⲩϫⲁⲓ̈ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲉⲛϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅
чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учритиш үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа ериштүрүш үчүн таллап бекиткән.
10 ⲓ̅ ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲛⲧⲁϥⲙⲟⲩ ⲉⲧⲃⲏⲏⲧⲛ̅ ϫⲉⲕⲁⲁⲥ ⲉⲓⲧⲉ ⲧⲛ̅ⲣⲟⲉⲓⲥ. ⲉⲓⲧⲉ ⲧⲛ̅ⲛ̅ⲕⲟⲧⲕ̅ ⲉⲛⲉⲱⲛϩ̅ ⲛⲙ̅ⲙⲁϥ·
У биз үчүн өлди — мәхсити, һаят қелип ойғақ турсақму яки [өлүмдә] ухлиған болсақму, бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүндур.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ̈ ⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲉⲣⲏⲩ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲕⲱⲧ ⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲙ̅ⲡⲉϥⲉⲣⲏⲩ. ⲕⲁⲧⲁⲑⲉ ⲟⲛ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲉⲓⲣⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲥ·
Шуниң үчүн, һазир қиливатқиниңларға охшаш, бир-бириңларни давамлиқ риғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң [етиқатини] қуруңлар.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲧⲛ̅ⲥⲟⲡⲥ̅ ⲇⲉ ⲙ̅ⲙⲱⲧⲛ̅ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲉⲥⲟⲩⲛ̅ⲛⲉⲧϩⲟⲥⲉ ⲛ̅ϩⲏⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅. ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲡⲣⲟϩⲓⲥⲧⲁ ⲉⲣⲱⲧⲛ̅ ϩⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ. ⲁⲩⲱ ⲉⲧϯⲥⲃⲱ ⲛⲏⲧⲛ̅.
Әнди и қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәбдә силәргә йетәкчилик қилип, несиһәт бериватқанларни қәдирлишиңларни өтүнимиз.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲕⲁⲁⲩ ⲛ̅ⲛⲁϩⲣⲏⲧⲛ̅ ϩⲛ̅ⲟⲩϩⲟⲩⲟ ϩⲛ̅ⲧⲁⲅⲁⲡⲏ ⲉⲧⲃⲉⲡⲉⲩϩⲱⲃ. ⲁⲣⲓⲉⲓⲣⲏⲛⲏ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲉⲣⲏⲩ·
Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲧⲛ̅ⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲇⲉ ⲙ̅ⲙⲱⲧⲛ̅ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ϯⲥⲃⲱ ⲛ̅ⲛⲓⲁⲧⲥⲃⲱ. ⲥⲉⲡⲥ̅ⲛ̅ϩⲏⲧ ϣⲏⲙ. ϥⲓ ϩⲁⲛⲉⲧϭⲟⲟⲃ. ϩⲣⲟϣ ⲛ̅ϩⲏⲧ ⲙⲛ̅ⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ.
Амма, и қериндашлар, силәрдин шуниму өтүнимизки, тәртипсиз жүргәнләргә несиһәт бериңлар, жүрәксизләрни риғбәтләндүрүңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвричан болуңлар.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ϭⲱϣⲧ̅ ⲙ̅ⲡⲣ̅ⲧⲣⲉⲗⲁⲁⲩ ⲧⲱⲱⲃⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲡⲉⲑⲟⲟⲩ ⲉⲡⲙⲁ ⲛ̅ⲟⲩⲡⲉⲑⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲟⲩⲁ. ⲁⲗⲗⲁ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲛⲓⲙ ⲡⲱⲧ ⲛ̅ⲥⲁⲡⲡⲉⲧⲛⲁⲛⲟⲩϥ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲛⲉⲧⲛ̅ⲉⲣⲏⲩ. ⲁⲩⲱ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ.
Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қилмаслиққа көңүл бөлүңлар, бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишә яхшилиқ қилишқа интилиңлар.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲣⲁϣⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲛⲓⲙ.
Һәрдайим шатлиниңлар.
18 ⲓ̅ⲏ̅ ϣⲡ̅ϩⲙⲟⲧ ϩⲛ̅ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ. ⲡⲁⲓ̈ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲡⲟⲩⲱϣ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϩⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲓ̅ⲥ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲣⲱⲧⲛ̅.
Һәр қандақ ишта тәшәккүр ейтиңлар. Чүнки мана булар Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә қаратқан ирадисидур.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲡⲉⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲙ̅ⲡⲣ̅ϫⲉⲛⲁϥ.
Роһниң отини өчүрмәңлар.
20 ⲕ̅ ⲛⲉⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲓⲁ ⲙ̅ⲡⲣ̅ⲥⲟϣϥⲟⲩ.
Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар;
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲇⲟⲕⲓⲙⲁⲍⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ. ⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲡⲉⲧⲛⲁⲛⲟⲩϥ.
һәммә гәпни тәкшүрүп испатлап көрүңлар; дурус болса уни чиң тутуп [қолдин бәрмәңлар].
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲥⲁϩⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲉⲑⲟⲟⲩ·
Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар.
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲛ̅ϯⲣⲏⲛⲏ ⲉϥⲉⲧⲃ̅ⲃⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲏⲕ ⲉⲃⲟⲗ. ⲁⲩⲱ ⲉϥⲉϩⲁⲣⲉϩ ⲉⲡⲉⲧⲛ̅ⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲉϥⲟⲩⲟϫ. ⲙⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲯⲩⲭⲏ. ⲙⲛ̅ⲡⲉⲧⲛ̅ⲥⲱⲙⲁ ⲁϫⲛ̅ⲛⲟⲃⲉ ϩⲛ̅ⲧⲡⲁⲣϩⲟⲩⲥⲓⲁ ⲙ̅ⲡⲉⲛϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅.
Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа Өзи силәрни өзүл-кесил пак-муқәддәс қилғай, Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә пүткүл роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲟⲩⲡⲓⲥⲧⲟⲥ ⲡⲉ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲧⲁϩⲙⲉⲛ. ⲡⲁⲓ̈ ⲟⲛ ⲉⲧⲛⲁⲁⲁⲥ
Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду.
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ϣⲗⲏⲗ ϩⲱⲱⲛ ϩⲁⲣⲟⲛ.
Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲁⲥⲡⲁⲍⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϩⲛ̅ⲟⲩⲡⲓ ⲉⲥⲟⲩⲁⲁⲃ.
Һәммә қериндашлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ϯⲧⲁⲣⲕⲟ ⲙ̅ⲙⲱⲧⲛ̅ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲱϣ ⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ⲉⲡⲓⲥⲧⲟⲗⲏ ⲉⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲧⲏⲣⲟⲩ.
Мән Рәбдә силәргә шуни җиддий тапилаймәнки, бу хәтни [шу йәрдики] һәммә муқәддәс қериндашларға оқуп бериңлар!
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲛϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅ ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲛⲙ̅ⲙⲏⲧⲛ̅ ⲧⲏⲣⲧⲛ̅· ·ⲧⲉⲡⲣⲟⲥ· ·ⲑⲉⲥⲥⲁⲗⲟⲛⲓⲕⲉⲓⲥ· ⲁ̅·
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!