< ⳰ⳘⲠⲈⲦⲢⲞⲤ Ⲁ ̅ 5 >

1 ⲁ̅ ϯⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ϭⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉⲣⲟⲥ ⲉⲧⲛ̅ϩⲏⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ϩⲱⲥ ϣⲃ̅ⲣⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉⲣⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧⲣⲉ ⲛ̅ⲙ̅ⲙⲟⲕϩⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲭⲥ̅. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲕⲟⲓⲛⲱⲛⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲉⲧⲛⲁϭⲱⲗⲡ̅ ⲉⲃⲟⲗ.
Әнди мән араңлардики ақсақаллардин (Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә) шуни өтүнимәнки,
2 ⲃ̅ ϫⲉ ⲙⲟⲟⲛⲉ ⲙ̅ⲡⲟϩⲉ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉⲧⲛ̅ϩⲏⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ϩⲛ̅ⲟⲩϩⲧⲟⲣ ⲁⲛ. ⲁⲗⲗⲁ ⲉϩⲛⲏⲧⲛ̅ ⲕⲁⲧⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲟⲩⲇⲉ ϩⲛ̅ⲟⲩⲙⲛ̅ⲧⲙⲁⲓϩⲏⲩ ⲛ̅ϣⲗⲟϥ ⲁⲛ. ⲁⲗⲗⲁ ϩⲛ̅ⲟⲩⲟⲩⲣⲟⲧ.
— Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар; уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар; пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар.
3 ⲅ̅ ϩⲱⲥ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲟ ⲁⲛ ⲛ̅ϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲛⲉⲕⲗⲏⲣⲟⲥ. ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϣⲟⲟⲡ ⲛ̅ⲧⲩⲡⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲟϩⲉ.
Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар.
4 ⲇ̅ ϫⲉⲕⲁⲥ ⲉϥϣⲁⲛⲟⲩⲱⲛϩ̅ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ϭⲓⲡⲛⲟϭ ⲛ̅ϣⲱⲥ. ⲉⲧⲉⲧⲛⲉϫⲓ ⲙ̅ⲡⲉⲕⲗⲟⲙ ⲙ̅ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲉⲧⲉⲙⲉϥϩⲱⲥⲃ̅.
Шундақ қилсаңлар, Баш Падичи ашкарә болғанда, мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
5 ⲉ̅ ⲛ̅ϣⲏⲣⲉ ϣⲏⲙ ⲟⲛ ⲛ̅ⲧⲉⲓϩⲉ ⲥⲱⲧⲙ̅ ⲛ̅ⲥⲁⲛⲉⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉ[ⲣⲟⲥ]. ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲧⲏⲣⲧⲛ̅ ϫⲉⲗⲉϫⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛⲉⲣⲏⲩ. ϫⲉ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϯ ⲟⲩⲃⲉⲛ̅ⲛ̅ϫⲁⲥⲓϩⲏⲧ. ϥϯ ⲇⲉ ⲛ̅ⲟⲩϩⲙⲟⲧ ⲉⲛⲉⲧⲑⲃ̅ⲃⲓⲏⲩ.
Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар. Чүнки: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду».
6 ⲋ̅ ⲑⲃ̅ⲃⲓⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ϭⲉ ϩⲁⲧϭⲓϫ ⲉⲧϫⲟⲟⲣ ⲛ̅ⲧⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲧⲁⲣⲉϥϫⲉⲥⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ϩⲙ̅ⲡⲉⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲧⲏⲣϥ̅.
Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду;
7 ⲍ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲛⲟⲩϫⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲛ̅ⲣⲟⲟⲩϣ ⲧⲏⲣϥ̅ ⲉⲣⲟϥ. ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲡⲉⲧϥⲓⲣⲟⲟⲩϣ ϩⲁⲣⲱⲧⲛ̅.
Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Униң үстигә ташлап қоюңлар. Чүнки У силәрниң ғемиңларни қилиду.
8 ⲏ̅ ⲛⲏⲫⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲣⲟⲉⲓⲥ. ϫⲉ ⲡⲉⲧⲛ̅ⲁⲛⲧⲓⲇⲓⲕⲟⲥ ⲡⲇⲓⲁⲃⲟⲗⲟⲥ ⲙⲟⲟϣⲉ ⲉϥⲉⲗϩⲏⲙ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲓⲙⲟⲩⲓ. ⲉϥϣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲥⲁⲱⲙⲕ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲯⲩⲭⲏ.
Өзүңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар. Чүнки дүшминиңлар болған Иблис худди һөкирәватқан ширдәк, жутқидәк бирисини издәп қатрап жүрмәктә;
9 ⲑ̅ ⲡⲁⲓ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲁϩⲉⲣⲁⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲟⲟⲣ ⲉⲣⲟϥ ϩⲛ̅ⲧⲡⲓⲥⲧⲓⲥ. ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲥⲟⲟⲩⲛ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲓϩⲓⲥⲉ ⲛ̅ⲟⲩⲱⲧ ϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ⲙⲛ̅ⲧⲥⲟⲛ ⲉⲧϩⲙ̅ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ.
силәр етиқатиңларда чиң туруп униңға қарши туруңлар. Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду.
10 ⲓ̅ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ϩⲙⲟⲧ ⲛⲓⲙ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲧⲉϩⲙ̅ⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉϥⲉⲟⲟⲩ ϣⲁⲉⲛⲉϩ. ⲉⲧϩⲙ̅ⲡⲉⲭⲥ̅ ⲓⲥ̅. ⲉⲁⲧⲉⲧⲛ̅ϣⲡ̅ϩⲓⲥⲉ ⲧⲉⲛⲟⲩ ⲛ̅ⲕⲟⲩⲓ ⲛ̅ⲧⲟϥ ϥⲛⲁⲥⲃ̅ⲧⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅. ⲛ̅ϥϯϭⲟⲙ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲛϥ̅ϯⲥⲛ̅ⲧⲉ ⲛⲏⲧⲛ̅. (aiōnios g166)
Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду. (aiōnios g166)
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲉⲡⲱϥ ⲡⲉ ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲙⲛ̅ⲡⲁⲙⲁϩⲧⲉ ϣⲁⲉⲛⲉϩ ⲛ̅ⲛ̅ⲉⲛⲉϩ ϩⲁⲙⲏⲛ. (aiōn g165)
Униңға [барлиқ] шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин! (aiōn g165)
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲓⲙⲉⲉⲩⲉ ⲉⲣⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲁⲓⲥϩⲁⲓ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲛ̅ϩⲉⲛⲕⲟⲩⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲥⲟⲩⲗⲓⲁⲛⲟⲥ ⲡⲡⲓⲥⲧⲟⲥ ⲛ̅ⲥⲟⲛ. ⲉⲓⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲁⲩⲱ ⲉⲓⲉⲣⲙⲛ̅ⲧⲣⲉ ϫⲉ ⲧⲁⲓ ⲧⲉ ⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙ̅ⲙⲉ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ. ⲧⲁⲓ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲁϩⲉⲣⲁⲧⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲛ̅ϩⲏⲧⲥ̅.
Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим. Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш, шундақла Худаниң һәқиқий меһри-шәпқитиниң әнә шундақ екәнлигигә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһри-шәпқәттә чиң туруңлар.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲥϣⲓⲛⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ̅ ⲛ̅ϭⲓⲉⲕⲗⲉⲕⲧⲏ ⲉⲧϩⲛ̅ⲧⲃⲁⲃⲩⲗⲱⲛ ⲙⲛ̅ⲙⲁⲣⲕⲟⲥ ⲡⲁϣⲏⲣⲉ.
Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт вә оғлум Маркустин силәргә салам.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲁⲥⲡⲁⲍⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧⲛ̅ⲉⲣⲏⲩ ϩⲛ̅ⲟⲩⲡⲓ ⲛ̅ⲁⲅⲁⲡⲏ. ϯⲣⲏⲛⲏ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲧⲏⲣⲧⲛ̅ ⲛⲉⲧϩⲙ̅ ⲡⲉⲭⲥ̅. ⲧⲉⲡⲓⲥⲧⲟⲗⲏ ⲙ̅ⲡⲉⲧⲣⲟⲥ
Бир-бириңлар билән меһриванларчә сөйүшүп саламлишиңлар. Силәргә, йәни Мәсиһдә болған һәммиңларға аманлиқ-хатирҗәмлик яр болғай!

< ⳰ⳘⲠⲈⲦⲢⲞⲤ Ⲁ ̅ 5 >